< Ayup 14 >

1 Anidin tuƣulƣanlarning künliri azdur, Palakǝt uningƣa yardur.
Анидин туғулғанларниң күнлири аздур, Палакәт униңға ярдур.
2 U güldǝk dunyaƣa kelip andin tozuydu, U [ⱪuyax aldidin] sayigǝ ohxax ⱪeqip ketidu.
У гүлдәк дунияға келип андин тозуйду, У [қуяш алдидин] сайигә охшаш қечип кетиду.
3 Biraⱪ Sǝn tehi xundaⱪ bir ajiz bolƣuqiƣa kɵzüngni tikip, Meni Ɵz aldingƣa soraⱪⱪa tartiwatamsǝn?
Бирақ Сән техи шундақ бир аҗиз болғучиға көзүңни тикип, Мени Өз алдиңға сораққа тартиватамсән?
4 Kim napak nǝrsilǝrdin pak nǝrsini qiⱪiralaydu? — ⱨeqkim!
Ким напак нәрсиләрдин пак нәрсини чиқиралайду? — һеч ким!
5 [Insanning] künliri bekitilgǝndikin, Uning aylirining sani Sening ilkingdǝ bolƣandikin, Sǝn uning ɵtsǝ bolmaydiƣan qǝklirini bekitkǝndikin,
[Инсанниң] күнлири бекитилгәндикин, Униң айлириниң сани Сениң илкиңдә болғандикин, Сән униң өтсә болмайдиған чәклирини бекиткәндикин,
6 Uning bir’az dǝm elixi üqün uningdin kɵzüngni elip ⱪaqⱪin, Xuning bilǝn mǝdikardǝk uningƣa ɵz künliridin sɵyünüx nesip bolsun!
Униң бир аз дәм елиши үчүн униңдин көзүңни елип қачқин, Шуниң билән мәдикардәк униңға өз күнлиридин сөйүнүш несип болсун!
7 Qünki dǝrǝh kesiwetilgǝndin keyin, ⱪayta ɵsüxtin ümid bar; Buningliⱪ bilǝn uning yumran bihliri tügǝp kǝtmǝydu;
Чүнки дәрәқ кесиветилгәндин кейин, қайта өсүштин үмүт бар; Буниңлиқ билән униң юмран бихлири түгәп кәтмәйду;
8 Uning yiltizi yǝrdǝ ⱪurup kǝtkǝn bolsimu, Uning kɵtiki topida ɵlüp kǝtkǝn bolsimu,
Униң йилтизи йәрдә қуруп кәткән болсиму, Униң көтиги топида өлүп кәткән болсиму,
9 Biraⱪ suning puriⱪi bilǝnla u yǝnǝ kɵkiridu, Yumran ot-qɵptǝk yengi bihlarni qiⱪiridu.
Бирақ суниң пуриғи биләнла у йәнә көкириду, Юмран от-чөптәк йеңи бихларни чиқириду.
10 Biraⱪ adǝm bolsa ɵlidu, ilajsiz ongda yatidu, bǝrⱨǝⱪ, Insan nǝpǝstin ⱪalidu, andin nǝdǝ bolidu?
Бирақ адәм болса өлиду, илаҗсиз оңда ятиду, бәрһәқ, Инсан нәпәстин қалиду, андин нәдә болиду?
11 Dengizdiki sular parƣa aylinip tügǝp kǝtkǝndǝk, Dǝryalar ⱪaƣjirap ⱪurup kǝtkǝndǝk,
Деңиздики сулар парға айлинип түгәп кәткәндәк, Дәриялар қағҗирап қуруп кәткәндәк,
12 Ohxaxla adǝm yetip ⱪalsila ⱪaytidin turmaydu; Asmanlar yoⱪimiƣuqǝ, ular oyƣanmaydu, uyⱪudin turmaydu.
Охшашла адәм йетип қалсила қайтидин турмайду; Асманлар йоқимиғичә, улар ойғанмайду, уйқидин турмайду.
13 Aⱨ, tǝⱨtisaraƣa meni yoxurup ⱪoysang idi, Ƣǝziping ɵtüp kǝtküqǝ meni mǝhpiy saⱪlap ⱪoysang idi, Meni esinggǝ alidiƣan bir waⱪit-saǝtni manga bekitip bǝrsǝng idi! (Sheol h7585)
Аһ, тәһтисараға мени йошуруп қойсаң еди, Ғәзивиң өтүп кәткичә мени мәхпий сақлап қойсаң еди, Мени есиңгә алидиған бир вақит-саатни маңа бекитип бәрсәң еди! (Sheol h7585)
14 Adǝm ɵlsǝ, ⱪayta yaxamdu? Xundaⱪ bolsa manga xundaⱪ ɵzgirix waⱪti kǝlgüqǝ, Muxu japaƣa tolƣan künlirim ɵtküqǝ, sǝwr-taⱪǝt bilǝn kütǝttim!
Адәм өлсә, қайта яшамду? Шундақ болса маңа шундақ өзгириш вақти кәлгичә, Мошу җапаға толған күнлирим өткичә, сәвир-тақәт билән күтәттим!
15 Xundaⱪ bolsa Sǝn meni qaⱪirsang, jawab berǝttim; Sǝn Ɵz ⱪolung bilǝn yaratⱪiningƣa ümid-arzuyung bolatti.
Шундақ болса Сән мени чақирсаң, җавап берәттим; Сән Өз қолуң билән яратқиниңға үмүт-арзуюң болатти.
16 Biraⱪ Sǝn ⱨazir ⱨǝrbir dǝssigǝn ⱪǝdǝmlirimni sanap, Gunaⱨimni kɵzitiwatisǝnƣu!
Бирақ Сән һазир һәр бир дәссигән қәдәмлиримни санап, Гунайимни күзитиватисәнғу!
17 Itaǝtsizlikim haltiƣa selinip peqǝtlǝndi, Gunaⱨlirimni dɵwǝ-dɵwǝ ⱪilip saⱪlap ⱪoydung.
Итаәтсизлигим халтиға селинип печәтләнди, Гуналиримни дога-дога қилип сақлап қойдуң.
18 Dǝrwǝⱪǝ taƣmu yimirilip yoⱪalƣandǝk, Tax ɵz ornidin tǝwrinip kǝtkǝndǝk,
Дәрвәқә тағму йимирилип йоқалғандәк, Таш өз орнидин тәвринип кәткәндәк,
19 Sular tax-xeƣillarni upritip yoⱪatⱪandǝk, Topanlar zemindiki topini süpürüp kǝtkǝndǝk, Sǝn adǝmning ümidini yoⱪ ⱪilisǝn.
Сулар таш-шеғилларни упритип йоқатқандәк, Топанлар зиминдики топини сүпүрүп кәткәндәк, Сән адәмниң үмүтини йоқ қилисән.
20 Sǝn mǝnggügǝ uning üstidin ƣalib kelisǝn, Xunga u dunyadin ketidu; uning qirayini tutuldurisǝn, Uni Ɵz yeningdin yiraⱪ ⱪilisǝn.
Сән мәңгүгә униң үстидин ғалип келисән, Шуңа у дуниядин кетиду; униң чирайини тутулдурисән, Уни Өз йениңдин жирақ қилисән.
21 Uning oƣulliri ⱨɵrmǝtkǝ erixidu, biraⱪ u buni bilmǝydu; Ular pǝs ⱪilinsimu, Biraⱪ uning bulardinmu hǝwiri bolmaydu.
Униң оғуллири һөрмәткә еришиду, бирақ у буни билмәйду; Улар пәс қилинсиму, Бирақ униң булардинму хәвири болмайду.
22 U [pǝⱪǝt] ɵz tenidiki aƣriⱪidinla azablinidu, U kɵnglidǝ ɵzi üqünla ⱨǝsrǝt-nadamǝt qekidu.
У [пәқәт] өз тенидики ағриғидинла азаплиниду, У көңлидә өзи үчүнла һәсрәт-надамәт чекиду.

< Ayup 14 >