< Yuⱨanna 5 >
1 Bu ixlardin keyin, Yǝⱨudiylarning bir ⱨeyti yetip kǝldi wǝ Əysa Yerusalemƣa qiⱪti.
Бу ишлардин кейин, Йәһудийларниң бир һейти йетип кәлди вә Әйса Йерусалимға чиқти.
2 Yerusalemdiki «Ⱪoy dǝrwazisi»ning yenida ibraniy tilida «Bǝyt-Əsda» dǝp atilidiƣan bir kɵlqǝk bolup, uning ǝtrapida bǝx pexaywan bar idi.
Йерусалимдики «Қой дәрвазиси»ниң йенида ибраний тилида «Бәйт-Әсда» дәп атилидиған бир көлчәк болуп, униң әтрапида бәш пешайван бар еди.
3 Bu pexaywanlar astida bir top bimarlar, yǝni ⱪariƣu, tokur wǝ palǝqlǝr yetixatti. Ular u yǝrdǝ yetip kɵlqǝkning süyining qayⱪilixini kütǝtti.
Бу пешайванлар астида бир топ бемарлар, йәни қариғу, токур вә паләчләр йетишатти. Улар у йәрдә йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти.
4 Qünki bir pǝrixtǝ mǝlum waⱪitlarda kɵlqǝkkǝ qüxüp suni urƣutidikǝn; su urƣuƣanda kɵlqǝkkǝ birinqi bolup qüxkǝn kixi ɵzini basⱪan ⱨǝrⱪandaⱪ kesǝldin saⱪiyidikǝn.
Чүнки бир пәриштә мәлум вақитларда көлчәккә чүшүп суни урғутидикән; су урғуғанда көлчәккә биринчи болуп чүшкән киши өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән.
5 Əmdi u yǝrdǝ ottuz sǝkkiz yildin beri aƣriⱪ azabi tartⱪan bir bimar bar idi.
Әнди у йәрдә оттуз сәккиз жилдин бери ағриқ азави тартқан бир бемар бар еди.
6 Əysa bu adǝmning xu yǝrdǝ yatⱪinini kɵrdi wǝ uning uzundin xu ⱨalǝttǝ ikǝnlikini bilip, uningdin: — Saⱪiyixni halamsǝn? — dǝp soridi.
Әйса бу адәмниң шу йәрдә ятқинини көрди вә униң узундин шу һаләттә екәнлигини билип, униңдин: — Сақийишни халамсән? — дәп сориди.
7 Bimar uningƣa jawabǝn: — Tǝⱪsir, su qayⱪalƣanda meni suƣa qüxüridiƣan adimim yoⱪ. Mǝn qüxǝy degüqǝ, baxⱪilar mening aldimda qüxüwalidu, — dedi.
Бемар униңға җававән: — Тәхсир, су чайқалғанда мени суға чүшүридиған адимим йоқ. Мән чүшәй дегичә, башқилар мениң алдимда чүшүвалиду, — деди.
8 Əysa uningƣa: — Ornungdin tur, orun-kɵrpǝngni yiƣixturup mangƣin! — dedi.
Әйса униңға: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин! — деди.
9 Ⱨeliⱪi adǝm xuan saⱪiyip, orun-kɵrpisini yiƣixturup kɵtürüp mangdi. Xu küni xabat küni idi.
Һелиқи адәм шуан сақийип, орун-көрписини жиғиштуруп көтирип маңди. Шу күни шабат күни еди.
10 Xunga [bǝzi] Yǝⱨudiylar saⱪayƣan kixigǝ: — Bügün xabat küni tursa, orun-kɵrpǝngni kɵtürüx [Tǝwratta] sanga mǝn’i ⱪilinƣan! — dedi.
Шуңа [бәзи] Йәһудийлар сақайған кишигә: — Бүгүн шабат күни турса, орун-көрпәңни көтириш [Тәвратта] саңа мәнъий қилинған! — деди.
11 Lekin u ularƣa jawabǝn: — Meni saⱪaytⱪan kixi ɵzi manga: «Orun-kɵrpǝngni yiƣixturup mangƣin» degǝnidi! — dedi.
Лекин у уларға җававән: — Мени сақайтқан киши өзи маңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин» дегән еди! — деди.
12 Ular uningdin: — Əmdi sanga: «Orun-kɵrpǝngni yiƣixturup mangƣin» degǝn kixi kim ikǝn? — dǝp soraxti.
Улар униңдин: — Әнди саңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин» дегән киши ким екән? — дәп сорашти.
13 Biraⱪ saⱪayƣan adǝm uning kim ikǝnlikini bilmǝytti. Qünki u yǝrdǝ adǝm kɵp bolƣanliⱪtin, Əysa ɵzini daldiƣa elip, astiƣina ketip ⱪaldi.
Бирақ сақайған адәм униң ким екәнлигини билмәйтти. Чүнки у йәрдә адәм көп болғанлиқтин, Әйса өзини далдиға елип, астиғина кетип қалди.
14 Bu ixlardin keyin Əysa ⱨeliⱪi adǝmni ibadǝthanida tepip uningƣa: — Mana, saⱪayding. Əmdi ⱪayta gunaⱨ sadir ⱪilma, bexingƣa tehimu eƣir külpǝt qüxüp ⱪalmisun! — dedi.
Бу ишлардин кейин Әйса һелиқи адәмни ибадәтханида тепип униңға: — Мана, сақайдиң. Әнди қайта гуна садир қилма, бешиңға техиму еғир күлпәт чүшүп қалмисун! — деди.
15 Ⱨeliⱪi adǝm Yǝⱨudiylarning ⱪexiƣa berip, ɵzini saⱪaytⱪan Əysa ikǝnlikini uⱪturdi.
Һелиқи адәм Йәһудийларниң қешиға берип, өзини сақайтқан Әйса екәнлигини уқтурди.
16 Əysa bu ixlarni xabat küni ⱪilƣanliⱪi üqün, Yǝⱨudiylar uningƣa ziyankǝxlik ⱪilixⱪa baxlidi.
Әйса бу ишларни шабат күни қилғанлиғи үчүн, Йәһудийлар униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди.
17 Lekin Əysa ularƣa: — Atam ta ⱨazirƣiqǝ tohtimastin ix ⱪilip kǝlmǝktǝ, mǝnmu ixlǝymǝn! — dedi.
Лекин Әйса уларға: — Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, мәнму ишләймән! — деди.
18 Xu sǝwǝbtin Yǝⱨudiylar uni ɵltürüxkǝ tehimu urunatti; qünki u xabat künining ⱪaidisini buzupla ⱪalmastin, yǝnǝ Hudani «Atam» dǝp qaⱪirip, ɵzini Hudaƣa barawǝr ⱪilƣanidi.
Шу сәвәптин Йәһудийлар уни өлтүрүшкә техиму урунатти; чүнки у шабат күниниң қаидисини бузупла қалмастин, йәнә Худани «Атам» дәп чақирип, өзини Худаға баравәр қилған еди.
19 Xunga Əysa ularƣa jawabǝn mundaⱪ dedi: — Bǝrⱨǝⱪ, bǝrⱨǝⱪ, mǝn silǝrgǝ xuni eytip ⱪoyayki, Oƣul ɵzlükidin ⱨeqnemǝ ⱪilalmaydu, bǝlki pǝⱪǝt Atining nemǝ ⱪiliwatⱪanliⱪini kɵrüp, andin xu ixni ⱪilidu. Ata nemǝ ix ⱪilsa, Oƣulmu xu ixni ohxaxla ⱪilidu.
Шуңа Әйса уларға җававән мундақ деди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, Оғул өзлүгидин һеч немә қилалмайду, бәлки пәқәт Атиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилиду. Ата немә иш қилса, Оғулму шу ишни охшашла қилиду.
20 Qünki Ata Oƣulni sɵyidu wǝ Ɵzining ⱪilidiƣan barliⱪ ixlirini uningƣa ayan ⱪilidu ⱨǝm silǝrni ⱨǝyran ⱪalduruxⱪa bulardin tehimu zor wǝ uluƣ ixlarni uningƣa ayan ⱪilidu.
Чүнки Ата Оғулни сөйиду вә Өзиниң қилидиған барлиқ ишлирини униңға аян қилиду һәм силәрни һәйран қалдурушқа булардин техиму зор вә улуқ ишларни униңға аян қилиду.
21 Qünki ɵlgǝnlǝrni Ata ⱪandaⱪ tirildürüp, ularƣa ⱨayatliⱪ ata ⱪilƣan bolsa, Oƣulmu xuningƣa ohxax ɵzi haliƣan kixilǝrgǝ ⱨayatliⱪ ata ⱪilidu.
Чүнки өлгәнләрни Ата қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғулму шуниңға охшаш өзи халиған кишиләргә һаятлиқ ата қилиду.
22 Xuningdǝk, Ata Ɵzi ⱨeqkimning üstidin ⱨɵküm qiⱪarmaydu, bǝlki barliⱪ ⱨɵküm ixlirini Oƣulƣa tapxurƣan.
Шуниңдәк, Ата Өзи һеч кимниң үстидин һөкүм чиқармайду, бәлки барлиқ һөкүм ишлирини Оғулға тапшурған.
23 Buningdin mǝⱪsǝt, — insanlarning ⱨǝmmisi Atiƣa ⱨɵrmǝt ⱪilƣandǝk, Oƣulƣimu ohxaxla ⱨɵrmǝt ⱪilixi üqündur. Kimki Oƣulni ⱨɵrmǝtlimisǝ, uni ǝwǝtküqi Atinimu ⱨɵrmǝtlimigǝnlǝrdin bolidu.
Буниңдин мәхсәт, — инсанларниң һәммиси Атиға һөрмәт қилғандәк, Оғулғиму охшашла һөрмәт қилиши үчүндур. Кимки Оғулни һөрмәтлимисә, уни әвәткүчи Атиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду.
24 — Bǝrⱨǝⱪ, bǝrⱨǝⱪ, mǝn silǝrgǝ xuni eytip ⱪoyayki, sɵzümni anglap, meni Əwǝtküqigǝ ixǝngǝn ⱨǝrkim mǝnggülük ⱨayatⱪa erixkǝn bolidu; u adǝm soraⱪⱪa tartilmaydu, bǝlki ɵlümdin ⱨayatliⱪⱪa ɵtkǝn bolidu. (aiōnios )
— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, сөзүмни аңлап, мени Әвәткүчигә ишәнгән һәр ким мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду; у адәм сораққа тартилмайду, бәлки өлүмдин һаятлиққа өткән болиду. (aiōnios )
25 — Bǝrⱨǝⱪ, bǝrⱨǝⱪ, mǝn silǝrgǝ xuni eytip ⱪoyayki, ɵlüklǝrning Hudaning Oƣlining awazini anglaydiƣan waⱪit-saiti yetip kǝlmǝktǝ, xundaⱪla ⱨazir kǝldiki, angliƣanlar ⱨayatliⱪⱪa igǝ bolidu.
— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, өлүкләрниң Худаниң Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики, аңлиғанлар һаятлиққа егә болиду.
26 Qünki Ata Ɵzidǝ ⱪandaⱪ ⱨayatliⱪⱪa igǝ bolsa, Oƣulƣimu ɵzidǝ xundaⱪ ⱨayatliⱪⱪa igǝ boluxni ata ⱪildi
Чүнки Ата Өзидә қандақ һаятлиққа егә болса, Оғулғиму өзидә шундақ һаятлиққа егә болушни ата қилди
27 wǝ yǝnǝ uningƣa soraⱪ ⱪilix ⱨoⱪuⱪinimu bǝrdi, qünki u Insan’oƣlidur.
вә йәнә униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки у Инсаноғлидур.
28 Buningƣa tǝǝjjüp ⱪilmanglar; qünki barliⱪ gɵrdǝ yatⱪanlar uning awazini anglaydiƣan waⱪit kelidu
Буниңға тәәҗҗүп қилмаңлар; чүнки барлиқ гөрдә ятқанлар униң авазини аңлайдиған вақит келиду
29 wǝ ular xuan yǝrlikliridin qiⱪixidu, yahxiliⱪ ⱪilƣanlar ⱨayatⱪa tirilidu, yamanliⱪ ⱪilƣanlar soraⱪⱪa tartilixⱪa tirilidu.
вә улар шуан йәрликлиридин чиқишиду, яхшилиқ қилғанлар һаятқа тирилиду, яманлиқ қилғанлар сораққа тартилишқа тирилиду.
30 Mǝn ɵzlükümdin ⱨeqnemǝ ⱪilalmaymǝn, pǝⱪǝt [Atamdin] angliƣinim boyiqǝ ⱨɵküm ⱪilimǝn; wǝ mening ⱨɵkümüm ⱨǝⱪⱪaniydur, qünki mening izdiginim ɵzümning iradisi ǝmǝs, bǝlki meni ǝwǝtküqining iradisini ǝmǝlgǝ axuruxtur.
Мән өзлүгүмдин һеч немә қилалмаймән, пәқәт [Атамдин] аңлиғиним бойичә һөкүм қилимән; вә мениң һөкүмүм һәққанийдур, чүнки мениң издигиним өзүмниң ирадиси әмәс, бәлки мени әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруштур.
31 — Əgǝr ɵzüm üqün ɵzüm guwaⱨliⱪ bǝrsǝm guwaⱨliⱪim ⱨǝⱪiⱪǝt ⱨesablanmaydu.
— Әгәр өзүм үчүн өзүм гувалиқ бәрсәм гувалиғим һәқиқәт һесапланмайду.
32 Lekin mǝn üqün guwaⱨliⱪ beridiƣan baxⱪa birsi bar. Uning manga beridiƣan guwaⱨliⱪining rastliⱪini bilimǝn.
Лекин мән үчүн гувалиқ беридиған башқа бириси бар. Униң маңа беридиған гувалиқиниң растлиғини билимән.
33 Silǝr Yǝⱨyaƣa ǝlqi ǝwǝtkininglarda, u ⱨǝⱪiⱪǝtkǝ guwaⱨliⱪ bǝrgǝn
Силәр Йәһяға әлчи әвәткиниңларда, у һәқиқәткә гувалиқ бәргән
34 ([ǝmǝliyǝttǝ], manga insanning guwaⱨliⱪini ⱪobul ⱪiliximning keriki yoⱪ; mening [Yǝⱨya toƣruluⱪ] xundaⱪ eytiwaⱪinim pǝⱪǝtla silǝrning ⱪutⱪuzuluxunglar üqündur).
([әмәлийәттә], маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ; мениң [Йәһя тоғрилиқ] шундақ ейтивақиним пәқәтла силәрниң қутқузулушуңлар үчүндур).
35 [Yǝⱨya] bolsa kɵyüp nur qeqip turƣan bir qiraƣ idi wǝ silǝr uning yoruⱪida bir mǝzgil xadlinixⱪa razi boldunglar.
[Йәһя] болса көйүп нур чечип турған бир чирақ еди вә силәр униң йоруғида бир мәзгил шатлинишқа рази болдуңлар.
36 Lekin Yǝⱨyaning mǝn üqün bǝrgǝn guwaⱨliⱪidinmu uluƣ bir guwaⱨliⱪ bar. U bolsimu, ata manga ada ⱪilixⱪa tapxurƣan ǝmǝllǝr, yǝni mǝn ⱪiliwatⱪan ǝmǝllǝr, bular mening toƣramda Atining meni ǝwǝtkinigǝ guwaⱨliⱪ beridu.
Лекин Йәһяниң мән үчүн бәргән гувалиғидинму улуқ бир гувалиқ бар. У болсиму, ата маңа ада қилишқа тапшурған әмәлләр, йәни мән қиливатқан әмәлләр, булар мениң тоғрамда Атиниң мени әвәткинигә гувалиқ бериду.
37 Wǝ meni ǝwǝtkǝn Ata Ɵzimu mǝn üqün guwaⱨliⱪ bǝrgǝndur. Silǝr ⱨeqⱪaqan uning awazini anglimidinglar, ⱪiyapitini kɵrmidinglar
Вә мени әвәткән Ата Өзиму мән үчүн гувалиқ бәргәндур. Силәр һеч қачан униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар
38 wǝ uning sɵz-kalami silǝrning iqinglardin orun almidi; qünki Uning ǝwǝtkini bolsa, uningƣa ixǝnmǝysilǝr.
вә униң сөз-калами силәрниң ичиңлардин орун алмиди; чүнки Униң әвәткини болса, униңға ишәнмәйсиләр.
39 Muⱪǝddǝs yazmilarni ⱪetirⱪenip oⱪup olturisilǝr; qünki ulardin mǝnggülük ⱨayatⱪa igǝ bolduⱪ, dǝp ⱪaraysilǝr. Dǝl bu yazmilar mǝn üqün guwaⱨliⱪ bǝrgüqidur. (aiōnios )
Муқәддәс язмиларни қетирқенип оқуп олтирисиләр; чүнки улардин мәңгүлүк һаятқа егә болдуқ, дәп қарайсиләр. Дәл бу язмилар мән үчүн гувалиқ бәргүчидур. (aiōnios )
40 Xundaⱪtimu silǝr yǝnila ⱨayatliⱪⱪa erixix üqün mening yenimƣa kelixni halimaysilǝr.
Шундақтиму силәр йәнила һаятлиққа еришиш үчүн мениң йенимға келишни халимайсиләр.
41 Mǝn insanlarning mahtixini ⱪobul ⱪilmaymǝn;
Мән инсанларниң махтишини қобул қилмаймән;
42 lekin mǝn silǝrni bilimǝnki, iqinglarda Hudaning muⱨǝbbiti yoⱪ.
лекин мән силәрни билимәнки, ичиңларда Худаниң муһәббити йоқ.
43 Mǝn Atamning nami bilǝn kǝlgǝnmǝn, ǝmma silǝr meni ⱪobul ⱪilmaysilǝr. Ⱨalbuki, baxⱪa birsi ɵz nami bilǝn kǝlsǝ, silǝr uni ⱪobul ⱪilisilǝr.
Мән Атамниң нами билән кәлгәнмән, амма силәр мени қобул қилмайсиләр. Һалбуки, башқа бириси өз нами билән кәлсә, силәр уни қобул қилисиләр.
44 Silǝr bir-biringlardin izzǝt-xɵⱨrǝt ⱪobul ⱪilisilǝr-yu, yeganǝ Hudadin kǝlgǝn izzǝt-xɵⱨrǝtkǝ intilmisǝnglǝr, undaⱪta silǝr ⱪandaⱪmu etiⱪad ⱪilalaysilǝr?!
Силәр бир-бириңлардин иззәт-шөһрәт қобул қилисиләр-ю, йеганә Худадин кәлгән иззәт-шөһрәткә интилмисәңләр, ундақта силәр қандақму етиқат қилалайсиләр?!
45 Biraⱪ meni üstimizdin Atiƣa xikayǝt ⱪilidu, dǝp oylimanglar. Üstünglardin xikayǝt ⱪilƣuqi mǝn ǝmǝs, bǝlki silǝr ümid baƣliƣan Musa [pǝyƣǝmbǝrdur].
Бирақ мени үстимиздин Атиға шикайәт қилиду, дәп ойлимаңлар. Үстүңлардин шикайәт қилғучи мән әмәс, бәлки силәр үмүт бағлиған Муса [пәйғәмбәрдур].
46 Qünki ǝgǝr silǝr rasttin Musa [pǝyƣǝmbǝrgǝ] ixǝngǝn bolsanglar, mangimu ixǝngǝn bolattinglar. Qünki u [muⱪǝddǝs yazmilarda] mǝn toƣruluⱪ pütkǝndur.
Чүнки әгәр силәр растин Муса [пәйғәмбәргә] ишәнгән болсаңлар, маңиму ишәнгән болаттиңлар. Чүнки у [муқәддәс язмиларда] мән тоғрилиқ пүткәндур.
47 Lekin uning pütkǝnlirigǝ ixǝnmisǝnglar, mening sɵzlirimgǝ ⱪandaⱪmu ixinisilǝr?!
Лекин униң пүткәнлиригә ишәнмисәңлар, мениң сөзлиримгә қандақму ишинисиләр?!