< Yǝxua 14 >

1 Israillarning Ⱪanaan zeminidin alƣan mirasliri tɵwǝndikidǝk; Əliazar kaⱨin bilǝn Nunning oƣli Yǝxua wǝ Israil ⱪǝbililiridiki jǝmǝt-ailǝ baxliⱪliri muxu miraslarni ularƣa bɵlüp bǝrgǝn.
Исраилларниң Қанаан зиминидин алған мираслири төвәндикидәк; Әлиазар каһин билән Нунниң оғли Йәшуа вә Исраил қәбилилиридики җәмәт-аилә башлиқлири мошу мирасларни уларға бөлүп бәргән.
2 Pǝrwǝrdigar Musaning wasitisi bilǝn toⱪⱪuz yerim ⱪǝbilǝ toƣrisida buyruƣinidǝk, ularning ⱨǝrbirining ülüxi qǝk taxlax bilǝn bɵlüp berildi.
Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән тоққуз йерим қәбилә тоғрисида буйруғинидәк, уларниң һәр бириниң үлүши чәк ташлаш билән бөлүп берилди.
3 Qünki ⱪalƣan ikki ⱪǝbilǝ bilǝn Manassǝⱨning yerim ⱪǝbilisining mirasini bolsa Musa Iordan dǝryasining u tǝripidǝ ularƣa tǝⱪsim ⱪilƣanidi; lekin u Lawiylarƣa ularning arisida ⱨeq miras bǝrmigǝnidi
Чүнки қалған икки қәбилә билән Манассәһниң йерим қәбилисиниң мирасини болса Муса Иордан дәриясиниң у тәрипидә уларға тәқсим қилған еди; лекин у Лавийларға уларниң арисида һеч мирас бәрмигән еди
4 (Yüsüpning ǝwladliri Manassǝⱨ wǝ Əfraim degǝn ikki ⱪǝbiligǝ bɵlüngǝnidi. Lawiylarƣa bolsa, turuxⱪa bolidiƣan xǝⱨǝrlǝr bekitilip, xundaⱪla xu xǝⱨǝrlǝrgǝ tǝwǝ yaylaⱪlardin qarpaylirini baⱪidiƣan wǝ mal-mülüklirini orunlaxturidiƣan yǝrlǝrdin baxⱪa ularƣa ⱨeq ülüxlǝrni bǝrmigǝnidi).
(Йүсүпниң әвлатлири Манассәһ вә Әфраим дегән икки қәбилигә бөлүнгән еди. Лавийларға болса, турушқа болидиған шәһәрләр бекитилип, шундақла шу шәһәрләргә тәвә яйлақлардин чарпайлирини бақидиған вә мал-мүлүклирини орунлаштуридиған йәрләрдин башқа уларға һеч үлүшләрни бәрмигән еди).
5 Pǝrwǝrdigar Musaƣa ⱪandaⱪ buyruƣan bolsa, Israillar xundaⱪ ⱪilip zeminni bɵlüxüwaldi.
Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, Исраиллар шундақ қилип зиминни бөлүшүвалди.
6 Yǝⱨudalar Gilgalƣa, Yǝxuaning ⱪexiƣa kǝldi, Kǝnizziy Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝb Yǝxuaƣa mundaⱪ dedi: — «Pǝrwǝrdigar Ɵz adimi bolƣan Musaƣa mǝn bilǝn sening toƣrangda Ⱪadǝx-Barneada nemǝ degǝnlikini bilisǝnƣu;
Йәһудалар Гилгалға, Йәшуаниң қешиға кәлди, Кәниззий Йәфуннәһниң оғли Каләб Йәшуаға мундақ деди: — «Пәрвәрдигар Өз адими болған Мусаға мән билән сениң тоғраңда Қадәш-Барнеада немә дегәнлигини билисәнғу;
7 Pǝrwǝrdigarning adimi Musa meni Ⱪadǝx-Barneadin zeminni qarlap kelixkǝ ǝwǝtkǝndǝ, mǝn ⱪiriⱪ yaxta idim; qin [etiⱪadliⱪ] kɵnglüm bilǝn uningƣa hǝwǝr yǝtküzgǝnidim.
Пәрвәрдигарниң адими Муса мени Қадәш-Барнеадин зиминни чарлап келишкә әвәткәндә, мән қириқ яшта едим; чин [етиқатлиқ] көңлүм билән униңға хәвәр йәткүзгән едим.
8 Əmma mǝn bilǝn qiⱪⱪan ⱪerindaxlirim hǝlⱪning kɵnglini su ⱪiliwǝtkǝnidi. Lekin mǝn bolsam pütün ⱪǝlbim bilǝn Pǝrwǝrdigar Hudayimƣa ǝgǝxtim.
Амма мән билән чиққан қериндашлирим хәлиқниң көңлини су қиливәткән еди. Лекин мән болсам пүтүн қәлбим билән Пәрвәрдигар Худайимға әгәштим.
9 U küni Musa ⱪǝsǝm ⱪilip: — «Sǝn pütün ⱪǝlbing bilǝn Pǝrwǝrdigar Hudayingƣa ǝgǝxkining üqün, sening putung dǝssigǝn zemin jǝzmǝn ǝbǝdgiqǝ sening bilǝn nǝslingning mirasi bolidu» — degǝnidi.
У күни Муса қәсәм қилип: — «Сән пүтүн қәлбиң билән Пәрвәрдигар Худайиңға әгәшкиниң үчүн, сениң путуң дәссигән зимин җәзмән әбәткичә сениң билән нәслиңниң мираси болиду» — дегән еди.
10 — Mana Israil qɵldǝ sǝrgǝrdan bolup yürgǝndǝ, Pǝrwǝrdigar Musaƣa xu sɵzlǝrni degǝn künidin keyinki ⱪiriⱪ bǝx yil iqidǝ Ɵzi eytⱪinidǝk meni tirik saⱪlidi. Mana mǝn bügün sǝksǝn bǝx yaxⱪa kirdim.
— Мана Исраил чөлдә сәргәрдан болуп жүргәндә, Пәрвәрдигар Мусаға шу сөзләрни дегән күнидин кейинки қириқ бәш жил ичидә Өзи ейтқинидәк мени тирик сақлиди. Мана мән бүгүн сәксән бәш яшқа кирдим.
11 Mǝn muxu kündimu Musa meni qarlaxⱪa ǝwǝtkǝn kündikidǝk küqlükmǝn, mǝyli jǝng ⱪilix bolsun yaki bir yǝrgǝ berip-kelix bolsun, mening yǝnila baldurⱪidǝk küq-dǝrmanim bardur.
Мән мошу күндиму Муса мени чарлашқа әвәткән күндикидәк күчлүкмән, мәйли җәң қилиш болсун яки бир йәргә берип-келиш болсун, мениң йәнила балдурқидәк күч-дәрманим бардур.
12 Əmdi Pǝrwǝrdigar xu künidǝ wǝdǝ ⱪilƣan bu taƣliⱪ yurtni manga miras ⱪilip bǝrgin; qünki u küni sǝnmu u yǝrdǝ Anakiylar turidiƣanliⱪini, xundaⱪla qong ⱨǝm mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrlǝr barliⱪini anglidingƣu. Lekin Pǝrwǝrdigar mǝn bilǝn billǝ bolsila, Pǝrwǝrdigar eytⱪinidǝk mǝn ularni ⱪoƣliwetimǝn».
Әнди Пәрвәрдигар шу күнидә вәдә қилған бу тағлиқ жутни маңа мирас қилип бәргин; чүнки у күни сәнму у йәрдә Анакийлар туридиғанлиғини, шундақла чоң һәм мустәһкәм шәһәрләр барлиғини аңлидиңғу. Лекин Пәрвәрдигар мән билән биллә болсила, Пәрвәрдигар ейтқинидәк мән уларни қоғливетимән».
13 Buni anglap Yǝxua Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝbkǝ bǝht-bǝrikǝt tilǝp, Ⱨebronni uningƣa miras ⱪilip bǝrdi.
Буни аңлап Йәшуа Йәфуннәһниң оғли Каләбкә бәхит-бәрикәт тиләп, Һебронни униңға мирас қилип бәрди.
14 Xunga Ⱨebron taki bügüngiqǝ Kǝnizziy Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝbning mirasi bolup turmaⱪta; qünki u pütün ⱪǝlbi bilǝn Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarƣa ǝgǝxkǝn
Шуңа Һеброн таки бүгүнгичә Кәниззий Йәфуннәһниң оғли Каләбниң мираси болуп турмақта; чүнки у пүтүн қәлби билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға әгәшкән
15 (ilgiri Ⱨebron bolsa Kiriat-Arba dǝp atilatti. Arba degǝn adǝm Anakiylar arisida ǝng dangⱪi qiⱪⱪan adǝm idi). Xundaⱪ ⱪilip zemin jǝngdin aram tapti.
(илгири Һеброн болса Кириат-Арба дәп атилатти. Арба дегән адәм Анакийлар арисида әң даңқи чиққан адәм еди). Шундақ қилип зимин җәңдин арам тапти.

< Yǝxua 14 >