< Yuⱨanna 20 >

1 Ⱨǝptining birinqi küni tang sǝⱨǝr, Magdalliⱪ Mǝryǝm ⱪǝbrigǝ bardi wǝ ⱪǝbrining aƣzidiki taxning eliwetilgǝnlikini kɵrdi.
Һәптиниң биринчи күни таң сәһәр, Магдаллиқ Мәрйәм қәбиргә барди вә қәбирниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди.
2 Xunga u yügürginiqǝ kelip Simon Petrus wǝ Əysa sɵygǝn ⱨeliⱪi muhlisning yeniƣa kelip, ularƣa: — Ular Rǝbni ⱪǝbridin yɵtkiwetiptu, uni ⱪǝyǝrgǝ ⱪoyƣinini bilmiduⱪ! — dedi.
Шуңа у жүгүргиничә келип Симон Петрус вә Әйса сөйгән һелиқи мухлисниң йениға келип, уларға: — Улар Рәбни қәбирдин йөткиветипту, уни қәйәргә қойғинини билмидуқ! — деди.
3 Petrus bilǝn ⱨeliⱪi muhlis taxⱪiriƣa qiⱪip, ⱪǝbrigǝ ⱪarap yol aldi.
Петрус билән һелиқи мухлис ташқириға чиқип, қәбиргә қарап йол алди.
4 Ikkiylǝn tǝng yügürüp mangdi, lekin ⱨeliⱪi muhlis Petrustin tez yügürüp, ⱪǝbrigǝ birinqi bolup yetip bardi.
Иккилән тәң жүгүрүп маңди, лекин һелиқи мухлис Петрустин тез жүгүрүп, қәбиргә биринчи болуп йетип барди.
5 U engixip iqigǝ ⱪarap, kanap kepǝnlǝrning u yǝrdǝ yeyiⱪliⱪ turƣanliⱪini kɵrdi, lekin iqkirigǝ kirmidi.
У еңишип ичигә қарап, канап кепәнләрниң у йәрдә йейиқлиқ турғанлиғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди.
6 Uningƣa ǝgixip kǝlgǝn Simon Petrus yetip kelip, ⱪǝbrigǝ kirdi wǝ u yǝrdǝ yeyiⱪliⱪ turƣan kanap kepǝnlǝrni,
Униңға әгишип кәлгән Симон Петрус йетип келип, қәбиргә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған канап кепәнләрни,
7 xundaⱪla Əysaning bexiƣa oralƣan yaƣliⱪnimu kɵrdi. Yaƣliⱪ kepǝnlǝr bilǝn bir yǝrdǝ ǝmǝs, bǝlki ayrim yǝrdǝ yɵgǝklik turatti.
шундақла Әйсаниң бешиға оралған яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепәнләр билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти.
8 Andin ⱪǝbrigǝ awwal kǝlgǝn ⱨeliⱪi muhlismu ⱪǝbrigǝ kirip, ǝⱨwalni kɵrüp ixǝndi
Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди
9 (qünki ular uning ɵlümdin ⱪayta tirilixining muⱪǝrrǝrliki ⱨǝⱪⱪidǝ muⱪǝddǝs yazmilardiki bexarǝtni tehiqǝ qüxǝnmǝytti).
(чүнки улар униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәтни техичә чүшәнмәйтти).
10 Xuning bilǝn ikkiylǝn ɵz turalƣuliriƣa ⱪaytixti.
Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти.
11 Əmma Mǝryǝm bolsa ⱪǝbrining sirtida turup yiƣlawatatti. U yiƣlap turup ⱪǝbrining iqigǝ engixip ⱪariwidi,
Амма Мәрйәм болса қәбирниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғлап туруп қәбирниң ичигә еңишип қаривиди,
12 mana aⱪ kiyim kiygǝn ikki pǝrixtǝ turatti; ularning biri Əysaning jǝsiti ⱪoyulƣan yǝrning bax tǝripidǝ, yǝnǝ biri ayaƣ tǝripidǝ olturatti.
мана ақ кийим кийгән икки пәриштә туратти; уларниң бири Әйсаниң җәсити қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти.
13 Ular Mǝryǝmdin: — Hanim, nemixⱪa yiƣlaysǝn? — dǝp soridi. — Rǝbbimni elip ketiptu, uni nǝgǝ ⱪoyƣanliⱪini bilǝlmǝywatimǝn, — dedi u ularƣa.
Улар Мәрйәмдин: — Ханим, немишкә жиғлайсән? — дәп сориди. — Рәббимни елип кетипту, уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйватимән, — деди у уларға.
14 U xu sɵzlǝrni ⱪilipla, kǝynigǝ buruluwidi, Əysaning xu yǝrdǝ turƣanliⱪini kɵrdi. Lekin u uning Əysa ikǝnlikini bilmidi.
У шу сөзләрни қилипла, кәйнигә бурулувиди, Әйсаниң шу йәрдә турғанлиғини көрди. Лекин у униң Әйса екәнлигини билмиди.
15 Əysa uningdin — Hanim, nemixⱪa yiƣlaysǝn, kimni izdǝysǝn? — dǝp soridi. Mǝryǝm uni baƣwǝn xu, dǝp oylap: — Tǝⱪsir, ǝgǝr uni siz xu yǝrdin yɵtkiwǝtkǝn bolsingiz, ⱪǝyǝrgǝ ⱪoyƣanliⱪingizni eytip bǝrgǝysiz. Mǝn uni elip ketimǝn, — dedi.
Әйса униңдин — Ханим, немишкә жиғлайсән, кимни издәйсән? — дәп сориди. Мәрйәм уни бағвән шу, дәп ойлап: — Тәхсир, әгәр уни сиз шу йәрдин йөткивәткән болсиңиз, қәйәргә қойғанлиғиңизни ейтип бәргәйсиз. Мән уни елип кетимән, — деди.
16 Mǝryǝm! — dedi Əysa uningƣa. Mǝryǝm burulupla, ibraniy tilida: — Rabboni! — dedi (bu sɵz «ustaz» degǝn mǝnidǝ).
Мәрйәм! — деди Әйса униңға. Мәрйәм бурулупла, ибраний тилида: — Раббони! — деди (бу сөз «устаз» дегән мәнидә).
17 Əysa uningƣa: — Manga esilmiƣin! Qünki mǝn tehi atamning yeniƣa qiⱪmidim. Berip ⱪerindaxlirimƣa: Meni «Silǝrningmu Atanglarning, yǝni mening Atamning, silǝrning Hudayinglarning, yǝni mening Hudayimning yeniƣa qiⱪimǝn!» dǝydu, — dǝp yǝtküzgin, dedi.
Әйса униңға: — Маңа есилмиғин! Чүнки мән техи атамниң йениға чиқмидим. Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму Атаңларниң, йәни мениң Атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин, деди.
18 Xuning bilǝn Magdalliⱪ Mǝryǝm muhlislarning yeniƣa berip, ularƣa: «Rǝbni kɵrdüm!» dedi wǝ xundaⱪla Əysa ɵzigǝ eytⱪan u sɵzlǝrni ularƣa yǝtküzdi.
Шуниң билән Магдаллиқ Мәрйәм мухлисларниң йениға берип, уларға: «Рәбни көрдүм!» деди вә шундақла Әйса өзигә ейтқан у сөзләрни уларға йәткүзди.
19 Xu küni kǝqtǝ, yǝni ⱨǝptining birinqi küni kǝqtǝ, Yǝⱨudiylardin ⱪorⱪⱪanliⱪi üqün muhlislar yiƣilƣan ɵydǝ ixiklirini ⱨim taⱪiwalƣanidi; xu waⱪitta, Əysa kelip ularning otturisida [kɵrünüp], ɵrǝ turƣan ⱨalda ularƣa: — Silǝrgǝ aman-hatirjǝmlik bolƣay! — dedi.
Шу күни кәчтә, йәни һәптиниң биринчи күни кәчтә, Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн мухлислар жиғилған өйдә ишиклирини һим тақивалған еди; шу вақитта, Әйса келип уларниң оттурисида [көрүнүп], өрә турған һалда уларға: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.
20 Buni dǝp, ⱪollirini wǝ biⱪinini ularƣa kɵrsǝtti. Xuning bilǝn muhlislar Rǝbni kɵrginidin xadlandi.
Буни дәп, қоллирини вә биқинини уларға көрсәтти. Шуниң билән мухлислар Рәбни көргинидин шатланди.
21 Xunga Əysa ularƣa yǝnǝ: — Silǝrgǝ aman-hatirjǝmlik bolƣay! Ata meni ǝwǝtkinidǝk, mǝnmu silǝrni ǝwǝtimǝn, — dedi.
Шуңа Әйса уларға йәнә: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! Ата мени әвәткинидәк, мәнму силәрни әвәтимән, — деди.
22 Bu sɵzni eytⱪandin keyin, u ularning üstigǝ bir püwlǝp: — Muⱪǝddǝs Roⱨni ⱪobul ⱪilinglar.
Бу сөзни ейтқандин кейин, у уларниң үстигә бир пүвләп: — Муқәддәс Роһни қобул қилиңлар.
23 Kimning gunaⱨlirini kǝqürsǝnglar, uning gunaⱨi kǝqürüm ⱪilinidu; kimning gunaⱨlirini tutuwalsanglar, xuning gunaⱨi tutuwelinidu! — dedi.
Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гунайи кәчүрүм қилиниду; кимниң гуналирини тутувалсаңлар, шуниң гунайи тутувелиниду! — деди.
24 Əmma on ikkiylǝnning biri, yǝni «ⱪoxkezǝk» dǝp atalƣan Tomas Əysa kǝlgǝndǝ ularning yenida ǝmǝs idi.
Амма он иккиләнниң бири, йәни «кош гезәк» дәп аталған Томас Әйса кәлгәндә уларниң йенида әмәс еди.
25 Xunga baxⱪa muhlislar uningƣa: — Biz Rǝbni kɵrduⱪ! — deyixti. Lekin Tomas ularƣa: — Uning ⱪollirida mihlarning izini kɵrmigüqǝ, mihlarning iziƣa ɵz barmiⱪimni wǝ biⱪiniƣa ɵz ⱪolumni tiⱪip baⱪmiƣuqǝ, ⱨǝrgiz ixǝnmǝymǝn, — dedi.
Шуңа башқа мухлислар униңға: — Биз Рәбни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас уларға: — Униң қоллирида миқларниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тиқип бақмиғичә, һәргиз ишәнмәймән, — деди.
26 Sǝkkiz kündin keyin, muhlislar yǝnǝ xu ɵy iqidǝ jǝm bolƣanda, Tomasmu ular bilǝn billǝ idi. Ixiklǝr taⱪaⱪliⱪ tursimu, Əysa kelip ularning arisida turup: — Silǝrgǝ aman-hatirjǝmlik bolƣay! — dedi.
Сәккиз күндин кейин, мухлислар йәнә шу өй ичидә җәм болғанда, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ турсиму, Әйса келип уларниң арисида туруп: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.
27 Andin u Tomasⱪa: — Barmiⱪingni bu yǝrgǝ tǝgküzüp, ⱪollirimƣa ⱪara. Ⱪolungni uzitip, biⱪinimƣa tiⱪip, gumanda bolmay, ixǝngüqi bolƣin! — dedi.
Андин у Томасқа: — Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тиқип, гуманда болмай, ишәнгүчи болғин! — деди.
28 Tomas uningƣa: — Mening Rǝbbim ⱨǝm mening Hudayimsǝn! — dǝp jawab bǝrdi.
Томас униңға: — Мениң Рәббим һәм мениң Худайимсән! — дәп җавап бәрди.
29 Əysa uningƣa: — Meni kɵrgǝnliking üqün ixǝnding. Kɵrmǝy turup ixǝngüqilǝr bǝhtliktur! — dedi.
Әйса униңға: — Мени көргәнлигиң үчүн ишәндиң. Көрмәй туруп ишәнгүчиләр бәхитликтур! — деди.
30 Əysa muhlislirining aldida bu kitabta hatirilǝnmigǝn baxⱪa nurƣun mɵjizilik alamǝtlǝrnimu kɵrsǝtti.
Әйса мухлислириниң алдида бу китапта хатириләнмигән башқа нурғун мөҗизилик аламәтләрниму көрсәтти.
31 Lekin muxular silǝrni Əysaning Mǝsiⱨ, xundaⱪla Hudaning Oƣli ikǝnlikigǝ ixǝnsun ⱨǝm bu arⱪiliⱪ [uningƣa] etiⱪad ⱪilip, uning nami arⱪiliⱪ ⱨayatliⱪⱪa erixsun, dǝp yezildi.
Лекин мошулар силәрни Әйсаниң Мәсиһ, шундақла Худаниң Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ [униңға] етиқат қилип, униң нами арқилиқ һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.

< Yuⱨanna 20 >