< Yǝxua 12 >
1 Israil Iordan dǝryasining u tǝripidǝ, yǝni kün qiⱪix tǝripidǝ [ikki] padixaⱨni ɵltürdi. Ular ularning zeminini, yǝni Arnon dǝryasidin tartip Ⱨǝrmon taƣliⱪiƣa tutaxⱪan zemin bilǝn xǝrⱪ tǝrǝptiki barliⱪ Arabaⱨ tüzlǝnglikini igilidi. Xu [ikki] padixaⱨlar bolsa: —
Исраил Иордан дәриясиниң у тәрипидә, йәни күн чиқиш тәрипидә [икки] падишани өлтүрди. Улар уларниң зиминини, йәни Арнон дәриясидин тартип Һәрмон тағлиғиға туташқан зимин билән шәриқ тәрәптики барлиқ Арабаһ түзләңлигини егилиди. Шу [икки] падишалар болса: —
2 [birsi] Ⱨǝxbonda turuxluⱪ Amoriylarning padixaⱨi Siⱨon; u Aroǝr (Aroǝr Arnon dǝryasining boyida) wǝ Arnon jilƣisidiki xǝⱨǝrdin tartip, Gileadning yerimini ɵz iqigǝ alƣan Yabbok dǝryasiƣiqǝ (bu Ammoniylarning qegrisi idi) bolƣan yǝrlǝrdǝ sǝltǝnǝt ⱪilatti;
[бирси] Һәшбонда турушлуқ Аморийларниң падишаси Сиһон; у Ароәр (Ароәр Арнон дәриясиниң бойида) вә Арнон җилғисидики шәһәрдин тартип, Гилеадниң йеримини өз ичигә алған Яббок дәриясиғичә (бу Аммонийларниң чегариси еди) болған йәрләрдә сәлтәнәт қилатти;
3 u sǝltǝnǝt ⱪilƣan zemin yǝnǝ xǝrⱪ tǝrǝptiki Kinnǝrot dengizidin tartip Arabaⱨ dengiziƣiqǝ, yǝni Xor dengiziƣiqǝ sozulƣan Arabaⱨ tüzlǝnglikini, xundaⱪla xǝrⱪ tǝrǝptiki Bǝyt-Yǝximotⱪa baridiƣan yolni wǝ jǝnub tǝripidǝ Pisgaⱨ teƣining dawanlirining qetigiqǝ sozulƣan zeminni ɵz iqigǝ alatti.
у сәлтәнәт қилған зимин йәнә шәриқ тәрәптики Киннәрот деңизидин тартип Арабаһ деңизиғичә, йәни Шор деңизиғичә созулған Арабаһ түзләңлигини, шундақла шәриқ тәрәптики Бәйт-Йәшимотқа баридиған йолни вә җәнуп тәрипидә Писгаһ теғиниң даванлириниң четигичә созулған зиминни өз ичигә алатти.
4 Uningdin baxⱪa Israil Baxan padixaⱨi Ogning zeminini aldi; u Rǝfayiylar [deyilidiƣan gigantlarning] ⱪalduⱪidin biri idi (ular Axtarot wǝ Ədrǝydǝ turatti).
Униңдин башқа Исраил Башан падишаси Огниң зиминини алди; у Рәфайийлар [дейилидиған гигантларниң] қалдуғидин бири еди (улар Аштарот вә Әдрәйдә туратти).
5 U Ⱨǝrmon teƣidiki yurtlarƣa, Salkaⱨ wǝ pütkül Baxan zeminiƣa, yǝni Gǝxuriylar bilǝn Maakatiylarning qegrisiƣiqǝ, xuningdǝk Gileadning yerimiƣa, taki Ⱨǝxbonning padixaⱨi Siⱨonning qegrisiƣiqǝ sǝltǝnǝt ⱪilatti.
У Һәрмон теғидики жутларға, Салкаһ вә пүткүл Башан зиминиға, йәни Гәшурийлар билән Маакатийларниң чегарисиғичә, шуниңдәк Гилеадниң йеримиға, таки Һәшбонниң падишаси Сиһонниң чегарисиғичә сәлтәнәт қилатти.
6 Pǝrwǝrdigarning ⱪuli bolƣan Musa bilǝn Israillar bularƣa ⱨujum ⱪilip mǝƣlup ⱪilƣanidi wǝ Pǝrwǝrdigarning ⱪuli Musa xu zeminni Rubǝnlǝrgǝ, Gadlarƣa wǝ Manassǝⱨning yerim ⱪǝbilisigǝ miras ⱪilip bǝrgǝnidi.
Пәрвәрдигарниң қули болған Муса билән Исраиллар буларға һуҗум қилип мәғлуп қилған еди вә Пәрвәрдигарниң қули Муса шу зиминни Рубәнләргә, Гадларға вә Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бәргән еди.
7 Tɵwǝndikilǝr Yǝxua bilǝn Israillar Iordan dǝryasining ƣǝrb tǝripidǝ ⱨujum ⱪilip mǝƣlup ⱪilƣan padixaⱨlardur; ularning zeminliri Liwan jilƣisidiki Baal-Gadtin tartip, Seirning dawanlirining yenidiki Ⱨalak teƣiƣiqǝ bolƣan zeminlardin ibarǝt idi. Yǝxua bu zeminlarni Israilning ⱪoxun-ⱪǝbililiri boyiqǝ ularƣa miras ⱪilip bǝrdi,
Төвәндикиләр Йәшуа билән Исраиллар Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидә һуҗум қилип мәғлуп қилған падишалардур; уларниң зиминлири Ливан җилғисидики Баал-Гадтин тартип, Сеирниң даванлириниң йенидики Һалак теғиғичә болған зиминлардин ибарәт еди. Йәшуа бу зиминларни Исраилниң қошун-қәбилилири бойичә уларға мирас қилип бәрди,
8 jümlidin taƣliⱪ yurtni, Xǝfǝlaⱨ oymanliⱪini, Arabaⱨ tüzlǝnglikini, egizliktiki dawanlarni, qɵllükni wǝ jǝnubtiki Nǝgǝw zeminini, Ⱨittiylar, Amoriylar, Ⱪanaaniylar, Pǝrizziylǝr, Ⱨiwiylar wǝ Yǝbusiylarning zeminlirini bɵlüp bǝrdi: —
җүмлидин тағлиқ жутни, Шәфәлаһ ойманлиғини, Арабаһ түзләңлигини, егизликтики даванларни, чөллүкни вә җәнуптики Нәгәв зиминини, Һиттийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийларниң зиминлирини бөлүп бәрди: —
9 Ularning padixaⱨlirining biri Yerihoning padixaⱨi, biri Bǝyt-Əlning yenidiki Ayining padixaⱨi,
Уларниң падишалириниң бири Йерихониң падишаси, бири Бәйт-Әлниң йенидики Айиниң падишаси,
10 biri Yerusalemning padixaⱨi, biri Ⱨebronning padixaⱨi,
бири Йерусалимниң падишаси, бири Һебронниң падишаси,
11 biri Yarmutning padixaⱨi, biri Laⱪixning padixaⱨi,
бири Ярмутниң падишаси, бири Лақишниң падишаси,
12 biri Əglonning padixaⱨi, biri Gǝzǝrning padixaⱨi,
бири Әглонниң падишаси, бири Гәзәрниң падишаси,
13 biri Dǝbirning padixaⱨi, biri Gǝdǝrning padixaⱨi,
бири Дәбирниң падишаси, бири Гәдәрниң падишаси,
14 biri Hormaⱨning padixaⱨi, biri Aradning padixaⱨi,
бири Хормаһниң падишаси, бири Арадниң падишаси,
15 biri Libnaⱨning padixaⱨi, biri Adullamning padixaⱨi,
бири Либнаһниң падишаси, бири Адулламниң падишаси,
16 biri Makkǝdaⱨning padixaⱨi, biri Bǝyt-Əlning padixaⱨi,
бири Маккәдаһниң падишаси, бири Бәйт-Әлниң падишаси,
17 biri Tappuaⱨning padixaⱨi, biri Ⱨǝfǝrning padixaⱨi,
бири Таппуаһниң падишаси, бири Һәфәрниң падишаси,
18 biri Afǝkning padixaⱨi, biri Laxaronning padixaⱨi,
бири Афәкниң падишаси, бири Лашаронниң падишаси,
19 biri Madonning padixaⱨi, biri Ⱨazorning padixaⱨi,
бири Мадонниң падишаси, бири Һазорниң падишаси,
20 biri Ximron-Mǝronning padixaⱨi, biri Aⱪsafning padixaⱨi,
бири Шимрон-Мәронниң падишаси, бири Ақсафниң падишаси,
21 biri Taanaⱪning padixaⱨi, biri Mǝgiddoning padixaⱨi,
бири Таанақниң падишаси, бири Мәгиддониң падишаси,
22 biri Kǝdǝxning padixaⱨi, biri Karmǝlning yenidiki Yokneamning padixaⱨi,
бири Кәдәшниң падишаси, бири Кармәлниң йенидики Йокнеамниң падишаси,
23 biri Dor egizlikidiki Dorning padixaⱨi, biri Goyimning padixaⱨi,
бири Дор егизлигидики Дорниң падишаси, бири Гойимниң падишаси,
24 biri Tirzaⱨning padixaⱨi bolup, jǝmiy ottuz bir padixaⱨ idi.
бири Тирзаһниң падишаси болуп, җәмий оттуз бир падиша еди.