< Yǝxua 11 >

1 Əmma Ⱨazorning padixaⱨi Yabin bularni anglap Madonning padixaⱨi Yobab bilǝn Ximronning padixaⱨi wǝ Aⱪsafning padixaⱨiƣa adǝm ǝwǝtti,
Амма Һазорниң падишаси Ябин буларни аңлап Мадонниң падишаси Йобаб билән Шимронниң падишаси вә Ақсафниң падишасиға адәм әвәтти,
2 xundaⱪla ximaldiki taƣliⱪ rayondiki padixaⱨlarƣa, Kinnǝrotning jǝnubidiki tüzlǝnglik, oymanliⱪ wǝ ƣǝrbtiki Dor egizlikidiki ⱨǝmmǝ padixaⱨlarƣa ǝlqi ǝwǝtti;
шундақла шималдики тағлиқ райондики падишаларға, Киннәротниң җәнубидики түзләңлик, ойманлиқ вә ғәриптики Дор егизлигидики һәммә падишаларға әлчи әвәтти;
3 U yǝnǝ xǝrⱪ bilǝn ƣǝrb tǝrǝptiki Ⱪanaaniylar, Amoriylar, Ⱨittiylar, Pǝrizziylǝr bilǝn taƣliⱪ rayondiki Yǝbusiylar wǝ Ⱨǝrmon teƣining etikidiki Mizpaⱨ yurtida turuwatⱪan Ⱨiwiylarni qaⱪirdi.
У йәнә шәриқ билән ғәрип тәрәптики Ⱪананийлар, Аморийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр билән тағлиқ райондики Йәбусийлар вә Һәрмон теғиниң етигидики Мизпаһ жутида туруватқан Һивийларни чақирди.
4 Ular, yǝni padixaⱨliri wǝ barliⱪ ⱪoxunliri qiⱪti; ularning sani dengiz saⱨilidiki ⱪumdǝk kɵp idi, ularning nurƣun at wǝ jǝng ⱨarwiliri bar idi.
Улар, йәни падишалири вә барлиқ қошунлири чиқти; уларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп еди, уларниң нурғун ат вә җәң һарвулири бар еди.
5 Bu ⱨǝmmǝ padixaⱨlar bir bolup yiƣilip, Israil bilǝn jǝng ⱪilix üqün Mǝrom sulirining boyida qedirlarni tikti.
Бу һәммә падишалар бир болуп жиғилип, Исраил билән җәң қилиш үчүн Мәром сулириниң бойида чедирларни тикти.
6 Lekin Pǝrwǝrdigar Yǝxuaƣa: — Sǝn ulardin ⱨeq ⱪorⱪmiƣin; qünki Mǝn ǝtǝ muxu waⱪitlarda ularning ⱨǝmmisini Israilning aldida ⱨalakǝtkǝ tapxurimǝn. Sǝn ularning atlirining pǝylirini kesip, ⱨarwilirini otta kɵydürüwetisǝn, — dedi.
Лекин Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Сән улардин һеч қорқмиғин; чүнки Мән әтә мошу вақитларда уларниң һәммисини Исраилниң алдида һалакәткә тапшуримән. Сән уларниң атлириниң пәйлирини кесип, һарвулирини отта көйдүрүветисән, — деди.
7 Buni anglap Yǝxua bilǝn uning ⱨǝmmǝ jǝngqiliri Mǝrom sulirining yeniƣa berip, ularning üstigǝ tuyuⱪsiz qüxüp ⱨujum ⱪildi.
Буни аңлап Йәшуа билән униң һәммә җәңчилири Мәром сулириниң йениға берип, уларниң үстигә туюқсиз чүшүп һуҗум қилди.
8 Pǝrwǝrdigar ularni Israilning ⱪoliƣa tapxurdi; ularni urup Qong Zidon wǝ Misrǝfot-Mayimƣiqǝ, xundaⱪla xǝrⱪ tǝrǝptiki Mizpaⱨ wadisiƣiqǝ sürüp berip, ulardin ⱨeqbirini ⱪoymay ⱪiliqlap ɵltürdi.
Пәрвәрдигар уларни Исраилниң қолиға тапшурди; уларни уруп Чоң Зидон вә Мисрәфот-Майимғичә, шундақла шәриқ тәрәптики Мизпаһ вадисиғичә сүрүп берип, улардин һеч бирини қоймай қиличлап өлтүрди.
9 Yǝxua Pǝrwǝrdigarning ɵzigǝ buyruƣinidǝk ⱪilip, ularning atlirining pǝylirini kesip, ⱨarwilirini otta kɵydürüwǝtti.
Йәшуа Пәрвәрдигарниң өзигә буйруғинидәк қилип, уларниң атлириниң пәйлирини кесип, һарвулирини отта көйдүрүвәтти.
10 Xu qaƣda Yǝxua ⱪaytip berip, Ⱨazorni ixƣal ⱪilip, uning padixaⱨini ⱪiliqlap ɵltürdi. Ⱨazor bolsa xu dǝwrlǝrdǝ axu barliⱪ ǝllǝrning bexi idi.
Шу чағда Йәшуа қайтип берип, Һазорни ишғал қилип, униң падишасини қиличлап өлтүрди. Һазор болса шу дәвирләрдә әшу барлиқ әлләрниң беши еди.
11 [Israillar] xǝⱨǝr iqidǝ olturuxluⱪ ⱨǝmmisini ⱪiliqlap ɵltürüp, ⱨeq nǝpǝs igisini ⱪoymay ⱨǝmmisini üzül-kesil yoⱪatti; Ⱨazorni Yǝxua otta kɵydürüwǝtti,
[Исраиллар] шәһәр ичидә олтиришлиқ һәммисини қиличлап өлтүрүп, һеч нәпәс егисини қоймай һәммисини үзүл-кесил йоқатти; Һазорни Йәшуа отта көйдүрүвәтти,
12 Xu padixaⱨlarning barliⱪ paytǝht xǝⱨǝrlirini elip, ularning padixaⱨlirini mǝƣlup ⱪildi; Pǝrwǝrdigarning ⱪuli bolƣan Musa buyruƣinidǝk, u ularni ⱪiliqlap üzül-kesil yoⱪatti.
Шу падишаларниң барлиқ пайтәхт шәһәрлирини елип, уларниң падишалирини мәғлуп қилди; Пәрвәрдигарниң қули болған Муса буйруғинидәк, у уларни қиличлап үзүл-кесил йоқатти.
13 Lekin egizlikkǝ selinƣan xǝⱨǝrlǝrni bolsa, Israil kɵydürmidi; Yǝxua ulardin pǝⱪǝt Ⱨazornila kɵydürüwǝtti.
Лекин егизликкә селинған шәһәрләрни болса, Исраил көйдүрмиди; Йәшуа улардин пәқәт Һазорнила көйдүрүвәтти.
14 Israillar bu xǝⱨǝrlǝrdiki ƣǝniymǝtlǝrni wǝ qarpaylarni ɵzlirigǝ olja ⱪilip aldi, lekin iqidiki ⱨǝmmǝ adǝmlǝrni ⱪiliqlap yoⱪatti; ular birmu nǝpǝs igisini tirik ⱪoymidi.
Исраиллар бу шәһәрләрдики ғәниймәтләрни вә чарпайларни өзлиригә олҗа қилип алди, лекин ичидики һәммә адәмләрни қиличлап йоқатти; улар бирму нәпәс егисини тирик қоймиди.
15 Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪuli bolƣan Musaƣa nemǝ buyruƣan bolsa, Musamu Yǝxuaƣa xuni buyruƣanidi wǝ Yǝxuamu xundaⱪ ⱪildi. U Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidin ⱨeqnemini ⱪaldurmay ⱨǝmmini xu boyiqǝ ada ⱪildi.
Пәрвәрдигар Өз қули болған Мусаға немә буйруған болса, Мусаму Йәшуаға шуни буйруған еди вә Йәшуаму шундақ қилди. У Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидин һеч немини қалдурмай һәммини шу бойичә ада қилди.
16 Xu tǝriⱪidǝ Yǝxua xu zeminning ⱨǝmmisini, yǝni taƣliⱪ rayondiki zeminlarni, barliⱪ jǝnubiy Nǝgǝw zeminini, barliⱪ Goxǝn zeminini, oymanliⱪtiki zeminlarni, tüzlǝngliktiki zeminlarni wǝ Israilning taƣliⱪ rayonlirini wǝ Xǝfǝlaⱨ oymanliⱪini,
Шу тәриқидә Йәшуа шу зиминниң һәммисини, йәни тағлиқ райондики зиминларни, барлиқ җәнубий Нәгәв зиминини, барлиқ Гошән зиминини, ойманлиқтики зиминларни, түзләңликтики зиминларни вә Исраилниң тағлиқ районлирини вә Шәфәлаһ ойманлиғини,
17 Seir dawiniƣiqǝ sozulƣan Ⱨalak teƣidin taki Ⱨǝrmon teƣining etikidiki Liwan jilƣisiƣa jaylaxⱪan Baal-Gadⱪiqǝ bolƣan zeminni igilidi; u ularning ⱨǝmmǝ padixaⱨlirini tutup ularni ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪildi.
Сеир давиниғичә созулған Һалак теғидин таки Һәрмон теғиниң етигидики Ливан җилғисиға җайлашқан Баал-Гадқичә болған зиминни егилиди; у уларниң һәммә падишалирини тутуп уларни өлүмгә мәһкүм қилди.
18 Xu tǝriⱪidǝ Yǝxua bu ⱨǝmmǝ padixaⱨlar bilǝn uzun waⱪit jǝng ⱪildi.
Шу тәриқидә Йәшуа бу һәммә падишалар билән узун вақит җәң қилди.
19 Gibeonda olturaⱪlaxⱪan Ⱨiwiylardin baxⱪa, ⱨeqbir xǝⱨǝr Israil bilǝn sulⱨ tüzmidi. Israil ularning ⱨǝmmisini jǝng arⱪiliⱪla aldi.
Гибеонда олтирақлашқан Һивийлардин башқа, һеч бир шәһәр Исраил билән сулһ түзмиди. Исраил уларниң һәммисини җәң арқилиқла алди.
20 Qünki ularning kɵnglining ⱪattiⱪ ⱪilinixi, Israil bilǝn jǝng ⱪilix niyitidǝ boluxi Pǝrwǝrdigardin idi; buning mǝⱪsiti, ularning üzül-kesil yoⱪitilixi; yǝni, ularƣa ⱨeq rǝⱨim ⱪilinmay, ǝksiqǝ Pǝrwǝrdigar Musaƣa buyruƣinidǝk ularning yoⱪitilixi üqün idi.
Чүнки уларниң көңлиниң қаттиқ қилиниши, Исраил билән җәң қилиш нийитидә болуши Пәрвәрдигардин еди; буниң мәхсити, уларниң үзүл-кесил йоқитилиши; йәни, уларға һеч рәһим қилинмай, әксичә Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк уларниң йоқитилиши үчүн еди.
21 U waⱪitta Yǝxua kelip Anakiylarƣa ⱨujum ⱪilip ularni taƣliⱪ rayondin, Ⱨebrondin, Dǝbirdin, Anabdin, Yǝⱨudaning ⱨǝmmǝ taƣliⱪ rayoni bilǝn Israilning ⱨǝmmǝ taƣliⱪ rayonidin yoⱪatti; Yǝxua ularni xǝⱨǝrliri bilǝn ⱪoxup üzül-kesil yoⱪatti.
У вақитта Йәшуа келип Анакийларға һуҗум қилип уларни тағлиқ райондин, Һеброндин, Дәбирдин, Анабдин, Йәһуданиң һәммә тағлиқ райони билән Исраилниң һәммә тағлиқ районидин йоқатти; Йәшуа уларни шәһәрлири билән қошуп үзүл-кесил йоқатти.
22 Xuning bilǝn Israillarning zeminida Anakiylardin ⱨeqbirimu ⱪaldurulmidi; pǝⱪǝt Gaza, Gat wǝ Axdodta birnǝqqisila ⱪaldi.
Шуниң билән Исраилларниң зиминида Анакийлардин һеч бириму қалдурулмиди; пәқәт Газа, Гат вә Ашдодта бир нәччисила қалди.
23 Xu tǝriⱪidǝ Yǝxua Pǝrwǝrdigar Musaƣa wǝdǝ ⱪilƣandǝk pütkül zeminni aldi; Yǝxua uni Israilƣa ularning ⱪoxun-ⱪǝbilisi boyiqǝ miras ⱪilip tǝⱪsim ⱪildi. Andin zemin jǝngdin aram tapti.
Шу тәриқидә Йәшуа Пәрвәрдигар Мусаға вәдә қилғандәк пүткүл зиминни алди; Йәшуа уни Исраилға уларниң қошун-қәбилиси бойичә мирас қилип тәқсим қилди. Андин зимин җәңдин арам тапти.

< Yǝxua 11 >