< Ayup 7 >
1 Insanƣa zeminda jǝwrǝ-japa qekidiƣan turmux bekitilgǝn ǝmǝsmu? Uning künliri bir mǝdikarningkigǝ ohxax ǝmǝsmu?
Инсанға зиминда җәврә-җапа чекидиған турмуш бекитилгән әмәсму? Униң күнлири бир мәдикарниңкигә охшаш әмәсму?
2 Ⱪul kǝqⱪurunning sayisigǝ tǝxna bolƣandǝk, Mǝdikar ɵz ǝmgikining ⱨǝⱪⱪini kütkǝndǝk,
Қул кәчқурунниң сайисигә тәшна болғандәк, Мәдикар өз әмгигиниң һәққини күткәндәк,
3 Mana biⱨudǝ aylar manga bekitilgǝn, Ƣǝxlikkǝ tolƣan keqilǝr manga nesip ⱪilinƣan.
Мана беһудә айлар маңа бекитилгән, Ғәшликкә толған кечиләр маңа несип қилинған.
4 Mǝn yatⱪinimda: «Ⱪaqan ⱪoparmǝn?» dǝp oylaymǝn, Biraⱪ kǝq uzundin uzun bolidu, Tang atⱪuqǝ pütün bir keqǝ mǝn tolƣinip yatimǝn.
Мән ятқинимда: «Қачан қопармән?» дәп ойлаймән, Бирақ кәч узундин узун болиду, Таң атқичә пүтүн бир кечә мән толғинип ятимән.
5 Ətlirim ⱪurtlar ⱨǝm topa-qanglar bilǝn ⱪaplandi, Terilirim yerilip, yiringlap kǝtti.
Әтлирим қурутлар һәм топа-чаңлар билән қапланди, Терилирим йерилип, йириңлап кәтти.
6 Künlirim bapkarning mokisidinmu ittik ɵtidu, Ular ümidsizlik bilǝn ayaƣlixay dǝp ⱪaldi.
Күнлирим бапкарниң мокисидинму иштик өтиду, Улар үмүтсизлик билән аяқлишай дәп қалди.
7 [Aⱨ Huda], mening jenim bir nǝpǝsla halas. Kɵzüm yahxiliⱪni ⱪaytidin kɵrmǝydiƣanliⱪi esingdǝ bolsun;
[Аһ Худа], мениң җеним бир нәпәсла халас. Көзүм яхшилиқни қайтидин көрмәйдиғанлиғи есиңдә болсун;
8 Meni Kɵrgüqining kɵzi ikkinqi ⱪetim manga ⱪarimaydu, Sǝn nǝziringni üstümgǝ qüxürginingdǝ, mǝn yoⱪalƣan bolimǝn.
Мени Көргүчиниң көзи иккинчи қетим маңа қаримайду, Сән нәзириңни үстүмгә чүшүргиниңдә, мән йоқалған болимән.
9 Bulut ƣayib bolup, ⱪayta kɵrünmigǝndǝk, Ohxaxla tǝⱨtisaraƣa qüxkǝn adǝm ⱪaytidin qiⱪmaydu. (Sheol )
Булут ғайип болуп, қайта көрүнмигәндәк, Охшашла тәһтисараға чүшкән адәм қайтидин чиқмайду. (Sheol )
10 U yǝnǝ ɵz ɵyigǝ ⱪaytmaydu, Ɵz yurti uni ⱪayta tonumaydu.
У йәнә өз өйигә қайтмайду, Өз жути уни қайта тонумайду.
11 Xunga mǝn aƣzimni yummay, Roⱨimning dǝrd-ǝlimi bilǝn sɵz ⱪilay, Jenimning azabidin zarlaymǝn.
Шуңа мән ағзимни жуммай, Роһумниң дәрд-әлими билән сөз қилай, Җенимниң азавидин зарлаймән.
12 Nemixⱪa Sǝn üstümdin kɵzǝt ⱪilisǝn? Mǝn [hǝtǝrlik] bir dengizmu-ya? Yaki dengizdiki bir ǝjdiⱨamumǝn?
Немишкә Сән үстүмдин күзәт қилисән? Мән [хәтәрлик] бир деңизму-я? Яки деңиздики бир әҗдиһамумән?
13 Mǝn: «Aⱨ, yatⱪan ornum manga raⱨǝt beridu, Kɵrpǝm nalǝ-pǝryadimƣa dǝrman bolidu» — desǝm,
Мән: «Аһ, ятқан орнум маңа раһәт бериду, Көрпәм налә-пәрядимға дәрман болиду» — десәм,
14 Əmdi Sǝn qüxlǝr bilǝn meni ⱪorⱪutiwatisǝn, Ƣayibanǝ alamǝtlǝr bilǝn manga wǝⱨimǝ salisǝn.
Әнди Сән чүшләр билән мени қорқутиватисән, Ғайипанә аламәтләр билән маңа вәһимә салисән.
15 Xuning üqün boƣuluxumni, ɵlümni, Bu sɵngǝklirimgǝ ⱪarap olturuxtin artuⱪ bilimǝn.
Шуниң үчүн боғулушумни, өлүмни, Бу сүйәклиримгә қарап олтириштин артуқ билимән.
16 Mǝn ɵz jenimdin toydum; Mening mǝnggügǝ yaxiƣum yoⱪ, Meni mǝylimgǝ ⱪoyiwǝtkin, Mening künlirim biⱨudidur.
Мән өз җенимдин тойдум; Мениң мәңгүгә яшиғум йоқ, Мени мәйлимгә қойивәткин, Мениң күнлирим беһудидур.
17 Insan balisi nemidi? Sǝn nemixⱪa uni qong bilisǝn, Nemǝ dǝp uningƣa kɵngül berisǝn?
Инсан балиси немиди? Сән немишкә уни чоң билисән, Немә дәп униңға көңүл берисән?
18 Ⱨǝr ǝtigǝndǝ uni sürüxtürüp kelisǝn, Ⱨǝr nǝpǝs uni sinaysǝn!
Һәр әтигәндә уни сүрүштүрүп келисән, Һәр нәпәс уни синайсән!
19 Ⱪaqanƣiqǝ meningdin nǝziringni almaysǝn, Manga ⱪaqanƣiqǝ aƣzimdiki seriⱪ suni yutuwalƣudǝk aram bǝrmǝysǝn?
Қачанғичә мениңдин нәзириңни алмайсән, Маңа қачанғичә ағзимдики сериқ суни жутувалғидәк арам бәрмәйсән?
20 Mǝn gunaⱨ ⱪilƣan bolsammu, i insaniyǝtni Kɵzǝtküqi, Sanga nemǝ ⱪiliptimǝn?! Mǝn Sanga yük bolup ⱪaldimmu? Buning bilǝn meni Ɵzünggǝ zǝrbǝ nixani ⱪilƣansǝnmu?
Мән гуна қилған болсамму, и инсанийәтни Күзәткүчи, Саңа немә қилиптимән?! Мән Саңа жүк болуп қалдимму? Буниң билән мени Өзүңгә зәрбә нишани қилғансәнму?
21 Sǝn nemixⱪa mening itaǝtsizlikimni kǝqürüm ⱪilip, Gunaⱨimni saⱪit ⱪilmaysǝn? Qünki mǝn pat arida topining iqidǝ uhlaymǝn; Sǝn meni izdǝp kelisǝn, lekin mǝn mǝwjut bolmaymǝn».
Сән немишкә мениң итаәтсизлигимни кәчүрүм қилип, Гунайимни сақит қилмайсән? Чүнки мән пат арида топиниң ичидә ухлаймән; Сән мени издәп келисән, лекин мән мәвҗут болмаймән».