< Yǝxua 20 >
1 Pǝrwǝrdigar Yǝxuaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Sǝn Israillarƣa mundaⱪ degin: — «Ɵzüm Musaning wasitisi bilǝn silǝrgǝ buyruƣandǝk, ɵzünglar üqün «panaⱨliⱪ xǝⱨǝrlǝr»ni tallap bekitinglar;
Сән Исраилларға мундақ дегин: — «Өзүм Мусаниң вастиси билән силәргә буйруғандәк, өзүңлар үчүн «панаһлиқ шәһәрләр»ни таллап бекитиңлар;
3 bilmǝy, tasadipiyliⱪtin adǝm urup ɵltürüp ⱪoyƣan ⱨǝrⱪandaⱪ kixi u xǝⱨǝrlǝrgǝ ⱪeqip kǝtsun. Buning bilǝn bu xǝⱨǝrlǝr silǝrgǝ ⱪan intiⱪamini alƣuqidin panaⱨgaⱨ bolidu.
билмәй, тәсадипийлиқтин адәм уруп өлтүрүп қойған һәр қандақ киши у шәһәрләргә қечип кәтсун. Буниң билән бу шәһәрләр силәргә қан интиқамини алғучидин панаһгаһ болиду.
4 [Adǝmni xundaⱪ ɵltürgǝn] kixi bu xǝⱨǝrlǝrning birigǝ ⱪeqip berip, xǝⱨǝrning ⱪowuⱪiƣa kelip, xu yǝrdǝ xǝⱨǝrning aⱪsaⱪalliriƣa ɵz ǝⱨwalini eytsun; ular uni ɵzigǝ ⱪobul ⱪilip xǝⱨǝrgǝ kirgüzüp, uning ɵzliri bilǝn billǝ turuxiƣa uningƣa jay bǝrsun.
[Адәмни шундақ өлтүргән] киши бу шәһәрләрниң биригә қечип берип, шәһәрниң қовуқиға келип, шу йәрдә шәһәрниң ақсақаллириға өз әһвалини ейтсун; улар уни өзигә қобул қилип шәһәргә киргүзүп, униң өзлири билән биллә турушиға униңға җай бәрсун.
5 Əmdi ⱪan ⱪisasini alƣuqi uni ⱪoƣlap kǝlsǝ, ular adǝm ɵltürgǝn kixini ⱪisaskarning ⱪoliƣa tapxurup bǝrmisun; qünki xu kixining burundin ɵz ⱪoxnisiƣa ⱨeq ɵq-adawiti bolmiƣan, bǝlki tasadipiy urup ɵltürüp ⱪoyƣan.
Әнди қан қисасини алғучи уни қоғлап кәлсә, улар адәм өлтүргән кишини қисаскарниң қолиға тапшуруп бәрмисун; чүнки шу кишиниң бурундин өз хошнисиға һеч өч-адавити болмиған, бәлки тәсадипий уруп өлтүрүп қойған.
6 [Adǝm ɵltürgǝn] kixi jamaǝt aldida soraⱪ ⱪilinƣuqǝ xu xǝⱨǝrdǝ tursun; andin xu waⱪittiki bax kaⱨin ɵlüp kǝtkǝndǝ, u xu xǝⱨǝrdin ayrilip, ɵz xǝⱨirigǝ, yǝni ⱪeqip qiⱪⱪan xǝⱨǝrdiki ɵyigǝ yenip kǝlsun.
[Адәм өлтүргән] киши җамаәт алдида сорақ қилинғичә шу шәһәрдә турсун; андин шу вақиттики баш каһин өлүп кәткәндә, у шу шәһәрдин айрилип, өз шәһиригә, йәни қечип чиққан шәһәрдики өйигә йенип кәлсун.
7 Xuning bilǝn ular Naftali taƣliⱪ yurtidiki Kǝdǝxni, Əfraimning taƣliⱪ yurtidiki Xǝkǝmni wǝ Yǝⱨudaning taƣliⱪ yurtidiki Kiriat-Arba, yǝni Ⱨebronni,
Шуниң билән улар Нафтали тағлиқ жутидики Кәдәшни, Әфраимниң тағлиқ жутидики Шәкәмни вә Йәһуданиң тағлиқ жутидики Кириат-Арба, йәни Һебронни,
8 Yerihoning xǝrⱪ tǝripidiki, Iordan dǝryasining u ⱪetidiki Rubǝn ⱪǝbilisining zeminidin tüzlǝnglikning qɵlidiki Bǝzǝrni, Gad ⱪǝbilisining zeminidin Gileadtiki Ramotni wǝ Manassǝⱨ ⱪǝbilisining zeminidin Baxandiki Golanni tallap bekitti.
Йерихониң шәриқ тәрипидики, Иордан дәриясиниң у қетидики Рубән қәбилисиниң зиминидин түзләңликниң чөлидики Бәзәрни, Гад қәбилисиниң зиминидин Гилеадтики Рамотни вә Манассәһ қәбилисиниң зиминидин Башандики Голанни таллап бекитти.
9 Mana bu xǝⱨǝrlǝr barliⱪ Israillar wǝ ularning arisida turuwatⱪan musapirlar üqün panaⱨgaⱨ boluxⱪa bekitilgǝn xǝⱨǝrlǝrdur; kimki bilmǝy, tasadipiliⱪtin adǝm ɵltürgǝn bolsa, uning jamaǝt aldida soraⱪ ⱪilinixidin burun, ⱪan ⱪisaskarning ⱪolida ɵlmǝsliki üqün xu xǝⱨǝrlǝrgǝ ⱪeqip ketixkǝ bu xǝⱨǝrlǝr bekitilgǝn.
Мана бу шәһәрләр барлиқ Исраиллар вә уларниң арисида туруватқан мусапирлар үчүн панаһгаһ болушқа бекитилгән шәһәрләрдур; кимки билмәй, тәсадипилиқтин адәм өлтүргән болса, униң җамаәт алдида сорақ қилинишидин бурун, қан қисаскарниң қолида өлмәслиги үчүн шу шәһәрләргә қечип кетишкә бу шәһәрләр бекитилгән.