< Yǝrǝmiya 1 >
1 Binyamin ⱪǝbilisi zeminidiki Anatot yezisida turuwatⱪan kaⱨinlardin bolƣan Ⱨilⱪiyaning oƣli Yǝrǝmiyaning sɵzliri [tɵwǝndǝ hatirilinidu]: —
Бинямин қәбилиси зиминидики Анатот йезисида туруватқан каһинлардин болған Һилқияниң оғли Йәрәмияниң сөзлири [төвәндә хатирилиниду]: —
2 Yǝⱨuda padixaⱨi, Amonning oƣli Yosiyaning künliridǝ, yǝni u tǝhtkǝ olturƣan on üqinqi yilida [Yǝrǝmiyaƣa] Pǝrwǝrdigarning sɵzi kǝldi;
Йәһуда падишаси, Амонниң оғли Йосияниң күнлиридә, йәни у тәхткә олтарған он үчинчи жилида [Йәрәмияға] Пәрвәрдигарниң сөзи кәлди;
3 Yǝⱨuda padixaⱨi Yosiyaning oƣli Yǝⱨoakimning künliridǝ ⱨǝmdǝ Yǝⱨuda padixaⱨi Yosiyaning oƣli Zǝdǝkiyaning on birinqi yilining ahiriƣiqǝ, yǝni xu yilning bǝxinqi eyida Yerusalemdikilǝr sürgün ⱪilinƣuqǝ uningƣa Pǝrwǝrdigarning sɵzi yǝnǝ kelip turdi.
Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоакимниң күнлиридә һәмдә Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Зәдәкияниң он биринчи жилиниң ахириғичә, йәни шу жилниң бәшинчи ейида Йерусалимдикиләр сүргүн қилинғичә униңға Пәрвәрдигарниң сөзи йәнә келип турди.
4 Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip:
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип:
5 — Anangning ⱪorsiⱪida seni apiridǝ ⱪilixtin ilgirila Mǝn seni bilǝttim; sǝn baliyatⱪudin qiⱪixtin burun seni Ɵzümgǝ atap, ǝllǝrgǝ pǝyƣǝmbǝr boluxⱪa tiklidim, — deyildi.
— Анаңниң қосиғида сени апиридә қилиштин илгирила Мән сени биләттим; сән балиятқудин чиқиштин бурун сени Өзүмгә атап, әлләргә пәйғәмбәр болушқа тиклидим, — дейилди.
6 Mǝn bolsam: — Apla, Pǝrwǝrdigar! Mǝn gǝp ⱪilixni bilmǝymǝn; qünki mǝn gɵdǝk balidurmǝn, dedim.
Мән болсам: — Апла, Пәрвәрдигар! Мән гәп қилишни билмәймән; чүнки мән гөдәк балидурмән, дедим.
7 Lekin Pǝrwǝrdigar manga: — Ɵzüngni gɵdǝk bala, demǝ; qünki Mǝn seni kimgǝ ǝwǝtsǝm, sǝn xularƣa barisǝn; wǝ Mǝn seni nemǝ dǝ dǝp buyrusam, sǝn xuni dǝysǝn.
Лекин Пәрвәрдигар маңа: — Өзүңни гөдәк бала, демә; чүнки Мән сени кимгә әвәтсәм, сән шуларға барисән; вә Мән сени немә дә дәп буйрусам, сән шуни дәйсән.
8 Ulardin ⱪorⱪma; qünki seni ⱪutⱪuzux üqün Mǝn sǝn bilǝn billidurmǝn, — dedi.
Улардин қорқма; чүнки сени қутқузуш үчүн Мән сән билән биллидурмән, — деди.
9 Wǝ Pǝrwǝrdigar ⱪolini sozup aƣzimƣa tǝgküzdi; Pǝrwǝrdigar manga: Mana, Ɵz sɵzlirimni aƣzingƣa ⱪoydum;
Вә Пәрвәрдигар қолини созуп ағзимға тәккүзди; Пәрвәрдигар маңа: Мана, Өз сөзлиримни ағзиңға қойдум;
10 Ⱪara, muxu küni Mǝn seni yulux, sɵküx, ⱨalak ⱪilix wǝ ɵrüx, ⱪurux wǝ terip ɵstürüx üqün ǝllǝr wǝ padixaⱨliⱪlar üstigǝ tiklidim, — dedi.
Қара, мошу күни Мән сени жулуш, сөкүш, һалак қилиш вә өрүш, қуруш вә терип өстүрүш үчүн әлләр вә падишалиқлар үстигә тиклидим, — деди.
11 Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip: «Yǝrǝmiya, nemini kɵrüwatisǝn?» — deyildi. Mǝn: «Badam dǝrihining xehini kɵrüwatimǝn» — dedim.
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип: «Йәрәмия, немини көрүватисән?» — дейилди. Мән: «Бадам дәриғиниң шехини көрүватимән» — дедим.
12 Pǝrwǝrdigar manga: «Kɵrgining yahxi boldi; qünki Mǝn sɵzümning ǝmǝliylixixi üqün sɵzümni kɵzitip turimǝn» — dedi.
Пәрвәрдигар маңа: «Көргиниң яхши болди; чүнки Мән сөзүмниң әмәлийлишиши үчүн сөзүмни күзитип туримән» — деди.
13 Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga ikkinqi ⱪetim kelip: «Nemini kɵrüwatisǝn?» — deyildi. Mǝn: «Poruⱪ-poruⱪ ⱪaynawatⱪan, aƣzi ximal tǝripidin ⱪiysayƣan bir ⱪazanni kɵrdüm» — dedim.
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа иккинчи қетим келип: «Немини көрүватисән?» — дейилди. Мән: «Поруқ-поруқ қайнаватқан, ағзи шимал тәрипидин қийсайған бир қазанни көрдүм» — дедим.
14 Pǝrwǝrdigar manga: — Külpǝt ximal tǝrǝptin kelip bu zeminda turuwatⱪanlarning ⱨǝmmisi üstigǝ bɵsüp kelidu — dedi.
Пәрвәрдигар маңа: — Күлпәт шимал тәрәптин келип бу зиминда туруватқанларниң һәммиси үстигә бөсүп келиду — деди.
15 — Qünki mana, Mǝn ximaliy padixaⱨliⱪlarning barliⱪ jǝmǝtlirini qaⱪirimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar; — ular kelidu, padixaⱨlar ⱨǝrbiri ɵz tǝhtini Yerusalem ⱪowuⱪliri aldiƣa selip, ⱨǝmmǝ sepillarƣa wǝ Yǝⱨudaning barliⱪ xǝⱨǝrlirigǝ ⱨujumƣa tǝyyarlinidu;
— Чүнки мана, Мән шималий падишалиқларниң барлиқ җәмәтлирини чақиримән, — дәйду Пәрвәрдигар; — улар келиду, падишалар һәр бири өз тәхтини Йерусалим қовуқлири алдиға селип, һәммә сепилларға вә Йәһуданиң барлиқ шәһәрлиригә һуҗумға тәйярлиниду;
16 xuning bilǝn Mǝn [Yǝⱨudadikilǝrning] barliⱪ rǝzillikliri üqün ularning üstidin ⱨɵkümlǝrni jakarlaymǝn; qünki ular Mǝndin waz keqip, baxⱪa ilaⱨlarƣa huxbuy yeⱪip, ɵz ⱪolliri yasiƣanliriƣa qoⱪundi.
шуниң билән Мән [Йәһудадикиләрниң] барлиқ рәзилликлири үчүн уларниң үстидин һөкүмләрни җакалаймән; чүнки улар Мәндин ваз кечип, башқа илаһларға хушбуй йеқип, өз қоллири ясиғанлириға чоқунди.
17 Sǝn ǝmdi belingni baƣlap ornungdin turup, sanga buyruƣanlirimning ⱨǝmmisini ularƣa eyt; ular aldida ⱨoduⱪup kǝtmigin; bolmisa Mǝn seni ular aldida ⱨoduⱪturimǝn.
Сән әнди белиңни бағлап орнуңдин туруп, саңа буйруғанлиримниң һәммисини уларға ейт; улар алдида һодуқуп кәтмигин; болмиса Мән сени улар алдида һодуқтуримән.
18 Ⱪara, Mǝn bügün seni Yǝⱨudaning padixaⱨliriƣa, ǝmirlirigǝ, kaⱨinliriƣa ⱨǝm pütkül zemin hǝlⱪigǝ ⱪarxi turƣuqi mustǝⱨkǝm xǝⱨǝr, tɵmür tüwrük wǝ mis sepillardǝk tiklidim.
Қара, Мән бүгүн сени Йәһуданиң падишалириға, әмирлиригә, каһинлириға һәм пүткүл зимин хәлқигә қарши турғучи мустәһкәм шәһәр, төмүр түврүк вә мис сепиллардәк тиклидим.
19 Ular sanga ⱪarxi jǝng ⱪilidu, lekin sening üstüngdin ƣǝlibǝ ⱪilalmaydu — Qünki Mǝn seni ⱪutⱪuzux üqün sǝn bilǝn billidurmǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Улар саңа қарши җәң қилиду, лекин сениң үстүңдин ғәлибә қилалмайду — Чүнки Мән сени қутқузуш үчүн сән билән биллидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар.