< Yǝxua 22 >
1 U waⱪitta Yǝxua Rubǝnlǝr, Gadlar wǝ Manassǝⱨ yerim ⱪǝbilisidikilǝrni qaⱪirip ularƣa: —
У вақитта Йәшуа Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилисидикиләрни чақирип уларға: —
2 Silǝr bolsanglar Pǝrwǝrdigarning ⱪuli Musaning silǝrgǝ buyruƣinining ⱨǝmmisigǝ ǝmǝl ⱪildinglar, mening silǝrgǝ ǝmr ⱪilƣan barliⱪ sɵzlirimgimu ⱪulaⱪ saldinglar;
Силәр болсаңлар Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң силәргә буйруғининиң һәммисигә әмәл қилдиңлар, мениң силәргә әмир қилған барлиқ сөзлиримгиму қулақ салдиңлар;
3 silǝr bu nurƣun künlǝrdǝ taki bügüngǝ ⱪǝdǝr ⱪerindaxliringlarni taxliwǝtmǝy, bǝlki Pǝrwǝrdigar Hudayinglar [silǝrgǝ] ǝmr ⱪilƣan wǝzipini tutup kǝldinglar;
силәр бу нурғун күнләрдә таки бүгүнгә қәдәр қериндашлириңларни ташливәтмәй, бәлки Пәрвәрдигар Худайиңлар [силәргә] әмир қилған вәзипини тутуп кәлдиңлар;
4 ǝmdi Pǝrwǝrdigar Hudayinglar wǝdǝ ⱪilƣinidǝk, ⱪerindaxliringlarƣa aramliⱪ bǝrdi; xunga silǝr Pǝrwǝrdigarning ⱪuli Musa Iordan dǝryasining u tǝripidǝ silǝrgǝ bǝrgǝn miras zemininglarƣa, ɵz qedirliringlarƣa ⱪaytip beringlar.
әнди Пәрвәрдигар Худайиңлар вәдә қилғинидәк, қериндашлириңларға арамлиқ бәрди; шуңа силәр Пәрвәрдигарниң қули Муса Иордан дәриясиниң у тәрипидә силәргә бәргән мирас зиминиңларға, өз чедирлириңларға қайтип бериңлар.
5 Pǝⱪǝtla Pǝrwǝrdigarning ⱪuli Musa silǝrgǝ buyrup tapxurƣan ⱪanun-ǝmrlǝrgǝ ǝmǝl ⱪilixⱪa, yǝni Pǝrwǝrdigar Hudayinglarni sɵyüp, Uning barliⱪ yollirida mengip, ǝmrlirini tutup uningƣa baƣlinip, pütün ⱪǝlbinglar wǝ pütün jan-dilinglar bilǝn Uning hizmitidǝ boluxⱪa ihlas bilǝn kɵngül bɵlünglar, — dedi.
Пәқәтла Пәрвәрдигарниң қули Муса силәргә буйруп тапшурған қанун-әмирләргә әмәл қилишқа, йәни Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүп, Униң барлиқ йоллирида меңип, әмирлирини тутуп униңға бағлинип, пүтүн қәлбиңлар вә пүтүн җан-дилиңлар билән Униң хизмитидә болушқа ихлас билән көңүл бөлүңлар, — деди.
6 Xuning bilǝn Yǝxua ularni bǝht-bǝrikǝt tilǝp, yolƣa saldi; ular ɵz qedirliriƣa ⱪaytip ketixti.
Шуниң билән Йәшуа уларни бәхит-бәрикәт тиләп, йолға салди; улар өз чедирлириға қайтип кетишти.
7 Manassǝⱨ yerim ⱪǝbilisigǝ bolsa Musa ularƣa Baxanni miras ⱪilip bǝrgǝnidi; yǝnǝ bir yerim ⱪǝbiligǝ Yǝxua Iordan dǝryasining bu ⱪeti, yǝni ƣǝrb tǝripidǝ ularning ⱪerindaxlirining arisida miras bǝrdi. Yǝxua ularni ɵz qedirliriƣa ⱪaytix yoliƣa salƣan waⱪtida, u ularƣimu bǝht-bǝrikǝt tilǝp,
Манассәһ йерим қәбилисигә болса Муса уларға Башанни мирас қилип бәргән еди; йәнә бир йерим қәбилигә Йәшуа Иордан дәриясиниң бу қети, йәни ғәрип тәрипидә уларниң қериндашлириниң арисида мирас бәрди. Йәшуа уларни өз чедирлириға қайтиш йолиға салған вақтида, у уларғиму бәхит-бәрикәт тиләп,
8 ularƣa: — Intayin kɵp bayliⱪlar, intayin kɵp qarpaylarni, xundaⱪla kɵp miⱪdarda kümüx, altun, mis, tɵmür wǝ kiyim-keqǝklǝrni elip, ɵz qediringlarƣa ⱪaytip beringlar; düxmǝnliringlardin alƣan oljini ⱪerindaxliringlarƣa ülǝxtürüp beringlar, dedi.
уларға: — Интайин көп байлиқлар, интайин көп чарпайларни, шундақла көп миқдарда күмүч, алтун, мис, төмүр вә кийим-кечәкләрни елип, өз чедириңларға қайтип бериңлар; дүшмәнлириңлардин алған олҗини қериндашлириңларға үләштүрүп бериңлар, деди.
9 U waⱪitta Rubǝnlǝr, Gadlar wǝ Manassǝⱨ yerim ⱪǝbilisi Ⱪanaan zeminidiki Xiloⱨdin qiⱪip Israillardin ayrilip, Pǝrwǝrdigarning Musaning wasitisi bilǝn ⱪilƣan ǝmri boyiqǝ ularning tǝǝlluⱪati bolƣan ɵz miras zemini Gilead yurtiƣa ⱪarap ⱪaytip mangdi.
У вақитта Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси Қанаан зиминидики Шилоһдин чиқип Исраиллардин айрилип, Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә уларниң тәәллуқати болған өз мирас зимини Гилеад жутиға қарап қайтип маңди.
10 Rubǝnlǝr, Gadlar wǝ Manassǝⱨ yerim ⱪǝbilisi Ⱪanaan zeminidiki Iordan dǝryasining boyidiki Gǝlilotⱪa yetip kǝlgǝndǝ, u yǝrdǝ Iordan dǝryasining boyida bir ⱪurbangaⱨni yasidi; ⱪurbangaⱨ naⱨayiti qong wǝ ⱨǝywǝtlik yasalƣanidi.
Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси Қанаан зиминидики Иордан дәриясиниң бойидики Гәлилотқа йетип кәлгәндә, у йәрдә Иордан дәриясиниң бойида бир қурбангаһни ясиди; қурбангаһ наһайити чоң вә һәйвәтлик ясалған еди.
11 Israillarƣa: «Mana Rubǝnlǝr, Gadlar wǝ Manassǝⱨ yerim ⱪǝbilisi Ⱪanaan zeminidiki Iordan dǝryasining u ⱪetidiki Gǝlilotta, yǝni Israillarning udulida bir ⱪurbangaⱨni yasaptu» degǝn hǝwǝr anglandi.
Исраилларға: «Мана Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси Қанаан зиминидики Иордан дәриясиниң у қетидики Гәлилотта, йәни Исраилларниң удулида бир қурбангаһни ясапту» дегән хәвәр аңланди.
12 Israillar bu hǝwǝrni angliƣan ⱨaman, ularning pütkül jamaiti ular bilǝn uruxux üqün Xiloⱨⱪa toplandi.
Исраиллар бу хәвәрни аңлиған һаман, уларниң пүткүл җамаити улар билән урушуш үчүн Шилоһқа топланди.
13 U waⱪitta Israillar kaⱨin Əliazarning oƣli Finiⱨasni Gilead zeminidiki Rubǝnlǝr, Gadlar wǝ Manassǝⱨ yerim ⱪǝbilisigǝ mangdurdi
У вақитта Исраиллар каһин Әлиазарниң оғли Финиһасни Гилеад зиминидики Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилисигә маңдурди
14 wǝ xundaⱪla uning bilǝn on ǝmirni, Israilning ⱨǝrbir ⱪǝbilisidin jǝmǝt baxliⱪi bolƣan birdin ǝmirni uningƣa ⱨǝmraⱨ ⱪilip ǝwǝtti; ⱨǝrbir ǝmir ⱨǝrⱪaysi ata jǝmǝttiki mingliƣan Israillarning kattiwexi idi.
вә шундақла униң билән он әмирни, Исраилниң һәр бир қәбилисидин җәмәт башлиғи болған бирдин әмирни униңға һәмраһ қилип әвәтти; һәр бир әмир һәр қайси ата җәмәттики миңлиған Исраилларниң каттивеши еди.
15 Bular ǝmdi Gilead zeminiƣa, Rubǝnlǝr, Gadlar wǝ Manassǝⱨ yerim ⱪǝbilisigǝ kelip ularƣa: —
Булар әнди Гилеад зиминиға, Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилисигә келип уларға: —
16 Mana Pǝrwǝrdigarning pütkül jamaiti silǝrgǝ mundaⱪ dǝydu: «Silǝrning Pǝrwǝrdigarƣa ǝgixixtin yenip, ɵzünglarƣa ⱪurbangaⱨni yasap, Israilning Hudasidin yüz ɵrüp, Pǝrwǝrdigarƣa asiyliⱪ ⱪilip ɵtküzgǝn bu rǝzillikinglar zadi ⱪandaⱪ ix?
Мана Пәрвәрдигарниң пүткүл җамаити силәргә мундақ дәйду: «Силәрниң Пәрвәрдигарға әгишиштин йенип, өзүңларға қурбангаһни ясап, Исраилниң Худасидин йүз өрүп, Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип өткүзгән бу рәзиллигиңлар зади қандақ иш?
17 Peorda burun ɵtküzgǝn ⱪǝbiⱨlikimiz bizgǝ yetip axmasmu? Gǝrqǝ Pǝrwǝrdigarning jamaitining bexiƣa waba qüxkǝn bolsimu, biz tehi bügüngǝ ⱪǝdǝr bu ixtin ɵzimizni paklandurmiduⱪ.
Пеорда бурун өткүзгән қәбиһлигимиз бизгә йетип ашмасму? Гәрчә Пәрвәрдигарниң җамаитиниң бешиға ваба чүшкән болсиму, биз техи бүгүнгә қәдәр бу иштин өзимизни пакландурмидуқ.
18 Silǝr bügün Pǝrwǝrdigarƣa ǝgixixtin yandinglar; xundaⱪ boliduki, silǝr bügün Pǝrwǝrdigarƣa asiyliⱪ ⱪilƣan bolƣaqⱪa, u jǝzmǝn ǝtǝ Israilning pütkül jamaitigǝ ƣǝzǝplinidu.
Силәр бүгүн Пәрвәрдигарға әгишиштин яндиңлар; шундақ болидуки, силәр бүгүн Пәрвәрдигарға асийлиқ қилған болғачқа, у җәзмән әтә Исраилниң пүткүл җамаитигә ғәзәплиниду.
19 Ⱨalbuki, mubada silǝr miras ⱪilip alƣan zemin napak bolup ⱪalƣan bolsa, Pǝrwǝrdigarning tǝwǝliki bolƣan zeminƣa, Uning qediri tiklǝngǝn yurtⱪa yenip kelip, arimizda miras elinglar. Pǝⱪǝt Pǝrwǝrdigar Hudayimizning ⱪurbangaⱨidin baxⱪa ɵzünglar üqün ⱪurbangaⱨ yasax bilǝn Pǝrwǝrdigarƣa wǝ bizlǝrgǝ asiyliⱪ ⱪilmanglar.
Һалбуки, мабада силәр мирас қилип алған зимин напак болуп қалған болса, Пәрвәрдигарниң тәвәлиги болған зиминға, Униң чедири тикләнгән жутқа йенип келип, аримизда мирас елиңлар. Пәқәт Пәрвәрдигар Худайимизниң қурбангаһидин башқа өзүңлар үчүн қурбангаһ ясаш билән Пәрвәрдигарға вә бизләргә асийлиқ қилмаңлар.
20 Zǝraⱨning oƣli Aⱪan ⱨaram bekitilgǝn nǝrsilǝrdin elip, itaǝtsizlik ⱪilƣan ǝmǝsmu? Xu sǝwǝbtin ⱪǝbiⱨliki üqün yalƣuz ular ɵltürülüp ⱪalmay, Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi yǝnǝ pütkül Israil jamaitining üstigǝ qüxkǝn ǝmǝsmu?».
Зәраһниң оғли Ақан һарам бекитилгән нәрсиләрдин елип, итаәтсизлик қилған әмәсму? Шу сәвәптин қәбиһлиги үчүн ялғуз улар өлтүрүлүп қалмай, Пәрвәрдигарниң ғәзиви йәнә пүткүл Исраил җамаитиниң үстигә чүшкән әмәсму?».
21 Xuning bilǝn Rubǝnlǝr, Gadlar wǝ Manassǝⱨ yerim ⱪǝbilisi mingliƣan Israillarning kattiwaxliriƣa jawab berip mundaⱪ dedi: —
Шуниң билән Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси миңлиған Исраилларниң каттивашлириға җавап берип мундақ деди: —
22 «Ilaⱨlarning ilaⱨi Pǝrwǝrdigardur! Ilaⱨlarning ilaⱨi bolƣan Pǝrwǝrdigar Ɵzi buni bilidu, Israilmu uni bilgǝy! Əgǝr bu ix asiyliⱪ bolsa yaki Pǝrwǝrdigarƣa itaǝtsizlik bolsa, ǝmdi bizlǝrni bügun ɵlümdin ayimanglar!
«Илаһларниң илаһи Пәрвәрдигардур! Илаһларниң илаһи болған Пәрвәрдигар Өзи буни билиду, Исраилму уни билгәй! Әгәр бу иш асийлиқ болса яки Пәрвәрдигарға итаәтсизлик болса, әнди бизләрни бүгун өлүмдин айимаңлар!
23 Əgǝr bizning ɵzimiz üqün ⱪurbangaⱨni yasiximiz Pǝrwǝrdigarƣa ǝgixixtin yenix üqün bolƣan bolsa, xundaⱪla ⱪurbangaⱨning üstidǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ sunux, axliⱪ ⱨǝdiyǝlirini sunux, inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirini sunux üqün bolƣan bolsa, undaⱪta Pǝrwǝrdigar Ɵzi bu ix toƣruluⱪ bizdin ⱨesab alsun;
Әгәр бизниң өзимиз үчүн қурбангаһни ясишимиз Пәрвәрдигарға әгишиштин йениш үчүн болған болса, шундақла қурбангаһниң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ сунуш, ашлиқ һәдийәлирини сунуш, енақлиқ қурбанлиқлирини сунуш үчүн болған болса, ундақта Пәрвәрдигар Өзи бу иш тоғрилиқ биздин һесап алсун;
24 ǝksiqǝ bu ixni ⱪiliximizning sǝwǝbi ⱨǝⱪiⱪǝtǝn xuki, kǝlgüsidǝ silǝrning baliliringlar bizning balilirimizƣa: «Silǝrning Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar bilǝn ⱪandaⱪ munasiwitinglar bar?
әксичә бу ишни қилишимизниң сәвәви һәқиқәтән шуки, кәлгүсидә силәрниң балилириңлар бизниң балилиримизға: «Силәрниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар билән қандақ мунасивитиңлар бар?
25 Əy Rubǝnlǝr wǝ Gadlar, Pǝrwǝrdigar biz bilǝn silǝrning otturimizda Iordan dǝryasini qegra ⱪilip ⱪoyƣan ǝmǝsmu? Xunga silǝrning Pǝrwǝrdigardin ⱨeqⱪandaⱪ nesiwǝnglar yoⱪtur!» deyixidin ǝndixǝ ⱪilduⱪ.
Әй Рубәнләр вә Гадлар, Пәрвәрдигар биз билән силәрниң оттуримизда Иордан дәриясини чегара қилип қойған әмәсму? Шуңа силәрниң Пәрвәрдигардин һеч қандақ несивәңлар йоқтур!» дейишидин әндишә қилдуқ.
26 Xunga biz: «Ⱪopup bir ⱪurbangaⱨ yasayli; lekin bu kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlar üqünmu ǝmǝs, baxⱪa hil ⱪurbanliⱪlar üqünmu ǝmǝs,
Шуңа биз: «Қопуп бир қурбангаһ ясайли; лекин бу көйдүрмә қурбанлиқлар үчүнму әмәс, башқа хил қурбанлиқлар үчүнму әмәс,
27 bǝlki kǝlgüsidǝ Pǝrwǝrdigarning aldida kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlirimiz bilǝn baxⱪa hil ⱪurbanliⱪlirimiz wǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirimiz bilǝn uning ibaditidǝ boluximiz üqün, silǝr wǝ bizning otturimizda, xundaⱪla keyinki dǝwrlirimizdǝ bir ǝslǝtmǝ guwaⱨliⱪ bolsun üqün uni yasiduⱪ; baliliringlarning kǝlgüsidǝ balilirimizƣa «Pǝrwǝrdigardin ⱨeqⱪandaⱪ nesiwǝnglar yoⱪ» demǝsliki üqün xundaⱪ ⱪilduⱪ.
бәлки кәлгүсидә Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқлиримиз билән башқа хил қурбанлиқлиримиз вә енақлиқ қурбанлиқлиримиз билән униң ибадитидә болушимиз үчүн, силәр вә бизниң оттуримизда, шундақла кейинки дәвирлиримиздә бир әсләтмә гувалиқ болсун үчүн уни ясидуқ; балилириңларниң кәлгүсидә балилиримизға «Пәрвәрдигардин һеч қандақ несивәңлар йоқ» демәслиги үчүн шундақ қилдуқ.
28 Əgǝr ular kǝlgüsidǝ biz bilǝn ǝwladlirimizƣa xundaⱪ desǝ, biz jawab berip: «Mana, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ sunux üqün yaki baxⱪa hil ⱪurbanliⱪlarni sunux üqün yasalƣan ǝmǝs, bǝlki silǝr bilǝn bizning otturimizda bir guwaⱨliⱪ bolsun dǝp yasalƣan, bu Pǝrwǝrdigarning ata-bowilirimiz yasiƣan ⱪurbangaⱨining ǝndizisidur!» deyǝlǝymiz.
Әгәр улар кәлгүсидә биз билән әвлатлиримизға шундақ десә, биз җавап берип: «Мана, көйдүрмә қурбанлиқ сунуш үчүн яки башқа хил қурбанлиқларни сунуш үчүн ясалған әмәс, бәлки силәр билән бизниң оттуримизда бир гувалиқ болсун дәп ясалған, бу Пәрвәрдигарниң ата-бовилиримиз ясиған қурбангаһиниң әндизисидур!» дейәләймиз.
29 Pǝrwǝrdigarƣa asiyliⱪ ⱪilip, Pǝrwǝrdigarƣa ǝgixixtin yenip, Pǝrwǝrdigar Hudayimizning qedirining aldida turƣan ⱪurbangaⱨtin baxⱪa ikkinqi bir ⱪurbangaⱨni yasap, uning üstidǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝr wǝ baxⱪa hil ⱪurbanliⱪlarni ɵtküzüx niyiti bizdin neri bolƣay!».
Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип, Пәрвәрдигарға әгишиштин йенип, Пәрвәрдигар Худайимизниң чедириниң алдида турған қурбангаһтин башқа иккинчи бир қурбангаһни ясап, униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ, ашлиқ һәдийәләр вә башқа хил қурбанлиқларни өткүзүш нийити биздин нери болғай!».
30 Kaⱨin Finiⱨas wǝ uning bilǝn billǝ kǝlgǝn jamaǝt ǝmirliri, yǝni mingliƣan Israillarning kattiwaxliri Rubǝnlǝr, Gadlar wǝ Manassǝⱨlǝrning eytⱪan sɵzlirini angliƣanda ular xuningdin hux boldi.
Каһин Финиһас вә униң билән биллә кәлгән җамаәт әмирлири, йәни миңлиған Исраилларниң каттивашлири Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһләрниң ейтқан сөзлирини аңлиғанда улар шуниңдин хуш болди.
31 Əliazarning oƣli kaⱨin Finiⱨas Rubǝnlǝr, Gadlar wǝ Manassǝⱨlǝrgǝ: — Silǝr Pǝrwǝrdigarƣa bu itaǝtsizlikni ⱪilmiƣininglar üqün Pǝrwǝrdigarning otturimizda turuwatⱪanliⱪini ǝmdi bilduⱪ; silǝr bu ix bilǝn Israillarni Pǝrwǝrdigarning ⱪolidin ⱪutⱪuzdunglar, dedi.
Әлиазарниң оғли каһин Финиһас Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһләргә: — Силәр Пәрвәрдигарға бу итаәтсизликни қилмиғиниңлар үчүн Пәрвәрдигарниң оттуримизда туруватқанлиғини әнди билдуқ; силәр бу иш билән Исраилларни Пәрвәрдигарниң қолидин қутқуздуңлар, деди.
32 Andin Əliazar kaⱨinning oƣli Finiⱨas bilǝn ǝmirlǝr Rubǝnlǝr wǝ Gadlarning yenidin, Gilead zeminidin qiⱪip Ⱪanaan zeminiƣa Israillarning yeniƣa yenip kelip bu hǝwǝrni ularƣa dǝp bǝrdi.
Андин Әлиазар каһинниң оғли Финиһас билән әмирләр Рубәнләр вә Гадларниң йенидин, Гилеад зиминидин чиқип Қанаан зиминиға Исраилларниң йениға йенип келип бу хәвәрни уларға дәп бәрди.
33 Bu ix Israillarning nǝziridǝ yahxi kɵründi; Israillar Hudaƣa ⱨǝmdusana eytip, Rubǝnlǝr bilǝn Gadlarƣa ⱨujum ⱪilip, ular bilǝn uruxup ularning turuwatⱪan zeminini wǝyran ⱪilayli, degǝn gǝpni ikkinqi tilƣa almidi.
Бу иш Исраилларниң нәзиридә яхши көрүнди; Исраиллар Худаға һәмдусана ейтип, Рубәнләр билән Гадларға һуҗум қилип, улар билән урушуп уларниң туруватқан зиминини вәйран қилайли, дегән гәпни иккинчи тилға алмиди.
34 Rubǝnlǝr bilǝn Gadlar bu ⱪurbangaⱨⱪa «Guwaⱨliⱪ» dǝp at ⱪoydi; qünki ular: — «U arimizda Pǝrwǝrdigarning Huda ikǝnlikigǝ guwaⱨtur» dedi.
Рубәнләр билән Гадлар бу қурбангаһқа «Гувалиқ» дәп ат қойди; чүнки улар: — «У аримизда Пәрвәрдигарниң Худа екәнлигигә гувадур» деди.