< Ayup 30 >

1 — «Biraⱪ ⱨazir bolsa, yaxlar meni mazaⱪ ⱪilidu, Ularning dadilirini ⱨǝtta padamni baⱪidiƣan itlar bilǝn billǝ ixlǝxkǝ yol ⱪoyuxnimu yaman kɵrǝttim.
— «Бирақ һазир болса, яшлар мени мазақ қилиду, Уларниң дадилирини һәтта падамни бақидиған иштлар билән биллә ишләшкә йол қоюшниму яман көрәттим.
2 Ularning maƣduri kǝtkǝndin keyin, Ⱪolidiki küq manga nemǝ payda yǝtküzǝlisun?
Уларниң мағдури кәткәндин кейин, Қолидики күч маңа немә пайда йәткүзәлисун?
3 Yoⱪsuzluⱪ ⱨǝm aqliⱪtin yiglǝp kǝtkǝn, Ular uzundin buyan qɵldǝrǝp kǝtkǝn dǝxt-bayawanda ⱪuruⱪ yǝrni ƣajaydu.
Йоқсузлуқ һәм ачлиқтин йигләп кәткән, Улар узундин буян чөлдәрәп кәткән дәшт-баяванда қуруқ йәрни ғаҗайду.
4 Ular ǝmǝn-xiwaⱪni qatⱪallar arisidin yulidu, Xumbuyining yiltizlirinimu terip ɵzlirigǝ nan ⱪilidu.
Улар әмән-шивақни чатқаллар арисидин юлиду, Шумбуйиниң йилтизлириниму терип өзлиригә нан қилиду.
5 Ular ǝl-yurtlardin ⱨǝydiwetilgǝn bolidu, Kixilǝr ularni kɵrüpla oƣrini kɵrgǝndǝk warⱪirap tillaydu.
Улар әл-жутлардин һайдиветилгән болиду, Кишиләр уларни көрүпла оғрини көргәндәк вақирап тиллайду.
6 Xuning bilǝn ular sürlük jilƣilarda ⱪonup, Taxlar arisida, ƣarlar iqidǝ yaxaxⱪa mǝjbur bolidu.
Шуниң билән улар сүрлүк җилғиларда қонуп, Ташлар арисида, ғарлар ичидә яшашқа мәҗбур болиду.
7 Qatⱪalliⱪ arisida ular ⱨangrap ketidu, Tikǝnlǝr astida ular dügdiyip olturixidu;
Чатқаллиқ арисида улар һаңрап кетиду, Тикәнләр астида улар дүгдийип олтиришиду;
8 Nadanlarning, nam-abruyisizlarning baliliri, Ular zemindin sürtoⱪay ⱨǝydiwetilgǝn.
Наданларниң, нам-абройисизларниң балилири, Улар зиминдин сүртоқай һайдиветилгән.
9 Mǝn ⱨazir bolsam bularning ⱨǝjwiy nahxisi, Ⱨǝtta sɵz-qɵqikining dǝstiki bolup ⱪaldim!
Мән һазир болсам буларниң һәҗвий нахшиси, Һәтта сөз-чөчикиниң дәстики болуп қалдим!
10 Ular mǝndin nǝprǝtlinip, Mǝndin yiraⱪ turup, Yüzümgǝ tükürüxtinmu yanmaydu.
Улар мәндин нәпрәтлинип, Мәндин жирақ туруп, Йүзүмгә түкүрүштинму янмайду.
11 Qünki [Huda] mening ⱨayat rixtimni üzüp, meni japaƣa qɵmdürgǝn, Xuning bilǝn xu adǝmlǝr aldimda tizginlirini eliwǝtkǝn.
Чүнки [Худа] мениң һаят риштимни үзүп, мени җапаға чөмдүргән, Шуниң билән шу адәмләр алдимда тизгинлирини еливәткән.
12 Ong yenimda bir top qüprǝndǝ yaxlar ornidin turup, Ular putumni turƣan yeridin ittiriwǝtmǝkqi, Ular sepilimƣa ⱨujum pǝlǝmpǝylirini kɵtürüp turidu;
Оң йенимда бир топ чүпрәндә яшлар орнидин туруп, Улар путумни турған йеридин иштиривәтмәкчи, Улар сепилимға һуҗум пәләмпәйлирини көтирип туриду;
13 Ular yolumni buzuwetidu, Ularning ⱨeq yɵlǝnqüki bolmisimu, Ⱨalakitimni ilgiri sürmǝktǝ.
Улар йолумни бузуветиду, Уларниң һеч йөләнчүки болмисиму, Һалакитимни илгири сүрмәктә.
14 Ular sepilning kǝng bɵsük jayidin bɵsüp kirgǝndǝk kirixidu; Wǝyranilikimdin paydilinip qong taxlardǝk domilap kirixidu.
Улар сепилниң кәң бөсүк җайидин бөсүп киргәндәк киришиду; Вәйранилигимдин пайдилинип чоң ташлардәк домилап киришиду.
15 Wǝⱨimilǝr burulup meni ɵz nixani ⱪilƣan; Xuning bilǝn ⱨɵrmitim xamal ɵtüp yoⱪ bolƣandǝk ⱨǝydiwetildi, Awatqiliⱪimmu bulut ɵtüp kǝtkǝndǝk ɵtüp kǝtti.
Вәһимиләр бурулуп мени өз нишани қилған; Шуниң билән һөрмитим шамал өтүп йоқ болғандәк һайдиветилди, Аватчилиғимму булут өтүп кәткәндәк өтүп кәтти.
16 Ⱨazir bolsa jenim ⱪaqidin tɵkülüp kǝtkǝndǝk; Azabliⱪ künlǝr meni tutuwaldi.
Һазир болса җеним қачидин төкүлүп кәткәндәк; Азаплиқ күнләр мени тутувалди.
17 Keqilǝr bolsa, manga sɵngǝklirimgiqǝ sanjimaⱪta; Aƣriⱪlirim meni qixlǝp dǝm almaydu.
Кечиләр болса, маңа сүйәклиримгичә санҗимақта; Ағриқлирим мени чишләп дәм алмайду.
18 [Aƣriⱪlar] zor küqi bilǝn manga kiyim-keqikimdǝk boldi; Ular kɵnglikimning yaⱪisidǝk manga qaplixiwaldi.
[Ағриқлар] зор күчи билән маңа кийим-кечигимдәк болди; Улар көйнигимниң яқисидәк маңа чаплишивалди.
19 Huda meni sazliⱪⱪa taxliwǝtkǝn, Mǝn topa-qangƣa wǝ külgǝ ohxax bolup ⱪaldim.
Худа мени сазлиққа ташливәткән, Мән топа-чаңға вә күлгә охшаш болуп қалдим.
20 Mǝn Sanga nalǝ-pǝryad kɵtürmǝktimǝn, Biraⱪ Sǝn manga jawab bǝrmǝysǝn; Mǝn ornumdin tursam, Sǝn pǝⱪǝtla manga ⱪarapla ⱪoyisǝn.
Мән Саңа налә-пәряд көтәрмәктимән, Бирақ Сән маңа җавап бәрмәйсән; Мән орнумдин турсам, Сән пәқәтла маңа қарапла қойисән.
21 Sǝn ɵzgirip manga bir zalim boldung; Ⱪolungning küqi bilǝn manga zǝrbǝ ⱪiliwatisǝn;
Сән өзгирип маңа бир залим болдуң; Қолуңниң күчи билән маңа зәрбә қиливатисән;
22 Sǝn meni kɵtürüp Xamalƣa mindürgǝnsǝn; Boran-qapⱪunda tǝǝlluⱪatimni yoⱪ ⱪiliwǝtkǝnsǝn.
Сән мени көтирип Шамалға миндүргәнсән; Боран-чапқунда тәәллуқатимни йоқ қиливәткәнсән.
23 Qünki Sǝn meni ahirida ɵlümgǝ, Yǝni barliⱪ ⱨayat igilirining «yiƣilix ɵyi»gǝ kǝltürüwatisǝn.
Чүнки Сән мени ахирида өлүмгә, Йәни барлиқ һаят егилириниң «жиғилиш өйи»гә кәлтүрүватисән.
24 U ⱨalak ⱪilƣan waⱪtida kixilǝr nalǝ-pǝryad kɵtürsimu, U ⱪolini uzatⱪanda, duaning dǝrwǝⱪǝ ⱨeqⱪandaⱪ nǝtijisi yoⱪ;
У һалак қилған вақтида кишиләр налә-пәряд көтәрсиму, У қолини узатқанда, дуаниң дәрвәқә һеч қандақ нәтиҗиси йоқ;
25 Mǝn künliri tǝs kixi üqün yiƣlap [dua ⱪilƣan] ǝmǝsmu? Namratlar üqün jenim azablanmidimu?
Мән күнлири тәс киши үчүн жиғлап [дуа қилған] әмәсму? Намратлар үчүн җеним азапланмидиму?
26 Mǝn ɵzüm yahxiliⱪ kütüp yürginim bilǝn, yamanliⱪ kelip ⱪaldi; Nur kütkinim bilǝn, ⱪarangƣuluⱪ kǝldi.
Мән өзүм яхшилиқ күтүп жүргиним билән, яманлиқ келип қалди; Нур күткиним билән, қараңғулуқ кәлди.
27 Iqim ⱪazandǝk ⱪaynap, aramliⱪ tapmaywatidu; Azabliⱪ künlǝr manga yüzlǝndi.
Ичим қазандәк қайнап, арамлиқ тапмайватиду; Азаплиқ күнләр маңа йүзләнди.
28 Mǝn ⱪuyax nurini kɵrmǝymu ⱪaridap yürmǝktimǝn; Halayiⱪ arisida mǝn ornumdin turup, nalǝ-pǝryad kɵtürimǝn.
Мән қуяш нурини көрмәйму қаридап жүрмәктимән; Халайиқ арисида мән орнумдин туруп, налә-пәряд көтиримән.
29 Mǝn qilbɵrilǝrgǝ ⱪerindax bolup ⱪaldim, Ⱨuwⱪuxlarning ⱨǝmraⱨi boldum.
Мән чилбөриләргә қериндаш болуп қалдим, Һувқушларниң һәмраһи болдум.
30 Terǝm ⱪariyip mǝndin ajrap ketiwatidu, Sɵngǝklirim ⱪiziⱪtin kɵyüp ketiwatidu.
Терәм қарийип мәндин аҗрап кетиватиду, Сүйәклирим қизиқтин көйүп кетиватиду.
31 Qiltarimdin matǝm mǝrsiyǝsi qiⱪidu, Neyimning awazi ⱨaza tutⱪuqilarning yiƣisiƣa aylinip ⱪaldi».
Чилтаримдин матәм мәрсийәси чиқиду, Нейимниң авази һаза тутқучиларниң жиғисиға айлинип қалди».

< Ayup 30 >