< Ayup 13 >

1 Mana, mening kɵzüm bularning ⱨǝmmisini kɵrüp qiⱪⱪan; Mening ⱪuliⱪim bularni anglap qüxǝngǝn.
Мана, мениң көзүм буларниң һәммисини көрүп чиққан; Мениң қулиқим буларни аңлап чүшәнгән.
2 Silǝrning bilgǝnliringlarni mǝnmu bilimǝn; Mening silǝrdin ⱪelixⱪuqilikim yoⱪ.
Силәрниң билгәнлириңларни мәнму билимән; Мениң силәрдин қелишқичилигим йоқ.
3 Biraⱪ mening arzuyum Ⱨǝmmigǝ ⱪadir bilǝn sɵzlixixtur, Mening Huda bilǝn munazirǝ ⱪilƣum kelidu.
Бирақ мениң арзуюм Һәммигә қадир билән сөзлишиштур, Мениң Худа билән муназирә қилғум келиду.
4 Silǝr bolsanglar tɵⱨmǝt qapliƣuqilar, Ⱨǝmminglar yaramsiz tewipsilǝr.
Силәр болсаңлар төһмәт чаплиғучилар, Һәммиңлар ярамсиз тевипсиләр.
5 Silǝr pǝⱪǝtla süküttǝ turƣan bolsanglar’idi! Bu silǝr üqün danaliⱪ bolatti!
Силәр пәқәтла сүкүттә турған болсаңлар еди! Бу силәр үчүн даналиқ болатти!
6 Mening munazirǝmgǝ ⱪulaⱪ selinglar, Lǝwlirimdiki muⱨakimilǝrni anglap beⱪinglar.
Мениң муназирәмгә қулақ селиңлар, Ләвлиримдики муһакимиләрни аңлап беқиңлар.
7 Silǝr Hudaning wakalǝtqisi süpitidǝ boluwelip biadil sɵz ⱪilamsilǝr? Uning üqün ⱨiylǝ-mikirlik gǝp ⱪilmaⱪqimusilǝr?
Силәр Худаниң вакаләтчиси сүпитидә болувелип адилсиз сөз қиламсиләр? Униң үчүн һейлә-микирлик гәп қилмақчимусиләр?
8 Uningƣa yüz-hatirǝ ⱪilip [huxamǝt] ⱪilmaⱪqimusilǝr?! Uningƣa wakalitǝn dǝwa sorimaⱪqimusilǝr?
Униңға йүз-хатирә қилип [хушамәт] қилмақчимусиләр?! Униңға вакалитән дәва соримақчимусиләр?
9 U iq-baƣringlarni ahturup qiⱪsa, silǝr üqün yahxi bolattimu? Insan balisini aldiƣandǝk uni aldimaⱪqimusilǝr?
У ич-бағриңларни ахтуруп чиқса, силәр үчүн яхши болаттиму? Инсан балисини алдиғандәк уни алдимақчимусиләр?
10 Silǝr yüz-hatirǝ ⱪilip yoxurunqǝ huxamǝt ⱪilsanglar, U qoⱪum silǝrni ǝyiblǝydu.
Силәр йүз-хатирә қилип йошурунчә хушамәт қилсаңлар, У чоқум силәрни әйипләйду.
11 Buningdin kɵrǝ Uning ⱨǝywisining silǝrni ⱪorⱪatⱪini, Uning wǝⱨimisining silǝrgǝ qüxkini tüzük ǝmǝsmu?
Буниңдин көрә Униң һәйвисиниң силәрни қорқатқини, Униң вәһимисиниң силәргә чүшкини түзүк әмәсму?
12 Pǝnd-nǝsiⱨǝtinglar pǝⱪǝt külgǝ ohxax sɵzlǝr, halas; Silǝr [ixǝnq baƣliƣan] istiⱨkaminglar pǝⱪǝt lay istiⱨkamlar, halas.
Пәнд-несиһәтиңлар пәқәт күлгә охшаш сөзләр, халас; Силәр [ишәш бағлиған] истиһкамиңлар пәқәт лай истиһкамлар, халас.
13 Meni ihtiyarimƣa ⱪoyuwetip zuwan sürmǝnglar, meni gǝp ⱪilƣili ⱪoyunglar. Beximƣa ⱨǝrnemǝ kǝlsǝ kǝlsun!
Мени ихтияримға қоюветип зуван сүрмәңлар, мени гәп қилғили қоюңлар. Бешимға һәр немә кәлсә кәлсун!
14 Ⱪandaⱪla bolmisun, jenim bilǝn tǝwǝkkul ⱪilimǝn, Mǝn jenimni alⱪinimƣa elip ⱪoyimǝn!
Қандақла болмисун, җеним билән тәвәккул қилимән, Мән җенимни алқинимға елип қойимән!
15 U jenimni alsimu mǝn yǝnila Uni kütimǝn, Uningƣa tayinimǝn; Biraⱪ ⱪandaⱪla bolmisun mǝn tutⱪan yollirimni Uning aldida aⱪlimaⱪqimǝn;
У җенимни алсиму мән йәнила Уни күтимән, Униңға тайинимән; Бирақ қандақла болмисун мән тутқан йоллиримни Униң алдида ақлимақчимән;
16 Bundaⱪ ⱪilixim manga nijatliⱪ bolidu; Qünki iplas bir adǝm uning aldiƣa baralmaydu.
Бундақ қилишим маңа ниҗатлиқ болиду; Чүнки иплас бир адәм униң алдиға баралмайду.
17 Sɵzlirimni diⱪⱪǝt bilǝn anglanglar, Bayanlirimƣa obdan ⱪulaⱪ selinglar.
Сөзлиримни диққәт билән аңлаңлар, Баянлиримға убдан қулақ селиңлар.
18 Mana, mǝn ɵz dǝwayimni tǝrtipliⱪ ⱪilip tǝyyar ⱪildim; Mǝn ɵzümning ⱨǝⱪiⱪǝtǝn aⱪlinidiƣanliⱪimni bilimǝn.
Мана, мән өз дәвайимни тәртиплиқ қилип тәйяр қилдим; Мән өзүмниң һәқиқәтән ақлинидиғанлиғимни билимән.
19 Mǝn bilǝn bǝs-munazirǝ ⱪilidiƣan ⱪeni kim barkin? Ⱨazir süküt ⱪilƣan bolsam, tiniⱪtin tohtiƣan bolattim!
Мән билән бәс-муназирә қилидиған қени ким баркин? Һазир сүкүт қилған болсам, тиниқтин тохтиған болаттим!
20 [Aⱨ Huda]! Manga pǝⱪǝt ikki ixnila ⱪilip bǝrgin; Xundaⱪ bolƣandila, mǝn ɵzümni Sǝndin ⱪaqurmaymǝn:
[Аһ Худа]! Маңа пәқәт икки ишнила қилип бәргин; Шундақ болғандила, мән өзүмни Сәндин қачурмаймән:
21 — Ⱪolungni mǝndin yiraⱪ ⱪilƣin; — Wǝⱨimǝng meni ⱪorⱪatmisun.
— Қолуңни мәндин жирақ қилғин; — Вәһимәң мени қорқатмисун.
22 Andin meni sot ⱪilixⱪa qaⱪir, mǝn sanga jawab berimǝn; Yaki mǝn Sanga [dǝwayimdin] sɵz ⱪilsam, Sǝnmu manga jawab berisǝn.
Андин мени сот қилишқа чақир, мән саңа җавап беримән; Яки мән Саңа [дәвайимдин] сөз қилсам, Сәнму маңа җавап берисән.
23 Mening ⱪǝbiⱨliklirim ⱨǝm gunaⱨlirim zadi ⱪanqilik? Itaǝtsizlikim ⱨǝm gunaⱨimni manga kɵrsitip bǝr!
Мениң қәбиһликлирим һәм гуналирим зади қанчилик? Итаәтсизлигим һәм гунайимни маңа көрситип бәр!
24 Nemixⱪa didaringni mǝndin yoxurisǝn? Nemixⱪa meni Ɵz düxmining dǝp bilding?
Немишкә дидариңни мәндин йошурисән? Немишкә мени Өз дүшминиң дәп билдиң?
25 Uyaⱪ-buyaⱪⱪa uquruwetilidiƣan anqiki bir yopurmaⱪni wǝⱨimigǝ salmaⱪqimusǝn? Ⱪurup kǝtkǝn pahalni ⱪoƣlimaⱪqimusǝn?
Уяқ-буяққа учуруветилидиған анчики бир йопурмақни вәһимигә салмақчимусән? Қуруп кәткән пахални қоғлимақчимусән?
26 Qünki Sǝn mening üstümdin zǝⱨǝrdǝk ǝrzlǝrni yazisǝn, Sǝn yaxliⱪimdiki ⱪǝbiⱨliklirimni manga ⱪayturuwatisǝn.
Чүнки Сән мениң үстүмдин зәһәрдәк әрзләрни язисән, Сән яшлиғимдики қәбиһликлиримни маңа қайтуруватисән.
27 Mǝn qirip kǝtkǝn bir nǝrsǝ, Mǝn pǝⱪǝt küyǝ yegǝn bir kiyimla bolƣinim bilǝn, Lekin Sǝn mening putlirimni kixǝnlǝysǝn, Ⱨǝmmǝ yollirimni kɵzitip yürisǝn; Tapanlirimƣa mangmasliⱪ üqün qǝk sizip ⱪoyƣansǝn.
Мән чирип кәткән бир нәрсә, Мән пәқәт күйә йегән бир кийимла болғиним билән, Лекин Сән мениң путлиримни кишәнләйсән, Һәммә йоллиримни күзитип жүрисән; Тапанлиримға маңмаслиқ үчүн чәк сизип қойғансән.

< Ayup 13 >