< Yǝrǝmiya 6 >

1 Jeninglarni ⱪutⱪuzux üqün Yerusalem xǝⱨiridin ⱪeqinglar, i Binyamin jǝmǝtidikilǝr! Tǝkoa yezisida kanay qelinglar! Bǝyt-Ⱨakkǝrǝmdǝ is signalini kɵtürünglar! Qünki balayi’apǝt, yǝni dǝⱨxǝtlik ⱨalakǝt ximal tǝrǝptin pǝyda bolidu.
Җениңларни қутқузуш үчүн Йерусалим шәһиридин қечиңлар, и Бинямин җәмәтидикиләр! Тәкоа йезисида канай челиңлар! Бәйт-Һаккәрәмдә ис сигналини көтириңлар! Чүнки балаю-апәт, йәни дәһшәтлик һалакәт шимал тәрәптин пәйда болиду.
2 Zion ⱪizi, yǝni nazinin saⱨibjamalni, mǝn nabut ⱪilimǝn.
Зион қизи, йәни назинин саһибҗамални, мән набут қилимән.
3 Yerusalemƣa ⱪarxi qiⱪiwatⱪan pada baⱪⱪuqilarmu ɵz padilirini epkelidu; ular Yerusalemni ⱪorxawƣa elip qedirlirini tikidu; ularning ⱨǝmmisi ɵzi igiligǝn jayda pada baⱪidu.
Йерусалимға қарши чиқиватқан пада баққучиларму өз падилирини епкелиду; улар Йерусалимни қоршавға елип чедирлирини тикиду; уларниң һәммиси өзи егилигән җайда пада бақиду.
4 [Ular]: «Uningƣa ⱪarxi jǝnggǝ tǝyyarlininglar! Turunglar, qüx waⱪtidin paydilinip ⱨujum ⱪilayli!», «Apla! Kün patay dǝp ⱪaptu, kǝqtiki sayilǝr uzirawatidu!» — [dǝydu], [andin]:
[Улар]: «Униңға қарши җәңгә тәйярлиниңлар! Туруңлар, чүш вақтидин пайдилинип һуҗум қилайли!», «Апла! Күн патай дәп қапту, кәчтики сайиләр узираватиду!» — [дәйду], [андин]:
5 «Xunga, keqiqǝ ⱨujum ⱪilip qiⱪayli, uning mustǝⱨkǝm ordilirini yoⱪitayli!» — dǝydu.
«Шуңа, кечичә һуҗум қилип чиқайли, униң мустәһкәм ордилирини йоқитайли!» — дәйду.
6 — Qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar ularƣa mundaⱪ dǝydu: — Dǝrǝhlǝrni kesip, ular bilǝn Yerusalem ǝtrapida dɵng-potǝylǝrni yasanglar; qünki u jazalanmisa bolmaydiƣan xǝⱨǝrdur; uningda barliⱪ ixlar zulum-zomigǝrliktur.
— Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар уларға мундақ дәйду: — Дәрәқләрни кесип, улар билән Йерусалим әтрапида дөң-потәйләрни ясаңлар; чүнки у җазаланмиса болмайдиған шәһәрдур; униңда барлиқ ишлар зулум-зомигәрликтур.
7 Ⱪuduⱪ ɵz sulirini urƣutup qiⱪarƣandǝk, umu rǝzilliklirini urƣutup qiⱪarmaⱪta; uningdin zulmǝt-zorawanliⱪ wǝ ⱨalakǝt sadaliri anglanmaⱪta; mening kɵz aldimda ⱨǝmixǝ aƣriⱪ-kesǝllǝr ⱨǝm yarilanƣanlar pǝyda bolmaⱪta.
Қудуқ өз сулирини урғутуп чиқарғандәк, уму рәзилликлирини урғутуп чиқармақта; униңдин зулмәт-зораванлиқ вә һалакәт садалири аңланмақта; мениң көз алдимда һемишә ағриқ-кесәлләр һәм яриланғанлар пәйда болмақта.
8 I Yerusalem, tǝlim-tǝrbiyǝ ⱪobul ⱪil; bolmisa jenim sǝndin waz keqidu, — bolmisa, Mǝn seni harabilik, adǝmzatsiz bir zemin ⱪiliwetimǝn.
И Йерусалим, тәлим-тәрбийә қобул қил; болмиса җеним сәндин ваз кечиду, — болмиса, Мән сени харабилик, адәмзатсиз бир зимин қиливетимән.
9 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar manga mundaⱪ dǝydu: — Ular üzüm telini pasangdiƣuqilardǝk Israilning ⱪaldisini pasangdaydu; xunga sǝn üzüm üzgüqidǝk üzüm telidiki xahlar üstidin yǝnǝ bir ⱪetim ⱪolungni ɵtküzgin!
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар маңа мундақ дәйду: — Улар үзүм телини пасаңдиғучилардәк Исраилниң қалдисини пасаңдайду; шуңа сән үзүм үзгүчидәк үзүм телидики шахлар үстидин йәнә бир қетим қолуңни өткүзгин!
10 [Mǝn]: — Mǝn ⱨazir kimgǝ sɵz ⱪilip agaⱨlanduray? Ulardin angliƣudǝk zadi kim bar? Mana, ularning ⱪulaⱪliri sünnǝt ⱪilinmiƣan, ular ⱨeq angliyalmaydu. Mana, Pǝrwǝrdigarning sɵzi ularƣa eƣir kelidu; ularƣa ⱨeq huxyaⱪmaydu, — [dedim].
[Мән]: — Мән һазир кимгә сөз қилип агаһландурай? Улардин аңлиғидәк зади ким бар? Мана, уларниң қулақлири сүннәт қилинмиған, улар һеч аңлалмайду. Мана, Пәрвәрдигарниң сөзи уларға еғир келиду; уларға һеч хушяқмайду, — [дедим].
11 — Ⱪǝlbim Pǝrwǝrdigarning ƣǝzǝp otliri bilǝn tolup taxti; uni iqimgǝ siƣduruxtin ⱨalsirap kǝttim; uni koqidiki balilar, yigitlǝrning mǝxrǝp sorunliriƣa tɵkkǝysǝn. Ər-ayallar, ⱪerilar ⱨǝm yaxanƣanlarmu buningdin mustǝsna bolmisun!
— Қәлбим Пәрвәрдигарниң ғәзәп отлири билән толуп ташти; уни ичимгә сиғдуруштин һалсирап кәттим; уни кочидики балилар, жигитләрниң мәшрәп сорунлириға төккәйсән. Әр-аяллар, қерилар һәм яшанғанларму буниңдин мустәсна болмисун!
12 — Ularning ɵyliri, etizliri ayalliri bilǝn billǝ ɵzgilǝrgǝ tapxurulidu; qünki Mǝn ⱪolumni zemindikilǝrgǝ sozimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
— Уларниң өйлири, етизлири аяллири билән биллә өзгиләргә тапшурулиду; чүнки Мән қолумни зиминдикиләргә созимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
13 — Qünki ǝng kiqikidin qongiƣiqǝ ularning ⱨǝmmisi aqkɵzlükkǝ berilgǝn; pǝyƣǝmbǝrdin kaⱨinƣiqǝ ⱨǝmmisi ohxaxla aldamqiliⱪ ⱪilidu;
— Чүнки әң кичигидин чоңиғичә уларниң һәммиси ачкөзлүккә берилгән; пәйғәмбәрдин каһинғичә һәммиси охшашла алдамчилиқ қилиду;
14 ular: «Aman-esǝnlik! Aman-esǝnlik!» dǝp hǝlⱪimning ⱪizining yarisini susluⱪ bilǝn ⱪol uqida qala tengip ⱪoydi. Lekin aman-esǝnlik yoⱪtur!
улар: «Аман-есәнлик! Аман-есәнлик!» дәп хәлқимниң қизиниң ярисини суслуқ билән қол учида чала теңип қойди. Лекин аман-есәнлик йоқтур!
15 Ular yirginqlik ixlarni sadir ⱪilƣinidin hijil boldimu? — Yaⱪ, ular ⱨeq hijil bolmidi, ⱨǝtta ⱪizirixnimu ular ⱨeq bilmǝydu. Xunga ular yiⱪilip ɵlgǝnlǝr iqidǝ yiⱪilip ɵlidu; ularni jazalaxⱪa kǝlginimdǝ ular putlixip ketidu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Улар жиркиничлик ишларни садир қилғинидин хиҗил болдиму? — Яқ, улар һеч хиҗил болмиди, һәтта қизиришниму улар һеч билмәйду. Шуңа улар жиқилип өлгәнләр ичидә жиқилип өлиду; уларни җазалашқа кәлгинимдә улар путлишип кетиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
16 Xunga Pǝrwǝrdigar [Ɵz hǝlⱪigǝ] mundaⱪ dǝydu: — Silǝr tɵt aqa yolda turuwatisilǝr; xunga yolunglarni obdan kɵrüp ⱪoyunglar, ⱪǝdimki, yahxiliⱪⱪa elip barƣan yollarni sorap, ularda menginglar; xundaⱪ ⱪilƣanda jeninglar obdan aram tapidu. Lekin ular: «Biz xularda mangmaymiz!» — dǝydu.
Шуңа Пәрвәрдигар [Өз хәлқигә] мундақ дәйду: — Силәр төрт һәдә йолда туруватисиләр; шуңа йолуңларни убдан көрүп қоюңлар, қедимки, яхшилиққа елип барған йолларни сорап, уларда меңиңлар; шундақ қилғанда җениңлар убдан арам тапиду. Лекин улар: «Биз шуларда маңмаймиз!» — дәйду.
17 Mǝn: Silǝrgǝ «Kanayning agaⱨ sadasiƣa ⱪulaⱪ selinglar!» dǝydiƣan agaⱨ bǝrgüqi kɵzǝtqilǝrni tiklidim; lekin silǝr: «Ⱪulaⱪ salmaymiz» dedinglar.
Мән: Силәргә «Канайниң агаһ садасиға қулақ селиңлар!» дәйдиған агаһ бәргүчи күзәтчиләрни тиклидим; лекин силәр: «Қулақ салмаймиз» дедиңлар.
18 Xunga i ǝllǝr, anglanglar; guwaⱨqilar bolup ular arisida bolidiƣan ixlarni bilip ⱪoyunglar!
Шуңа и әлләр, аңлаңлар; гувачилар болуп улар арисида болидиған ишларни билип қоюңлар!
19 Angla, i yǝr-zemin! Ⱪara, Mǝn bu hǝlⱪning bexiƣa külpǝt, yǝni ularning oy-hiyallirining aⱪiwitini qüxürimǝn; qünki ular sɵzlirimgǝ ⱪulaⱪ salmiƣan; Mening Tǝwrat-ⱪanunumni bolsa, ular qǝtkǝ ⱪaⱪⱪan.
Аңла, и йәр-зимин! Қара, Мән бу хәлиқниң бешиға күлпәт, йәни уларниң ой-хияллириниң ақивитини чүшүримән; чүнки улар сөзлиримгә қулақ салмиған; Мениң Тәврат-қанунумни болса, улар чәткә қаққан.
20 — Əmdi zadi nemǝ mǝⱪsǝttǝ Xebadin qiⱪⱪan huxbuy, yiraⱪ yurttin elip kelingǝn egir Manga sunulidu? Kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪliringlar ⱪobul ⱪilarliⱪ ǝmǝs, silǝrning «tǝxǝkkür ⱪurnanliⱪ»liringlar Meni hursǝn ⱪilmaydu.
— Әнди зади немә мәхсәттә Шебадин чиққан хушбуй, жирақ жуттин елип келингән егир Маңа сунулиду? Көйдүрмә қурбанлиқлириңлар қобул қиларлиқ әмәс, силәрниң «тәшәккүр қурнанлиқ»лириңлар Мени хурсән қилмайду.
21 Xunga Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn bu hǝlⱪ aldiƣa putlikaxanglarni salimǝn; xuning bilǝn ⱨǝm atilar ⱨǝm oƣullar billǝ putlixidu; ⱪoxnilar wǝ dostlar ohxaxla nabut bolidu.
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән бу хәлиқ алдиға путликашаңларни салимән; шуниң билән һәм атилар һәм оғуллар биллә путлишиду; хошнилар вә достлар охшашла набут болиду.
22 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ⱪara, ximaliy zemindin bir hǝlⱪ kelidu, yǝr yüzining ǝng ⱪǝriliridin uluƣ bir ǝl ⱪozƣilidu;
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қара, шималий зиминдин бир хәлиқ келиду, йәр йүзиниң әң қәрилиридин улуқ бир әл қозғилиду;
23 ular oⱪya wǝ ⱪiliq bilǝn ⱪorallinidu; ular zalim, ⱨeq rǝⱨim ⱪilmaydu; ularning awazi dengiz dolⱪunidǝk xawⱪunlaydu; ular atlarƣa minidu, jǝnggiwar adǝmlǝrdǝk sǝp-sǝp bolup turidu; ular sanga ⱪarxi jǝng ⱪilixⱪa kelidu, i Zion ⱪizi!
улар оқя вә қилич билән қураллиниду; улар залим, һеч рәһим қилмайду; уларниң авази деңиз долқунидәк шавқунлайду; улар атларға миниду, җәңгивар адәмләрдәк сәп-сәп болуп туриду; улар саңа қарши җәң қилишқа келиду, и Зион қизи!
24 «Biz ular toƣruluⱪ hǝwǝr angliduⱪ; ⱪolimiz boxixip kǝtti; ƣǝxlik, tolƣaⱪta ⱪalƣan ayaldǝk azab bizni tutti» — [dedim].
«Биз улар тоғрилиқ хәвәр аңлидуқ; қолимиз бошишип кәтти; ғәшлик, толғақта қалған аялдәк азап бизни тутти» — [дедим].
25 «Dalaƣa qiⱪmanglar, yollar bilǝn mangmanglar, qünki düxmǝnning ⱪiliqi bar, tǝrǝp-tǝrǝplǝrni wǝⱨimǝ basidu.
«Далаға чиқмаңлар, йоллар билән маңмаңлар, чүнки дүшмәнниң қиличи бар, тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду.
26 I hǝlⱪimning ⱪizi, sǝn ɵzünggǝ bɵz kiyim kiyiwal, küllǝr iqidǝ eƣinap yat; ɵzüngning bir tal oƣlungdin juda bolƣandǝk ⱪattiⱪ yiƣlap matǝm tut; qünki bulang-talang ⱪilƣuqi bizgǝ ⱪarap tuyuⱪsiz kelidu».
И хәлқимниң қизи, сән өзүңгә бөз кийим кийивал, күлләр ичидә еғинап ят; өзүңниң бир тал оғлуңдин җуда болғандәк қаттиқ жиғлап матәм тут; чүнки булаң-талаң қилғучи бизгә қарап туюқсиз келиду».
27 [Pǝrwǝrdigar manga]: — Mǝn seni roda siniƣuqi ⱪilip tiklidim, hǝlⱪim bolsa huddi tǝkxürülidiƣan rodidǝk bolidu; seni ularning yollirini kɵzitip sinaxⱪa tiklidim, — [dedi].
[Пәрвәрдигар маңа]: — Мән сени рода синиғучи қилип тиклидим, хәлқим болса худди тәкшүрүлидиған родидәк болиду; сени уларниң йоллирини күзитип синашқа тиклидим, — [деди].
28 — Ularning ⱨǝrbiri asiyning asiysi, ular tɵⱨmǝt qaplap uyan-buyan ⱪatrap yürmǝktǝ; ular mis wǝ tɵmürning ɵzidur, ⱨǝmmisi qirip kǝtkǝndur;
— Уларниң һәр бири асийниң асийси, улар төһмәт чаплап уян-буян қатрап жүрмәктә; улар мис вә төмүрниң өзидур, һәммиси чирип кәткәндур;
29 tɵmürqining kɵrükimu kɵyüp kǝtti, ⱪoƣuxun bolsa otta yǝm boldi; rodini eritip tawlax bikar boldi; hǝlⱪim yamanlardin haliy bolmidi.
төмүрчиниң көрүкиму көйүп кәтти, қоғушун болса отта йәм болди; родини еритип тавлаш бекар болди; хәлқим яманлардин халий болмиди.
30 Ular «daxⱪal kümüx» dǝp atilidu; qünki Pǝrwǝrdigar ularni rǝt ⱪildi.
Улар «дашқал күмүч» дәп атилиду; чүнки Пәрвәрдигар уларни рәт қилди.

< Yǝrǝmiya 6 >