< Yunus 2 >

1 Yunus beliⱪning ⱪarnida turup Pǝrwǝrdigarƣa mundaⱪ dua ⱪildi: —
Юнус белиқниң қарнида туруп Пәрвәрдигарға мундақ дуа қилди: —
2 «Mǝn dǝrd-ǝlimimdin Pǝrwǝrdigarƣa pǝryad kɵtürdum, U manga ijabǝt ⱪildi. Mǝn tǝⱨtisaraning tǝktidin pǝryad ⱪildim, Sǝn awazimƣa ⱪulaⱪ salding. (Sheol h7585)
«Мән дәрд-әлимимдин Пәрвәрдигарға пәряд көтәрдум, У маңа иҗабәт қилди. Мән тәһтисараниң тәктидин пәряд қилдим, Сән авазимға қулақ салдиң. (Sheol h7585)
3 Qünki Sǝn meni dengiz tǝktigǝ, dengiz ⱪarniƣa taxliwǝtting, Kǝlkün eⱪinliri meni arisiƣa eliwaldi, Sening barliⱪ dolⱪunliring ⱨǝm ɵrkǝxliring üstümdin ɵtüp kǝtti;
Чүнки Сән мени деңиз тәктигә, деңиз қарниға ташливәттиң, Кәлкүн еқинлири мени арисиға еливалди, Сениң барлиқ долқунлириң һәм өркәшлириң үстүмдин өтүп кәтти;
4 Wǝ mǝn: «Mǝn nǝziringdin taxliwetilgǝnmǝn; Biraⱪ mǝn yǝnila muⱪǝddǝs ibadǝthanangƣa ⱪarap ümid bilǝn tǝlmürimǝn» — dedim.
Вә мән: «Мән нәзириңдин ташливетилгәнмән; Бирақ мән йәнила муқәддәс ибадәтханаңға қарап үмүт билән тәлмүримән» — дедим.
5 Sular meni yutup kǝtküdǝk dǝrijidǝ oriwaldi, Dengiz tǝkti meni ⱪapsiwaldi; Dengiz qɵpliri beximƣa qirmixiwaldi.
Сулар мени жутуп кәткидәк дәриҗидә оривалди, Деңиз тәкти мени қапсивалди; Деңиз чөплири бешимға чирмишивалди.
6 Mǝn taƣlarning tǝglirigiqǝ qüxüp kǝttim; Yǝr-zemin tegidiki taⱪaⱪlar meni ǝbǝdil’ǝbǝdkiqǝ ⱪamap ⱪoydi; Ⱨalbuki, Sǝn jenimni ⱨang iqidin qiⱪarding, i Pǝrwǝrdigar Hudayim.
Мән тағларниң тәглиригичә чүшүп кәттим; Йәр-зимин тегидики тақақлар мени әбәдил-әбәткичә қамап қойди; Һалбуки, Сән җенимни һаң ичидин чиқардиң, и Пәрвәрдигар Худайим.
7 Jenim iqimdǝ ⱨalidin kǝtkǝndǝ Pǝrwǝrdigarni esimgǝ kǝltürdum, Duayim Sanga yetip, Muⱪǝddǝs ibadǝthanangƣa kirip kǝldi.
Җеним ичимдә һалидин кәткәндә Пәрвәрдигарни есимгә кәлтүрдум, Дуайим Саңа йетип, Муқәддәс ибадәтханаңға кирип кәлди.
8 Bimǝnǝ ǝrzimǝs butlarƣa qoⱪunƣanlar ɵzigǝ nesip bolƣan meⱨribanliⱪtin mǝⱨrum bolidu.
Бемәна әрзимәс бутларға чоқунғанлар өзигә несип болған меһриванлиқтин мәһрум болиду.
9 Biraⱪ mǝn bolsam tǝxǝkkür sadayim bilǝn Sanga ⱪurbanliⱪ ⱪilimǝn; Mǝn iqkǝn ⱪǝsǝmlirimni Sening aldingda ada ⱪilimǝn. Nijat-ⱪutⱪuzux Pǝrwǝrdigardindur!»
Бирақ мән болсам тәшәккүр садайим билән Саңа қурбанлиқ қилимән; Мән ичкән қәсәмлиримни Сениң алдиңда ада қилимән. Ниҗат-қутқузуш Пәрвәрдигардиндур!»
10 Pǝrwǝrdigar beliⱪⱪa buyrudi, beliⱪ Yunusni ⱪuruⱪluⱪⱪa ⱪǝy ⱪildi.
Пәрвәрдигар белиққа буйруди, белиқ Юнусни қуруқлуққа қәй қилди.

< Yunus 2 >