< Ayup 27 >
1 Ayup bayanini dawamlaxturup mundaⱪ dedi: —
Аюп баянини давамлаштуруп мундақ деди: —
2 «Mening ⱨǝⱪⱪimni tartiwalƣan Tǝngrining ⱨayati bilǝn, Jenimni aƣritⱪan Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirning ⱨǝⱪⱪi bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki,
«Мениң һәққимни тартивалған Тәңриниң һаяти билән, Җенимни ағритқан Һәммигә Қадирниң һәққи билән қәсәм қилимәнки,
3 Tenimdǝ nǝpǝs bolsila, Tǝngrining bǝrgǝn Roⱨi dimiƣimda tursila,
Тенимдә нәпәс болсила, Тәңриниң бәргән Роһи димиғимда турсила,
4 Lǝwlirimdin ⱨǝⱪⱪaniysiz sɵzlǝr qiⱪmaydu, Tilim aldamqiliⱪ bilǝn ⱨeq xiwirlimaydu!
Ләвлиримдин һәққанийсиз сөзләр чиқмайду, Тилим алдамчилиқ билән һеч шивирлимайду!
5 Silǝrningkini toƣra deyix mǝndin yiraⱪ tursun! Jenim qiⱪⱪanƣa ⱪǝdǝr durusluⱪumni ɵzümdin ayrimaymǝn!
Силәрниңкини тоғра дейиш мәндин жирақ турсун! Җеним чиққанға қәдәр дуруслуғумни өзүмдин айримаймән!
6 Adilliⱪimni qing tutuwerimǝn, uni ⱪoyup bǝrmǝymǝn, Wijdanim yaxiƣan ⱨeqbir künümdǝ meni ǝyiblimisun!
Адиллиғимни чиң тутуверимән, уни қоюп бәрмәймән, Виҗданим яшиған һеч бир күнүмдә мени әйиплимисун!
7 Mening düxminim rǝzillǝrgǝ ohxax bolsun, Manga ⱪarxi qiⱪⱪanlar ⱨǝⱪⱪaniysiz dǝp ⱪaralsun.
Мениң дүшминим рәзилләргә охшаш болсун, Маңа қарши чиққанлар һәққанийсиз дәп қаралсун.
8 Qünki Tǝngri iplas adǝmni üzüp taxliƣanda, Uning jenini alƣanda, Uning yǝnǝ nemǝ ümidi ⱪalar?
Чүнки Тәңри иплас адәмни үзүп ташлиғанда, Униң җенини алғанда, Униң йәнә немә үмүти қалар?
9 Balayi’apǝt uni besip qüxkǝndǝ, Tǝngri uning nalǝ-pǝryadini anglamdu?
Балаю-апәт уни бесип чүшкәндә, Тәңри униң налә-пәрядини аңламду?
10 U Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirdin sɵyünǝmdu? U ⱨǝrdaim Tǝngrigǝ iltija ⱪilalamdu?
У Һәммигә Қадирдин сөйүнәмду? У һәрдайим Тәңригә илтиҗа қилаламду?
11 Mǝn Tǝngrining ⱪolining ⱪilƣanliri toƣrisida silǝrgǝ mǝlumat berǝy; Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirda nemǝ barliⱪini yoxurup yürmǝymǝn.
Мән Тәңриниң қолиниң қилғанлири тоғрисида силәргә мәлумат берәй; Һәммигә Қадирда немә барлиғини йошуруп жүрмәймән.
12 Mana silǝr alliburun bularni kɵrüp qiⱪtinglar; Silǝr nemixⱪa axundaⱪ pütünlǝy ⱪuruⱪ hiyalliⱪ bolup ⱪaldinglar?
Мана силәр аллибурун буларни көрүп чиқтиңлар; Силәр немишкә ашундақ пүтүнләй қуруқ хияллиқ болуп қалдиңлар?
13 Rǝzil adǝmlǝrning Tǝngri bekitkǝn aⱪiwiti xundaⱪki, Zorawanlarning Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirdin alidiƣan nesiwisi xundaⱪki: —
Рәзил адәмләрниң Тәңри бекиткән ақивити шундақки, Зораванларниң Һәммигә Қадирдин алидиған несивиси шундақки: —
14 Uning baliliri kɵpǝysǝ, ⱪiliqlinix üqünla kɵpiyidu; Uning pǝrzǝntlirining neni yetixmǝydu.
Униң балилири көпәйсә, қиличлиниш үчүнла көпийиду; Униң пәрзәнтлириниң нени йетишмәйду.
15 Uning ɵzidin keyin ⱪalƣan adǝmliri ɵlüm bilǝn biwasitǝ dǝpnǝ ⱪilinidu, Buning bilǝn ⱪalƣan tul hotunliri matǝm tutmaydu.
Униң өзидин кейин қалған адәмлири өлүм билән беваситә дәпнә қилиниду, Буниң билән қалған тул хотунлири матәм тутмайду.
16 U kümüxlǝrni topa-qangdǝk yiƣip dɵwilisimu, Kiyim-keqǝklǝrni laydǝk kɵp yiƣsimu,
У күмүчләрни топа-чаңдәк жиғип догилисиму, Кийим-кечәкләрни лайдәк көп жиғсиму,
17 Bularning ⱨǝmmisini tǝyyarlisimu, Biraⱪ kiyimlǝrni ⱨǝⱪⱪaniylar kiyidu; Bigunaⱨlarmu kümüxlǝrni bɵlüxidu.
Буларниң һәммисини тәйярлисиму, Бирақ кийимләрни һәққанийлар кийиду; Бигуналарму күмүчләрни бөлүшиду.
18 Uning yasiƣan ɵyi pǝrwanining ƣozisidǝk, Üzümzarning kɵzǝtqisi ɵzigǝ salƣan kǝpidǝk box bolidu.
Униң ясиған өйи пәрваниниң ғозисидәк, Үзүмзарниң күзәтчиси өзигә салған кәпидәк бош болиду.
19 U bay bolup yetip dǝm alƣini bilǝn, Biraⱪ ǝng ahirⱪi ⱪetim keliduki, Kɵzini aqⱪanda, ǝmdi tügǝxtim dǝydu.
У бай болуп йетип дәм алғини билән, Бирақ әң ахирқи қетим келидуки, Көзини ачқанда, әнди түгәштим дәйду.
20 Wǝⱨimilǝr kǝlkündǝk bexiƣa kelidu; Kǝqtǝ ⱪara ⱪuyun uni qanggiliƣa alidu.
Вәһимиләр кәлкүндәк бешиға келиду; Кәчтә қара қуюн уни чаңгилиға алиду.
21 Xǝrⱪ xamili uni uqurup ketidu; Xiddǝt bilǝn uni ornidin elip yiraⱪⱪa etip taxlaydu.
Шәриқ шамили уни учуруп кетиду; Шиддәт билән уни орнидин елип жираққа етип ташлайду.
22 Boran uni ⱨeq ayimay, bexiƣa urulidu; U uning qanggilidin ⱪutulux üqün ⱨǝ dǝp urunidu;
Боран уни һеч айимай, бешиға урулиду; У униң чаңгилидин қутулуш үчүн һә дәп уруниду;
23 Biraⱪ [xamal] uningƣa ⱪarap qawak qalidu, Uni ornidin «ux-ux» ⱪilip ⱪoƣliwetidu».
Бирақ [шамал] униңға қарап чавак чалиду, Уни орнидин «уш-уш» қилип қоғливетиду».