< Yǝxua 19 >
1 Ikkinqi qǝk Ximeonƣa qiⱪti, yǝni Ximeonlar ⱪǝbilisigǝ jǝmǝt-aililiri boyiqǝ tartildi; ularning mirasi bolsa Yǝⱨudalarning miras ülüxining arisida idi.
Иккинчи чәк Шимеонға чиқти, йәни Шимеонлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; уларниң мираси болса Йәһудаларниң мирас үлүшиниң арисида еди.
2 Ularning erixkǝn mirasi iqidǝ Bǝǝr-Xeba, Xeba, Moladaⱨ,
Уларниң еришкән мираси ичидә Бәәр-Шеба, Шеба, Моладаһ,
3 Ⱨazar-Xual, Balaⱨ, Ezǝm,
Һазар-Шуал, Балаһ, Езәм,
4 Əltolad, Bitul, Hormaⱨ,
Әлтолад, Битул, Хормаһ,
5 Ziklag, Bǝyt-Markabot, Ⱨazar-Susaⱨ,
Зиклаг, Бәйт-Маркабот, Һазар-Сусаһ,
6 Bǝyt-Libaot wǝ Xaruⱨǝn bolup, jǝmiy on üq xǝⱨǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlar idi.
Бәйт-Либаот вә Шаруһән болуп, җәмий он үч шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
7 Buningdin baxⱪa yǝnǝ Ayin, Rimmon, Etǝr, Axan bolup, jǝmiy tɵt xǝⱨǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlar
Буниңдин башқа йәнә Айин, Риммон, Етәр, Ашан болуп, җәмий төрт шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар
8 Ⱨǝmdǝ jǝnub tǝrǝptiki Baalat-Bǝǝr (yǝni jǝnubdiki Ramaⱨ)ƣiqǝ bolƣan bu [tɵt] xǝⱨǝrning ǝtrapidiki ⱨǝmmǝ kǝnt-ⱪixlaⱪlarmu bar idi. Bular Ximeonlar ⱪǝbilisining ülüxi bolup, jǝmǝt-aililiri boyiqǝ erixkǝn mirasi idi.
Һәмдә җәнуп тәрәптики Баалат-Бәәр (йәни җәнупдики Рамаһ)ғичә болған бу [төрт] шәһәрниң әтрапидики һәммә кәнт-қишлақларму бар еди. Булар Шимеонлар қәбилисиниң үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә еришкән мираси еди.
9 Ximeonlarning miras ülüxi Yǝⱨudalarning ülüxining iqidin elip berildi; qunki Yǝⱨudalarning miras ülüxi ɵzlirigǝ kɵplük ⱪilƣanidi, xunga Ximeonlarning miras ülüxi ularning miras ülüxining iqidin berildi.
Шимеонларниң мирас үлүши Йәһудаларниң үлүшиниң ичидин елип берилди; чунки Йәһудаларниң мирас үлүши өзлиригә көплүк қилған еди, шуңа Шимеонларниң мирас үлүши уларниң мирас үлүшиниң ичидин берилди.
10 Üqinqi qǝk Zǝbulunlar ⱪǝbilisigǝ jǝmǝt-aililiri boyiqǝ tartildi; ularning miras qegrisi Saridⱪa baratti,
Үчинчи чәк Зәбулунлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; уларниң мирас чегариси Саридқа баратти,
11 qegrisi ƣǝrb tǝrǝptǝ Marealaⱨⱪa berip Dabbǝxǝtkǝ yetip Yokneamning udulidiki eⱪinƣa tutixatti;
чегариси ғәрип тәрәптә Мареалаһқа берип Даббәшәткә йетип Йокнеамниң удулидики еқинға тутишатти;
12 U Saridtin xǝrⱪ tǝripigǝ ⱪayrilip, kün qiⱪixⱪa burulup Kislot-Tabor yurtiƣa tutixip, Dabiratⱪa ɵtüp, Yafiyaƣa bardi;
У Саридтин шәриқ тәрипигә қайрилип, күн чиқишқа бурулуп Кислот-Табор жутиға тутишип, Дабиратқа өтүп, Яфияға барди;
13 andin xu yǝrdin u xǝrⱪ tǝripigǝ kün qiⱪixⱪa [yǝnǝ] burulup, Gat-Ⱨǝfǝr wǝ Ət-Kazinƣa kelip Neaⱨⱪa sozulƣan Rimmon yurtiƣa yetip bardi.
андин шу йәрдин у шәриқ тәрипигә күн чиқишқа [йәнә] бурулуп, Гат-Һәфәр вә Әт-Казинға келип Неаһқа созулған Риммон жутиға йетип барди.
14 Andin u yǝrdin ximal tǝrǝpkǝ ⱪayrilip, Ⱨannatonƣa yetip berip, Yiftaⱨ-Əlning jilƣisida ahirlaxti.
Андин у йәрдин шимал тәрәпкә қайрилип, Һаннатонға йетип берип, Йифтаһ-Әлниң җилғисида ахирлашти.
15 Ularning ülüxi yǝnǝ Kattat, Naⱨalal, Ximron, Yidalaⱨ wǝ Bǝyt-Lǝⱨǝmnimu orap, jǝmiy on ikki xǝⱨǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlarnimu ɵz iqigǝ alatti.
Уларниң үлүши йәнә Каттат, Наһалал, Шимрон, Йидалаһ вә Бәйт-Ләһәмниму орап, җәмий он икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларниму өз ичигә алатти.
16 Bu bolsa, yǝni bu xǝⱨǝrlǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlar Zǝbulunlarning miras ülüxi bolup, jǝmǝt-aililiri boyiqǝ ularƣa berilgǝnidi.
Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Зәбулунларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
17 Tɵtinqi qǝk Issakarƣa qiⱪti, yǝni Issakarlar ⱪǝbilisigǝ jǝmǝt-aililiri boyiqǝ tartildi;
Төртинчи чәк Иссакарға чиқти, йәни Иссакарлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди;
18 ularƣa berilgǝn yurtlar Yizrǝǝlgiqǝ bolup, Kǝsullot, Xunǝm,
уларға берилгән жутлар Йизрәәлгичә болуп, Кәсуллот, Шунәм,
19 Ⱨafarayim, Xion, Anaⱨarat,
Һафарайим, Шион, Анаһарат,
21 Rǝmǝt, Ən-Gannim, Ən-Ⱨaddaⱨ wǝ Bǝyt-Pazzǝzni ɵz iqigǝ aldi;
Рәмәт, Ән-Ганним, Ән-Һаддаһ вә Бәйт-Паззәзни өз ичигә алди;
22 andin qegrisi Tabor, Xaⱨazimaⱨ wǝ Bǝyt-Xǝmǝxkǝ yetip, Iordan dǝryasida ahirlaxti; ularning ülüxi jǝmiy on altǝ xǝⱨǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlar idi.
андин чегариси Табор, Шаһазимаһ вә Бәйт-Шәмәшкә йетип, Иордан дәриясида ахирлашти; уларниң үлүши җәмий он алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
23 Bu bolsa, yǝni bu xǝⱨǝrlǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlar Issakarlarning miras ülüxi bolup, jǝmǝt-aililiri boyiqǝ ularƣa berilgǝnidi.
Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Иссакарларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
24 Bǝxinqi qǝk Axirlar ⱪǝbilisigǝ jǝmǝt-aililiri boyiqǝ tartildi;
Бәшинчи чәк Аширлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди;
25 ularning zemini Ⱨǝlkat, Ⱨali, Bǝtǝn, Aⱪsaf,
уларниң зимини Һәлкат, Һали, Бәтән, Ақсаф,
26 Allammǝlǝk, Amead wǝ Mixalni ɵz iqigǝ aldi; qegrisi ƣǝrb tǝrǝptǝ Karmǝl bilǝn Xiⱨor-Libnatⱪa tutixip,
Алламмәләк, Амеад вә Мишални өз ичигә алди; чегариси ғәрип тәрәптә Кармәл билән Шиһор-Либнатқа тутишип,
27 andin xǝrⱪ tǝrǝpkǝ ⱪayrilip Bǝyt-Dagonƣa berip, Zǝbulun [zemini] bilǝn Yiftaⱨ-Əl jilƣisining ximal tǝripidin ɵtüp, Bǝyt-Emǝk bilǝn Neiǝlgǝ yetip berip Kabulning ximal tǝripigǝ qiⱪti;
андин шәриқ тәрәпкә қайрилип Бәйт-Дагонға берип, Зәбулун [зимини] билән Йифтаһ-Әл җилғисиниң шимал тәрипидин өтүп, Бәйт-Емәк билән Неиәлгә йетип берип Кабулниң шимал тәрипигә чиқти;
28 Ebron, Rǝⱨob, Ⱨammon wǝ Kanaⱨni ɵz iqigǝ elip Qong Zidonƣa yetip bardi.
Еброн, Рәһоб, Һаммон вә Канаһни өз ичигә елип Чоң Зидонға йетип барди.
29 andin qegrisi Ramaⱨ tǝripigǝ ⱪayrilip, Tur degǝn mustǝⱨkǝm xǝⱨirgǝ berip, Hosaⱨⱪa ⱪayrilip, Aⱪzib bilǝn Ⱨǝbǝlgǝ tutax bolƣan dengizda ahirlaxti;
андин чегариси Рамаһ тәрипигә қайрилип, Тур дегән мустәһкәм шәһиргә берип, Хосаһқа қайрилип, Ақзиб билән Һәбәлгә туташ болған деңизда ахирлашти;
30 zemini Ummaⱨ, Afǝk wǝ Rǝⱨobnimu ɵz iqigǝ alƣan; jǝmiy yigirmǝ ikki xǝⱨǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlarni ɵz iqigǝ alƣanidi.
зимини Уммаһ, Афәк вә Рәһобниму өз ичигә алған; җәмий жигирмә икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларни өз ичигә алған еди.
31 Bu bolsa, yǝni bu xǝⱨǝrlǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlar Axirlarning miras ülüxi bolup, jǝmǝt-aililiri boyiqǝ ularƣa berilgǝnidi.
Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Аширларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
32 Altinqi qǝk Naftaliƣa qiⱪti, yǝni Naftalilar ⱪǝbilisigǝ jǝmǝt-aililiri boyiqǝ tartildi;
Алтинчи чәк Нафталиға чиқти, йәни Нафталилар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди;
33 ularning qegrisi bolsa Ⱨǝlǝftin qiⱪip, Zaanannimdiki dub dǝrihidin ɵtüp, Adami-Nǝkǝb wǝ Yabnǝǝldin qiⱪip, Lakkumƣa yetip Iordan dǝryasiƣa berip ahirlaxti.
уларниң чегариси болса Һәләфтин чиқип, Заананнимдики дуб дәриғидин өтүп, Адами-Нәкәб вә Ябнәәлдин чиқип, Лаккумға йетип Иордан дәриясиға берип ахирлашти.
34 Andin ƣǝrb tǝrǝpkǝ ⱪayrilip Aznot-Taborƣa berip, xu yǝrdin Ⱨukkokⱪa qiⱪip, jǝnubta Zǝbulunning ülüx zeminiƣa tutixip, ximalda Axirning ülüx zeminiƣa yetip, kün qiⱪix tǝripidǝ Iordan dǝryasining yenida, Yǝⱨudaning ülüx zeminiƣa ulaxti.
Андин ғәрип тәрәпкә қайрилип Азнот-Таборға берип, шу йәрдин Һуккокқа чиқип, җәнупта Зәбулунниң үлүш зиминиға тутишип, шималда Аширниң үлүш зиминиға йетип, күн чиқиш тәрипидә Иордан дәриясиниң йенида, Йәһуданиң үлүш зиминиға улашти.
35 Naftalining mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrliri Ziddim, Zǝr, Ⱨammat, Rakkat, Kinnǝrǝt,
Нафталиниң мустәһкәм шәһәрлири Зиддим, Зәр, Һаммат, Раккат, Киннәрәт,
37 Kǝdǝx, Ədrǝy, Ən-Ⱨazor,
Кәдәш, Әдрәй, Ән-Һазор,
38 Yiron, Migdal-Əl, Ⱨorǝm, Bǝyt-Anat wǝ Bǝyt-Xǝmǝxlǝr bolup, jǝmiy on toⱪⱪuz xǝⱨǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlar idi.
Йирон, Мигдал-Әл, Һорәм, Бәйт-Анат вә Бәйт-Шәмәшләр болуп, җәмий он тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
39 Bu bolsa, yǝni bu xǝⱨǝrlǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlar Naftalilar ⱪǝbilisining miras ülüxi bolup, jǝmǝt-aililiri boyiqǝ ularƣa berilgǝnidi.
Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Нафталилар қәбилисиниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
40 Yǝttinqi qǝk Danlarning ⱪǝbilisigǝ qiⱪti; u ularning jǝmǝt-aililiri boyiqǝ tartildi.
Йәттинчи чәк Данларниң қәбилисигә чиқти; у уларниң җәмәт-аилилири бойичә тартилди.
41 Ularning miras zemini bolsa Zoreaⱨ, Əxtaol, Ir-Xǝmǝx,
Уларниң мирас зимини болса Зореаһ, Әштаол, Ир-Шәмәш,
42 Xaalabbin, Ayjalon, Yitlaⱨ,
Шаалаббин, Айҗалон, Йитлаһ,
43 Elon, Timnataⱨ, Əkron,
Елон, Тимнатаһ, Әкрон,
44 Əl-tǝkǝⱨ, Gibbeton, Baalat,
Әл-тәкәһ, Гиббетон, Баалат,
45 Yǝⱨud, Bǝnǝ-Barak, Gat-Rimmon,
Йәһуд, Бәнә-Барак, Гат-Риммон,
46 Mǝ-Yarkon, Rakkon wǝ Yafoning udulidiki yurtni ɵz iqigǝ aldi.
Мә-Яркон, Раккон вә Яфониң удулидики жутни өз ичигә алди.
47 Lekin Danlarning zemini ɵz ⱪolidin kǝtkǝn bolƣaqⱪa, Danlar qiⱪip Lǝxǝmgǝ ⱨujum ⱪilip uni ixƣal ⱪildi; aⱨalisini ⱪiliqlap yoⱪitip, u yǝrni ɵzining ⱪilip makanlaxti; andin ular Lǝxǝmgǝ atisi Danning ismini ⱪoyup, uni Dan dǝp atidi.
Лекин Данларниң зимини өз қолидин кәткән болғачқа, Данлар чиқип Ләшәмгә һуҗум қилип уни ишғал қилди; аһалисини қиличлап йоқитип, у йәрни өзиниң қилип маканлашти; андин улар Ләшәмгә атиси Данниң исмини қоюп, уни Дан дәп атиди.
48 Mana bular, yǝni bu xǝⱨǝrlǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ kǝnt-ⱪixlaⱪlar Danlar ⱪǝbilisigǝ, ularning jǝmǝt-aililiri boyiqǝ miras ⱪilip berilgǝnidi.
Мана булар, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Данлар қәбилисигә, уларниң җәмәт-аилилири бойичә мирас қилип берилгән еди.
49 Bu tǝriⱪidǝ [Israillar] zeminni qegra-qegra boyiqǝ bɵlüp boldi; andin ular Nunning oƣli Yǝxuaƣa ɵz arisidin miras bɵlüp bǝrdi.
Бу тәриқидә [Исраиллар] зиминни чегара-чегара бойичә бөлүп болди; андин улар Нунниң оғли Йәшуаға өз арисидин мирас бөлүп бәрди.
50 Pǝrwǝrdigarning buyruⱪi boyiqǝ Yǝxua tiliginidǝk uningƣa Əfraim taƣliⱪ yurtidiki Timnat-Seraⱨ degǝn xǝⱨǝrni bǝrdi; buning bilǝn u xǝⱨǝrni ⱪurup qiⱪip, uningda turdi.
Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә Йәшуа тилигинидәк униңға Әфраим тағлиқ жутидики Тимнат-Сераһ дегән шәһәрни бәрди; буниң билән у шәһәрни қуруп чиқип, униңда турди.
51 Mana bular Əliazar kaⱨin bilǝn Nunning oƣli Yǝxua wǝ Israilning ⱪǝbilǝ-jǝmǝtlirining kattabaxliri bir bolup Xiloⱨda, jamaǝt qedirining dǝrwazisining aldida turup, Pǝrwǝrdigarning aldida qǝk taxlap bɵlüp tǝⱪsim ⱪilƣan miraslardur. Bu tǝriⱪidǝ ular zeminning tǝⱪsimatini tügǝtti.
Мана булар Әлиазар каһин билән Нунниң оғли Йәшуа вә Исраилниң қәбилә-җәмәтлириниң каттабашлири бир болуп Шилоһда, җамаәт чедириниң дәрвазисиниң алдида туруп, Пәрвәрдигарниң алдида чәк ташлап бөлүп тәқсим қилған мираслардур. Бу тәриқидә улар зиминниң тәқсиматини түгәтти.