< Ayup 17 >

1 Mening roⱨim sunuⱪ, Künlirim tügǝy dǝydu, Gɵrlǝr meni kütmǝktǝ.
Мениң роһум сунуқ, Күнлирим түгәй дәйду, Гөрләр мени күтмәктә.
2 Ətrapimda aldamqi mazaⱪ ⱪilƣuqilar bar ǝmǝsmu? Kɵzümning ularning eqitⱪuluⱪiƣa tikilip turuxtin baxⱪa amali yoⱪtur.
Әтрапимда алдамчи мазақ қилғучилар бар әмәсму? Көзүмниң уларниң ечитқулуғиға тикилип туруштин башқа амали йоқтур.
3 Aⱨ, jenim üqün Ɵzüng haliƣan kapalǝtni elip Ɵzüngning aldida manga borun bolƣaysǝn; Sǝndin baxⱪa kim meni ⱪollap borun bolsun?
Аһ, җеним үчүн Өзүң халиған капаләтни елип Өзүңниң алдида маңа борун болғайсән; Сәндин башқа ким мени қоллап борун болсун?
4 Qünki Sǝn [dostlirimning] kɵnglini yoruⱪluⱪtin ⱪaldurƣansǝn; Xunga Sǝn ularni ƣǝlibidinmu mǝⱨrum ⱪilisǝn!
Чүнки Сән [достлиримниң] көңлини йоруқлуқтин қалдурғансән; Шуңа Сән уларни ғәлибидинму мәһрум қилисән!
5 Ƣǝniymǝt alay dǝp dostliriƣa pǝxwa atⱪan kixining bolsa, Ⱨǝtta balilirining kɵzlirimu kor bolidu.
Ғәниймәт алай дәп достлириға пәшва атқан кишиниң болса, Һәтта балилириниң көзлириму кор болиду.
6 U meni ǝl-yurtlarning aldida sɵz-qɵqǝkkǝ ⱪoydi; Mǝn kixilǝr yüzümgǝ tüküridiƣan adǝm bolup ⱪaldim.
У мени әл-жутларниң алдида сөз-чөчәккә қойди; Мән кишиләр йүзүмгә түкүридиған адәм болуп қалдим.
7 Dǝrd-ǝlǝmdin kɵzüm torlixip kǝtti, Barliⱪ ǝzalirim kɵlǝnggidǝk bolup ⱪaldi.
Дәрд-әләмдин көзүм торлишип кәтти, Барлиқ әзалирим көләңгидәк болуп қалди.
8 Bu ixlarni kɵrüp duruslar ⱨǝyranuⱨǝs bolidu; Bigunaⱨlar iplaslarƣa ⱪarxi turuxⱪa ⱪozƣilidu.
Бу ишларни көрүп дуруслар һәйрануһәс болиду; Бигуналар ипласларға қарши турушқа қозғилиду.
9 Biraⱪ ⱨǝⱪⱪaniy adǝm ɵz yolida qing turidu, Ⱪoli pak yüridiƣan adǝmning küqi tohtawsiz ulƣiyidu.
Бирақ һәққаний адәм өз йолида чиң туриду, Қоли пак жүридиған адәмниң күчи тохтавсиз улғийиду.
10 Əmdi ⱪeni, ⱨǝmminglar, yǝnǝ kelinglar; Aranglardin birmu dana adǝm tapalmaymǝn.
Әнди қени, һәммиңлар, йәнә келиңлар; Араңлардин бирму дана адәм тапалмаймән.
11 Künlirim ahirlixay dǝp ⱪaptu, Muddialirim, kɵnglümdiki intizarlar üzüldi.
Күнлирим ахирлишай дәп қапту, Муддиалирим, көңлүмдики интизарлар үзүлди.
12 Bu adǝmlǝr keqini kündüzgǝ aylandurmaⱪqi; Ular ⱪarangƣuluⱪⱪa ⱪarap: «Nur yeⱪinlixiwatidu» deyixiwatidu.
Бу адәмләр кечини күндүзгә айландурмақчи; Улар қараңғулуққа қарап: «Нур йеқинлишиватиду» дейишиватиду.
13 Əgǝr kütsǝm, ɵyüm tǝⱨtisara bolidu; Mǝn ⱪarangƣuluⱪⱪa ornumni raslaymǝn. (Sheol h7585)
Әгәр күтсәм, өйүм тәһтисара болиду; Мән қараңғулуққа орнумни раслаймән. (Sheol h7585)
14 «Qirip ketixni: «Sǝn mening atam!», Ⱪurtlarni: «Apa! Aqa!» dǝp qaⱪirimǝn!
«Чирип кетишни: «Сән мениң атам!», Қурутларни: «Апа! Ача!» дәп чақиримән!
15 Undaⱪta ümidim nǝdǝ? Xundaⱪ, ümidimni kim kɵrǝlisun?
Ундақта үмүтүм нәдә? Шундақ, үмүтүмни ким көрәлисун?
16 Ümidim tǝⱨtisaraning tɵmür pǝnjiriliri iqigǝ qüxüp ketidu! Biz birliktǝ topiƣa kirip ketimiz! (Sheol h7585)
Үмүтүм тәһтисараниң төмүр пәнҗирилири ичигә чүшүп кетиду! Биз бирликтә топиға кирип кетимиз! (Sheol h7585)

< Ayup 17 >