< Ayup 23 >
1 Ayup jawabǝn mundaⱪ dedi: —
Аюп җававән мундақ деди: —
2 «Bügünmu xikayitim aqqiⱪtur; Uning meni basⱪan ⱪoli aⱨ-zarlirimdinmu eƣirdur!
«Бүгүнму шикайитим аччиқтур; Униң мени басқан қоли аһ-зарлиримдинму еғирдур!
3 Aⱨ, Uni nǝdin tapalaydiƣanliⱪimni bilgǝn bolsam’idi, Undaⱪta Uning olturidiƣan jayiƣa barar idim!
Аһ, Уни нәдин тапалайдиғанлиғимни билгән болсам еди, Ундақта Униң олтиридиған җайиға барар едим!
4 Xunda mǝn Uning aldida dǝwayimni bayan ⱪilattim, Aƣzimni munazirilǝr bilǝn toldurattim,
Шунда мән Униң алдида дәвайимни баян қилаттим, Ағзимни муназириләр билән толдураттим,
5 Mǝn Uning manga bǝrmǝkqi bolƣan jawabini bilǝlǝyttim, Uning manga nemini demǝkqi bolƣanliⱪini qüxinǝlǝyttim.
Мән Униң маңа бәрмәкчи болған җававини биләләйттим, Униң маңа немини демәкчи болғанлиғини чүшинәләйттим.
6 U manga ⱪarxi turup zor küqi bilǝn mening bilǝn talixamti? Yaⱪ! U qoⱪum manga ⱪulaⱪ salatti.
У маңа қарши туруп зор күчи билән мениң билән талишамти? Яқ! У чоқум маңа қулақ салатти.
7 Uning ⱨuzurida ⱨǝⱪⱪaniy bir adǝm uning bilǝn dǝwalixalaytti; Xundaⱪ bolsa, mǝn ɵz Sotqim aldida mǝnggügiqǝ aⱪlanƣan bolattim.
Униң һозурида һәққаний бир адәм униң билән дәвалишалайтти; Шундақ болса, мән өз Сотчим алдида мәңгүгичә ақланған болаттим.
8 Əpsus, mǝn alƣa ⱪarap mangsammu, lekin U u yǝrdǝ yoⱪ; Kǝynimgǝ yansammu, Uning sayisinimu kɵrǝlmǝymǝn.
Әпсус, мән алға қарап маңсамму, лекин У у йәрдә йоқ; Кәйнимгә янсамму, Униң сайисиниму көрәлмәймән.
9 U sol tǝrǝptǝ ix ⱪiliwatⱪanda, mǝn Uni bayⱪiyalmaymǝn; U ong tǝrǝptǝ yoxurunƣanda, mǝn Uni kɵrǝlmǝymǝn;
У сол тәрәптә иш қиливатқанда, мән Уни байқалмаймән; У оң тәрәптә йошурунғанда, мән Уни көрәлмәймән;
10 Biraⱪ U mening mangidiƣan yolumni bilip turidu; U meni tawliƣandin keyin, altundǝk sap bolimǝn.
Бирақ У мениң маңидиған йолумни билип туриду; У мени тавлиғандин кейин, алтундәк сап болимән.
11 Mening putlirim uning ⱪǝdǝmlirigǝ qing ǝgǝxkǝn; Uning yolini qing tutup, ⱨeq qǝtnimidim.
Мениң путлирим униң қәдәмлиригә чиң әгәшкән; Униң йолини чиң тутуп, һеч чәтнимидим.
12 Mǝn yǝnǝ Uning lǝwlirining buyruⱪidin bax tartmidim; Mǝn Uning aƣzidiki sɵzlǝrni ɵz kɵngüldikilirimdin ⱪimmǝtlik bilip ⱪǝdirlǝp kǝldim.
Мән йәнә Униң ләвлириниң буйруғидин баш тартмидим; Мән Униң ағзидики сөзләрни өз көңүлдикилиримдин қиммәтлик билип қәдирләп кәлдим.
13 Biraⱪ Uning bolsa birla muddiasi bardur, kimmu Uni yolidin buruyalisun? U kɵnglidǝ nemini arzu ⱪilƣan bolsa, xuni ⱪilidu.
Бирақ Униң болса бирла муддиаси бардур, кимму Уни йолидин буруялисун? У көңлидә немини арзу қилған болса, шуни қилиду.
14 Qünki U manga nemini iradǝ ⱪilƣan bolsa, xuni bǝrⱨǝⱪ wujudⱪa qiⱪiridu; Mana muxu hildiki ixlar Uningda yǝnǝ nurƣundur.
Чүнки У маңа немини ирадә қилған болса, шуни бәрһәқ вуҗудқа чиқириду; Мана мошу хилдики ишлар Униңда йәнә нурғундур.
15 Xunga mǝn Uning aldida dǝkkǝ-dükkigǝ qüximǝn; Bularni oylisamla, mǝn Uningdin ⱪorⱪup ketimǝn.
Шуңа мән Униң алдида дәккә-дүккигә чүшимән; Буларни ойлисамла, мән Униңдин қорқуп кетимән.
16 Qünki Tǝngri kɵnglümni ajiz ⱪilƣan, Ⱨǝmmigǝ Ⱪadir meni sarasimigǝ salidu.
Чүнки Тәңри көңлүмни аҗиз қилған, Һәммигә Қадир мени сарасимигә салиду.
17 Ⱨalbuki, mǝn ⱪarangƣuluⱪ iqidǝ ujuⱪturulmidim, Wǝ yaki yüzümni oriwalƣan zulmǝt-ⱪarangƣuluⱪⱪimu ⱨeq süküt ⱪilmidim.
Һалбуки, мән қараңғулуқ ичидә уҗуқтурулмидим, Вә яки йүзүмни оривалған зулмәт-қараңғулуққиму һеч сүкүт қилмидим.