< Ayup 41 >

1 Lewiatanni ⱪarmaⱪ bilǝn tartalamsǝn? Uning tilini arƣamqa bilǝn [baƣlap] basalamsǝn?
Левиатанни қармақ билән тарталамсән? Униң тилини арғамча билән [бағлап] басаламсән?
2 Uning burniƣa ⱪomux qülükni kirgüzǝlǝmsǝn? Uning engikini tɵmür nǝyzǝ bilǝn texǝlǝmsǝn?
Униң бурниға қомуш чүлүкни киргөзәләмсән? Униң еңигини төмүр нәйзә билән тешәләмсән?
3 U sanga arⱪa-arⱪidin iltija ⱪilamdu? Yaki sanga yawaxliⱪ bilǝn sɵz ⱪilamdu?
У саңа арқа-арқидин илтиҗа қиламду? Яки саңа мулайимлиқ билән сөз қиламду?
4 U sǝn bilǝn ǝⱨdǝ tüzüp, Xuning bilǝn sǝn uni mǝnggü malay süpitidǝ ⱪobul ⱪilalamsǝn?
У сән билән әһдә түзүп, Шуниң билән сән уни мәңгү малай сүпитидә қобул қилаламсән?
5 Sǝn uni ⱪuxⱪaqni oynatⱪandǝk oynitamsǝn? Dedǝkliringning ⱨuzuri üqün uni baƣlap ⱪoyamsǝn?
Сән уни қушқачни ойнатқандәк ойнитамсән? Дедәклириңниң һозури үчүн уни бағлап қоямсән?
6 Tijarǝtqilǝr uning üstidǝ sodilixamdu? Uni sodigǝrlǝrgǝ bɵlüxtürüp berǝmdu?
Тиҗарәтчиләр униң үстидә содилишамду? Уни содигәрләргә бөлүштүрүп берәмду?
7 Sǝn uning pütkül terisigǝ atarnǝyzini sanjiyalamsǝn? Uning bexiƣa qanggak bilǝn sanjiyalamsǝn?!
Сән униң пүткүл терисигә атарнәйзини санҗаламсән? Униң бешиға чаңгак билән санҗаламсән?!
8 Ⱪolungni uningƣa birla tǝgküzgǝndin keyin, Bu jǝngni ǝslǝp ikkinqi undaⱪ ⱪilƣuqi bolmaysǝn!
Қолуңни униңға бирла тәккүзгәндин кейин, Бу җәңни әсләп иккинчи ундақ қилғучи болмайсән!
9 Mana, «[uni boysundurimǝn]» degǝn ⱨǝrⱪandaⱪ ümid biⱨudiliktur; Ⱨǝtta uni bir kɵrüpla, ümidsizlinip yǝrgǝ ⱪarap ⱪalidu ǝmǝsmu?
Мана, «[уни бойсундуримән]» дегән һәр қандақ үмүт беһудиликтур; Һәтта уни бир көрүпла, үмүтсизлинип йәргә қарап қалиду әмәсму?
10 Uning jeniƣa tegixkǝ petinalaydiƣan ⱨeqkim yoⱪtur; Undaⱪta Mening aldimda turmaⱪqi bolƣan kimdur?
Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур; Ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?
11 Asman astidiki ⱨǝmmǝ nǝrsǝ Mening tursa, Mening aldimƣa kim kelip «manga tegixlikini bǝrginǝ» dǝp baⱪⱪan ikǝn, Mǝn uningƣa ⱪayturuxⱪa tegixlikmu?
Асман астидики һәммә нәрсә Мениң турса, Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән, Мән униңға қайтурушқа тегишликму?
12 [Lewiatanning] ǝzaliri, Uning zor küqi, Uning tüzülüxining güzǝlliki toƣruluⱪ, Mǝn süküt ⱪilip turalmaymǝn.
[Левиатанниң] әзалири, Униң зор күчи, Униң түзүлүшиниң гөзәллиги тоғрилиқ, Мән сүкүт қилип туралмаймән.
13 Kim uning sawutluⱪ tonini salduruwetǝlisun? Kim uning ⱪox engiki iqigǝ kiriwalalisun?
Ким униң савутлуқ тонини салдуруветәлисун? Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?
14 Kim uning yüz dǝrwazilirini aqalalisun? Uning qixliri ǝtrapida wǝⱨimǝ yatidu.
Ким униң йүз дәрвазилирини ачалалисун? Униң чишлири әтрапида вәһимә ятиду.
15 Ⱪasiraⱪlirining sǝpliri uning pǝhridur, Ular bir-birigǝ qing qaplaxturulƣanki,
Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур, Улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки,
16 Bir-birigǝ xamal kirmǝs yeⱪin turidu.
Бир-биригә шамал кирмәс йеқин туриду.
17 Ularning ⱨǝrbiri ɵz ⱨǝmraⱨliriƣa qaplaxⱪandur; Bir-birigǝ ziq yepixturulƣan, ⱨeq ayrilmastur.
Уларниң һәр бири өз һәмраһлириға чаплашқандур; Бир-биригә зич йепиштурулған, һеч айрилмастур.
18 Uning qüxkürüxliridin nur qaⱪnaydu, Uning kɵzliri sǝⱨǝrdiki ⱪapaⱪtǝktur.
Униң чүшкүрүшлиридин нур чақнайду, Униң көзлири сәһәрдики қапақтәктур.
19 Uning aƣzidin otlar qiⱪip turidu; Ot uqⱪunliri sǝkrǝp qiⱪidu.
Униң ағзидин отлар чиқип туриду; От учқунлири сәкрәп чиқиду.
20 Ⱪomux gülhanƣa ⱪoyƣan ⱪaynawatⱪan ⱪazandin qiⱪⱪan ⱨordǝk, Uning burun tɵxükidin tütün qiⱪip turidu;
Қомуш гүлханға қойған қайнаватқан қазандин чиққан һордәк, Униң бурун төшүгидин түтүн чиқип туриду;
21 Uning nǝpisi kɵmürlǝrni tutaxturidu, Uning aƣzidin bir yalⱪun qiⱪidu.
Униң нәпәси көмүрләрни туташтуриду, Униң ағзидин бир ялқун чиқиду.
22 Boynida zor küq yatidu, Wǝⱨimǝ uning aldida sǝkrixip oynaydu.
Бойнида зор күч ятиду, Вәһимә униң алдида сәкришип ойнайду.
23 Uning ǝtliri ⱪat-ⱪat birlǝxtürülüp qing turidu; Üstidiki [ⱪasiraⱪliri] yepixturulup, midirlimay turidu.
Униң әтлири қат-қат бирләштүрүлүп чиң туриду; Үстидики [қасирақлири] йепиштурулуп, мидирлимай туриду.
24 Uning yüriki bǝǝyni taxtǝk mustǝⱨkǝm turidu, Ⱨǝtta tügmǝnning asti texidǝk mǝzmut turidu.
Униң жүриги бәәйни таштәк мустәһкәм туриду, Һәтта түгмәнниң асти тешидәк мәзмут туриду.
25 U ornidin ⱪozƣalsa, palwanlarmu ⱪorⱪup ⱪalidu; Uning tolƣinip xawⱪunlixidin alaⱪzadǝ bolup ketidu.
У орнидин қозғалса, палванларму қорқуп қалиду; Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду.
26 Birsi ⱪiliqni uningƣa tǝgküzsimu, ⱨeq ünümi yoⱪ; Nǝyzǝ, atarnǝyzǝ wǝ yaki qanggaⱪ bolsimu bǝribir ünümsizdur.
Бириси қилични униңға тәккүзсиму, һеч үнүми йоқ; Нәйзә, атарнәйзә вә яки чаңгақ болсиму бәрибир үнүмсиздур.
27 U tɵmürni samandǝk, Misni por yaƣaqtǝk qaƣlaydu.
У төмүрни самандәк, Мисни пор яғачтәк чағлайду.
28 Oⱪya bolsa uni ⱪorⱪitip ⱪaqⱪuzalmaydu; Salƣa taxliri uning aldida pahalƣa aylinidu.
Оқя болса уни қорқитип қачқузалмайду; Салға ташлири униң алдида пахалға айлиниду.
29 Toⱪmaⱪlarmu pahaldǝk ⱨeqnemǝ ⱨesablanmaydu; U nǝyzǝ-xǝxbǝrning tǝnglinixigǝ ⱪarap külüp ⱪoyidu.
Тоқмақларму пахалдәк һеч немә һесапланмайду; У нәйзә-шәшбәрниң тәңлинишигә қарап күлүп қойиду.
30 Uning asti ⱪismi bolsa ɵtkür sapal parqiliridur; U lay üstigǝ qong tirna bilǝn tatiliƣandǝk iz ⱪalduridu.
Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур; У лай үстигә чоң тирна билән татилиғандәк из қалдуриду.
31 U dengiz-okyanlarni ⱪazandǝk ⱪaynitiwetidu; U dengizni ⱪazandiki mǝlⱨǝmdǝk waraⱪxitidu;
У деңиз-океанларни қазандәк қайнитиветиду; У деңизни қазандики мәлһәмдәк варақшитиду;
32 U mangsa mangƣan yoli parⱪiraydu; Adǝm [buȥƣunlarni kɵrüp] qongⱪur dengizni ap’aⱪ qaqliⱪ boway dǝp oylap ⱪalidu.
У маңса маңған йоли пақирайду; Адәм [бужғунларни көрүп] чоңқур деңизни аппақ чачлиқ бовай дәп ойлап қалиду.
33 Yǝr yüzidǝ uning tǝngdixi yoⱪtur, U ⱨeq ⱪorⱪmas yaritilƣan.
Йәр йүзидә униң тәңдиши йоқтур, У һеч қорқмас яритилған.
34 U büyüklǝrning ⱨǝrⱪandiⱪiƣa [jür’ǝt bilǝn] nǝzǝr selip, ⱪorⱪmaydu; U barliⱪ mǝƣrur ⱨaywanlarning padixaⱨidur».
У бүйүкләрниң һәр қандиқиға [җүръәт билән] нәзәр селип, қорқмайду; У барлиқ мәғрур һайванларниң падишасидур».

< Ayup 41 >