< Ayup 20 >
1 Andin Naamatliⱪ Zofar jawabǝn mundaⱪ dedi: —
Андин Нааматлиқ Зофар җававән мундақ деди: —
2 «Meni biaram ⱪilƣan hiyallar jawab berixkǝ ündǝwatidu, Qünki ⱪǝlbim biaramliⱪta ɵrtǝnmǝktǝ.
«Мени беарам қилған хияллар җавап беришкә үндәватиду, Чүнки қәлбим беарамлиқта өртәнмәктә.
3 Mǝn manga ⱨaⱪarǝt kǝltürüp, meni ǝyiblǝydiƣan sɵzlǝrni anglidim, Xunga mening roⱨ-zeⱨnim meni jawab berixkǝ ⱪistidi.
Мән маңа һақарәт кәлтүрүп, мени әйипләйдиған сөзләрни аңлидим, Шуңа мениң роһ-зеһним мени җавап беришкә қистиди.
4 Sǝn xuni bilmǝmsǝnki, Yǝr yüzidǝ Adǝm’atimiz apiridǝ bolƣandin beri,
Сән шуни билмәмсәнки, Йәр йүзидә Адәм атимиз апиридә болғандин бери,
5 Rǝzillǝrning ƣalibǝ tǝntǝnisi ⱪisⱪidur, Iplaslarning huxalliⱪi birdǝmliktur.
Рәзилләрниң ғалипә тәнтәниси қисқидур, Ипласларниң хошаллиғи бирдәмликтур.
6 Undaⱪ kixining xan-xǝripi asmanƣa yǝtkǝn bolsimu, Bexi bulutlarƣa taⱪaxsimu,
Ундақ кишиниң шан-шәриви асманға йәткән болсиму, Беши булутларға тақашсиму,
7 Yǝnila ɵzining poⱪidǝk yoⱪap ketidu; Uni kɵrgǝnlǝr: «U nǝdidur?» dǝydu.
Йәнила өзиниң поқидәк йоқап кетиду; Уни көргәнләр: «У нәдидур?» дәйду.
8 U qüxtǝk uqup ketidu, Ⱪayta tapⱪili bolmaydu; Keqidiki ƣayibanǝ alamǝttǝk u ⱨǝydiwetilidu.
У чүштәк учуп кетиду, Қайта тапқили болмайду; Кечидики ғайипанә аламәттәк у һайдиветилиду.
9 Uni kɵrgǝn kɵz ikkinqi uni kɵrmǝydu, Uning turƣan jayi uni ⱪayta uqratmaydu.
Уни көргән көз иккинчи уни көрмәйду, Униң турған җайи уни қайта учратмайду.
10 Uning oƣulliri miskinlǝrgǝ xǝpⱪǝt ⱪilixⱪa mǝjburlinidu; Xuningdǝk u ⱨǝtta ɵz ⱪoli bilǝn bayliⱪlirini ⱪayturup beridu.
Униң оғуллири мискинләргә шәпқәт қилишқа мәҗбурлиниду; Шуниңдәк у һәтта өз қоли билән байлиқлирини қайтуруп бериду.
11 Uning ustihanliri yaxliⱪ maƣduriƣa tolƣan bolsimu, Biraⱪ [uning maƣduri] uning bilǝn billǝ topa-qangda yetip ⱪalidu.
Униң устиханлири яшлиқ мағдуриға толған болсиму, Бирақ [униң мағдури] униң билән биллә топа-чаңда йетип қалиду.
12 Gǝrqǝ rǝzillik uning aƣzida tatliⱪ tetiƣan bolsimu, U uni til astiƣa yoxurƣan bolsimu,
Гәрчә рәзиллик униң ағзида татлиқ тетиған болсиму, У уни тил астиға йошурған болсиму,
13 U uni yutⱪusi kǝlmǝy meⱨrini üzǝlmisimu, U uni aƣzida ⱪaldursimu,
У уни жутқуси кәлмәй меһрини үзәлмисиму, У уни ағзида қалдурсиму,
14 Biraⱪ uning ⱪarnidiki tamiⱪi ɵzgirip, Kobra yilanning zǝⱨǝrigǝ aylinidu.
Бирақ униң қарнидики тамиғи өзгирип, Кобра иланниң зәһәригә айлиниду.
15 U bayliⱪlarni yutuwetidu, biraⱪ ularni yanduridu; Huda ularni axⱪazinidin qiⱪiriwetidu.
У байлиқларни жутуветиду, бирақ уларни яндуриду; Худа уларни ашқазинидин чиқириветиду.
16 U kobra yilanning zǝⱨǝrini xoraydu, Qar yilanning nǝxtiri uni ɵltüridu.
У кобра иланниң зәһәрини шорайду, Чар иланниң нәштири уни өлтүриду.
17 U ⱪaytidin eriⱪ-ɵstǝnglǝrgǝ ⱨǝwǝs bilǝn ⱪariyalmaydu, Bal wǝ seriⱪ may bilǝn aⱪidiƣan dǝryalardin ⱨuzurlinalmaydu.
У қайтидин ериқ-өстәңләргә һәвәс билән қаралмайду, Бал вә сериқ май билән ақидиған дәриялардин һозурлиналмайду.
18 U erixkǝnni yutalmay ⱪayturidu, Tijarǝt ⱪilƣan paydisidin u ⱨeq ⱨuzurlinalmaydu.
У еришкәнни жуталмай қайтуриду, Тиҗарәт қилған пайдисидин у һеч һозурлиналмайду.
19 Qünki u miskinlǝrni ezip, ularni taxliwǝtkǝn; U ɵzi salmiƣan ɵyni igiliwalƣan.
Чүнки у мискинләрни езип, уларни ташливәткән; У өзи салмиған өйни егиливалған.
20 U aqkɵzlüktin ǝsla zerikmǝydu, U arzuliƣan nǝrsiliridin ⱨeqⱪaysisini saⱪlap ⱪalalmaydu.
У ачкөзлүктин әсла зерикмәйду, У арзулиған нәрсилиридин һеч қайсисини сақлап қалалмайду.
21 Uningƣa yutuwalƣudǝk ⱨeqnǝrsǝ ⱪalmaydu, Xunga uning bayaxatliⱪi mǝnggülük bolmaydu.
Униңға жутувалғидәк һеч нәрсә қалмайду, Шуңа униң баяшатлиғи мәңгүлүк болмайду.
22 Uning toⱪⱪuzi tǝl bolƣanda, tuyuⱪsiz ⱪisilqiliⱪⱪa uqraydu; Ⱨǝrbir ezilgüqining ⱪoli uningƣa ⱪarxi qiⱪidu.
Униң тоққузи тәл болғанда, туюқсиз қисилчилиққа учрайду; Һәр бир езилгүчиниң қоли униңға қарши чиқиду.
23 U ⱪorsiⱪini toyƣuziwatⱪinida, Huda dǝⱨxǝtlik ƣǝzipini uningƣa qüxüridu; U ƣizaliniwatⱪanda [ƣǝzipini] uning üstigǝ yaƣduridu.
У қосиғини тойғузиватқинида, Худа дәһшәтлик ғәзивини униңға чүшүриду; У ғизалиниватқанда [ғәзивини] униң үстигә яғдуриду.
24 U tɵmür ⱪoraldin ⱪeqip ⱪutulsimu, Biraⱪ mis oⱪya uni sanjiydu.
У төмүр қуралдин қечип қутулсиму, Бирақ мис оқя уни санҗийду.
25 Tǝgkǝn oⱪ kǝynidin tartip qiⱪiriwelginidǝ, Yaltiraⱪ oⱪ uqi ɵttin qiⱪiriwelginidǝ, Wǝⱨimilǝr uni basidu.
Тәккән оқ кәйнидин тартип чиқиривелгинидә, Ялтирақ оқ учи өттин чиқиривелгинидә, Вәһимиләр уни басиду.
26 Zulmǝt ⱪarangƣuluⱪ uning bayliⱪlirini yutuwetixkǝ tǝyyar turidu, Insan püwlimigǝn ot uni yutuwalidu, Uning qedirida ⱪelip ⱪalƣanlirinimu yutuwetidu.
Зулмәт қараңғулуқ униң байлиқлирини жутуветишкә тәйяр туриду, Инсан пүвлимигән от уни жутувалиду, Униң чедирида қелип қалғанлириниму жутуветиду.
27 Asmanlar uning ⱪǝbiⱨlikini axkarilaydu; Yǝr-zeminmu uningƣa ⱪarxi ⱪozƣilidu.
Асманлар униң қәбиһлигини ашкарилайду; Йәр-зиминму униңға қарши қозғилиду.
28 Uning mal-dunyasi elip ketilidu, [Hudaning] ƣǝzǝplik künidǝ kǝlkün ulƣiyip ɵy-bisatini ƣulitidu.
Униң мал-дунияси елип кетилиду, [Худаниң] ғәзәплик күнидә кәлкүн улғийип өй-бисатини ғулитиду.
29 Hudaning rǝzil adǝmgǝ bǝlgiligǝn nesiwisi mana xundaⱪtur, Bu Huda uningƣa bekitkǝn mirastur».
Худаниң рәзил адәмгә бәлгүлигән несивиси мана шундақтур, Бу Худа униңға бекиткән мирастур».