< Yǝrǝmiya 7 >
1 Pǝrwǝrdigardin Yǝrǝmiyaƣa mundaⱪ bir sɵz kǝldi: —
Пәрвәрдигардин Йәрәмияға мундақ бир сөз кәлди: —
2 Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki dǝrwazida turup muxu sɵzni jakarlap: «Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglanglar, i Pǝrwǝrdigarƣa ibadǝt ⱪilix üqün muxu dǝrwazilardin kiriwatⱪan barliⱪ Yǝⱨudalar!» — degin.
Пәрвәрдигарниң өйидики дәрвазида туруп мошу сөзни җакалап: «Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Пәрвәрдигарға ибадәт қилиш үчүн мошу дәрвазилардин кириватқан барлиқ Йәһудалар!» — дегин.
3 — «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Yolliringlar ⱨǝm ⱪilmixliringlarni tüzitinglar; xundaⱪ bolƣanda Mǝn silǝrni muxu yǝrdǝ muⱪim turƣuzimǝn.
— «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Йоллириңлар һәм қилмишлириңларни түзитиңлар; шундақ болғанда Мән силәрни мошу йәрдә муқим турғузимән.
4 «Pǝrwǝrdigarning ibadǝthanisi, Pǝrwǝrdigarning ibadǝthanisi, Pǝrwǝrdigarning ibadǝthanisi dǝl muxudur!» dǝp aldamqi sɵzlǝrgǝ tayinip kǝtmǝnglar.
«Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси, Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси, Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси дәл мошудур!» дәп алдамчи сөзләргә тайинип кәтмәңлар.
5 Əgǝr silǝr ⱨǝⱪiⱪǝtǝn yolliring ⱨǝm ⱪilmixliringlarni tüzǝtsǝnglar, — ǝgǝr kixilǝr wǝ ⱪoxnanglar arisida adalǝt yürgüzsǝnglar,
Әгәр силәр һәқиқәтән йоллириң һәм қилмишлириңларни түзәтсәңлар, — әгәр кишиләр вә хошнаңлар арисида адаләт жүргүзсәңлар,
6 — ǝgǝr silǝr musapir, yetim-yesir ⱨǝm tul hotunlarni bozǝk ⱪilixtin, muxu yǝrdǝ gunaⱨsiz ⱪanlarni tɵküxtin, — xundaⱪla ɵzünglarƣa ziyan yǝtküzüp, baxⱪa ilaⱨlarƣa ǝgixip ketixtin ⱪol üzsǝnglar, —
— әгәр силәр мусапир, житим-йесир һәм тул хотунларни бозәк қилиштин, мошу йәрдә гунасиз қанларни төкүштин, — шундақла өзүңларға зиян йәткүзүп, башқа илаһларға әгишип кетиштин қол үзсәңлар, —
7 xundaⱪ ⱪilƣininglarda Mǝn silǝrni muxu yǝrdǝ, yǝni Mǝn ata-bowiliringlarƣa ⱪǝdimdin tartip mǝnggügiqǝ tǝⱪdim ⱪilƣan bu zeminda muⱪim turidiƣan ⱪilimǝn.
шундақ қилғиниңларда Мән силәрни мошу йәрдә, йәни Мән ата-бовилириңларға қедимдин тартип мәңгүгичә тәқдим қилған бу зиминда муқим туридиған қилимән.
8 Lekin mana, silǝr ⱨeqⱪandaⱪ payda yǝtküzmǝydiƣan aldamqi sɵzlǝrgǝ tayinip kǝtkǝnsilǝr.
Лекин мана, силәр һеч қандақ пайда йәткүзмәйдиған алдамчи сөзләргә тайинип кәткәнсиләр.
9 Əmdi nemǝ degülük?! Oƣriliⱪ, ⱪatilliⱪ, zinahorluⱪ ⱪilip, sahta ⱪǝsǝm iqip, Baalƣa isriⱪ yeⱪip wǝ silǝr ⱨeq tonumiƣan yat ilaⱨlarƣa ǝgixip,
Әнди немә дегүлүк?! Оғрилиқ, қатиллиқ, зинахорлуқ қилип, сахта қәсәм ичип, Баалға исриқ йеқип вә силәр һеч тонумиған ят илаһларға әгишип,
10 andin Mening namimda atalƣan muxu ɵygǝ kirip Mening aldimda turup: «Biz ⱪutⱪuzulƣan!» dǝmsilǝr?! Muxu lǝnǝtlik ixlarda turuwerix üqün ⱪutⱪuzulƣanmusilǝr?!
андин Мениң намимда аталған мошу өйгә кирип Мениң алдимда туруп: «Биз қутқузулған!» дәмсиләр?! Мошу ләнәтлик ишларда турувериш үчүн қутқузулғанмусиләр?!
11 Mening namimda atalƣan muxu ɵy silǝrning nǝziringlarda bulangqilarning uwisimu?! Mana, Mǝn Ɵzüm bu ixlarni kɵrgǝnmǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Мениң намимда аталған мошу өй силәрниң нәзириңларда булаңчиларниң угисиму?! Мана, Мән Өзүм бу ишларни көргәнмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
12 Xunga, Mǝn ǝslidǝ Ɵz namimda turalƣu ⱪilƣan Xiloⱨ degǝn jayƣa berip, hǝlⱪim Israilning rǝzilliki tüpǝylidin uni nemǝ ⱪiliwǝtkǝnlikimni kɵrüp beⱪinglar!
Шуңа, Мән әслидә Өз намимда туралғу қилған Шилоһ дегән җайға берип, хәлқим Исраилниң рәзиллиги түпәйлидин уни немә қиливәткәнлигимни көрүп беқиңлар!
13 Əmdi ⱨazir, silǝr muxundaⱪ ⱪilmixlarni sadir ⱪilƣininglar tüpǝylidin, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Mǝn silǝrgǝ tang sǝⱨǝrdǝ ornumdin turup sɵz ⱪilip kǝldim, lekin silǝr ⱨeq ⱪulaⱪ salmidinglar; Mǝn silǝrni qaⱪirdim, lekin silǝr Manga jawab bǝrmidinglar —
Әнди һазир, силәр мошундақ қилмишларни садир қилғиниңлар түпәйлидин, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән силәргә таң сәһәрдә орнумдин туруп сөз қилип кәлдим, лекин силәр һеч қулақ салмидиңлар; Мән силәрни чақирдим, лекин силәр Маңа җавап бәрмидиңлар —
14 ǝmdi Mǝn Xiloⱨdiki ɵyni ⱪandaⱪ ⱪilƣan bolsam, silǝr tayanƣan, xundaⱪla namim ⱪoyulƣan bu ɵyni wǝ Mǝn silǝrgǝ ⱨǝm ata-bowiliringlarƣa tǝⱪdim ⱪilƣan bu zeminnimu xundaⱪ ⱪilimǝn;
әнди Мән Шилоһдики өйни қандақ қилған болсам, силәр таянған, шундақла намим қоюлған бу өйни вә Мән силәргә һәм ата-бовилириңларға тәқдим қилған бу зиминниму шундақ қилимән;
15 Mǝn silǝrning barliⱪ ⱪerindaxliringlar, yǝni Əfraimning barliⱪ nǝslini ⱨǝydiwǝtkinimdǝk silǝrnimu kɵzümdin yiraⱪ ⱨǝydǝymǝn.
Мән силәрниң барлиқ қериндашлириңлар, йәни Әфраимниң барлиқ нәслини һайдивәткинимдәк силәрниму көзүмдин жирақ һайдаймән.
16 Əmdi sǝn, [Yǝrǝmiya], bu hǝlⱪ üqün dua ⱪilma, ular üqün nalǝ-pǝryad kɵtürmǝ yaki tilǝk tilimǝ, Mening aldimda turup ularning [gunaⱨlirini] ⱨeq tilimǝ, qünki Mǝn sanga ⱪulaⱪ salmaymǝn.
Әнди сән, [Йәрәмия], бу хәлиқ үчүн дуа қилма, улар үчүн налә-пәряд көтәрмә яки тиләк тилимә, Мениң алдимда туруп уларниң [гуналирини] һеч тилимә, чүнки Мән саңа қулақ салмаймән.
17 Ularning Yǝⱨuda xǝⱨǝrliridǝ wǝ Yerusalem koqilirida nemǝ ⱪilƣanlirini kɵrüwatmamsǝn?
Уларниң Йәһуда шәһәрлиридә вә Йерусалим кочилирида немә қилғанлирини көрүватмамсән?
18 Balilar otun teridu, atilar ot ⱪalaydu, ayallar ⱪǝstǝn Meni rǝnjitixkǝ «Asmanning Hanixi» üqün poxkallarni selixⱪa hemirni yuƣuridu, xuningdǝk yat ilaⱨlarƣa «xarab ⱨǝdiyǝ»lǝrni ⱪuyidu.
Балилар отун териду, атилар от қалайду, аяллар қәстән Мени рәнҗитишкә «Асманниң Ханиши» үчүн пошкалларни селишқа хемирни жуғуриду, шуниңдәк ят илаһларға «шарап һәдийә»ләрни қуйиду.
19 Azablinip ƣǝzǝplinidiƣini Mǝnmu? — dǝydu Pǝrwǝrdigar; — Ɵz yüzlirigǝ xǝrm qaplap, azablinidiƣini ɵzliri ǝmǝsmu?
Азаплинип ғәзәплинидиғини Мәнму? — дәйду Пәрвәрдигар; — Өз йүзлиригә шәрм чаплап, азаплинидиғини өзлири әмәсму?
20 Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mening ƣǝzipim wǝ ⱪǝⱨrim muxu jayƣa tɵkülidu; insan üstigǝ, ⱨaywan üstigǝ, daladiki dǝrǝhlǝr üstigǝ, tupraⱪtiki mewilǝr üstigǝ tɵkülidu; u ⱨǝmmini kɵydüridu, uni ⱨeq ɵqürǝlmǝydu.
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мениң ғәзивим вә қәһрим мошу җайға төкүлиду; инсан үстигә, һайван үстигә, даладики дәрәқләр үстигә, тупрақтики мевиләр үстигә төкүлиду; у һәммини көйдүриду, уни һеч өчүрәлмәйду.
21 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Beriweringlar, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪliringlarni baxⱪa ⱪurbanliⱪlarƣa ⱪoxup ⱪoyunglar, barliⱪ gɵxlirini yǝwelinglar!
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Беривериңлар, көйдүрмә қурбанлиқлириңларни башқа қурбанлиқларға қошуп қоюңлар, барлиқ гөшлирини йәвелиңлар!
22 Qünki Mǝn ularni Misir zeminidin ⱪutⱪuzup qiⱪarƣan künidǝ ata-bowiliringlarƣa «kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ»lar yaki baxⱪa ⱪurbanliⱪlar toƣrisida gǝp ⱪilmiƣan wǝ yaki ǝmr bǝrmigǝnidim;
Чүнки Мән уларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған күнидә ата-бовилириңларға «көйдүрмә қурбанлиқ»лар яки башқа қурбанлиқлар тоғрисида гәп қилмиған вә яки әмир бәрмигән едим;
23 bǝlki Mǝn ularƣa mundaⱪ ǝmr ⱪilip: «Awazimƣa ⱪulaⱪ selinglar, xundaⱪ ⱪilip Mǝn silǝrning Hudayinglar bolimǝn, silǝr Mening hǝlⱪim bolisilǝr; Mǝn ɵzünglarƣa yahxiliⱪ bolsun dǝp buyruƣan barliⱪ yolda menginglar» — dǝp buyruƣanidim.
бәлки Мән уларға мундақ әмир қилип: «Авазимға қулақ селиңлар, шундақ қилип Мән силәрниң Худайиңлар болимән, силәр Мениң хәлқим болисиләр; Мән өзүңларға яхшилиқ болсун дәп буйруған барлиқ йолда меңиңлар» — дәп буйруған едим.
24 Lekin ular ⱨeq anglimiƣan, Manga ⱨeq ⱪulaⱪ salmiƣan, bǝlki ɵz rǝzil kɵnglidiki jaⱨilliⱪi bilǝn ɵz hiyal-haⱨixliriƣa ǝgixip mengiwǝrgǝn; ular aldiƣa ǝmǝs, bǝlki kǝynigǝ mangƣan.
Лекин улар һеч аңлимиған, Маңа һеч қулақ салмиған, бәлки өз рәзил көңлидики җаһиллиғи билән өз хиял-хаһишлириға әгишип меңивәргән; улар алдиға әмәс, бәлки кәйнигә маңған.
25 Ata-bowiliringlar Misir zeminidin qiⱪⱪandin tartip bügünki küngǝ ⱪǝdǝr Mǝn ⱪullirim bolƣan pǝyƣǝmbǝrlǝrni yeninglarƣa ǝwǝtip kǝldim; Mǝn ⱨǝrküni tang sǝⱨǝrdǝ ornumdin turup ularni ǝwǝtip kǝldim.
Ата-бовилириңлар Мисир зиминидин чиққандин тартип бүгүнки күнгә қәдәр Мән қуллирим болған пәйғәмбәрләрни йениңларға әвәтип кәлдим; Мән һәр күни таң сәһәрдә орнумдин туруп уларни әвәтип кәлдим.
26 Lekin hǝlⱪim anglimiƣan, ⱨeq ⱪulaⱪ salmiƣan; ular boynini ⱪattiⱪ ⱪilƣan; rǝzilliktǝ ata-bowiliridin exip kǝtkǝn.
Лекин хәлқим аңлимиған, һеч қулақ салмиған; улар бойнини қаттиқ қилған; рәзилликтә ата-бовилиридин ешип кәткән.
27 Sǝn bu sɵzlǝrni ularƣa eytisǝn; lekin ular sanga ⱪulaⱪ salmaydu; sǝn ularni [towa ⱪilixⱪa] qaⱪirisǝn, lekin ular jawab bǝrmǝydu.
Сән бу сөзләрни уларға ейтисән; лекин улар саңа қулақ салмайду; сән уларни [товва қилишқа] чақирисән, лекин улар җавап бәрмәйду.
28 — Sǝn ularƣa: — «Pǝrwǝrdigar Hudasining awazini anglimiƣan wǝ ⱨeq tüzitixni ⱪobul ⱪilmiƣan hǝlⱪ dǝl muxu!» — dǝysǝn. Ulardin ⱨǝⱪiⱪǝt-wapaliⱪ yoⱪap kǝtti; bu ularning eƣizidinmu üzülüp kǝtti.
— Сән уларға: — «Пәрвәрдигар Худасиниң авазини аңлимиған вә һеч түзитишни қобул қилмиған хәлиқ дәл мошу!» — дәйсән. Улардин һәқиқәт-вапалиқ йоқап кәтти; бу уларниң еғизидинму үзүлүп кәтти.
29 Qeqingni qüxürüp uni taxliwǝt; yuⱪiri jaylarda bir mǝrsiyǝ oⱪuƣin; qünki Pǝrwǝrdigar Ɵz ƣǝzipini qüxürmǝkqi bolƣan bu dǝwrni rǝt ⱪilip, uningdin waz kǝqti.
Чечиңни чүшүрүп уни ташливәт; жуқури җайларда бир мәрсийә оқуғин; чүнки Пәрвәрдигар Өз ғәзивини чүшүрмәкчи болған бу дәвирни рәт қилип, униңдин ваз кәчти.
30 Qünki Yǝⱨudadikilǝr kɵz aldimda rǝzillik ⱪilƣan, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — ular Mening namimda atalƣan ɵygǝ yirginqlik nǝrsilǝrni ǝkirip uni bulƣiƣan;
Чүнки Йәһудадикиләр көз алдимда рәзиллик қилған, — дәйду Пәрвәрдигар, — улар Мениң намимда аталған өйгә жиркиничлик нәрсиләрни әкирип уни булғиған;
31 wǝ ɵz oƣul-ⱪizlirini otta ⱪurbanliⱪ ⱪilip kɵydürüx üqün «Ⱨinnomning oƣli»ning jilƣisidiki Tofǝtning yuⱪiridiki jaylarni ⱪurƣan; bundaⱪ ixni Mǝn ⱨeq buyrumiƣanmǝn, u oyumƣa ⱨeq kirip baⱪmiƣandur.
вә өз оғул-қизлирини отта қурбанлиқ қилип көйдүрүш үчүн «Һинномниң оғли»ниң җилғисидики Тофәтниң жуқуридики җайларни қурған; бундақ ишни Мән һеч буйрумиғанмән, у оюмға һеч кирип бақмиғандур.
32 Xunga, mana, xundaⱪ künlǝr keliduki, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — «Tofǝt» yaki «Ibn-Ⱨinnomning jilƣisi» ǝmdi ⱨeq tilƣa elinmaydu, bǝlki «Ⱪǝtl jilƣisi» deyilidu; qünki ular Tofǝttǝ jǝsǝtlǝrni yǝr ⱪalmiƣuqǝ kɵmidu.
Шуңа, мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — «Тофәт» яки «Ибн-Һинномниң җилғиси» әнди һеч тилға елинмайду, бәлки «Қәтл җилғиси» дейилиду; чүнки улар Тофәттә җәсәтләрни йәр қалмиғичә көмиду.
33 Bu hǝlⱪning jǝsǝtliri asmandiki uqar-ⱪanatlarning wǝ zemindiki janiwarlarning taami bolidu; ularni ɵlüklǝrdin ⱪorⱪutup ⱨǝydǝydiƣan ⱨeqkim bolmaydu.
Бу хәлиқниң җәсәтлири асмандики учар-қанатларниң вә зиминдики җаниварларниң таами болиду; уларни өлүкләрдин қорқутуп һайдайдиған һеч ким болмайду.
34 Mǝn Yǝⱨuda xǝⱨǝrliridin ⱨǝm Yerusalem xǝⱨǝrliridin oyun-tamaxining sadasini, xad-huramliⱪ sadasini wǝ toyi boluwatⱪan yigit-ⱪizining awazini mǝⱨrum ⱪilimǝn; qünki zemin wǝyranǝ bolidu.
Мән Йәһуда шәһәрлиридин һәм Йерусалим шәһәрлиридин оюн-тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини вә тойи болуватқан жигит-қизиниң авазини мәһрум қилимән; чүнки зимин вәйранә болиду.