< Yo'el 3 >
1 Qünki mana, xu künlǝrdǝ, xu pǝyttǝ, Mǝn Yǝⱨuda ⱨǝm Yerusalemni asarǝttin ⱪutuldurup, azadliⱪⱪa erixtürginimdǝ,
Чүнки мана, шу күнләрдә, шу пәйттә, Мән Йәһуда һәм Йерусалимни асарәттин қутулдуруп, азатлиққа ериштүргинимдә,
2 Mǝn barliⱪ ǝllǝrnimu yiƣip, Ularni «Yǝⱨoxafat jilƣisi»ƣa qüxürimǝn; Xuning bilǝn ularning hǝlⱪimni ǝllǝr arisiƣa tarⱪitiwǝtkǝnlikidin, Zeminimni bɵlüp parqiliwǝtkǝnlikidin, Ularni axu yǝrdǝ Mening mirasim, yǝni hǝlⱪim Israil tüpǝylidin soraⱪⱪa tartimǝn.
Мән барлиқ әлләрниму жиғип, Уларни «Йәһошафат җилғиси»ға чүшүримән; Шуниң билән уларниң хәлқимни әлләр арисиға тарқитивәткәнлигидин, Зиминимни бөлүп парчиливәткәнлигидин, Уларни әшу йәрдә Мениң мирасим, йәни хәлқим Исраил түпәйлидин сораққа тартимән.
3 Uning üstigǝ ular Mening hǝlⱪimni doƣa tikip qǝk taxliƣan; Bir yigitni bir paⱨixǝ ayalƣa almaxturƣan, Bir ⱪizni «xarab iqimiz» dǝp xarab üqün almaxturƣan.
Униң үстигә улар Мениң хәлқимни доға тикип чәк ташлиған; Бир жигитни бир паһишә аялға алмаштурған, Бир қизни «шарап ичимиз» дәп шарап үчүн алмаштурған.
4 Ⱨǝy, Tur ⱨǝm Zidon, Filistiyǝning barliⱪ rayonliri, Mǝn silǝrni nemǝ ⱪiliptimǝn? Silǝr Mǝndin ɵq almaⱪqimusilǝr? (Biraⱪ Mǝndin ɵq alimiz desǝnglar, ɵqni tezla ɵz bexinglarƣa ⱪayturup berimǝn!)
Һәй, Тур һәм Зидон, Филистийәниң барлиқ районлири, Мән силәрни немә қилиптимән? Силәр Мәндин өч алмақчимусиләр? (Бирақ Мәндин өч алимиз десәңлар, өчни тезла өз бешиңларға қайтуруп беримән!)
5 Kümüxlirim, altunlirimni buliwalƣininglar tüpǝylidin, Güzǝl gɵⱨǝrlirimni ɵz buthaniliringlarƣa aparƣininglar tüpǝylidin,
Күмүчлирим, алтунлиримни буливалғиниңлар түпәйлидин, Гөзәл гөһәрлиримни өз бутханилириңларға апарғиниңлар түпәйлидин,
6 Yǝⱨuda baliliri ⱨǝm Yerusalemning balilirini ɵz qegrasidin yiraⱪ ⱪilmaⱪ üqün ularni Greklarƣa setiwetkininglar tüpǝylidin,
Йәһуда балилири һәм Йерусалимниң балилирини өз чегарасидин жирақ қилмақ үчүн уларни Грекларға сетиветкиниңлар түпәйлидин,
7 Mana, Mǝn ularni silǝr setiwǝtkǝn jayda ornidin turƣuzimǝn, Ⱨǝmdǝ ⱪilƣininglarni ɵz bexinglarƣa ⱪayturimǝn.
Мана, Мән уларни силәр сетивәткән җайда орнидин турғузимән, Һәмдә қилғиниңларни өз бешиңларға қайтуримән.
8 Oƣul-ⱪizliringlarni Yǝⱨuda balilirining ⱪoliƣa setiwetimǝn, Ular xularni yiraⱪtiki bir ǝlgǝ, yǝni Xabiyaliⱪlarƣa setiwetidu; Qünki Pǝrwǝrdigar sɵz ⱪilƣan.
Оғул-қизлириңларни Йәһуда балилириниң қолиға сетиветимән, Улар шуларни жирақтики бир әлгә, йәни Шабиялиқларға сетиветиду; Чүнки Пәрвәрдигар сөз қилған.
9 Xuni ǝllǝr arisida jakarlanglarki, «Jǝnggǝ tǝyyarlininglar, Palwanlarni ⱪozƣanglar, Jǝngqilǝrning ⱨǝmmisi yeⱪinlaxsun, Jǝnggǝ ⱨazir bolsun;
Шуни әлләр арисида җакалаңларки, «Җәңгә тәйярлиниңлар, Палванларни қозғаңлар, Җәңчиләрниң һәммиси йеқинлашсун, Җәңгә һазир болсун;
10 Sapan qixlirini ⱪiliq ⱪilip, Orƣaⱪliringlarni nǝyzǝ ⱪilip soⱪuxunglar; Ajiz adǝmmu: «Mǝn küqlük» desun;
Сапан чишлирини қилич қилип, Оғақлириңларни нәйзә қилип соқушуңлар; Аҗиз адәмму: «Мән күчлүк» десун;
11 Ətraptiki ⱨǝmmǝ ǝllǝr, tezdin kelinglar, Ⱨǝmminglar xu yǝrgǝ jǝm bolunglar!». «Ɵzüngning küqlükliringni axu yǝrgǝ qüxürgǝysǝn, aⱨ Pǝrwǝrdigar!»
Әтраптики һәммә әлләр, тездин келиңлар, Һәммиңлар шу йәргә җәм болуңлар!». «Өзүңниң күчлүклириңни әшу йәргә чүшүргәйсән, аһ Пәрвәрдигар!»
12 «Əllǝr ⱪozƣilip «Yǝⱨoxafat jilƣisi»ƣa kǝlsun; Qünki Mǝn xu yǝrdǝ olturup ǝtraptiki ⱨǝmmǝ ǝllǝrni soraⱪⱪa tartimǝn.
«Әлләр қозғилип «Йәһошафат җилғиси»ға кәлсун; Чүнки Мән шу йәрдә олтирип әтраптики һәммә әлләрни сораққа тартимән.
13 Orƣaⱪni selinglar, Qünki ziraǝt pixti; Kelinglar, qüxüp qǝylǝnglar, Qünki xarab kɵlqǝkliri liⱪ tuxuⱪtur, Idix-küplǝr tolup taxidu. Qünki ularning rǝzilliki zordur»
Оғақни селиңлар, Чүнки зираәт пишти; Келиңлар, чүшүп чәйләңлар, Чүнки шарап көлчәклири лиқ тушуқтур, Идиш-күпләр толуп ташиду. Чүнки уларниң рәзиллиги зордур»
14 Aⱨ, nurƣun, nurƣun kixilǝr «Ⱪarar jilƣisi»da! Qünki Pǝrwǝrdigarning küni «Ⱪarar jilƣisi»ƣa yeⱪinlaxti.
Аһ, нурғун, нурғун кишиләр «Қарар җилғиси»да! Чүнки Пәрвәрдигарниң күни «Қарар җилғиси»ға йеқинлашти.
15 Ⱪuyax ⱨǝm ay ⱪarangƣulixip ketidu, Yultuzlar ɵz julasini ⱪayturuwalidu.
Қуяш һәм ай қараңғулишип кетиду, Юлтузлар өз җуласини қайтурувалиду.
16 Pǝrwǝrdigar Ziondin ⱨɵrkirǝydu, Yerusalemdin awazini ⱪoyuwetidu; Asmanlar, zeminlar silkinidu; Lekin Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪigǝ baxpanaⱨ, Israil baliliriƣa küq-ⱨimayǝ bolidu.
Пәрвәрдигар Зиондин һөкирәйду, Йерусалимдин авазини қоюветиду; Асманлар, зиминлар силкиниду; Лекин Пәрвәрдигар Өз хәлқигә башпанаһ, Исраил балилириға күч-һимайә болиду.
17 Xuning bilǝn silǝr Mǝnki Pǝrwǝrdigarning silǝrning Hudayinglar ikǝnlikimni, Ɵz muⱪǝddǝs teƣim Zionda turidiƣanliⱪimni bilisilǝr; Yerusalem pak-muⱪǝddǝs bolidu, Uningdin ⱨeq yat adǝmlǝr yǝnǝ ɵtmǝydu.
Шуниң билән силәр Мәнки Пәрвәрдигарниң силәрниң Худайиңлар екәнлигимни, Өз муқәддәс теғим Зионда туридиғанлиғимни билисиләр; Йерусалим пак-муқәддәс болиду, Униңдин һеч ят адәмләр йәнә өтмәйду.
18 Ⱨǝm xu küni ǝmǝlgǝ axuruliduki, Taƣlar yengi xarabni temitidu, Dɵng-egizliklǝrdin süt aⱪidu, Yǝⱨudadiki barliⱪ eriⱪ-ɵstǝnglǝrdǝ liⱪ su aⱪidu; Pǝrwǝrdigarning ɵyidin bir bulaⱪ qiⱪidu, Xittim jilƣisini suƣiridu.
Һәм шу күни әмәлгә ашурулидуки, Тағлар йеңи шарапни темитиду, Дөң-егизликләрдин сүт ақиду, Йәһудадики барлиқ ериқ-өстәңләрдә лиқ су ақиду; Пәрвәрдигарниң өйидин бир булақ чиқиду, Шиттим җилғисини суғириду.
19 Misir bolsa bir qɵllük, Edom adǝmzatsiz bir qɵl-bayawan bolidu, Ularning Yǝⱨuda baliliriƣa ⱪilƣan zulum-zorawanliⱪi tüpǝylidin, Ular bularning zeminida bigunaⱨ ⱪanlarni tɵkkǝnliki tüpǝylidin.
Мисир болса бир чөллүк, Едом адәмзатсиз бир чөл-баяван болиду, Уларниң Йәһуда балилириға қилған зулум-зораванлиғи түпәйлидин, Улар буларниң зиминида бегуна қанларни төккәнлиги түпәйлидин.
20 Biraⱪ Yǝⱨuda mǝnggügǝ turidu, Yerusalem dǝwrdin-dǝwrgiqǝ ⱪalidu;
Бирақ Йәһуда мәңгүгә туриду, Йерусалим дәвирдин-дәвиргичә қалиду;
21 Ⱨǝm Mǝn ularni tɵkkǝn ⱪanlarning paklandurulmiƣan gunaⱨliridin paklandurimǝn; Qünki Pǝrwǝrdigar Zionda makanlaxⱪandur.
Һәм Мән уларни төккән қанларниң пакландурулмиған гуналиридин пакландуримән; Чүнки Пәрвәрдигар Зионда маканлашқандур.