< Ayup 6 >

1 Ayup jawabǝn mundaⱪ dedi: —
Аюп җававән мундақ деди: —
2 «Aⱨ, mening dǝrdlik zarlirim tarazida ɵlqǝnsǝ! Aⱨ, beximƣa qüxkǝn barliⱪ bala-ⱪaza bular bilǝn billǝ tarazilansa!
«Аһ, мениң дәрдлик зарлирим таразида өлчәнсә! Аһ, бешимға чүшкән барлиқ балаю-қаза булар билән биллә таразиланса!
3 Xundaⱪ ⱪilinsa u ⱨazir dengizdiki ⱪumdin eƣir bolup qiⱪidu; Xuning üqün sɵzlirim tǝlwilǝrqǝ boluwatidu.
Шундақ қилинса у һазир деңиздики қумдин еғир болуп чиқиду; Шуниң үчүн сөзлирим тәлвиләрчә болуватиду.
4 Qünki Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirning oⱪliri manga sanjilip iqimdǝ turuwatidu, Ularning zǝⱨirini roⱨim iqmǝktǝ, Tǝngrining wǝⱨimiliri manga ⱪarxi sǝp tüzüp ⱨujum ⱪiliwatidu.
Чүнки Һәммигә Қадирниң оқлири маңа санҗилип ичимдә туруватиду, Уларниң зәһирини роһум ичмәктә, Тәңриниң вәһимилири маңа қарши сәп түзүп һуҗум қиливатиду.
5 Yawa exǝk ot-qɵp tapⱪanda ⱨangramdu? Kala bolsa yǝm-hǝxǝk üstidǝ mɵrǝmdu?
Явайи ешәк от-чөп тапқанда һаңрамду? Кала болса йәм-хәшәк үстидә мөрәмду?
6 Tuz bolmisa tǝmsiz nǝrsini yegili bolamdu? Ham tuhumning eⱪining tǝmi barmu?
Туз болмиса тәмсиз нәрсини йегили боламду? Хам тухумниң еқиниң тәми барму?
7 Jenim ularƣa tǝgsimu sǝskinip ketidu, Ular manga yirginqlik tamaⱪ bolup tuyulidu.
Җеним уларға тәгсиму сәскинип кетиду, Улар маңа жиркиничлик тамақ болуп туюлиду.
8 Aⱨ, mening tǝxna bolƣinim kǝlsidi! Tǝngri intizarimni ijabǝt ⱪilsidi!
Аһ, мениң тәшна болғиним кәлсиди! Тәңри интизаримни иҗабәт қилсиди!
9 Aⱨ, Tǝngri meni yanjip taxlisun! U ⱪolini ⱪoyuwetip jenimni üzüp taxlaxⱪa muwapiⱪ kɵrsidi!
Аһ, Тәңри мени янчип ташлисун! У қолини қоюветип җенимни үзүп ташлашқа мувапиқ көрсиди!
10 Xundaⱪ bolsa, manga tǝsǝlli bolatti, Ⱨǝtta rǝⱨimsiz aƣriⱪlarda ⱪiynalsammu, xadlinattim; Qünki Muⱪǝddǝs Bolƣuqining sɵzliridin tanmiƣan bolattim!
Шундақ болса, маңа тәсәлли болатти, Һәтта рәһимсиз ағриқларда қийналсамму, шатлинаттим; Чүнки Муқәддәс Болғучиниң сөзлиридин танмиған болаттим!
11 Mǝndǝ ɵlümni kütküdǝk yǝnǝ ⱪanqilik maƣdur ⱪaldi? Mening sǝwr-taⱪǝtlik bolup ⱨayatimni uzartiximning nemǝ nǝtijisi bolar?
Мәндә өлүмни күткидәк йәнә қанчилик мағдур қалди? Мениң сәвир-тақәтлик болуп һаятимни узартишимниң немә нәтиҗиси болар?
12 Mening küqüm taxtǝk qingmu? Mening ǝtlirim mistin yasalƣanmidi?
Мениң күчүм таштәк чиңму? Мениң әтлирим мистин ясалғанмиди?
13 Ɵzümgǝ yardǝm bǝrgüdǝk maƣdurum ⱪalmidi ǝmǝsmu? Ⱨǝrⱪandaⱪ ǝⱪil-tǝdbir mǝndin ⱪoƣliwetilgǝn ǝmǝsmu?
Өзүмгә ярдәм бәргидәк мағдурум қалмиди әмәсму? Һәр қандақ әқил-тәдбир мәндин қоғливетилгән әмәсму?
14 Ümidsizlinip ketiwatⱪan kixigǝ dosti meⱨribanliⱪ kɵrsǝtmiki zɵrürdur; Bolmisa u Ⱨǝmmigǝ ⱪadirdin ⱪorⱪuxtin waz keqixi mumkin.
Үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур; Болмиса у Һәммигә қадирдин қорқуштин ваз кечиши мүмкин.
15 Biraⱪ buradǝrlirim waⱪitliⱪ «aldamqi eriⱪ» süyidǝk, Manga ⱨeligǝrlik bilǝn muamilǝ ⱪilmaⱪta; Ular suliri eⱪip tügigǝn eriⱪⱪa ohxaydu.
Бирақ бурадәрлирим вақитлиқ «алдамчи ериқ» сүйидәк, Маңа һелигәрлик билән муамилә қилмақта; Улар сулири еқип түгигән ериққа охшайду.
16 Erigǝn muz suliri eriⱪⱪa kirgǝndǝ ular ⱪaridap ketidu, Ⱪarlar ularning iqidǝ yoⱪilip ketidu,
Еригән муз сулири ериққа киргәндә улар қаридап кетиду, Қарлар уларниң ичидә йоқилип кетиду,
17 Ular pǝsilning illixi bilǝn ⱪurup ketidu; Ⱨawa issip kǝtkǝndǝ, izidin yoⱪilip ketidu.
Улар пәсилниң иллиши билән қуруп кетиду; Һава иссип кәткәндә, изидин йоқилип кетиду.
18 Sǝpǝrdaxlar mangƣan yolidin qiⱪip, eriⱪⱪa burulidu; Ular eriⱪni boylap mengip, qɵldǝ ezip ɵlidu.
Сәпәрдашлар маңған йолидин чиқип, ериққа бурулиду; Улар ериқни бойлап меңип, чөлдә езип өлиду.
19 Temaliⱪ karwanlarmu eriⱪ izdǝp mangdi; Xebaliⱪ sodigǝrlǝrmu ularƣa ümid bilǝn ⱪaridi;
Темалиқ карванларму ериқ издәп маңди; Шебалиқ содигәрләрму уларға үмүт билән қариди;
20 Biraⱪ ular ixǝnginidin ümidsizlinip nomusta ⱪaldi; Ular axu yǝrgǝ kelixi bilǝn parakǝndiqilikkǝ uqridi.
Бирақ улар ишәнгинидин үмүтсизлинип номуста қалди; Улар әшу йәргә келиши билән паракәндичиликкә учриди.
21 Mana silǝr ularƣa ohxax [manga tayini] yoⱪ bolup ⱪaldinglar; Silǝr ⱪorⱪunqluⱪ bir wǝⱨimini kɵrüpla ⱪorⱪup ketiwatisilǝr.
Мана силәр уларға охшаш [маңа тайини] йоқ болуп қалдиңлар; Силәр қорқунучлуқ бир вәһимини көрүпла қорқуп кетиватисиләр.
22 Mǝn silǝrgǝ: «Manga beringlar», Yaki: «Manga mal-mülükliringlardin ⱨǝdiyǝ ⱪilinglar?» — degǝnni ⱪaqan dǝp baⱪⱪan?
Мән силәргә: «Маңа бериңлар», Яки: «Маңа мал-мүлүклириңлардин һәдийә қилиңлар?» — дегәнни қачан дәп баққан?
23 Yaki: «Meni ezitⱪuqining ⱪolidin ⱪutⱪuzunglar!» Yaki «Zorawanlarning ⱪolidin gɵrügǝ pul bǝrsǝnglar!» dǝp baⱪⱪanmu?
Яки: «Мени езитқучиниң қолидин қутқузуңлар!» Яки «Зораванларниң қолидин гөрүгә пул бәрсәңлар!» дәп баққанму?
24 Manga ɵgitip ⱪoyunglar, süküt ⱪilimǝn; Nǝdǝ yoldin qiⱪⱪanliⱪimni manga kɵrsitip beringlar.
Маңа үгитип қоюңлар, сүкүт қилимән; Нәдә йолдин чиққанлиғимни маңа көрситип бериңлар.
25 Toƣra sɵzlǝr nemidegǝn ɵtkür-ⱨǝ! Biraⱪ ǝyibliringlar zadi nemini ispatliyalaydu?!
Тоғра сөзләр немидегән өткүр-һә! Бирақ әйиплириңлар зади немини испатлалайду?!
26 Ümidsizlǝngǝn kixining gǝpliri ɵtüp ketidiƣan xamaldǝk tursa, Pǝⱪǝt sɵzlǝrnila ǝyiblimǝkqimusilǝr?
Үмүтсизләнгән кишиниң гәплири өтүп кетидиған шамалдәк турса, Пәқәт сөзләрнила әйиплимәкчимусиләр?
27 Silǝr yetim-yesirlarning üstidǝ qǝk taxlixisilǝr! Dost-buradiringlar üstidǝ sodilixisilǝr!
Силәр житим-йесирларниң үстидә чәк ташлишисиләр! Дост-бурадириңлар үстидә содилишисиләр!
28 Əmdi manga yüz turanǝ ⱪarap beⱪinglar; Aldinglardila yalƣan sɵz ⱪilalamdim?
Әнди маңа йүз туранә қарап беқиңлар; Алдиңлардила ялған сөз қилаламдим?
29 Ɵtünimǝn, boldi ⱪilinglar, gunaⱨ bolmisun; Rast, ⱪaytidin oylap beⱪinglar, Qünki ɵzümning toƣriliⱪim [tarazida] turidu.
Өтүнимән, болди қилиңлар, гуна болмисун; Раст, қайтидин ойлап беқиңлар, Чүнки өзүмниң тоғрилиғим [таразида] туриду.
30 Tilimda hataliⱪ barmu? Tilim yamanliⱪni zadi tetiyalmasmu?
Тилимда хаталиқ барму? Тилим яманлиқни зади теталмасму?

< Ayup 6 >