< Yuⱨanna 12 >

1 Ɵtüp ketix ⱨeytidin altǝ kün ilgiri, Əysa ɵzi ɵlümdin tirildürgǝn Lazarus turuwatⱪan jay — Bǝyt-Aniyaƣa kǝldi.
Өтүп кетиш һейтидин алтә күн илгири, Әйса өзи өлүмдин тирилдүргән Лазарус туруватқан җай — Бәйт-Анияға кәлди.
2 Xu wǝjidin ular u yǝrdǝ uningƣa ziyapǝt bǝrdi. Marta meⱨmanlarni kütüwatatti; Lazarus bolsa Əysa bilǝn ⱨǝmdastihan bolƣanlarning biri idi.
Шу вәҗидин улар у йәрдә униңға зияпәт бәрди. Марта меһманларни күтүвататти; Лазарус болса Әйса билән һәмдәстихан болғанларниң бири еди.
3 Mǝryǝm ǝmdi naⱨayiti ⱪimmǝt baⱨaliⱪ sap sumbul ǝtirdin bir ⱪadaⱪ ǝkilip, Əysaning putliriƣa ⱪuydi andin qaqliri bilǝn putlirini ertip ⱪurutti. Ətirning hux puriⱪi ɵyni bir aldi.
Мәрйәм әнди наһайити қиммәт баһалиқ сап сумбул әтирдин бир қадақ әкилип, Әйсаниң путлириға қуйди андин чачлири билән путлирини ертип қурутти. Әтирниң хуш пуриғи өйни бир алди.
4 Lekin uning muhlisliridin biri, yǝni uningƣa pat arida satⱪunluⱪ ⱪilƣuqi, Simonning oƣli Yǝⱨuda Ixⱪariyot:
Лекин униң мухлислиридин бири, йәни униңға пат арида сатқунлуқ қилғучи, Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийот:
5 — Nemixⱪa bu [ⱪimmǝt baⱨaliⱪ] ǝtir kǝmbǝƣǝllǝrgǝ sǝdiⱪǝ ⱪilip berilixkǝ üq yüz dinarƣa setilmidi? — dedi
— Немишкә бу [қиммәт баһалиқ] әтир кәмбәғәлләргә сәдиқә қилип берилишкә үч йүз динарға сетилмиди? — деди
6 (u bu sɵzni kǝmbǝƣǝllǝrning ƣemini yegǝnliki üqün ǝmǝs, bǝlki oƣri bolƣanliⱪi üqün degǝnidi; qünki u [muhlislarning ortaⱪ] ⱨǝmyanini saⱪliƣuqi bolup, daim uningƣa selinƣinidin oƣriliwalatti).
(у бу сөзни кәмбәғәлләрниң ғемини йегәнлиги үчүн әмәс, бәлки оғри болғанлиғи үчүн дегән еди; чүнки у [мухлисларниң ортақ] һәмянини сақлиғучи болуп, дайим униңға селинғинидин оғриливалатти).
7 Əmdi Əysa: — Ayalni ɵz ihtiyariƣa ⱪoyƣin! Qünki u buni mening dǝpnǝ künüm üqün tǝyyarliⱪ ⱪilip saⱪliƣandur;
Әнди Әйса: — Аялни өз ихтияриға қойғин! Чүнки у буни мениң дәпнә күнүм үчүн тәйярлиқ қилип сақлиғандур;
8 qünki kǝmbǝƣǝllǝr ⱨǝmixǝ silǝr bilǝn billǝ bolidu, lekin mǝn ⱨǝmixǝ silǝr bilǝn billǝ bolmaymǝn, — dedi.
чүнки кәмбәғәлләр һемишә силәр билән биллә болиду, лекин мән һемишә силәр билән биллә болмаймән, — деди.
9 Zor bir top Yǝⱨudiylar uning xu yǝrdǝ ikǝnlikidin hǝwǝr tepip, xu yǝrgǝ kǝldi. Ularning kelixi yalƣuz Əysani dǝpla ǝmǝs, yǝnǝ u ɵlümdin tirildürgǝn Lazarusnimu kɵrüx üqün idi.
Зор бир топ Йәһудийлар униң шу йәрдә екәнлигидин хәвәр тепип, шу йәргә кәлди. Уларниң келиши ялғуз Әйсани дәпла әмәс, йәнә у өлүмдин тирилдүргән Лазарусниму көрүш үчүн еди.
10 Lekin bax kaⱨinlar bolsa Lazarusnimu ɵltürüxni mǝsliⱨǝtlǝxkǝnidi;
Лекин баш каһинлар болса Лазарусниму өлтүрүшни мәслиһәтләшкән еди;
11 Qünki uning sǝwǝbidin nurƣun Yǝⱨudiylar ɵzliridin qekinip Əysaƣa etiⱪad ⱪiliwatatti.
Чүнки униң сәвәвидин нурғун Йәһудийлар өзлиридин чекинип Әйсаға етиқат қиливататти.
12 Ətisi, «[ɵtüp ketix] ⱨeyti»ni ɵtküzüxkǝ kǝlgǝn zor bir top halayiⱪ Əysaning Yerusalemƣa keliwatⱪanliⱪini anglap,
Әтиси, «[өтүп кетиш] һейти»ни өткүзүшкә кәлгән зор бир топ халайиқ Әйсаниң Йерусалимға келиватқанлиғини аңлап,
13 ⱪolliriƣa horma xahlirini tutuxⱪan ⱨalda uni ⱪarxi alƣili qiⱪixti wǝ: «Tǝxǝkkür-ⱨosanna! Pǝrwǝrdigarning namida kǝlgüqi, Israilning padixaⱨiƣa mubarǝk bolƣay!» dǝp warⱪiraxti.
қоллириға хорма шахлирини тутушқан һалда уни қарши алғили чиқишти вә: «Тәшәккүр-һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчи, Исраилниң падишасиға мубарәк болғай!» дәп вақирашти.
14 Əysa bir tǝhǝyni tepip, uningƣa mindi; huddi [muⱪǝddǝs yazmilarda] mundaⱪ pütülgǝndǝk: —
Әйса бир тәхәйни тепип, униңға минди; худди [муқәддәс язмиларда] мундақ пүтүлгәндәк: —
15 «Ⱪorⱪma, i Zion ⱪizi! Mana, Padixaⱨing exǝk tǝhiyigǝ minip keliwatidu!».
«Қорқма, и Зион қизи! Мана, Падишасиң ешәк тәхийигә минип келиватиду!».
16 Əyni qaƣda uning muhlisliri bu ixlarni qüxǝnmǝytti, lekin Əysa xan-xǝrǝptǝ uluƣlanƣandin keyin, bu sɵzlǝrning uning toƣruluⱪ pütülgǝnlikini, xundaⱪla bu ixlarning dǝrwǝⱪǝ uningda xundaⱪ yüz bǝrgǝnlikini esigǝ kǝltürdi.
Әйни чағда униң мухлислири бу ишларни чүшәнмәйтти, лекин Әйса шан-шәрәптә улуқланғандин кейин, бу сөзләрниң униң тоғрилиқ пүтүлгәнлигини, шундақла бу ишларниң дәрвәқә униңда шундақ йүз бәргәнлигини есигә кәлтүрди.
17 Əmdi u Lazarusni ⱪǝbridin qaⱪirip tirildürgǝn qaƣda uning bilǝn billǝ bolƣan halayiⱪ bolsa, bu ixⱪa guwaⱨliⱪ beriwatatti.
Әнди у Лазарусни қәбирдин чақирип тирилдүргән чағда униң билән биллә болған халайиқ болса, бу ишқа гувалиқ беривататти.
18 Əysa yaratⱪan bu mɵjizilik alamǝtnimu angliƣaqⱪa, uni ⱪarxi elixⱪa xu bir top adǝmlǝr qiⱪixⱪanidi.
Әйса яратқан бу мөҗизилик аламәтниму аңлиғачқа, уни қарши елишқа шу бир топ адәмләр чиқишқан еди.
19 Pǝrisiylǝr bolsa bir-birigǝ: — Ⱪaranglar, [barliⱪ] ⱪilƣininglar bikar kǝtti! Mana ǝmdi pütkül jaⱨan uningƣa ǝgǝxmǝktǝ! — deyixti.
Пәрисийләр болса бир-биригә: — Қараңлар, [барлиқ] қилғиниңлар бекар кәтти! Мана әнди пүткүл җаһан униңға әгәшмәктә! — дейишти.
20 Ɵtüp ketix ⱨeytida ibadǝt ⱪilƣili kǝlgǝnlǝr arisida birnǝqqǝ greklarmu bar idi.
Өтүп кетиш һейтида ибадәт қилғили кәлгәнләр арисида бир нәччә грекларму бар еди.
21 Bular ǝmdi Galiliyǝning Bǝyt-Saida yezisidin bolƣan Filipning yeniƣa kelip: — Əpǝndim, biz Əysa bilǝn kɵrüxsǝk, — dǝp tǝlǝp ⱪilixti.
Булар әнди Галилийәниң Бәйт-Саида йезисидин болған Филипниң йениға келип: — Әпәндим, биз Әйса билән көрүшсәк, — дәп тәләп қилишти.
22 Filip berip buni Andriyasⱪa eytti. Andin Andriyas wǝ Filip ikkisi Əysaƣa mǝlum ⱪildi.
Филип берип буни Андриясқа ейтти. Андин Андрияс вә Филип иккиси Әйсаға мәлум қилди.
23 Lekin Əysa ularƣa jawabǝn mundaⱪ dedi: — «Insan’oƣlining xan-xǝrǝptǝ uluƣlinidiƣan waⱪit-saiti yetip kǝldi.
Лекин Әйса уларға җававән мундақ деди: — «Инсаноғлиниң шан-шәрәптә улуқлинидиған вақит-саити йетип кәлди.
24 Bǝrⱨǝⱪ, bǝrⱨǝⱪ, mǝn silǝrgǝ xuni eytip ⱪoyayki, buƣday deni tupraⱪ iqigǝ qüxüp ɵlmigüqǝ, ɵzi yǝnila yalƣuz ⱪalidu; lekin ɵlsǝ, mol ⱨosul beridu.
Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, буғдай дени тупрақ ичигә чүшүп өлмигичә, өзи йәнила ялғуз қалиду; лекин өлсә, мол һосул бериду.
25 Kimdǝkim ɵz ⱨayatini ayisa uningdin mǝⱨrum bolidu; lekin bu dunyada ɵz ⱨayatidin nǝprǝtlǝnsǝ, uni mǝnggülük ⱨayatliⱪⱪa saⱪliyalaydu. (aiōnios g166)
Кимдәким өз һаятини айиса униңдин мәһрум болиду; лекин бу дунияда өз һаятидин нәпрәтләнсә, уни мәңгүлүк һаятлиққа сақлалайду. (aiōnios g166)
26 Kimdǝkim hizmitimdǝ boluxni halisa, manga ǝgǝxsun. Mǝn ⱪǝyǝrdǝ bolsam, mening hizmǝtqimmu xu yǝrdǝ bolidu. Kemdǝkim mening hizmitimdǝ bolsa, Ata uningƣa izzǝt ⱪilidu.
Кимдәким хизмитимдә болушни халиса, маңа әгәшсун. Мән қәйәрдә болсам, мениң хизмәтчимму шу йәрдә болиду. Кемдәким мениң хизмитимдә болса, Ата униңға иззәт қилиду.
27 Ⱨazir jenim ⱪattiⱪ azabliniwatidu. Mǝn nemǝ deyixim kerǝk? «Ata, meni bu saǝttin ⱪutⱪuzƣin!» dǝymu? Lekin mǝn dǝl muxu waⱪit-saǝt üqün kǝldim.
Һазир җеним қаттиқ азаплиниватиду. Мән немә дейишим керәк? «Ата, мени бу сааттин қутқузғин!» дәйму? Лекин мән дәл мошу вақит-саат үчүн кәлдим.
28 Ata, namingƣa xan-xǝrǝp kǝltürgin!». Xuan, asmandin bir awaz anglinip: — Uningƣa xan-xǝrǝp kǝltürdüm wǝ yǝnǝ uningƣa xan-xǝrǝp kǝltürimǝn!» — deyildi.
Ата, намиңға шан-шәрәп кәлтүргин!». Шуан, асмандин бир аваз аңлинип: — Униңға шан-шәрәп кәлтүрдүм вә йәнә униңға шан-шәрәп кәлтүримән!» — дейилди.
29 Buni angliƣan xu yǝrdǝ turƣan halayiⱪ: — Ⱨawa güldürlidi, — deyixti. Yǝnǝ bǝzilǝr bolsa: — Bir pǝrixtǝ uningƣa gǝp ⱪildi, — deyixti.
Буни аңлиған шу йәрдә турған халайиқ: — Һава гүлдүрлиди, — дейишти. Йәнә бәзиләр болса: — Бир пәриштә униңға гәп қилди, — дейишти.
30 Əysa bolsa jawabǝn: — Bu awaz meni dǝp ǝmǝs, silǝrni dǝp qüxti.
Әйса болса җававән: — Бу аваз мени дәп әмәс, силәрни дәп чүшти.
31 Əmdi dunyaning üstigǝ ⱨɵküm qiⱪirilix waⱪti kǝldi; ⱨazir bu dunyaning ⱨɵkümdarining taxⱪiriƣa ⱪoƣlinix waⱪti kǝldi.
Әнди дунияниң үстигә һөкүм чиқирилиш вақти кәлди; һазир бу дунияниң һөкүмдариниң ташқириға қоғлиниш вақти кәлди.
32 Wǝ mǝn bolsam, yǝrning üstidin kɵtürülginimdǝ, pütkül insanlarni ɵzümgǝ jǝlp ⱪilip tartimǝn, — dedi
Вә мән болсам, йәрниң үстидин көтирилгинимдә, пүткүл инсанларни өзүмгә җәлип қилип тартимән, — деди
33 (uning buni degini ɵzining ⱪandaⱪ ɵlüm bilǝn ɵlidiƣanliⱪini kɵrsǝtkini idi).
(униң буни дегини өзиниң қандақ өлүм билән өлидиғанлиғини көрсәткини еди).
34 Halayiⱪ buningƣa jawabǝn uningdin: — Biz muⱪǝddǝs ⱪanundin Mǝsiⱨning ǝbǝdgiqǝ ⱪalidiƣinini angliƣan; sǝn ⱪandaⱪsigǝ «Insan’oƣli kɵtürülüxi kerǝk» dǝysǝn?! Bu ⱪandaⱪmu «Insan’oƣli» bolsun? — dǝp soridi. (aiōn g165)
Халайиқ буниңға җававән униңдин: — Биз муқәддәс қанундин Мәсиһниң әбәткичә қалидиғинини аңлиған; сән қандақсигә «Инсаноғли көтирилиши керәк» дәйсән?! Бу қандақму «Инсаноғли» болсун? — дәп сориди. (aiōn g165)
35 Xunga Əysa ularƣa: — Nurning aranglarda bolidiƣan waⱪti uzun bolmaydu. Xunga ⱪarangƣuluⱪning silǝrni besiwalmasliⱪi üqün, nur bar waⱪtida [uningda] menginglar; ⱪarangƣuluⱪta mangƣan kixi ɵzining ⱪǝyǝrgǝ ketiwatⱪanliⱪini bilmǝydu.
Шуңа Әйса уларға: — Нурниң араңларда болидиған вақти узун болмайду. Шуңа қараңғулуқниң силәрни бесивалмаслиғи үчүн, нур бар вақтида [униңда] меңиңлар; қараңғулуқта маңған киши өзиниң қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду.
36 Nur aranglarda bar waⱪitta, uningƣa ixininglar; buning bilǝn nurning pǝrzǝntliri bolisilǝr, — dedi. Əysa bu sɵzlǝrni ⱪilƣandin keyin, ulardin ayrilip yoxurunuwaldi.
Нур араңларда бар вақитта, униңға ишиниңлар; буниң билән нурниң пәрзәнтлири болисиләр, — деди. Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, улардин айрилип йошурунувалди.
37 Gǝrqǝ u ularning kɵz aldida xunqǝ tola mɵjizilik alamǝt kɵrsǝtkǝn bolsimu, ular tehi uningƣa etiⱪad ⱪilmidi.
Гәрчә у уларниң көз алдида шунчә тола мөҗизилик аламәт көрсәткән болсиму, улар техи униңға етиқат қилмиди.
38 Xuning bilǝn Yǝxaya pǝyƣǝmbǝrning yazmisida aldin’ala kɵrsitilgǝn bexarǝt dǝl ǝmǝlgǝ axurdi: «I Pǝrwǝrdigar, bizning yǝtküzgǝn hǝwirimizgǝ kimmu ixǝngǝn? Ⱨǝm «Pǝrwǝrdigarning biliki» Bolƣuqi kimgimu ayan ⱪilinƣan?»
Шуниң билән Йәшая пәйғәмбәрниң язмисида алдин-ала көрситилгән бешарәт дәл әмәлгә ашурди: «И Пәрвәрдигар, бизниң йәткүзгән хәвиримизгә кимму ишәнгән? Һәм «Пәрвәрдигарниң билиги» Болғучи кимгиму аян қилинған?»
39 Halayiⱪning etiⱪad ⱪilmiƣinining sǝwǝbi dǝl xuki (huddi Yǝxaya pǝyƣǝmbǝr yǝnǝ aldin’ala eytⱪandǝk): «[Pǝrwǝrdigar] ularning kɵzlirini kor, Ⱪǝlbini tax ⱪildi; Mǝⱪsǝt, ularning kɵzlirining kɵrüp, Ⱪǝlbining qüxinip, [Gunaⱨliridin] yenixining aldini elix üqündur; Bolmisa, Mǝn ularni saⱪaytⱪan bolattim, — [dǝydu Pǝrwǝrdigar]».
Халайиқниң етиқат қилмиғининиң сәвәви дәл шуки (худди Йәшая пәйғәмбәр йәнә алдин-ала ейтқандәк): «[Пәрвәрдигар] уларниң көзлирини кор, Қәлбини таш қилди; Мәхсәт, уларниң көзлириниң көрүп, Қәлбиниң чүшинип, [Гуналиридин] йенишиниң алдини елиш үчүндур; Болмиса, Мән уларни сақайтқан болаттим, — [дәйду Пәрвәрдигар]».
41 Bu sɵzlǝrni Yǝxaya [pǝyƣǝmbǝr] [Mǝsiⱨning] xan-xǝripini kɵrüp uningƣa ⱪarita aldin’ala sɵz ⱪilƣinida eytⱪanidi.
Бу сөзләрни Йәшая [пәйғәмбәр] [Мәсиһниң] шан-шәривини көрүп униңға қарита алдин-ала сөз қилғинида ейтқан еди.
42 Wǝⱨalǝnki, gǝrqǝ ⱨǝtta Yǝⱨudiy aⱪsaⱪalliridinmu nurƣunliƣan adǝmlǝr uningƣa etiⱪad ⱪilƣan bolsimu, ular Pǝrisiylǝr wǝjidin ⱪorⱪup, ɵzlirining sinagogtin ⱪoƣlap qiⱪiriwetilmǝsliki üqün uni etirap ⱪilmidi.
Вәһаләнки, гәрчә һәтта Йәһудий ақсақаллиридинму нурғунлиған адәмләр униңға етиқат қилған болсиму, улар Пәрисийләр вәҗидин қорқуп, өзлириниң синагогтин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн уни етирап қилмиди.
43 Buning sǝwǝbi, ular insanlardin kelidiƣan izzǝt-xɵⱨrǝtni Hudadin kelidiƣan izzǝt-xɵⱨrǝttin yahxi kɵrǝtti.
Буниң сәвәви, улар инсанлардин келидиған иззәт-шөһрәтни Худадин келидиған иззәт-шөһрәттин яхши көрәтти.
44 Biraⱪ Əysa yuⱪiri awaz bilǝn mundaⱪ dedi: — Manga etiⱪad ⱪilƣuqi mangila ǝmǝs, bǝlki meni Əwǝtküqigǝ etiⱪad ⱪilƣuqidur.
Бирақ Әйса жуқури аваз билән мундақ деди: — Маңа етиқат қилғучи маңила әмәс, бәлки мени Әвәткүчигә етиқат қилғучидур.
45 Kimki meni kɵrgüqi bolsa, meni Əwǝtküqini kɵrgüqi bolidu.
Кимки мени көргүчи болса, мени Әвәткүчини көргүчи болиду.
46 Mǝn manga etiⱪad ⱪilƣuqilar ⱪarangƣuluⱪta ⱪalmisun dǝp, nur süpitidǝ dunyaƣa kǝldim.
Мән маңа етиқат қилғучилар қараңғулуқта қалмисун дәп, нур сүпитидә дунияға кәлдим.
47 Birsi sɵzlirimni anglap, ularni tutmisa, uni soraⱪⱪa tartmaymǝn; qünki mǝn dunyadikilǝrni soraⱪⱪa tartⱪili ǝmǝs, bǝlki dunyadikilǝrni ⱪutⱪuzƣili kǝldim.
Бириси сөзлиримни аңлап, уларни тутмиса, уни сораққа тартмаймән; чүнки мән дуниядикиләрни сораққа тартқили әмәс, бәлки дуниядикиләрни қутқузғили кәлдим.
48 Biraⱪ meni qǝtkǝ ⱪaⱪⱪuqini, xundaⱪla sɵzlirimni ⱪobul ⱪilmiƣanni bolsa, uni soraⱪⱪa tartⱪuqi birsi bar. U bolsimu, mǝn eytⱪan sɵz-kalamimdur. U ahirⱪi küni uni soraⱪⱪa tartidu.
Бирақ мени чәткә қаққучини, шундақла сөзлиримни қобул қилмиғанни болса, уни сораққа тартқучи бириси бар. У болсиму, мән ейтқан сөз-каламимдур. У ахирқи күни уни сораққа тартиду.
49 Qünki mǝn ɵzlükümdin sɵzliginim yoⱪ, bǝlki meni ǝwǝtkǝn Ata mening nemini deyixim wǝ ⱪandaⱪ sɵzlixim kerǝklikigǝ ǝmr bǝrgǝn.
Чүнки мән өзлүгүмдин сөзлигиним йоқ, бәлки мени әвәткән Ата мениң немини дейишим вә қандақ сөзлишим керәклигигә әмир бәргән.
50 Uning ǝmrining mǝnggülük ⱨayatliⱪ ikǝnlikini bilimǝn. Xunga nemini sɵzlisǝm, Ata manga buyruƣinidǝk sɵzlǝymǝn. (aiōnios g166)
Униң әмриниң мәңгүлүк һаятлиқ екәнлигини билимән. Шуңа немини сөзлисәм, Ата маңа буйруғинидәк сөзләймән. (aiōnios g166)

< Yuⱨanna 12 >