< Yǝrǝmiya 52 >
1 Zǝdǝkiya Yǝⱨudaƣa padixaⱨ bolƣanda yigirmǝ bir yexida idi; u Yerusalemda on bir yil ⱨɵküm sürdi. Uning anisi Libnaⱨliⱪ Yǝrǝmiyaning ⱪizi bolup, ismi Ⱨamutal idi.
Зәдәкия Йәһудаға падиша болғанда жигирмә бир йешида еди; у Йерусалимда он бир жил һөкүм сүрди. Униң аниси Либнаһлиқ Йәрәмияниң қизи болуп, исми Һамутал еди.
2 U [padixaⱨ] Yǝⱨoakimning ⱪilƣinidǝk, Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil ixlarni ⱪildi.
У [падиша] Йәһоакимниң қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил ишларни қилди.
3 Pǝrwǝrdigarning Yerusalemƣa ⱨǝm Yǝⱨudaƣa ⱪaratⱪan ƣǝzipi tüpǝylidin, Pǝrwǝrdigar ularni Ɵz ⱨuzuridin ⱨǝydiwǝtküqǝ bolƣan ariliⱪta, tɵwǝndiki ixlar yüz bǝrdi. Birinqidin, Zǝdǝkiya Babil padixaⱨiƣa isyan kɵtürdi.
Пәрвәрдигарниң Йерусалимға һәм Йәһудаға қаратқан ғәзиви түпәйлидин, Пәрвәрдигар уларни Өз һозуридин һайдивәткичә болған арилиқта, төвәндики ишлар йүз бәрди. Биринчидин, Зәдәкия Бабил падишасиға исян көтәрди.
4 Xundaⱪ boldiki, uning sǝltǝnitining toⱪⱪuzinqi yili oninqi ayning oninqi künidǝ Babil padixaⱨi Neboⱪǝdnǝsar pütkül ⱪoxuniƣa yetǝkqilik ⱪilip Yerusalemƣa ⱨujum ⱪilixⱪa kǝldi; ular uni ⱪorxiwelip bargaⱨ ⱪurup, uning ǝtrapida ⱪaxa-potǝylǝrni ⱪuruxti.
Шундақ болдики, униң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили онинчи айниң онинчи күнидә Бабил падишаси Небоқәднәсар пүткүл қошуниға йетәкчилик қилип Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлди; улар уни қоршивелип баргаһ қуруп, униң әтрапида қаша-потәйләрни қурушти.
5 Xuning bilǝn xǝⱨǝr Zǝdǝkiyaning on birinqi yiliƣiqǝ muⱨasiridǝ turdi.
Шуниң билән шәһәр Зәдәкияниң он биринчи жилиғичә муһасиридә турди.
6 Xu yili tɵtinqi ayning toⱪⱪuzinqi küni xǝⱨǝrdǝ eƣir ⱪǝⱨǝtqilik ⱨǝmmini basⱪan wǝ zemindikilǝr üqünmu ⱨeq ax-ozuⱪ ⱪalmiƣanidi.
Шу жили төртинчи айниң тоққузинчи күни шәһәрдә еғир қәһәтчилик һәммини басқан вә зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди.
7 Xǝⱨǝr sepili bɵsüldi; barliⱪ jǝnggiwar lǝxkǝrlǝr ⱪaqmaⱪqi bolup, tün keqidǝ xǝⱨǝrdin bǝdǝr tikiwetixti. Ular padixaⱨ baƣqisiƣa yeⱪin «ikki sepil» ariliⱪidiki dǝrwazidin ketixti (Kaldiylǝr bolsa xǝⱨǝrning ⱨǝmmǝ tǝripidǝ bar idi). Ular [Iordan jilƣisidiki] «Arabaⱨ tüzlǝngliki»ni boylap ⱪeqixti.
Шәһәр сепили бөсүлди; барлиқ җәңгивар ләшкәрләр қачмақчи болуп, түн кечидә шәһәрдин бәдәр тикиветишти. Улар падиша бағчисиға йеқин «икки сепил» арилиғидики дәрвазидин кетишти (Калдийләр болса шәһәрниң һәммә тәрипидә бар еди). Улар [Иордан җилғисидики] «Арабаһ түзләңлиги»ни бойлап қечишти.
8 Lekin Kaldiylǝrning ⱪoxuni padixaⱨni ⱪoƣlap Yeriho tüzlǝnglikidǝ Zǝdǝkiyaƣa yetixti; uning pütün ⱪoxuni uningdin tarⱪilip kǝtkǝnidi.
Лекин Калдийләрниң қошуни падишани қоғлап Йерихо түзләңлигидә Зәдәкияға йетишти; униң пүтүн қошуни униңдин тарқилип кәткән еди.
9 Wǝ ular padixaⱨni tutup, Hamat zeminidiki Riblaⱨ xǝⱨirigǝ, Babil padixaⱨining aldiƣa apardi; u [xu yǝrdǝ] uning üstidin ⱨɵküm qiⱪardi.
Вә улар падишани тутуп, Хамат зиминидики Риблаһ шәһиригә, Бабил падишасиниң алдиға апарди; у [шу йәрдә] униң үстидин һөкүм чиқарди.
10 Babil padixaⱨi Zǝdǝkiyaning oƣullirini uning kɵz aldida ⱪǝtl ⱪildi; u Yǝⱨudaning barliⱪ ǝmirlirinimu Riblaⱨ xǝⱨiridǝ ⱪǝtl ⱪildi;
Бабил падишаси Зәдәкияниң оғуллирини униң көз алдида қәтл қилди; у Йәһуданиң барлиқ әмирлириниму Риблаһ шәһиридә қәтл қилди;
11 andin Zǝdǝkiyaning kɵzlirini oyuwǝtti; Babil padixaⱨi uni mis kixǝnlǝr bilǝn baƣlap Babilƣa elip kelip, ɵlgüqǝ zindanƣa ⱪamap ⱪoydi.
андин Зәдәкияниң көзлирини оювәтти; Бабил падишаси уни мис кишәнләр билән бағлап Бабилға елип келип, өлгичә зинданға қамап қойди.
12 Bǝxinqi ayning oninqi künidǝ (bu Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsarning on toⱪⱪuzinqi yili idi) Babil padixaⱨining hizmitidǝ bolƣan, pasiban begi Nebuzar-Adan Yerusalemƣa yetip kǝldi.
Бәшинчи айниң онинчи күнидә (бу Бабил падишаси Небоқаднәсарниң он тоққузинчи жили еди) Бабил падишасиниң хизмитидә болған, пасибан беги Небузар-Адан Йерусалимға йетип кәлди.
13 U Pǝrwǝrdigarning ɵyini, padixaⱨning ordisini wǝ xǝⱨǝrdiki barliⱪ ɵylǝrni kɵydüriwǝtti; barliⱪ bǝⱨǝywǝt imarǝtlǝrgǝ u ot ⱪoyup kɵydüriwǝtti.
У Пәрвәрдигарниң өйини, падишаниң ордисини вә шәһәрдики барлиқ өйләрни көйдүривәтти; барлиқ бәһәйвәт имарәтләргә у от қоюп көйдүривәтти.
14 Wǝ pasiban begi yetǝkqilikidiki Kaldiylǝrning pütkül ⱪoxuni Yerusalemning ǝtrapidiki pütkül sepilini ɵrüwǝtti.
Вә пасибан беги йетәкчилигидики Калдийләрниң пүткүл қошуни Йерусалимниң әтрапидики пүткүл сепилини өрүвәтти.
15 Pasiban begi Nebuzar-Adan zemindiki ǝng namrat kixilǝrdin bir ⱪismini, xǝⱨǝrdǝ ⱪalƣan baxⱪa kixilǝrni, Babil padixaⱨi tǝrǝpkǝ ⱪeqip tǝslim bolƣanlarni wǝ ⱪalƣan ⱨünǝrwǝnlǝrni ǝsir ⱪilip ularni elip kǝtti.
Пасибан беги Небузар-Адан зиминдики әң намрат кишиләрдин бир қисмини, шәһәрдә қалған башқа кишиләрни, Бабил падишаси тәрәпкә қечип тәслим болғанларни вә қалған һүнәрвәнләрни әсир қилип уларни елип кәтти.
16 Lekin pasiban begi Nebuzar-Adan zemindiki ǝng namratlarning bir ⱪismini üzümzarliⱪlarni pǝrwix ⱪilixⱪa wǝ teriⱪqiliⱪ ⱪilixⱪa ⱪaldurdi.
Лекин пасибан беги Небузар-Адан зиминдики әң намратларниң бир қисмини үзүмзарлиқларни пәрвиш қилишқа вә териқчилиқ қилишқа қалдурди.
17 Kaldiylǝr Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki mistin yasalƣan ikki tüwrükni, das tǝgliklirini wǝ Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki mistin yasalƣan «dengiz»ni qeⱪip, barliⱪ mislirini Babilƣa elip kǝtti.
Калдийләр Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған икки түврүкни, дас тәгликлирини вә Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған «деңиз»ни чеқип, барлиқ мислирини Бабилға елип кәтти.
18 Ular yǝnǝ [ibadǝttǝ ixlitilidiƣan] idixlar, gürjǝk-bǝlgürjǝklǝr, lahxigirlar, ⱪaqilar, piyalǝ-tǝhsilǝr ⱨǝm mistin yasalƣan barliⱪ ǝswablarni elip kǝtti;
Улар йәнә [ибадәттә ишлитилидиған] идишлар, гүҗәк-бәлгүҗәкләр, лахшигирлар, қачилар, пиялә-тәхсиләр һәм мистин ясалған барлиқ әсвапларни елип кәтти;
19 daslar, huxbuydanlar, ⱪaqilar, küldanlar, qiraƣdanlar, piyalilǝr wǝ jam-ⱪǝdǝⱨlǝrni bolsa, altundin yasalƣan bolsimu, kümüxtin yasalƣan bolsimu, ularning ⱨǝmmisini pasiban begi elip kǝtti.
даслар, хушбуйданлар, қачилар, күлданлар, чирақданлар, пиялиләр вә җам-қәдәһләрни болса, алтундин ясалған болсиму, күмүчтин ясалған болсиму, уларниң һәммисини пасибан беги елип кәтти.
20 Sulayman padixaⱨ Pǝrwǝrdigarning ɵyi üqün mistin yasatⱪan ikki tüwrük wǝ «dengiz», xundaⱪla uning tǝgiliki bolƣan on ikki buⱪini u elip kǝtti; qünki bu mis saymanlarning eƣirliⱪini ɵlqǝx mumkin ǝmǝs idi.
Сулайман падиша Пәрвәрдигарниң өйи үчүн мистин ясатқан икки түврүк вә «деңиз», шундақла униң тәгилиги болған он икки буқини у елип кәтти; чүнки бу мис сайманларниң еғирлиғини өлчәш мүмкин әмәс еди.
21 Ikki tüwrük bolsa, ⱨǝrbirining egizliki on sǝkkiz gǝz, aylanmisi on ikki gǝz kelǝtti; ⱨǝrbirining iqi kawak bolup, misning ⱪelinliⱪi tɵt barmaⱪ idi.
Икки түврүк болса, һәр бириниң егизлиги он сәккиз гәз, айланмиси он икки гәз келәтти; һәр бириниң ичи кавак болуп, мисниң қелинлиғи төрт бармақ еди.
22 Tüwrükning üstidiki bexi bolsa mis bolup, egizliki bǝx gǝz idi; uning pütün aylanmisi tor xǝklidǝ ⱨǝm anar nushisi bilǝn bezǝlgǝnidi, ⱨǝmmisi mistin idi; ikkinqi tüwrükmu uningƣa ohxax bolup, umu anar nushisi bilǝn bezǝlgǝnidi.
Түврүкниң үстидики беши болса мис болуп, егизлиги бәш гәз еди; униң пүтүн айланмиси тор шәклидә һәм анар нусхиси билән безәлгән еди, һәммиси мистин еди; иккинчи түврүкму униңға охшаш болуп, уму анар нусхиси билән безәлгән еди.
23 Ⱨǝrbir tüwrükning bexining yanlirida toⱪsan altǝ anar nushisi bar idi; torda jǝmiy bolup yüz anar nushisi bar idi.
Һәр бир түврүкниң бешиниң янлирида тохсән алтә анар нусхиси бар еди; торда җәмий болуп йүз анар нусхиси бар еди.
24 Pasiban begi Nebuzar-Adan bolsa bax kaⱨin Seraya, orunbasar kaⱨin Zǝfaniya wǝ ibadǝthanidiki üq nǝpǝr ixikbaⱪarnimu ǝsirgǝ aldi.
Пасибан беги Небузар-Адан болса баш каһин Серая, орунбасар каһин Зәфания вә ибадәтханидики үч нәпәр ишикбақарниму әсиргә алди.
25 U xǝⱨǝrdin lǝxkǝrlǝrni baxⱪuridiƣan bir aƣwat ǝmǝldarni, xǝⱨǝrdin tapⱪan orda mǝsliⱨǝtqiliridin yǝttini, yǝrlik hǝlⱪni lǝxkǝrlikkǝ tizimliƣuqi, yǝni ⱪoxunning sǝrdarining katipini wǝ xǝⱨǝrdin atmix nǝpǝr yǝrlik kixini tutti.
У шәһәрдин ләшкәрләрни башқуридиған бир ағват әмәлдарни, шәһәрдин тапқан орда мәслиһәтчилиридин йәттини, йәрлик хәлиқни ләшкәрликкә тизимлиғучи, йәни қошунниң сәрдариниң кативини вә шәһәрдин атмиш нәпәр йәрлик кишини тутти.
26 Pasiban begi Nebuzar-Adan bularni Babil padixaⱨining aldiƣa, Riblaⱨƣa elip bardi.
Пасибан беги Небузар-Адан буларни Бабил падишасиниң алдиға, Риблаһға елип барди.
27 Babil padixaⱨi Hamat zeminidiki Riblaⱨda bu kixilǝrni ⱪiliqlap ɵltürüwǝtti. Xu yol bilǝn Yǝⱨuda ɵz zeminidin sürgün ⱪilindi.
Бабил падишаси Хамат зиминидики Риблаһда бу кишиләрни қиличлап өлтүрүвәтти. Шу йол билән Йәһуда өз зиминидин сүргүн қилинди.
28 Neboⱪadnǝsar sürgün ⱪilƣan kixilǝrning sani mundaⱪ idi: — yǝttinqi yili üq ming yigirmǝ üq Yǝⱨudiy;
Небоқаднәсар сүргүн қилған кишиләрниң сани мундақ еди: — йәттинчи жили үч миң жигирмә үч Йәһудий;
29 Neboⱪadnǝsarning on sǝkkizinqi yili u Yerusalemdin sǝkkiz yüz ottuz ikki kixini sürgün ⱪildi;
Небоқаднәсарниң он сәккизинчи жили у Йерусалимдин сәккиз йүз оттуз икки кишини сүргүн қилди;
30 Neboⱪadnǝsarning yigirmǝ üqinqi yili pasiban begi Nebuzar-Adan Yǝⱨudiylardin yǝttǝ yüz ⱪiriⱪ bǝx kixini sürgün ⱪildi; jǝmiy bolup sürgün ⱪilinƣanlarning sani tɵt ming altǝ yüz kixi idi.
Небоқаднәсарниң жигирмә үчинчи жили пасибан беги Небузар-Адан Йәһудийлардин йәттә йүз қириқ бәш кишини сүргүн қилди; җәмий болуп сүргүн қилинғанларниң сани төрт миң алтә йүз киши еди.
31 Xundaⱪ boldiki, Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝⱨoakin sürgün bolƣan ottuz yǝttinqi yili on ikkinqi ayning yigirmǝ bǝxinqi küni xu ix yüz bǝrdi: Əwil-Merodaⱪ Babilƣa padixaⱨ bolƣan birinqi yili, u Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝⱨoakinning ⱪǝddini kɵtürüp, uni zindandin qiⱪardi;
Шундақ болдики, Йәһуда падишаси Йәһоакин сүргүн болған оттуз йәттинчи жили он иккинчи айниң жигирмә бәшинчи күни шу иш йүз бәрди: Әвил-Меродақ Бабилға падиша болған биринчи жили, у Йәһуда падишаси Йәһоакинниң қәддини көтирип, уни зиндандин чиқарди;
32 u uningƣa mulayim sɵz ⱪilip, uning ornini Babilda uning bilǝn birgǝ turƣan baxⱪa padixaⱨlarning ornidin yuⱪiri ⱪildi;
у униңға мулайим сөз қилип, униң орнини Бабилда униң билән биргә турған башқа падишаларниң орнидин жуқури қилди;
33 xuning bilǝn Yǝⱨoakin zindandiki kiyimlirini seliwetip, ɵmrining ⱪalƣan ⱨǝrbir künidǝ ⱨǝrdaim padixaⱨ bilǝn billǝ ⱨǝmdastihan boluxⱪa muyǝssǝr boldi.
шуниң билән Йәһоакин зиндандики кийимлирини селиветип, өмриниң қалған һәр бир күнидә һәрдайим падиша билән биллә һәмдәстихан болушқа муйәссәр болди.
34 Uning nesiwisi bolsa, Babil padixaⱨining uningƣa beƣixliƣan daimliⱪ iltipati idi; bu iltipat kündilik idi, yǝni u uningƣa taki alǝmdin ɵtkiqǝ ɵmrining ⱨǝrbir küni muyǝssǝr ⱪilinƣan.
Униң несивиси болса, Бабил падишасиниң униңға беғишлиған дайимлиқ илтипати еди; бу илтипат күндилик еди, йәни у униңға таки аләмдин өткичә өмриниң һәр бир күни муйәссәр қилинған.