< Yǝxua 10 >

1 Xundaⱪ boldiki, Yerusalemning padixaⱨi Adoni-zǝdǝk Yǝxuaning Ayi xǝⱨirini ixƣal ⱪilip, uni mutlǝⱪ yoⱪatⱪanliⱪini, Yeriho bilǝn uning padixaⱨiƣa ⱪilƣinidǝk, Ayi bilǝn uning padixaⱨiƣimu xundaⱪ ⱪilƣinini, Gibeonda olturƣuqilarning Israil bilǝn sülⱨ tüzüp, ularning arisida turuwatⱪanliⱪini anglap,
Шундақ болдики, Йерусалимниң падишаси Адони-зәдәк Йәшуаниң Айи шәһирини ишғал қилип, уни мутләқ йоқатқанлиғини, Йерихо билән униң падишасиға қилғинидәк, Айи билән униң падишасиғиму шундақ қилғинини, Гибеонда олтарғучиларниң Исраил билән сүлһ түзүп, уларниң арисида туруватқанлиғини аңлап,
2 u wǝ hǝlⱪi ⱪattiⱪ ⱪorⱪti; qünki Gibeon bolsa Ayidin qong xǝⱨǝr bolup, paytǝht xǝⱨǝrliridǝk idi; uning ⱨǝmmǝ adǝmliri tolimu batur palwanlar idi.
у вә хәлқи қаттиқ қорқти; чүнки Гибеон болса Айидин чоң шәһәр болуп, пайтәхт шәһәрлиридәк еди; униң һәммә адәмлири толиму батур палванлар еди.
3 Xuning bilǝn Yerusalemning padixaⱨi Adoni-zǝdǝk Ⱨebronning padixaⱨi Ⱨoⱨam, Yarmutning padixaⱨi Piram, Laⱪixning padixaⱨi Yafiya wǝ Əglonning padixaⱨi Dǝbirgǝ hǝwǝr ǝwǝtip: —
Шуниң билән Йерусалимниң падишаси Адони-зәдәк Һебронниң падишаси Һоһам, Ярмутниң падишаси Пирам, Лақишниң падишаси Яфия вә Әглонниң падишаси Дәбиргә хәвәр әвәтип: —
4 Mening yenimƣa kelip Gibeonlarƣa ⱨujum ⱪiliximiz üqün manga mǝdǝt beringlar; qünki ular bolsa Yǝxua wǝ Israillar bilǝn sülⱨ tüzüwaldi, — dedi.
Мениң йенимға келип Гибеонларға һуҗум қилишимиз үчүн маңа мәдәт бериңлар; чүнки улар болса Йәшуа вә Исраиллар билән сүлһ түзүвалди, — деди.
5 Xundaⱪ ⱪilip Amoriylarning bǝx padixaⱨi, yǝni Yerusalemning padixaⱨi, Ⱨebronning padixaⱨi, Yarmutning padixaⱨi, Laⱪixning padixaⱨi wǝ Əglonning padixaⱨi — ular ɵzliri barliⱪ ⱪoxunliri bilǝn billǝ qiⱪip, Gibeonning udulida bargaⱨ tikip, uningƣa ⱨujum ⱪildi.
Шундақ қилип Аморийларниң бәш падишаси, йәни Йерусалимниң падишаси, Һебронниң падишаси, Ярмутниң падишаси, Лақишниң падишаси вә Әглонниң падишаси — улар өзлири барлиқ қошунлири билән биллә чиқип, Гибеонниң удулида баргаһ тикип, униңға һуҗум қилди.
6 Buning bilǝn Gibeonliⱪlar Gilgaldiki qedirgaⱨⱪa, Yǝxuaning ⱪexiƣa adǝm ǝwǝtip: — Sǝn ɵz ⱪulliringni taxliwǝtmǝy, dǝrⱨal ⱪeximizƣa kelip mǝdǝt berip, bizni ⱪutⱪuzƣin; qünki taƣliⱪ rayonda olturuxluⱪ Amoriylarning barliⱪ padixaⱨliri birlixip bizgǝ ⱨujum ⱪildi, — dedi.
Буниң билән Гибеонлиқлар Гилгалдики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға адәм әвәтип: — Сән өз қуллириңни ташливәтмәй, дәрһал қешимизға келип мәдәт берип, бизни қутқузғин; чүнки тағлиқ районда олтиришлиқ Аморийларниң барлиқ падишалири бирлишип бизгә һуҗум қилди, — деди.
7 Buni anglap Yǝxua barliⱪ jǝngqilǝrni, jümlidin ⱨǝmmǝ batur palwanlarni elip Gilgaldin yolƣa qiⱪti.
Буни аңлап Йәшуа барлиқ җәңчиләрни, җүмлидин һәммә батур палванларни елип Гилгалдин йолға чиқти.
8 Pǝrwǝrdigar Yǝxuaƣa: — Ulardin ⱪorⱪmiƣin; qünki Mǝn ularni sening ⱪolungƣa tapxurdum, ularning ⱨeqbiri aldingda put tirǝp turalmaydu, — dedi.
Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Улардин қорқмиғин; чүнки Мән уларни сениң қолуңға тапшурдум, уларниң һеч бири алдиңда пут тирәп туралмайду, — деди.
9 Yǝxua Gilgaldin qiⱪip pütün keqǝ mengip ularning üstigǝ tuyuⱪsiz qüxti.
Йәшуа Гилгалдин чиқип пүтүн кечә меңип уларниң үстигә туюқсиз чүшти.
10 Pǝrwǝrdigar ularni Israilning aldida tiripirǝn ⱪildi, Yǝxua ularni Gibeonda ⱪattiⱪ mǝƣlup ⱪilip ⱪirip, Bǝyt-Ⱨoronƣa qiⱪidiƣan dawan yolida ⱪoƣlap, Azikaⱨ bilǝn Makkǝdaⱨⱪiqǝ sürüp-toⱪay ⱪildi.
Пәрвәрдигар уларни Исраилниң алдида тирипирән қилди, Йәшуа уларни Гибеонда қаттиқ мәғлуп қилип қирип, Бәйт-Һоронға чиқидиған даван йолида қоғлап, Азикаһ билән Маккәдаһқичә сүрүп-тоқай қилди.
11 Ular Israildin ⱪeqip, Bǝyt-Ⱨoronning dawanidin qüxüwatⱪanda, Pǝrwǝrdigar taki ular Azikaⱨⱪa yǝtküqǝ asmandin ularning üstigǝ qong-qong mɵldür-taxlarni yaƣdurdi. Ular ɵldi; muxu mɵldürlǝr bilǝn ɵltürülgǝnlǝr Israillar ⱪiliqlap ɵltürgǝnlǝrdin kɵp idi.
Улар Исраилдин қечип, Бәйт-Һоронниң даванидин чүшүватқанда, Пәрвәрдигар таки улар Азикаһқа йәткичә асмандин уларниң үстигә чоң-чоң мөлдүр-ташларни яғдурди. Улар өлди; мошу мөлдүрләр билән өлтүрүлгәнләр Исраиллар қиличлап өлтүргәнләрдин көп еди.
12 Andin Yǝxua Pǝrwǝrdigarƣa sɵz ⱪildi, — yǝni Pǝrwǝrdigar Amoriylarni Israilning aldiƣa tapxurƣan künidǝ u Israilning kɵz aldida Pǝrwǝrdigarƣa mundaⱪ dedi: — «Əy ⱪuyax, Gibeon üstidǝ tohtap tur! Əy ay, Ayjalon jilƣisi üstidǝ tohtap tur!»
Андин Йәшуа Пәрвәрдигарға сөз қилди, — йәни Пәрвәрдигар Аморийларни Исраилниң алдиға тапшурған күнидә у Исраилниң көз алдида Пәрвәрдигарға мундақ деди: — «Әй қуяш, Гибеон үстидә тохтап тур! Әй ай, Айҗалон җилғиси үстидә тохтап тур!»
13 Xuni dewidi, hǝlⱪ düxmǝnlǝrdin intiⱪam elip bolƣuqilik ⱪuyax mangmay tohtap turdi, aymu tohtap turdi. Bu wǝⱪǝ Yaxarning kitabida pütülgǝn ǝmǝsmidi? Ⱪuyax tǝhminǝn pütün bir kün asmanning otturisida tohtap olturuxⱪa aldirimidi.
Шуни девиди, хәлиқ дүшмәнләрдин интиқам елип болғичилик қуяш маңмай тохтап турди, айму тохтап турди. Бу вақиә Яшарниң китавида пүтүлгән әмәсмиди? Қуяш тәхминән пүтүн бир күн асманниң оттурисида тохтап олтиришқа алдиримиди.
14 Pǝrwǝrdigar bir insanning nidasiƣa ⱪulaⱪ salƣan xundaⱪ bir kün ilgiri bolup baⱪmiƣan wǝ keyinmu bolup baⱪmidi; qünki Pǝrwǝrdigar Israil üqün jǝng ⱪildi.
Пәрвәрдигар бир инсанниң нидасиға қулақ салған шундақ бир күн илгири болуп бақмиған вә кейинму болуп бақмиди; чүнки Пәрвәрдигар Исраил үчүн җәң қилди.
15 Andin Yǝxua bilǝn pütkül Israil Gilgaldiki qedirgaⱨⱪa yenip kǝldi.
Андин Йәшуа билән пүткүл Исраил Гилгалдики чедиргаһқа йенип кәлди.
16 Əmma u bǝx padixaⱨ bolsa ⱪeqip Makkǝdaⱨtiki ƣarƣa yoxuruniwaldi.
Амма у бәш падиша болса қечип Маккәдаһтики ғарға йошурунивалди.
17 Xuning bilǝn birsi Yǝxuaƣa mǝlum ⱪilip: — U bǝx padixaⱨ tepildi; ular Makkǝdaⱨtiki ƣarƣa yoxuruniwaptu, dedi.
Шуниң билән бириси Йәшуаға мәлум қилип: — У бәш падиша тепилди; улар Маккәдаһтики ғарға йошурунивапту, деди.
18 Yǝxua: — Undaⱪ bolsa ƣarning aƣziƣa qong-qong taxlarni yumilitip ⱪoyunglar, andin uning aldida adǝmlǝrni kɵzǝtkǝ ⱪoyunglar.
Йәшуа: — Ундақ болса ғарниң ағзиға чоң-чоң ташларни жумилитип қоюңлар, андин униң алдида адәмләрни күзәткә қоюңлар.
19 Lekin silǝr tohtap ⱪalmay düxmǝnliringlarni ⱪoƣlap kǝynidǝ ⱪalƣanlarni ⱪiringlar; ularni ɵz xǝⱨǝrlirigǝ kirgüzmǝnglar, qunki Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ularni ⱪolunglarƣa tapxurup bǝrdi, — dedi.
Лекин силәр тохтап қалмай дүшмәнлириңларни қоғлап кәйнидә қалғанларни қириңлар; уларни өз шәһәрлиригә киргүзмәңлар, чунки Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни қолуңларға тапшуруп бәрди, — деди.
20 Andin xundaⱪ boldiki, Yǝxua bilǝn Israillar bularni ⱪirip ⱪattiⱪ mǝƣlup ⱪilip yoⱪatti; lekin ⱪeqip ⱪutulƣan bir ⱪalduⱪ mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrlirigǝ kiriwaldi.
Андин шундақ болдики, Йәшуа билән Исраиллар буларни қирип қаттиқ мәғлуп қилип йоқатти; лекин қечип қутулған бир қалдуқ мустәһкәм шәһәрлиригә киривалди.
21 Andin barliⱪ hǝlⱪ Makkǝdaⱨtiki qedirgaⱨⱪa, Yǝxuaning ⱪexiƣa tinq-salamǝt yenip kǝldi. Ⱨeqkim Israillarƣa ⱪarxi eƣiz eqixⱪa jür’ǝt ⱪilalmidi.
Андин барлиқ хәлиқ Маккәдаһтики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға тинич-саламәт йенип кәлди. Һеч ким Исраилларға қарши еғиз ечишқа җүръәт қилалмиди.
22 Yǝxua: — Ƣarning aƣzini eqip, u bǝx padixaⱨni ƣardin qiⱪirip mening ⱪeximƣa elip kelinglar, — dedi.
Йәшуа: — Ғарниң ағзини ечип, у бәш падишани ғардин чиқирип мениң қешимға елип келиңлар, — деди.
23 Ular xundaⱪ ⱪilip bǝx padixaⱨni, yǝni Yerusalemning padixaⱨi, Ⱨebronning padixaⱨi, Yarmutning padixaⱨi, Laⱪixning padixaⱨi wǝ Əglonning padixaⱨini ƣardin qiⱪirip uning ⱪexiƣa elip kǝldi.
Улар шундақ қилип бәш падишани, йәни Йерусалимниң падишаси, Һебронниң падишаси, Ярмутниң падишаси, Лақишниң падишаси вә Әглонниң падишасини ғардин чиқирип униң қешиға елип кәлди.
24 U padixaⱨlar Yǝxuaning ⱪexiƣa kǝltürülgǝndǝ, Yǝxua Israilning ⱨǝmmǝ adǝmlirini qaⱪirip, ɵzi bilǝn jǝnggǝ qiⱪⱪan lǝxkǝr sǝrdarliriƣa: — Kelip putliringlarni bu padixaⱨlarning gǝdinigǝ ⱪoyunglar, — dedi. Xundaⱪ dewidi, ular kelip putlirini ularning gǝdǝnlirigǝ ⱪoydi.
У падишалар Йәшуаниң қешиға кәлтүрүлгәндә, Йәшуа Исраилниң һәммә адәмлирини чақирип, өзи билән җәңгә чиққан ләшкәр сәрдарлириға: — Келип путлириңларни бу падишаларниң гәдинигә қоюңлар, — деди. Шундақ девиди, улар келип путлирини уларниң гәдәнлиригә қойди.
25 Andin Yǝxua ularƣa: — Ⱪorⱪmanglar wǝ ⱨeq ⱨoduⱪmanglar, ⱪǝysǝr wǝ ƣǝyrǝtlik bolunglar; qünki Pǝrwǝrdigar silǝr ⱨujum ⱪilƣan barliⱪ düxmǝnliringlarƣa xundaⱪ ixni ⱪilidu, — dedi.
Андин Йәшуа уларға: — Қорқмаңлар вә һеч һодуқмаңлар, қәйсәр вә ғәйрәтлик болуңлар; чүнки Пәрвәрдигар силәр һуҗум қилған барлиқ дүшмәнлириңларға шундақ ишни қилиду, — деди.
26 Andin Yǝxua padixaⱨlarni ⱪiliqlap ɵltürüp, jǝsǝtlirini bǝx dǝrǝhkǝ esip ⱪoydi; ular dǝrǝhlǝrning üstidǝ kǝqkiqǝ esiⱪliⱪ turdi.
Андин Йәшуа падишаларни қиличлап өлтүрүп, җәсәтлирини бәш дәрәққә есип қойди; улар дәрәқләрниң үстидә кәчкичә есиқлиқ турди.
27 Kün patⱪanda Yǝxuaning buyruⱪi bilǝn kixilǝr ɵlüklǝrni dǝrǝhlǝrdin qüxürüp, ular ilgiri yoxurunƣan ƣarƣa taxlap, ƣarning aƣziƣa qong-qong taxlarni ⱪoyup ⱪoydi. Bu taxlar taki büküngǝ ⱪǝdǝr xu yǝrdǝ turmaⱪta.
Күн патқанда Йәшуаниң буйруғи билән кишиләр өлүкләрни дәрәқләрдин чүшүрүп, улар илгири йошурунған ғарға ташлап, ғарниң ағзиға чоң-чоң ташларни қоюп қойди. Бу ташлар таки бүкүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта.
28 U küni Yǝxua Makkǝdaⱨni ixƣal ⱪilip, uning padixaⱨi bilǝn xǝⱨiridiki ⱨǝmmǝ hǝlⱪning birinimu ⱪoymay ⱪiliqlap mutlǝⱪ yoⱪatti; u Yerihoning padixaⱨiƣa ⱪilƣinidǝk Makkǝdaⱨning padixaⱨiƣimu xundaⱪ ⱪildi.
У күни Йәшуа Маккәдаһни ишғал қилип, униң падишаси билән шәһиридики һәммә хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап мутләқ йоқатти; у Йерихониң падишасиға қилғинидәк Маккәдаһниң падишасиғиму шундақ қилди.
29 Andin Yǝxua bilǝn barliⱪ Israillar Makkǝdaⱨtin qiⱪip, Libnaⱨⱪa berip Libnaⱨ xǝⱨirigǝ ⱨujum ⱪildi.
Андин Йәшуа билән барлиқ Исраиллар Маккәдаһтин чиқип, Либнаһқа берип Либнаһ шәһиригә һуҗум қилди.
30 Pǝrwǝrdigar unimu padixaⱨi bilǝn ⱪoxup Israilning ⱪoliƣa tapxurup bǝrdi; Yǝxua uni ⱪiliq bilǝn urup, xǝⱨiridiki ⱨǝmmǝ hǝlⱪning birinimu ⱪoymay ⱪiliqlap ɵltürdi; u Yerihoning padixaⱨiƣa ⱪilƣinidǝk uning padixaⱨiƣimu xundaⱪ ⱪildi.
Пәрвәрдигар униму падишаси билән қошуп Исраилниң қолиға тапшуруп бәрди; Йәшуа уни қилич билән уруп, шәһиридики һәммә хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап өлтүрди; у Йерихониң падишасиға қилғинидәк униң падишасиғиму шундақ қилди.
31 Andin Yǝxua bilǝn barliⱪ Israil Libnaⱨdin qiⱪip, Laⱪixⱪa berip, uni ⱪamal ⱪilip uningƣa ⱨujum ⱪildi.
Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Либнаһдин чиқип, Лақишқа берип, уни қамал қилип униңға һуҗум қилди.
32 Pǝrwǝrdigar Laⱪixni Israilning ⱪoliƣa tapxurdi; ular ikkinqi künila uni ⱪiliq bilǝn elip, dǝl Libnaⱨⱪa ⱪilƣinidǝk, xǝⱨiridiki hǝlⱪning birinimu ⱪoymay ⱪiliqlap ɵltürdi.
Пәрвәрдигар Лақишни Исраилниң қолиға тапшурди; улар иккинчи күнила уни қилич билән елип, дәл Либнаһқа қилғинидәк, шәһиридики хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап өлтүрди.
33 U waⱪitta Gǝzǝrning padixaⱨi Ⱨoram Laⱪix xǝⱨirigǝ mǝdǝt berix üqün qiⱪip kǝldi; lekin Yǝxua uni barliⱪ adǝmliri bilǝn ⱪoxup urup, ulardin ⱨeqkimni tirik ⱪoymay ɵltürdi.
У вақитта Гәзәрниң падишаси Һорам Лақиш шәһиригә мәдәт бериш үчүн чиқип кәлди; лекин Йәшуа уни барлиқ адәмлири билән қошуп уруп, улардин һеч кимни тирик қоймай өлтүрди.
34 Andin Yǝxua bilǝn barliⱪ Israil Laⱪixtin qiⱪip, Əglonƣa berip uni ⱪamal ⱪilip, u xǝⱨǝrgǝ ⱨujum ⱪildi.
Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Лақиштин чиқип, Әглонға берип уни қамал қилип, у шәһәргә һуҗум қилди.
35 Ular xu küni xǝⱨǝrni elip, uningdiki adǝmlǝrni ⱪiliqlidi; xu küni Yǝxua xǝⱨǝrdiki barliⱪ kixilǝrni tǝltɵküs yoⱪatti; u dǝl Laⱪixⱪa ⱪilƣinidǝk, ularƣimu xundaⱪ ⱪildi.
Улар шу күни шәһәрни елип, униңдики адәмләрни қиличлиди; шу күни Йәшуа шәһәрдики барлиқ кишиләрни тәлтөкүс йоқатти; у дәл Лақишқа қилғинидәк, уларғиму шундақ қилди.
36 Andin Yǝxua bilǝn Israilning ⱨǝmmisi Əglondin qiⱪip Ⱨebronƣa berip, u xǝⱨǝrgǝ ⱨujum ⱪildi.
Андин Йәшуа билән Исраилниң һәммиси Әглондин чиқип Һебронға берип, у шәһәргә һуҗум қилди.
37 Ular uni elip, dǝl Əglonda ⱪilƣandǝk uning padixaⱨini ⱪiliqlap, uningƣa ⱪaraxliⱪ ⱨǝmmǝ yeza-kǝntlirini elip, ularning iqidǝ olturuxluⱪ ⱨǝmmǝ adǝmning ⱨeqbirini ⱪoymay ⱪiliqlap yoⱪatti. Yǝxua xǝⱨǝrni wǝ iqidiki barliⱪ adǝmlǝrni mutlǝⱪ yoⱪatti.
Улар уни елип, дәл Әглонда қилғандәк униң падишасини қиличлап, униңға қарашлиқ һәммә йеза-кәнтлирини елип, уларниң ичидә олтиришлиқ һәммә адәмниң һеч бирини қоймай қиличлап йоқатти. Йәшуа шәһәрни вә ичидики барлиқ адәмләрни мутләқ йоқатти.
38 Andin Yǝxua bilǝn barliⱪ Israillar Dǝbirgǝ berip, u xǝⱨǝrgǝ ⱨujum ⱪildi.
Андин Йәшуа билән барлиқ Исраиллар Дәбиргә берип, у шәһәргә һуҗум қилди.
39 U xǝⱨǝrni elip wǝ uningƣa ⱪaraxliⱪ ⱨǝmmǝ yeza-kǝntlirini ⱪiliq bilǝn urup, padixaⱨini tutup, bulardiki barliⱪ adǝmlǝrning ⱨeqbirini ⱪoymay tǝltɵküs yoⱪatti. Yǝxua Ⱨebronƣa ⱪilƣinidǝk, Libnaⱨⱪa wǝ uning padixaⱨiƣa ⱪilƣinidǝk, Dǝbir bilǝn uning padixaⱨiƣimu xundaⱪ ⱪildi.
У шәһәрни елип вә униңға қарашлиқ һәммә йеза-кәнтлирини қилич билән уруп, падишасини тутуп, булардики барлиқ адәмләрниң һеч бирини қоймай тәлтөкүс йоқатти. Йәшуа Һебронға қилғинидәк, Либнаһқа вә униң падишасиға қилғинидәк, Дәбир билән униң падишасиғиму шундақ қилди.
40 Bu tǝriⱪidǝ Yǝxua xu pütün yurtni, yǝni taƣliⱪ rayonni, jǝnubiy Nǝgǝw yurtini, Xǝfǝlaⱨ oymanliⱪini, dawandiki yurtlarni ⱨujum ⱪilip elip, ⱨǝmmǝ yurtni ixƣal ⱪilip barliⱪ padixaⱨliri bilǝn mǝƣlup ⱪildi. Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar buyruƣinidǝk, u ⱨeqkimni ⱪoymay, bǝlki nǝpǝsi barlarning ⱨǝmmisini mutlǝⱪ yoⱪatti.
Бу тәриқидә Йәшуа шу пүтүн жутни, йәни тағлиқ районни, җәнубий Нәгәв жутини, Шәфәлаһ ойманлиғини, давандики жутларни һуҗум қилип елип, һәммә жутни ишғал қилип барлиқ падишалири билән мәғлуп қилди. Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар буйруғинидәк, у һеч кимни қоймай, бәлки нәпәси барларниң һәммисини мутләқ йоқатти.
41 Yǝxua Ⱪadǝx-Barneadin tartip Gazaƣiqǝ bolƣan yurtlarni, xuningdǝk Goxǝnning pütkül yurtini taki Gibeonƣiqimu ⱨujum bilǝn aldi.
Йәшуа Қадәш-Барнеадин тартип Газағичә болған жутларни, шуниңдәк Гошәнниң пүткүл жутини таки Гибеонғичиму һуҗум билән алди.
42 Bu ⱪetimⱪi uruxta Yǝxua bu padixaⱨlarni mǝƣlup ⱪilip, ularning zeminini igilidi. Qünki Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar Israil tǝrǝptǝ turup jǝng ⱪildi.
Бу қетимқи урушта Йәшуа бу падишаларни мәғлуп қилип, уларниң зиминини егилиди. Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Исраил тәрәптә туруп җәң қилди.
43 Andin Yǝxua bilǝn barliⱪ Israil Gilgaldiki qedirgaⱨⱪa yenip kǝldi.
Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Гилгалдики чедиргаһқа йенип кәлди.

< Yǝxua 10 >