< Ayup 26 >

1 Ayup [Bildadⱪa] jawabǝn mundaⱪ dedi: —
Аюп [Билдадқа] җававән мундақ деди: —
2 «Maƣdursiz kixigǝ ⱪaltis yardǝmlǝrni beriwǝtting! Bilǝkliri küqsiz adǝmni karamǝt ⱪutⱪuzuwǝtting!
«Мағдурсиз кишигә қалтис ярдәмләрни беривәттиң! Биләклири күчсиз адәмни карамәт қутқузувәттиң!
3 Əⱪli yoⱪ kixigǝ ⱪaltis nǝsiⱨǝtlǝrni ⱪiliwǝtting! Wǝ uningƣa alamǝt bilimlǝrni namayan ⱪiliwǝtting!
Әқли йоқ кишигә қалтис несиһәтләрни қиливәттиң! Вә униңға аламәт билимләрни намайән қиливәттиң!
4 Sǝn zadi kimning mǝditi bilǝn bu sɵzlǝrni ⱪilding? Sǝndin qiⱪiwatⱪini kimning roⱨi?
Сән зади кимниң мәдити билән бу сөзләрни қилдиң? Сәндин чиқиватқини кимниң роһи?
5 — «Ərwaⱨlar, yǝni su astidikilǝr, Xundaⱪla u yǝrdǝ barliⱪ turuwatⱪanlar tolƣinip ketidu;
— «Әрваһлар, йәни су астидикиләр, Шундақла у йәрдә барлиқ туруватқанлар толғинип кетиду;
6 Bǝrⱨǝⱪ, [Hudaning] aldida tǝⱨtisaramu yepinqisiz kɵrünidu, Ⱨalakǝtningmu yapⱪuqi yoⱪtur. (Sheol h7585)
Бәрһәқ, [Худаниң] алдида тәһтисараму йепинчисиз көрүниду, Һалакәтниңму япқучи йоқтур. (Sheol h7585)
7 U [yǝrning] ximaliy [ⱪutupini] alǝm boxluⱪiƣa sozƣan, U yǝr [xarini] boxluⱪ iqidǝ muǝllǝⱪ ⱪilƣan;
У [йәрниң] шималий [қутупини] аләм бошлуғиға созған, У йәр [шарини] бошлуқ ичидә муәлләқ қилған;
8 U sularni ⱪoyuⱪ bulutliri iqigǝ yiƣidu, Bulut ularning eƣirliⱪi bilǝnmu yirtilip kǝtmǝydu.
У суларни қоюқ булутлири ичигә жиғиду, Булут уларниң еғирлиғи биләнму житилип кәтмәйду.
9 U ayning yüzini yapidu, U bulutliri bilǝn uni tosidu.
У айниң йүзини япиду, У булутлири билән уни тосиду.
10 U sularning üstigǝ qǝmbǝr sizip ⱪoyƣan, Buning bilǝn U yoruⱪluⱪ ⱨǝm ⱪarangƣuluⱪning qegrasini bekitkǝn.
У суларниң үстигә чәмбәр сизип қойған, Буниң билән У йоруқлуқ һәм қараңғулуқниң чегарасини бекиткән.
11 Asmanlarning tüwrükliri tǝwrǝp ketidu, Uning ǝyibini anglapla alaⱪzadǝ bolup ketidu.
Асманларниң түврүклири тәврәп кетиду, Униң әйивини аңлапла алақзадә болуп кетиду.
12 U dengizni ⱪudriti bilǝn tinqlanduridu; Ɵz ⱨekmiti bilǝn Raⱨabni parǝ-parǝ ⱪilip yanjiwetidu.
У деңизни қудрити билән тиничландуриду; Өз һекмити билән Раһабни парә-парә қилип янҗиветиду.
13 Uning Roⱨi bilǝn asmanlar bezǝlgǝn, Uning ⱪoli tez ⱪaqⱪan ǝjdiⱨani sanjiydu.
Униң Роһи билән асманлар безәлгән, Униң қоли тез қачқан әҗдиһани санҗийду.
14 Mana, bu ixlar pǝⱪǝt uning ⱪilƣanlirining kiqikkinǝ bir ⱪismidur, halas; Uning sɵz-kalamidin anglawatⱪinimiz naⱨayiti pǝs bir xiwirlax, halas! Uning pütkül zor ⱪudritining güldürmamisini bolsa kimmu qüxinǝlisun?!».
Мана, бу ишлар пәқәт униң қилғанлириниң кичиккинә бир қисмидур, халас; Униң сөз-каламидин аңлаватқинимиз наһайити пәс бир шивирлаш, халас! Униң пүткүл зор қудритиниң гүлдүрмамисини болса кимму чүшинәлисун?!».

< Ayup 26 >