< Ayup 8 >

1 Andin Xuhaliⱪ Bildad jawabǝn mundaⱪ dedi: —
Андин Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: —
2 «Sǝn ⱪaqanƣiqǝ muxularni sɵzlǝysǝn? Aƣzingdiki sɵzlǝr küqlük xamaldǝk ⱪaqanƣiqǝ qiⱪidu?
«Сән қачанғичә мошуларни сөзләйсән? Ағзиңдики сөзләр күчлүк шамалдәк қачанғичә чиқиду?
3 Tǝngri adalǝtni burmiliƣuqimu? Ⱨǝmmigǝ Ⱪadir adilliⱪni burmilamdu?
Тәңри адаләтни бурмилиғучиму? Һәммигә Қадир адиллиқни бурмиламду?
4 Sening baliliring Uning aldida gunaⱨ ⱪilƣan bolsa, U ularnimu itaǝtsizlikining jazasiƣa tapxurƣan, halas.
Сениң балилириң Униң алдида гуна қилған болса, У уларниму итаәтсизлигиниң җазасиға тапшурған, халас.
5 Biraⱪ ǝgǝr ɵzüng ⱨazir qin kɵnglüngdin Tǝngrini izdisǝngla, Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirƣa iltija ⱪilsangla,
Бирақ әгәр өзүң һазир чин көңлүңдин Тәңрини издисәңла, Һәммигә Қадирға илтиҗа қилсаңла,
6 Əgǝr sǝn sap dil ⱨǝm durus bolƣan bolsang, Xübⱨisizki, U sǝn üqün oyƣinidu, Qoⱪum sening ⱨǝⱪⱪaniyliⱪingƣa tolƣan turalƣungni güllǝndüridu.
Әгәр сән сап дил һәм дурус болған болсаң, Шүбһисизки, У сән үчүн ойғиниду, Чоқум сениң һәққанийлиғиңға толған туралғуңни гүлләндүриду.
7 Sǝn dǝslǝptǝ etibarsiz ⱪaralƣan bolsangmu, Biraⱪ sǝn ahirida qoⱪum tehimu güllinisǝn.
Сән дәсләптә етиварсиз қаралған болсаңму, Бирақ сән ахирида чоқум техиму гүллинисән.
8 Xunga sǝndin ɵtünǝyki, ɵtkǝnki dǝwrlǝrdin sorap baⱪⱪin, Ularning ata-bowilirining izdinixlirigimu kɵngül ⱪoyƣin
Шуңа сәндин өтүнәйки, өткәнки дәвирләрдин сорап баққин, Уларниң ата-бовилириниң издинишлиригиму көңүл қойғин
9 (Qünki biz bolsaⱪ tünügünla tuƣulƣanmiz; Künlirimiz pǝⱪǝt bir sayǝ bolƣaqⱪa, ⱨeqnemini bilmǝymiz).
(Чүнки биз болсақ түнүгүнла туғулғанмиз; Күнлиримиз пәқәт бир сайә болғачқа, һеч немини билмәймиз).
10 Sanga kɵrsǝtmǝ berip ɵgǝtǝlǝydiƣan ular ǝmǝsmu? Ular ɵz kɵnglidikini sanga sɵzlimǝmdu?
Саңа көрсәтмә берип үгәтәләйдиған улар әмәсму? Улар өз көңлидикини саңа сөзлимәмду?
11 Latⱪa bolmisa yekǝnlǝr egiz ɵsǝlǝmdu? Ⱪomuxluⱪtiki ot-qɵplǝr susiz ɵsǝlǝmdu?
Латқа болмиса йекәнләр егиз өсәләмду? Қомушлуқтики от-чөпләр сусиз өсәләмду?
12 Ular yexil peti bolup, tehiqǝ orulmiƣan bolsimu, Ⱨǝrⱪandaⱪ ot-qɵptin tez tozup ketidu.
Улар йешил пети болуп, техичә орулмиған болсиму, Һәр қандақ от-чөптин тез тозуп кетиду.
13 Tǝngrini untuƣan kixilǝrning ⱨǝmmisining aⱪiwǝtliri mana xundaⱪtur; Iplaslarning ümidi mana xundaⱪ yoⱪⱪa ketǝr.
Тәңрини унтуған кишиләрниң һәммисиниң ақивәтлири мана шундақтур; Ипласларниң үмүти мана шундақ йоққа кетәр.
14 Qünki uning tayanƣini qürük bir nǝrsǝ, halas; Uning ixǝngini bolsa ɵmüqükning toridur, halas.
Чүнки униң таянғини чүрүк бир нәрсә, халас; Униң ишәнгини болса өмчүкниң торидур, халас.
15 U ɵz uwisiƣa yɵlinidu, biraⱪ u mǝzmut turmaydu; U uni qing tutuwalƣan bolsimu, biraⱪ u bǝrdaxliⱪ berǝlmǝydu.
У өз угисиға йөлиниду, бирақ у мәзмут турмайду; У уни чиң тутувалған болсиму, бирақ у бәрдашлиқ берәлмәйду.
16 U ⱪuyax astida kɵkligǝn bolsimu, Uning pilǝkliri ɵz beƣini ⱪapliƣan bolsimu,
У қуяш астида көклигән болсиму, Униң пиләклири өз беғини қаплиған болсиму,
17 Uning yiltizliri tax dɵwisigǝ qirmixip kǝtkǝn bolsimu, U taxlar arisida orun izdigǝn bolsimu,
Униң йилтизлири таш догисиға чирмишип кәткән болсиму, У ташлар арисида орун издигән болсиму,
18 Lekin [Huda] uni ornidin yuliwǝtsǝ, Axu yǝr uningdin tenip: «Mǝn seni kɵrmigǝn!» — dǝydu.
Лекин [Худа] уни орнидин юливәтсә, Әшу йәр униңдин тенип: «Мән сени көрмигән!» — дәйду.
19 Mana uning yolining xadliⱪi! Uningdin keyin orniƣa baxⱪiliri tupraⱪtin ünidu.
Мана униң йолиниң шатлиғи! Униңдин кейин орниға башқилири тупрақтин үниду.
20 Ⱪara, Huda durus adǝmni taxlimaydu, Yaki yamanliⱪ ⱪilƣuqilarning ⱪolini tutup ularni yɵlimǝydu.
Қара, Худа дурус адәмни ташлимайду, Яки яманлиқ қилғучиларниң қолини тутуп уларни йөлимәйду.
21 U yǝnǝ sening aƣzingni külkǝ bilǝn, Lǝwliringni xadliⱪ awazliri bilǝn tolduridu,
У йәнә сениң ағзиңни күлкә билән, Ләвлириңни шатлиқ авазлири билән толдуриду,
22 Sanga nǝprǝtlǝngǝnlǝrgǝ xǝrmǝndilik qaplinidu, Əskilǝrning qediri yoⱪitilidu».
Саңа нәпрәтләнгәнләргә шәрмәндилик чаплиниду, Әскиләрниң чедири йоқитилиду».

< Ayup 8 >