< Ayup 28 >

1 — «Xübⱨisizki, kümüx tepilidiƣan kanlar bar, Altunning tawlinidiƣan ɵz orni bardur;
— «Шүбһисизки, күмүч тепилидиған канлар бар, Алтунниң тавлинидиған өз орни бардур;
2 Tɵmür bolsa yǝr astidin ⱪeziwelinidu, Mis bolsa taxtin eritilip elinidu.
Төмүр болса йәр астидин қезивелиниду, Мис болса таштин еритилип елиниду.
3 Insanlar [yǝr astidiki] ⱪarangƣuluⱪⱪa qǝk ⱪoyidu; U yǝr ⱪǝrigiqǝ qarlap yürüp, Ⱪarangƣuluⱪⱪa tǝwǝ, ɵlümning sayisidǝ turƣan taxlarni izdǝydu.
Инсанлар [йәр астидики] қараңғулуққа чәк қойиду; У йәр қәригичә чарлап жүрүп, Қараңғулуққа тәвә, өлүмниң сайисидә турған ташларни издәйду.
4 U yǝr yüzidikilǝrdin yiraⱪ jayda tik bolƣan ⱪuduⱪni kolaydu; Mana xundaⱪ adǝm ayaƣ basmaydiƣan, untulƣan yǝrlǝrdǝ ular arƣamqini tutup boxluⱪta pulanglap yüridu, Kixilǝrdin yiraⱪta esilip turidu.
У йәр йүзидикиләрдин жирақ җайда тик болған қудуқни колайду; Мана шундақ адәм аяқ басмайдиған, унтулған йәрләрдә улар арғамчини тутуп бошлуқта пулаңлап жүриду, Кишиләрдин жирақта есилип туриду.
5 Axliⱪ qiⱪidiƣan yǝr, Tǝkti kolanƣanda bolsayalⱪundǝk kɵrünidu;
Ашлиқ чиқидиған йәр, Тәкти коланғанда болсаялқундәк көрүниду;
6 Yǝrdiki taxlar arisidin kɵk yaⱪutlar qiⱪidu, Uningda altun rudisimu bardur.
Йәрдики ташлар арисидин көк яқутлар чиқиду, Униңда алтун рудисиму бардур.
7 U yolni ⱨeqⱪandaⱪ alƣur ⱪux bilmǝydu, Ⱨǝtta sarning kɵzimu uningƣa yǝtmigǝn.
У йолни һеч қандақ алғур қуш билмәйду, Һәтта сарниң көзиму униңға йәтмигән.
8 Ⱨakawur yirtⱪuqlarmu u yǝrni ⱨeq dǝssǝp baⱪmiƣan, Əxǝddiy xirmu u jaydin ⱨeqⱪaqan ɵtüp baⱪmiƣan.
Һакавур житқучларму у йәрни һеч дәссәп бақмиған, Әшәддий ширму у җайдин һеч қачан өтүп бақмиған.
9 Insan balisi ⱪolini qaⱪmaⱪ texining üstigǝ tǝgküzidu, U taƣlarni yiltizidin ⱪomuriwetidu.
Инсан балиси қолини чақмақ тешиниң үстигә тәккүзиду, У тағларни йилтизидин қомуриветиду.
10 Taxlar arisidin u ⱪanallarni qapidu; Xundaⱪ ⱪilip uning kɵzi ⱨǝrhil ⱪimmǝtlik nǝrsilǝrni kɵridu;
Ташлар арисидин у қаналларни чапиду; Шундақ қилип униң көзи һәр хил қиммәтлик нәрсиләрни көриду;
11 Yǝr astidiki eⱪinlarni texip kǝtmisun dǝp ularni tosuwalidu; Yoxurun nǝrsilǝrni u axkarilaydu.
Йәр астидики еқинларни тешип кәтмисун дәп уларни тосувалиду; Йошурун нәрсиләрни у ашкарилайду.
12 Biraⱪ danaliⱪ nǝdin tepilar? Yorutuluxning makani nǝdidu?
Бирақ даналиқ нәдин тепилар? Йорутулушниң макани нәдиду?
13 Insan baliliri uning ⱪimmǝtliklikini ⱨeq bilmǝs, U tiriklǝrning zeminidin tepilmas.
Инсан балилири униң қиммәтликлигини һеч билмәс, У тирикләрниң зиминидин тепилмас.
14 [Yǝr] tegi: «Mǝndǝ ǝmǝs» dǝydu, Dengiz bolsa: «Mǝn bilǝnmu billǝ ǝmǝstur» dǝydu.
[Йәр] теги: «Мәндә әмәс» дәйду, Деңиз болса: «Мән биләнму биллә әмәстур» дәйду.
15 Danaliⱪni sap altun bilǝn setiwalƣili bolmaydu, Kümüxnimu uning bilǝn bir tarazida tartⱪili bolmas.
Даналиқни сап алтун билән сетивалғили болмайду, Күмүчниму униң билән бир таразида тартқили болмас.
16 Ⱨǝtta Ofirda qiⱪidiƣan altun, aⱪ ⱨeⱪiⱪ yaki kɵk yaⱪut bilǝnmu bir tarazida tartⱪili bolmaydu.
Һәтта Офирда чиқидиған алтун, ақ һеқиқ яки көк яқут биләнму бир таразида тартқили болмайду.
17 Altun wǝ hrustalnimu uning bilǝn selixturƣili bolmaydu, Esil altun ⱪaqa-ⱪuqilar uning bilǝn ⱨeq almaxturulmas.
Алтун вә хрусталъниму униң билән селиштурғили болмайду, Есил алтун қача-қучилар униң билән һеч алмаштурулмас.
18 U ünqǝ-marjan, hrustalni adǝmning esidin qiⱪiridu; Danaliⱪni elix ⱪizil yaⱪutlarni elixtin ǝwzǝldur.
У үнчә-марҗан, хрусталъни адәмниң есидин чиқириду; Даналиқни елиш қизил яқутларни елиштин әвзәлдур.
19 Efiopiyǝdiki seriⱪ yaⱪut uningƣa yǝtmǝs, Seriⱪ altunmu uning bilǝn bǝslixǝlmǝydu.
Ефиопийәдики сериқ яқут униңға йәтмәс, Сериқ алтунму униң билән бәслишәлмәйду.
20 Undaⱪta, danaliⱪ nǝdin tepilidu? Yorutuluxning makani nǝdidu?
Ундақта, даналиқ нәдин тепилиду? Йорутулушниң макани нәдиду?
21 Qünki u barliⱪ ⱨayat igilirining kɵzidin yoxurulƣan, Asmandiki uqar-ⱪanatlardinmu yoxurun turidu.
Чүнки у барлиқ һаят егилириниң көзидин йошурулған, Асмандики учар-қанатлардинму йошурун туриду.
22 Ⱨalakǝt wǝ ɵlüm pǝⱪǝtla: «Uning xɵⱨritidin hǝwǝr alduⱪ» dǝydu.
Һалакәт вә өлүм пәқәтла: «Униң шөһритидин хәвәр алдуқ» дәйду.
23 Uning mangƣan yolini qüxinidiƣan, Turidiƣan yerini bilidiƣan pǝⱪǝtla bir Hudadur.
Униң маңған йолини чүшинидиған, Туридиған йерини билидиған пәқәтла бир Худадур.
24 Qünki Uning kɵzi yǝrning ⱪǝrigiqǝ yetidu, U asmanning astidiki barliⱪ nǝrsilǝrni kɵridu.
Чүнки Униң көзи йәрниң қәригичә йетиду, У асманниң астидики барлиқ нәрсиләрни көриду.
25 U xamallarning küqini taraziƣa salƣanda, [Dunyaning] sulirini ɵlqigǝndǝ,
У шамалларниң күчини таразиға салғанда, [Дунияниң] сулирини өлчигәндә,
26 Yamƣurlarƣa ⱪanuniyǝt qüxürginidǝ, Güldürmamining qaⱪmiⱪiƣa yolini bekitkinidǝ,
Ямғурларға қанунийәт чүшүргинидә, Гүлдүрмаминиң чақмиқиға йолини бекиткинидә,
27 U qaƣda U danaliⱪⱪa ⱪarap uni bayan ⱪilƣan; Uni nǝmunǝ ⱪilip bǝlgiligǝn; Xundaⱪ, U uning bax-ayiƣiƣa ⱪarap qiⱪip,
У чағда У даналиққа қарап уни баян қилған; Уни нәмунә қилип бәлгүлигән; Шундақ, У униң баш-айиғиға қарап чиқип,
28 Insanƣa: «Mana, Rǝbdin ⱪorⱪux danaliⱪtur; Yamanliⱪtin yiraⱪlixix yorutuluxtur» — degǝn».
Инсанға: «Мана, Рәбдин қорқуш даналиқтур; Яманлиқтин жирақлишиш йорутулуштур» — дегән».

< Ayup 28 >