< Ayup 32 >
1 Xuning bilǝn bu üq kixi Ayupⱪa jawab berixtin tohtidi; qünki ular Ayupning ⱪarixida ɵzini ⱨǝⱪⱪaniy dǝp tonuydiƣanliⱪini bildi.
Шуниң билән бу үч киши Аюпқа җавап бериштин тохтиди; чүнки улар Аюпниң қаришида өзини һәққаний дәп тонуйдиғанлиғини билди.
2 Andin Buziliⱪ Ramning ailisidin bolƣan Barahǝlning oƣli Elihu isimlik yigitning ƣǝzipi ⱪozƣaldi; uning ƣǝzipi Ayupⱪa ⱪarita ⱪozƣaldi, qünki u Hudani ǝmǝs, bǝlki ɵzini toƣra ⱨesabliƣanidi;
Андин Бузилиқ Рамниң аилисидин болған Барахәлниң оғли Елиху исимлиқ жигитниң ғәзиви қозғалди; униң ғәзиви Аюпқа қарита қозғалди, чүнки у Худани әмәс, бәлки өзини тоғра һесаплиған еди;
3 Uning ƣǝzipi Ayupning üq dostliriƣimu ⱪaritildi, qünki ular Ayupⱪa rǝddiyǝ bǝrgüdǝk sɵz tapalmay turup, yǝnila uni gunaⱨkar dǝp bekitkǝnidi.
Униң ғәзиви Аюпниң үч достлириғиму қаритилди, чүнки улар Аюпқа рәддийә бәргидәк сөз тапалмай туруп, йәнила уни гунакар дәп бекиткән еди.
4 Biraⱪ Elihu bolsa Ayupⱪa jawab berixni kütkǝnidi, qünki bu tɵtǝylǝnning kɵrgǝn künliri ɵzidin kɵp idi.
Бирақ Елиху болса Аюпқа җавап беришни күткән еди, чүнки бу төртәйләнниң көргән күнлири өзидин көп еди.
5 Elihu bu üq dostning aƣzida ⱨeqⱪandaⱪ jawabi yoⱪluⱪini kɵrgǝndin keyin, uning ƣǝzipi ⱪozƣaldi.
Елиху бу үч достниң ағзида һеч қандақ җавави йоқлуғини көргәндин кейин, униң ғәзиви қозғалди.
6 Xuning bilǝn Buziliⱪ Barahǝlning oƣli Elihu eƣiz eqip jawabǝn mundaⱪ dedi: — «Mǝn bolsam yax, silǝr bolsanglar yaxanƣansilǝr; Xundaⱪ bolƣaqⱪa mǝn tartinip, bilgǝnlirimni silǝrgǝ ayan ⱪilixtin ⱪorⱪup kǝldim.
Шуниң билән Бузилиқ Барахәлниң оғли Елиху еғиз ечип җававән мундақ деди: — «Мән болсам яш, силәр болсаңлар яшанғансиләр; Шундақ болғачқа мән тартинип, билгәнлиримни силәргә аян қилиштин қорқуп кәлдим.
7 Mǝn: «Yexi qong bolƣanlar [awwal] sɵzlixi kerǝk; Yillar kɵpǝysǝ, adǝmgǝ danaliⱪni ɵgitidu», dǝp ⱪarayttim;
Мән: «Йеши чоң болғанлар [авал] сөзлиши керәк; Жиллар көпәйсә, адәмгә даналиқни үгитиду», дәп қарайттим;
8 Biraⱪ ⱨǝrbir insanda roⱨ bar; Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirning nǝpisi uni ǝⱪil-idrakliⱪ ⱪilip yorutidu.
Бирақ һәр бир инсанда роһ бар; Һәммигә Қадирниң нәпәси уни әқил-идраклиқ қилип йорутиду.
9 Lekin qonglarning dana boluxi natayin; Ⱪerilarning toƣra ⱨɵküm qiⱪaraliximu natayin.
Лекин чоңларниң дана болуши натайин; Қериларниң тоғра һөкүм чиқаралишиму натайин.
10 Xunga mǝn: «Manga ⱪulaⱪ selinglar» dǝymǝn, Mǝnmu ɵz bilginimni bayan ǝylǝy.
Шуңа мән: «Маңа қулақ селиңлар» дәймән, Мәнму өз билгинимни баян әйләй.
11 Mana, silǝr toƣra sɵzlǝrni izdǝp yürgininglarda, Mǝn sɵzliringlarni kütkǝnmǝn; Silǝrning munazirǝnglarƣa ⱪulaⱪ salattim;
Мана, силәр тоғра сөзләрни издәп жүргиниңларда, Мән сөзлириңларни күткәнмән; Силәрниң муназирәңларға қулақ салаттим;
12 Xundaⱪ, silǝrgǝ qin kɵnglümdin ⱪulaⱪ saldim; Biraⱪ silǝrdin ⱨeqⱪaysinglar Ayupⱪa rǝddiyǝ bǝrmidinglar, Ⱨeqⱪaysinglar uning sɵzlirigǝ jawab berǝlmidinglarki,
Шундақ, силәргә чин көңлүмдин қулақ салдим; Бирақ силәрдин һеч қайсиңлар Аюпқа рәддийә бәрмидиңлар, Һеч қайсиңлар униң сөзлиригә җавап берәлмидиңларки,
13 Silǝr: «Ⱨǝⱪiⱪǝtǝn danaliⱪ taptuⱪ!» deyǝlmǝysilǝr; Insan ǝmǝs, bǝlki Tǝngri uningƣa rǝddiyǝ ⱪilidu.
Силәр: «Һәқиқәтән даналиқ таптуқ!» дейәлмәйсиләр; Инсан әмәс, бәлки Тәңри униңға рәддийә қилиду.
14 Uning jǝnggǝ tizilƣan ⱨujum sɵzliri manga ⱪaritilƣan ǝmǝs; Ⱨǝm mǝn bolsam silǝrning gǝpliringlar boyiqǝ uningƣa jawab bǝrmǝymǝn
Униң җәңгә тизилған һуҗум сөзлири маңа қаритилған әмәс; Һәм мән болсам силәрниң гәплириңлар бойичә униңға җавап бәрмәймән
15 (Bu üqǝylǝn ⱨǝyranuⱨǝs bolup, ⱪayta jawab berixmidi; Ⱨǝmmǝ sɵz ulardin uqup kǝtti.
(Бу үчәйлән һәйрануһәс болуп, қайта җавап беришмиди; Һәммә сөз улардин учуп кәтти.
16 Mǝn kütüp turattim, qünki ular gǝp ⱪilmidi, bǝlki jimjit ɵrǝ turup ⱪayta jawab bǝrmidi);
Мән күтүп тураттим, чүнки улар гәп қилмиди, бәлки җим-җит өрә туруп қайта җавап бәрмиди);
17 Əmdi ɵzümning nɵwitidǝ mǝn jawab berǝy, Mǝnmu bilginimni kɵrsitip berǝy.
Әнди өзүмниң нөвитидә мән җавап берәй, Мәнму билгинимни көрситип берәй.
18 Qünki dǝydiƣan sɵzlirim liⱪ toldi; Iqimdiki Roⱨ manga türtkǝ boldi;
Чүнки дәйдиған сөзлирим лиқ толди; Ичимдики Роһ маңа түрткә болди;
19 Mana, ⱪorsiⱪim eqilmiƣan xarab tulumiƣa ohxaydu; Yengi xarab tulumliri partlap ketidiƣandǝk partlaydiƣan boldi.
Мана, қосиғим ечилмиған шарап тулумиға охшайду; Йеңи шарап тулумлири партлап кетидиғандәк партлайдиған болди.
20 Xunga mǝn sɵz ⱪilip iqimni boxitay; Mǝn lǝwlirimni eqip jawab berǝy.
Шуңа мән сөз қилип ичимни бошитай; Мән ләвлиримни ечип җавап берәй.
21 Mǝn ⱨeqkimgǝ yüz-hatirǝ ⱪilmaymǝn; Wǝ yaki ⱨeq adǝmgǝ huxamǝt ⱪilmaymǝn.
Мән һеч кимгә йүз-хатирә қилмаймән; Вә яки һеч адәмгә хушамәт қилмаймән.
22 Mǝn huxamǝt ⱪilixni ɵgǝnmigǝnmǝn; undaⱪ bolidiƣan bolsa, Yaratⱪuqum qoⱪum tezla meni elip ketidu».
Мән хушамәт қилишни үгәнмигәнмән; ундақ болидиған болса, Яратқучум чоқум тезла мени елип кетиду».