< Ayup 18 >
1 Xuhaliⱪ Bildad jawabǝn mundaⱪ dedi: —
Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: —
2 Sǝndǝk adǝmlǝr ⱪaqanƣiqǝ mundaⱪ sɵzlǝrni tohtatmaysilǝr? Silǝr obdan oylap beⱪinglar, andin biz sɵz ⱪilimiz.
Сәндәк адәмләр қачанғичә мундақ сөзләрни тохтатмайсиләр? Силәр убдан ойлап беқиңлар, андин биз сөз қилимиз.
3 Biz nemixⱪa silǝrning aldinglarda ⱨaywanlar ⱨesablinimiz? Nemixⱪa aldinglarda ǝhmǝⱪ tonulimiz?
Биз немишкә силәрниң алдиңларда һайванлар һесаплинимиз? Немишкә алдиңларда ахмақ тонулимиз?
4 Ⱨǝy ɵzüngning ƣǝzipidǝ ɵzüngni yirtⱪuqi, seni dǝpla yǝr-zemin taxliwetilǝmdu?! Taƣ-taxlar ɵz ornidin kɵtürülüp ketǝmdu?!
Һәй өзүңниң ғәзивидә өзүңни житқучи, сени дәпла йәр-зимин ташливетиләмду?! Тағ-ташлар өз орнидин көтирилип кетәмду?!
5 Ⱪandaⱪla bolmisun, yaman adǝmning qiriƣi ɵqürülidu, Uning ot-uqⱪunliri yalⱪunlimaydu.
Қандақла болмисун, яман адәмниң чириғи өчүрүлиду, Униң от-учқунлири ялқунлимайду.
6 Qediridiki nur ⱪarangƣuluⱪⱪa aylinidu, Uning üstigǝ asⱪan qiriƣi ɵqürülidu.
Чедиридики нур қараңғулуққа айлиниду, Униң үстигә асқан чириғи өчүрүлиду.
7 Uning mǝzmut ⱪǝdǝmliri ⱪisilidu, Ɵzining nǝsiⱨǝtliri ɵzini mollaⱪ atⱪuzidu.
Униң мәзмут қәдәмлири қисилиду, Өзиниң несиһәтлири өзини моллақ атқузиду.
8 Qünki ɵz putliri ɵzini torƣa ǝwǝtidu, U dǝl torning üstigǝ dǝssǝydiƣan bolidu.
Чүнки өз путлири өзини торға әвәтиду, У дәл торниң үстигә дәссәйдиған болиду.
9 Ⱪiltaⱪ uni tapinidin iliwalidu, Tuzaⱪ uni tutuwalidu.
Қилтақ уни тапинидин иливалиду, Қапқан уни тутувалиду.
10 Yǝrdǝ uni kütidiƣan yoxurun arƣamqa bar, Yolida uni tutmaⱪqi bolƣan bir ⱪapⱪan bar.
Йәрдә уни күтидиған йошурун арғамча бар, Йолида уни тутмақчи болған бир қапқан бар.
11 Uni ⱨǝr tǝrǝptin wǝⱨimilǝr besip ⱪorⱪitiwatidu, Ⱨǝm ular uni iz ⱪoƣlap ⱪoƣlawatidu.
Уни һәр тәрәптин вәһимиләр бесип қорқитиватиду, Һәм улар уни из қоғлап қоғлаватиду.
12 Maƣdurini aqarqiliⱪ yǝp tügǝtti; Palakǝt uning yenida paylap yüridu.
Мағдурини ачарчилиқ йәп түгәтти; Палакәт униң йенида пайлап жүриду.
13 Ɵlümning qong balisi uning terisini yǝwatidu; Uning ǝzalirini xoraydu.
Өлүмниң чоң балиси униң терисини йәватиду; Униң әзалирини шорайду.
14 U ɵz qediridiki amanliⱪtin yulup taxlinidu, [Ɵlümning tunjisi] uni «wǝⱨimilǝrning padixaⱨi»ning aldiƣa yalap apiridu.
У өз чедиридики аманлиқтин жулуп ташлиниду, [Өлүмниң тунҗиси] уни «вәһимиләрниң падишаси»ниң алдиға ялап апириду.
15 Ɵyidikilǝr ǝmǝs, bǝlki baxⱪilar uning qedirida turidu; Turalƣusining üstigǝ günggürt yaƣdurulidu.
Өйидикиләр әмәс, бәлки башқилар униң чедирида туриду; Туралғусиниң үстигә гуңгут яғдурулиду.
16 Uning yiltizi tegidin ⱪurutulidu; Üstidiki xahliri kesilidu.
Униң йилтизи тегидин қурутулиду; Үстидики шахлири кесилиду.
17 Uning ǝslimisimu yǝr yüzidikilǝrning esidin kɵtürülüp ketidu, Sirtlarda uning nam-abruyi ⱪalmaydu.
Униң әслимисиму йәр йүзидикиләрниң есидин көтирилип кетиду, Сиртларда униң нам-абройи қалмайду.
18 U yoruⱪluⱪtin ⱪarangƣuluⱪⱪa ⱪoƣliwetilgǝn bolup, Bu dunyadin ⱨǝydiwetilidu.
У йоруқлуқтин қараңғулуққа қоғливетилгән болуп, Бу дуниядин һайдиветилиду.
19 Əl-yurtta ⱨeqⱪandaⱪ pǝrzǝntliri yaki ǝwladliri ⱪalmaydu, U musapir bolup turƣan yǝrlǝrdimu nǝsli ⱪalmaydu.
Әл-жутта һеч қандақ пәрзәнтлири яки әвлатлири қалмайду, У мусапир болуп турған йәрләрдиму нәсли қалмайду.
20 Uningdin keyinkilǝr uning künigǝ ⱪarap alaⱪzadǝ bolidu, Huddi aldinⱪilarmu qɵqüp kǝtkǝndǝk.
Униңдин кейинкиләр униң күнигә қарап алақзадә болиду, Худди алдинқиларму чөчүп кәткәндәк.
21 Mana, ⱪǝbiⱨ adǝmning makanliri xübⱨisiz xundaⱪ, Tǝngrini tonumaydiƣan kixiningmu orni qoⱪum xundaⱪtur.
Мана, қәбиһ адәмниң маканлири шүбһисиз шундақ, Тәңрини тонумайдиған кишиниңму орни чоқум шундақтур.