< Ayup 25 >

1 Xuhaliⱪ Bildad jawabǝn mundaⱪ dedi: —
Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: —
2 «Uningda ⱨɵkümranliⱪ ⱨǝm ⱨǝywǝt bardur; U asmanlarning ⱪǝridiki ixlarnimu tǝrtipkǝ salidu.
«Униңда һөкүмранлиқ һәм һәйвәт бардур; У асманларниң қәридики ишларниму тәртипкә салиду.
3 Uning ⱪoxunlirini sanap tügǝtkili bolamdu? Uning nuri kimning üstigǝ qüxmǝy ⱪalar?
Униң қошунлирини санап түгәткили боламду? Униң нури кимниң үстигә чүшмәй қалар?
4 Əmdi insan balisi ⱪandaⱪmu Tǝngrining aldida ⱨǝⱪⱪaniy bolalisun? Ayal zatidin tuƣulƣanlar ⱪandaⱪmu pak bolalisun?
Әнди инсан балиси қандақму Тәңриниң алдида һәққаний болалисун? Аял затидин туғулғанлар қандақму пак болалисун?
5 Mana, Uning nǝziridǝ ⱨǝtta aymu yoruⱪ bolmiƣan yǝrdǝ, Yultuzlarmu pak bolmiƣan yǝrdǝ,
Мана, Униң нәзиридә һәтта айму йоруқ болмиған йәрдә, Юлтузларму пак болмиған йәрдә,
6 Ⱪurt bolƣan insan, Sazang bolƣan adǝm balisi [uning aldida] ⱪandaⱪ bolar?».
Қурут болған инсан, Сазаң болған адәм балиси [униң алдида] қандақ болар?».

< Ayup 25 >