< Ayup 21 >

1 Ayup jawabǝn mundaⱪ dedi: —
Аюп җававән мундақ деди: —
2 «Gǝplirimgǝ ⱪulaⱪ selinglar, Bu silǝrning manga bǝrgǝn «tǝsǝlliliringlar»ning ornida bolsun!
«Гәплиримгә қулақ селиңлар, Бу силәрниң маңа бәргән «тәсәллилириңлар»ниң орнида болсун!
3 Sɵz ⱪiliximƣa yol ⱪoysanglar; Sɵz ⱪilƣinimdin keyin, yǝnǝ mazaⱪ ⱪiliweringlar!
Сөз қилишимға йол қойсаңлар; Сөз қилғинимдин кейин, йәнә мазақ қиливериңлар!
4 Mening xikayitim bolsa, insanƣa ⱪaritiliwatamdu? Roⱨim ⱪandaⱪmu bitaⱪǝt bolmisun?
Мениң шикайитим болса, инсанға қаритиливатамду? Роһум қандақму бетақәт болмисун?
5 Manga obdan ⱪaranglarqu? Silǝr qoⱪum ⱨǝyran ⱪalisilǝr, Ⱪolunglar bilǝn aƣzinglarni etiwalisilǝr.
Маңа убдан қараңларчу? Силәр чоқум һәйран қалисиләр, Қолуңлар билән ағзиңларни етивалисиләр.
6 Mǝn bu ixlar üstidǝ oylansamla, wǝⱨimigǝ qɵmimǝn, Pütün ǝtlirimni titrǝk basidu.
Мән бу ишлар үстидә ойлансамла, вәһимигә чөмимән, Пүтүн әтлиримни титрәк басиду.
7 Nemixⱪa yamanlar yaxiweridu, Uzun ɵmür kɵridu, Ⱨǝtta zor küq-ⱨoⱪuⱪluⱪ bolidu?
Немишкә яманлар яшивериду, Узун өмүр көриду, Һәтта зор күч-һоқуқлуқ болиду?
8 Ularning nǝsli ɵz aldida, Pǝrzǝntliri kɵz aldida mǝzmut ɵsidu,
Уларниң нәсли өз алдида, Пәрзәнтлири көз алдида мәзмут өсиду,
9 Ularning ɵyliri wǝⱨimidin aman turidu, Tǝngrining tayiⱪi ularning üstigǝ tǝgmǝydu.
Уларниң өйлири вәһимидин аман туриду, Тәңриниң тайиғи уларниң үстигә тәгмәйду.
10 Ularning kaliliri jüplǝnsǝ uruⱪlimay ⱪalmaydu, Iniki mozaylaydu, Moziyinimu taxlimaydu.
Уларниң калилири җүпләнсә уруқлимай қалмайду, Иники мозайлайду, Мозийиниму ташлимайду.
11 [Rǝzillǝr] kiqik balilirini ⱪoy padisidǝk talaƣa qiⱪiriweridu, Ularning pǝrzǝntliri taⱪlap-sǝkrǝp ussul oynap yüridu.
[Рәзилләр] кичик балилирини қой падисидәк талаға чиқиривериду, Уларниң пәрзәнтлири тақлап-сәкрәп уссул ойнап жүриду.
12 Ular dap ⱨǝm qiltarƣa tǝngkǝx ⱪilidu, Ular nǝyning awazidin xadlinidu.
Улар дап һәм чилтарға тәңкәш қилиду, Улар нәйниң авазидин шатлиниду.
13 Ular künlirini awatqiliⱪ iqidǝ ɵtküzidu, Andin kɵzni yumup aqⱪuqila tǝⱨtisaraƣa qüxüp ketidu. (Sheol h7585)
Улар күнлирини аватчилиқ ичидә өткүзиду, Андин көзни жумуп ачқучила тәһтисараға чүшүп кетиду. (Sheol h7585)
14 Ⱨǝm ular Tǝngrigǝ: «Bizdin neri bol, Bizning yolliring bilǝn tonuxⱪimiz yoⱪtur!» — dǝydu,
Һәм улар Тәңригә: «Биздин нери бол, Бизниң йоллириң билән тонушқимиз йоқтур!» — дәйду,
15 — «Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirning hizmitidǝ boluxning ǝrzigüdǝk nǝri bardu? Uningƣa dua ⱪilsaⱪ bizgǝ nemǝ payda bolsun?!».
— «Һәммигә Қадирниң хизмитидә болушниң әрзигидәк нәри барду? Униңға дуа қилсақ бизгә немә пайда болсун?!».
16 Ⱪaranglar, ularning bǝhti ɵz ⱪolida ǝmǝsmu? Biraⱪ yamanlarning nǝsiⱨiti mǝndin neri bolsun!
Қараңлар, уларниң бәхити өз қолида әмәсму? Бирақ яманларниң нәсиһити мәндин нери болсун!
17 Yamanlarning qiriƣi ⱪanqǝ ⱪetim ɵqidu? Ularni ɵzlirigǝ layiⱪ külpǝt basamdu? [Huda] ƣǝzipidin ularƣa dǝrdlǝrni bɵlüp berǝmdu?
Яманларниң чириғи қанчә қетим өчиду? Уларни өзлиригә лайиқ күлпәт басамду? [Худа] ғәзивидин уларға дәрдләрни бөлүп берәмду?
18 Ular xamal aldidiki engizƣa ohxax, Ⱪara ⱪuyun uqurup ketidiƣan pahalƣa ohxaxla yoⱪamdu?
Улар шамал алдидики еңизға охшаш, Қара қуюн учуруп кетидиған пахалға охшашла йоқамду?
19 Tǝngri uning ⱪǝbiⱨlikini baliliriƣa qüxürüxkǝ ⱪalduramdu? [Huda] bu jazani uning ɵzigǝ bǝrsun, uning ɵzi buni tetisun!
Тәңри униң қәбиһлигини балилириға чүшүрүшкә қалдурамду? [Худа] бу җазани униң өзигә бәрсун, униң өзи буни тетисун!
20 Ɵzining ⱨalakitini ɵz kɵzi bilǝn kɵrsun; Ɵzi Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirning ⱪǝⱨrini tetisun!
Өзиниң һалакитини өз көзи билән көрсун; Өзи Һәммигә Қадирниң қәһрини тетисун!
21 Qünki uning bekitilgǝn yil-ayliri tügigǝndin keyin, U ⱪandaⱪmu yǝnǝ ɵz ɵydikiliridin ⱨuzur-ⱨalawǝt alalisun?
Чүнки униң бекитилгән жил-айлири түгигәндин кейин, У қандақму йәнә өз өйдикилиридин һозур-һалавәт алалисун?
22 Tǝngri kattilarning üstidinmu ⱨɵküm ⱪilƣandin keyin, Uningƣa bilim ɵgitǝlǝydiƣan adǝm barmidur?!
Тәңри каттиларниң үстидинму һөкүм қилғандин кейин, Униңға билим үгитәләйдиған адәм бармидур?!
23 Birsi saⱪ-salamǝt, pütünlǝy ƣǝm-ǝndixsiz, azadiliktǝ yilliri toxⱪanda ɵlidu;
Бириси сақ-саламәт, пүтүнләй ғәм-әндишсиз, азатиликтә жиллири тошқанда өлиду;
24 Beⱪinliri süt bilǝn semiz bolidu, Ustihanlirining yiliki heli nǝm turidu.
Беқинлири сүт билән семиз болиду, Устиханлириниң илиги хелә нәм туриду.
25 Yǝnǝ birsi bolsa aqqiⱪ armanda tügǝp ketidu; U ⱨeqⱪandaⱪ raⱨǝt-paraƣǝt kɵrmigǝn.
Йәнә бириси болса аччиқ арманда түгәп кетиду; У һеч қандақ раһәт-парағәт көрмигән.
26 Ular bilǝn billǝ topa-qangda tǝng yatidu, Ⱪurutlar ularƣa qaplixidu.
Улар билән биллә топа-чаңда тәң ятиду, Қурутлар уларға чаплишиду.
27 — Mana, silǝrning nemini oylawatⱪanliⱪinglarni, Meni ⱪarilax niyǝtliringlarni bilimǝn.
— Мана, силәрниң немини ойлаватқанлиғиңларни, Мени қарилаш нийәтлириңларни билимән.
28 Qünki silǝr mǝndin: «Esilzadining ɵyi nǝgǝ kǝtkǝn? Rǝzillǝrning turƣan qedirliri nǝdidur?» dǝp sorawatisilǝr.
Чүнки силәр мәндин: «Есилзадиниң өйи нәгә кәткән? Рәзилләрниң турған чедирлири нәдидур?» дәп сораватисиләр.
29 Silǝr yoluqilardin xuni sorimidinglarmu? Ularning xu bayanliriƣa kɵngül ⱪoymidinglarmu?
Силәр йолучилардин шуни соримидиңларму? Уларниң шу баянлириға көңүл қоймидиңларму?
30 [Demǝk], «Yaman adǝm palakǝt künidin saⱪlinip ⱪalidu, Ular ƣǝzǝp künidin ⱪutulup ⱪalidu!» — [dǝydu].
[Демәк], «Яман адәм палакәт күнидин сақлинип қалиду, Улар ғәзәп күнидин қутулуп қалиду!» — [дәйду].
31 Kim [rǝzilning] tutⱪan yolini yüz turanǝ ǝyiblǝydu? Kim uningƣa ɵz ⱪilmixi üqün tegixlik jazasini yegüzidu?
Ким [рәзилниң] тутқан йолини йүз туранә әйипләйду? Ким униңға өз қилмиши үчүн тегишлик җазасини йегүзиду?
32 Əksiqǝ, u ⱨǝywǝt bilǝn yǝrlikigǝ kɵtürüp mengilidu, Uning ⱪǝbrisi kɵzǝt astida turidu.
Әксичә, у һәйвәт билән йәрлигигә көтирип меңилиду, Униң қәбри күзәт астида туриду.
33 Jilƣining qalmiliri uningƣa tatliⱪ bilinidu; Uning aldidimu sansiz adǝmlǝr kǝtkǝndǝk, Uning kǝynidinmu barliⱪ adǝmlǝr ǝgixip baridu.
Җилғиниң чалмилири униңға татлиқ билиниду; Униң алдидиму сансиз адәмләр кәткәндәк, Униң кәйнидинму барлиқ адәмләр әгишип бариду.
34 Silǝr nemixⱪa manga ⱪuruⱪ gǝp bilǝn tǝsǝlli bǝrmǝkqi? Silǝrning jawabliringlarda pǝⱪǝt sahtiliⱪla tepilidu!
Силәр немишкә маңа қуруқ гәп билән тәсәлли бәрмәкчи? Силәрниң җаваплириңларда пәқәт сахтилиқла тепилиду!

< Ayup 21 >