< Yǝrǝmiya 50 >

1 Pǝrwǝrdigar Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝr arⱪiliⱪ Babil toƣruluⱪ, yǝni Kaldiylǝrning zemini toƣruluⱪ eytⱪan sɵz: —
Пәрвәрдигар Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ Бабил тоғрилиқ, йәни Калдийләрниң зимини тоғрилиқ ейтқан сөз: —
2 Əllǝr arisida xu hǝwǝrni elan ⱪilip jakarlanglar, tüƣ kɵtürünglar; jakarlanglar, uni yoxurmanglar! — «Babil ixƣal ⱪilindi; Bǝl bolsa hijalǝtkǝ ⱪalduruldi, Marduk patiparaⱪ bolup kǝtti; Babilning oyma butliri hijalǝtkǝ ⱪalduruldi, yirginqlik nǝrsiliri patiparaⱪqiliⱪⱪa qüxti!» — dǝnglar.
Әлләр арисида шу хәвәрни елан қилип җакалаңлар, түғ көтириңлар; җакалаңлар, уни йошурмаңлар! — «Бабил ишғал қилинди; Бәл болса хиҗаләткә қалдурулди, Мардук патипарақ болуп кәтти; Бабилниң ойма бутлири хиҗаләткә қалдурулди, жиркиничлик нәрсилири патипарақчилиққа чүшти!» — дәңлар.
3 Qünki ximaldin uningƣa jǝng ⱪilmaⱪqi bolƣan bir ǝl kelidu; u uning zeminini wǝyran ⱪilidu, ⱨeqkim xu yǝrdǝ turmaydu; insan ⱨǝm ⱨaywanmu ⱪeqip ketidu, ular yoⱪ bolidu.
Чүнки шималдин униңға җәң қилмақчи болған бир әл келиду; у униң зиминини вәйран қилиду, һеч ким шу йәрдә турмайду; инсан һәм һайванму қечип кетиду, улар йоқ болиду.
4 Xu künlǝrdǝ, xu qaƣda, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Israil hǝlⱪi kelidu, ular ⱨǝm Yǝⱨuda hǝlⱪi bilǝn billǝ kelidu, ular yiƣliƣan ⱨalda mengip Pǝrwǝrdigar Hudasini izdǝxkǝ kelidu.
Шу күнләрдә, шу чағда, — дәйду Пәрвәрдигар, — Исраил хәлқи келиду, улар һәм Йәһуда хәлқи билән биллә келиду, улар жиғлиған һалда меңип Пәрвәрдигар Худасини издәшкә келиду.
5 Ular Zionning yolini soraydu, yüzlirini uningƣa ⱪaritip: «Ⱨǝrgiz untulmas mǝnggülük bir ǝⱨdǝ bilǝn ɵzimizni Pǝrwǝrdigarƣa baƣlayli» — dǝydu.
Улар Зионниң йолини сорайду, йүзлирини униңға қаритип: «Һәргиз унтулмас мәңгүлүк бир әһдә билән өзимизни Пәрвәрдигарға бағлайли» — дәйду.
6 — Mening hǝlⱪim azƣan ⱪoylardur; ularning baⱪⱪuqiliri ularni azdurƣan, ularni taƣlarda tenitip yürgǝn; ular taƣdin dɵnggǝ kezip yürüp, ɵz aramgaⱨini untuƣandur.
— Мениң хәлқим азған қойлардур; уларниң баққучилири уларни аздурған, уларни тағларда тенитип жүргән; улар тағдин дөңгә кезип жүрүп, өз арамгаһини унтуғандур.
7 Ularni uqratⱪanlarning ⱨǝmmisi ularni yǝp kǝtkǝn, küxǝndiliri ular toƣruluⱪ: «Bizdǝ [bu ixlarda] ⱨeq gunaⱨ yoⱪ, qünki ular ata-bowilirining ümidi bolƣan Pǝrwǝrdigar, yǝni ⱨǝⱪⱪaniyliⱪning yaylaⱪ-turalƣusi bolƣan Pǝrwǝrdigarning aldida gunaⱨ sadir ⱪilƣan!» — degǝn.
Уларни учратқанларниң һәммиси уларни йәп кәткән, күшәндилири улар тоғрилиқ: «Биздә [бу ишларда] һеч гуна йоқ, чүнки улар ата-бовилириниң үмүти болған Пәрвәрдигар, йәни һәққанийлиқниң яйлақ-туралғуси болған Пәрвәрдигарниң алдида гуна садир қилған!» — дегән.
8 [I hǝlⱪim], Babil otturisidin ⱪeqinglar, kaldiylǝrning zeminini taxlap qiⱪinglar, padini yetǝkligüqi tekilǝrdǝk bolunglar.
[И хәлқим], Бабил оттурисидин қечиңлар, калдийләрниң зиминини ташлап чиқиңлар, падини йетәклигүчи текиләрдәк болуңлар.
9 — Qünki mana, ximaliy zemindin Babilƣa ⱨujum ⱪilmaⱪqi bolƣan zor bir top uluƣ ǝllǝrni ⱪozƣaymǝn; ular ɵzlirini uningƣa ⱪarxi sǝpkǝ ⱪoxidu; xuning bilǝn Babil xu yǝrdin qiⱪⱪanlar tǝripidin ǝsirgǝ qüxidu. Ularning oⱪlirining ⱨǝmmisi batur mǝrgǝnlǝrningkidǝk bolidu; ularning ⱨeqⱪaysisi jǝngdin ⱪuruⱪ ⱪol kǝlmǝydu.
— Чүнки мана, шималий зиминдин Бабилға һуҗум қилмақчи болған зор бир топ улуқ әлләрни қозғаймән; улар өзлирини униңға қарши сәпкә қошиду; шуниң билән Бабил шу йәрдин чиққанлар тәрипидин әсиргә чүшиду. Уларниң оқлириниң һәммиси батур мәргәнләрниңкидәк болиду; уларниң һеч қайсиси җәңдин қуруқ қол кәлмәйду.
10 Kaldiyǝ bolsa olja bolidu; olja alƣan barliⱪ buliƣuqilar uningdin ⱪanaǝtlinidu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar;
Калдийә болса олҗа болиду; олҗа алған барлиқ булиғучилар униңдин қанаәтлиниду, — дәйду Пәрвәрдигар;
11 — Qünki silǝr xadlanƣansilǝr, silǝr yayrap kǝtkǝnsilǝr, i mirasim bolƣan [hǝlⱪimni] bulang-talang ⱪilƣuqilar! Qünki silǝr qemǝndǝ turƣan mozaylardǝk sǝkrigǝnsilǝr, ayƣirlardǝk huxalliⱪtin kixnigǝnsilǝr!
— Чүнки силәр шатланғансиләр, силәр яйрап кәткәнсиләр, и мирасим болған [хәлқимни] булаң-талаң қилғучилар! Чүнки силәр чемәндә турған мозайлардәк сәкригәнсиләр, айғирлардәк хошаллиқтин кишнигәнсиләр!
12 Əmdi ana [yurtung] zor hijalǝtkǝ ⱪaldurulidu; rǝswaqiliⱪ seni tuƣƣuqini ⱪaplaydu; mana, u ǝllǝrning daxⱪili, — bir janggal, ⱪaƣjiraⱪ yǝr wǝ qɵl-bayawan bolup ⱪalidu.
Әнди ана [юртуң] зор хиҗаләткә қалдурулиду; рәсвачилиқ сени туғғучини қаплайду; мана, у әлләрниң дашқили, — бир җаңгал, қағҗирақ йәр вә чөл-баяван болуп қалиду.
13 Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi tüpǝylidin, uning ⱨeq aⱨalisi bolmaydu, bǝlki toluⱪ taxliwetilgǝn bolidu; Babildin ɵtidiƣanlarning ⱨǝmmisi uning barliⱪ yara-wabaliri tüpǝylidin wǝⱨimigǝ qüxüp ux-ux ⱪilidu.
Пәрвәрдигарниң ғәзиви түпәйлидин, униң һеч аһалиси болмайду, бәлки толуқ ташливетилгән болиду; Бабилдин өтидиғанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин вәһимигә чүшүп уш-уш қилиду.
14 Babilƣa jǝng ⱪilix üqün uning ǝtrapida sǝpkǝ tizilinglar, barliⱪ oⱪyaqilar; uningƣa etinglar, oⱪlarni ⱨeq ayimanglar; qünki u Pǝrwǝrdigar aldida gunaⱨ sadir ⱪilƣan.
Бабилға җәң қилиш үчүн униң әтрапида сәпкә тизилиңлар, барлиқ оқячилар; униңға етиңлар, оқларни һеч айимаңлар; чүнки у Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилған.
15 Uning ǝtrapida jǝng quⱪanlirini kɵtürünglar; u tǝslim bolup ⱪol kɵtüridu; munarliri ɵrülidu, sepilliri ƣulitilidu; qünki bu Pǝrwǝrdigarning alƣan ⱪisasidur. Uningdin ⱪisas elinglar; u baxⱪilarƣa nemǝ ⱪilƣan bolsa uningƣimu xuni ⱪilinglar.
Униң әтрапида җәң чуқанлирини көтириңлар; у тәслим болуп қол көтириду; мунарлири өрүлиду, сепиллири ғулитилиду; чүнки бу Пәрвәрдигарниң алған қисасидур. Униңдин қисас елиңлар; у башқиларға немә қилған болса униңғиму шуни қилиңлар.
16 Babildin uruⱪ teriƣuqi ⱨǝm ⱨosul waⱪtidiki orƣaⱪ salƣuqilarni yoⱪ ⱪilinglar; zulumkarning ⱪiliqining ⱪorⱪunqi tüpǝylidin bularning ⱨǝrbiri ɵz eligǝ ⱪaytip, ⱨǝrbiri ɵz ana yurtiƣa ⱪaqsun!
Бабилдин уруқ териғучи һәм һосул вақтидики оғақ салғучиларни йоқ қилиңлар; зулумкарниң қиличиниң қорқунучи түпәйлидин буларниң һәр бири өз елигә қайтип, һәр бири өз ана жутиға қачсун!
17 Israil tarⱪitiwetilgǝn ⱪoy padisidur; xirlar ularni ⱨǝydiwǝtkǝn; dǝslǝptǝ Asuriyǝning padixaⱨi ularni yǝp kǝtkǝn, ahirida bu Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsar uning ustihanlirini ezip ƣajiliƣan.
Исраил тарқитиветилгән қой падисидур; ширлар уларни һайдивәткән; дәсләптә Асурийәниң падишаси уларни йәп кәткән, ахирида бу Бабил падишаси Небоқаднәсар униң устиханлирини езип ғаҗилиған.
18 Xunga samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn Asuriyǝning padixaⱨining yeniƣa kelip, uni jazaliƣinimdǝk, mǝn Babil padixaⱨini ⱨǝm zeminini jazalaymǝn.
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Асурийәниң падишасиниң йениға келип, уни җазалиқинимдәк, мән Бабил падишасини һәм зиминини җазалаймән.
19 Mǝn Israilni ⱪaytidin ɵz yayliⱪiƣa ⱪayturimǝn, u Karmǝl teƣida, Baxan zeminida ozuⱪlinidu, uning jeni Əfraim teƣi üstidǝ ⱨǝm Gilead zeminida ⱪanaǝtlinidu.
Мән Исраилни қайтидин өз яйлиғиға қайтуримән, у Кармәл теғида, Башан зиминида озуқлиниду, униң җени Әфраим теғи үстидә һәм Гилеад зиминида қанаәтлиниду.
20 Xu künlǝrdǝ, xu qaƣda, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Israilning ⱪǝbiⱨliki izdǝlsǝ, ⱨeq tepilmaydu; Yǝⱨudaning gunaⱨliri izdǝlsǝ, ⱨeq tepilmaydu; qünki Mǝn ⱪaldurƣan ⱪaldisini kǝqürüm ⱪilimǝn.
Шу күнләрдә, шу чағда, — дәйду Пәрвәрдигар, — Исраилниң қәбиһлиги издәлсә, һеч тепилмайду; Йәһуданиң гуналири издәлсә, һеч тепилмайду; чүнки Мән қалдурған қалдисини кәчүрүм қилимән.
21 — Merataimning zeminiƣa zǝrb bilǝn jǝng ⱪilixⱪa, Pekodta turuwatⱪanlarƣimu jǝng ⱪilixⱪa qiⱪinglar; ularni wǝyran ⱪilinglar, ⱪalduⱪinimu ⱨalak ⱪilinglar, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Mǝn nemini sanga buyruƣan bolsam xuni ada ⱪilinglar.
— Мератаимниң зиминиға зәрб билән җәң қилишқа, Пекодта туруватқанларғиму җәң қилишқа чиқиңлар; уларни вәйран қилиңлар, қалдуғиниму һалак қилиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән немини саңа буйруған болсам шуни ада қилиңлар.
22 Jǝng sadaliri [Babil] zeminida anglinidu; u zor ⱨalakǝtning sadasidur!
Җәң садалири [Бабил] зиминида аңлиниду; у зор һалакәтниң садасидур!
23 Əslidǝ pütkül yǝr yüzini urƣan bazƣan xu dǝrijidǝ sundurup qeⱪiwetildiƣu! Babil ǝllǝr arisida xunqǝ bir dǝⱨxǝt basⱪuqi bolup qiⱪⱪantiƣu!
Әслидә пүткүл йәр йүзини урған базған шу дәриҗидә сундуруп чеқиветилдиғу! Бабил әлләр арисида шунчә бир дәһшәт басқучи болуп чиққантиғу!
24 Mǝn sanga tuzaⱪ ⱪurdum; sǝn, i Babil, ⱨeq bilmǝyla uningƣa tutuldung; Pǝrwǝrdigar bilǝn ⱪarxilixixing tüpǝylidin sǝn tepilip tutuldung.
Мән саңа қапқан қурдум; сән, и Бабил, һеч билмәйла униңға тутулдуң; Пәрвәрдигар билән қаршилишишиң түпәйлидин сән тепилип тутулдуң.
25 Pǝrwǝrdigar ⱪoral ambirini eqip, ƣǝzipidiki ⱪorallirini elip qiⱪardi; qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar kaldiylǝrning zeminida ⱪilidiƣan ixi bardur.
Пәрвәрдигар қурал амбирини ечип, ғәзивидики қураллирини елип чиқарди; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар калдийләрниң зиминида қилидиған иши бардур.
26 Uning ⱨǝr qǝt-qǝtliridin kelip uningƣa ⱨujum ⱪilinglar, ambarlirini eqiwetinglar; ɵnqilǝrni dɵwiligǝndǝk uni harabǝ-harabǝ ⱪilip dɵwilǝp wǝyran ⱪilinglar; uning ⱨeqnemisini ⱪaldurmanglar!
Униң һәр чәт-чәтлиридин келип униңға һуҗум қилиңлар, амбарлирини ечиветиңлар; өнчиләрни догилиғәндәк уни харабә-харабә қилип догилап вәйран қилиңлар; униң һеч немисини қалдурмаңлар!
27 Uning barliⱪ torpaⱪlirini ɵltürüwetinglar! Ular soyuluxⱪa qüxsun! Ularning ⱨaliƣa way! Qünki ularning küni, yǝni jazalinix waⱪti yetip kǝldi.
Униң барлиқ топақлирини өлтүрүветиңлар! Улар союлушқа чүшсун! Уларниң һалиға вай! Чүнки уларниң күни, йәни җазалиниш вақти йетип кәлди.
28 Anglanglar! Zionƣa kelip, Pǝrwǝrdigar Hudayimizning ⱪisasini, yǝni ibadǝthanisi üqün alƣan ⱪisasini jakarlaydiƣan, Babil zeminidin ⱪaqⱪan panaⱨ izdigüqilǝrning awazini anglanglar!
Аңлаңлар! Зионға келип, Пәрвәрдигар Худайимизниң қисасини, йәни ибадәтханиси үчүн алған қисасини җакалайдиған, Бабил зиминидин қачқан панаһ издигүчиләрниң авазини аңлаңлар!
29 Babilƣa ⱨujum ⱪilix üqün oⱪyaqilarni, yǝni barliⱪ kamanni ǝgküqilǝrni qaⱪiringlar; Babilning ǝtrapida bargaⱨ ⱪurup ⱪorxiwelinglar; ⱨeqkimni ⱪaqⱪuzmanglar; ɵz ⱪilmixini ɵz bexiƣa qüxürünglar; u nemilǝrni ⱪilƣan bolsa, uningƣimu xuni ⱪilinglar; qünki u Pǝrwǝrdigarƣa — Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqiƣa ⱪarxi kɵrǝnglǝp kǝtkǝnidi.
Бабилға һуҗум қилиш үчүн оқячиларни, йәни барлиқ каманни әккүчиләрни чақириңлар; Бабилниң әтрапида баргаһ қуруп қоршивелиңлар; һеч кимни қачқузмаңлар; өз қилмишини өз бешиға чүшүрүңлар; у немиләрни қилған болса, униңғиму шуни қилиңлар; чүнки у Пәрвәрдигарға — Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қарши көрәңләп кәткән еди.
30 Xunga uning yigitliri koqilirida yiⱪilidu; xu künidǝ uning barliⱪ jǝngqi palwanliri yoⱪitilidu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Шуңа униң жигитлири кочилирида жиқилиду; шу күнидә униң барлиқ җәңчи палванлири йоқитилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
31 Mana, Mǝn sanga ⱪarxidurmǝn, i kɵrǝnglǝp kǝtkuqi, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, — qünki sening kününg, yǝni Mǝn yeningƣa yeⱪin kelip jazalaydiƣan kün yetip kǝldi;
Мана, Мән саңа қаршидурмән, и көрәңләп кәткучи, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — чүнки сениң күнүң, йәни Мән йениңға йеқин келип җазалайдиған күн йетип кәлди;
32 kɵrǝnglǝp kǝtkuqi putlixip yiⱪilidu, ⱨeqkim uni ⱪaytidin yɵlǝp turƣuzmaydu; bǝrⱨǝⱪ, Mǝn uning xǝⱨǝrlirigǝ ot yaⱪimǝn, u uning ǝtrapidikilǝrning ⱨǝmmisini kɵydürüp yutup ketidu.
көрәңләп кәткучи путлишип жиқилиду, һеч ким уни қайтидин йөләп турғузмайду; бәрһәқ, Мән униң шәһәрлиригә от яқимән, у униң әтрапидикиләрниң һәммисини көйдүрүп жутуп кетиду.
33 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Israillar Yǝⱨudalar bilǝn billǝ ezilip horluⱪni kɵrgǝn; ularni ǝsir ⱪilƣanlar ularni ⱪattiⱪ ⱪamap tutⱪanidi; ularni ⱪoyuwetixni rǝt ⱪilƣan.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Исраиллар Йәһудалар билән биллә езилип хорлуқни көргән; уларни әсир қилғанлар уларни қаттиқ қамап тутқан еди; уларни қоюветишни рәт қилған.
34 Lekin ularning Ⱨǝmjǝmǝt-Ⱪutⱪuzƣuqisi küqlüktur; samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar ularning dǝwasini ǝstayidilliⱪ bilǝn soraydu, xuning bilǝn U ularning zeminiƣa aramliⱪ beridu, Babildikilǝrgǝ aramsizliⱪ yǝtküzidu.
Лекин уларниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси күчлүктур; самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар уларниң дәвасини әстайидиллиқ билән сорайду, шуниң билән У уларниң зиминиға арамлиқ бериду, Бабилдикиләргә арамсизлиқ йәткүзиду.
35 Kaldiylǝr üstigǝ, Babilda turuwatⱪanlar üstigǝ ⱨǝmdǝ Babilning ǝmirliri wǝ danixmǝnliri üstigǝ ⱪiliq qüxidu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar;
Калдийләр үстигә, Бабилда туруватқанлар үстигә һәмдә Бабилниң әмирлири вә данишмәнлири үстигә қилич чүшиду, — дәйду Пәрвәрдигар;
36 ⱪiliq palqilar üstigǝ qüxkǝndǝ, ular ⱨamaⱪǝt-ǝhmǝⱪlǝrdǝk kɵrünidu; ⱪiliq ularning palwanliri üstigǝ qüxüp, ular patiparaⱪ bolup ketidu;
қилич палчилар үстигә чүшкәндә, улар һамақәт-ахмақлардәк көрүниду; қилич уларниң палванлири үстигә чүшүп, улар патипарақ болуп кетиду;
37 ⱪiliq ularning atliri üstigǝ, jǝng ⱨarwiliri üstigǝ, ularning sǝpliridǝ turƣan barliⱪ yat lǝxkǝrlǝr üstigǝ qüxidu, ular ayallardǝk bolidu; ⱪiliq hǝziniliri üstigǝ qüxidu, ular bulang-talang ⱪilinidu.
қилич уларниң атлири үстигә, җәң һарвулири үстигә, уларниң сәплиридә турған барлиқ ят ләшкәрләр үстигә чүшиду, улар аяллардәк болиду; қилич ғәзнилири үстигә чүшиду, улар булаң-талаң қилиниду.
38 Ⱪurƣaⱪqiliⱪ ularning suliri üstigǝ qüxüp, ular ⱪurup ketidu; bularning sǝwǝbi zemini oyma butlarƣa tolup, ular ⱪorⱪunqluⱪ mǝbudlar tüpǝylidin tǝlwixip kǝtkǝn.
Қурғақчилиқ уларниң сулири үстигә чүшүп, улар қуруп кетиду; буларниң сәвәви зимини ойма бутларға толуп, улар қорқунучлуқ мәбудлар түпәйлидин тәлвишип кәткән.
39 Xunga qɵldiki janiwarlar wǝ qilbɵrilǝr birliktǝ xu yǝrdǝ turidu; xu yǝrdǝ ⱨuwⱪuxlar makanlixidu; u mǝnggügǝ adǝmzatsiz bolidu, dǝwrdin-dǝwrgǝ ⱨeq aⱨalilik bolmaydu.
Шуңа чөлдики җаниварлар вә чилбөриләр бирликтә шу йәрдә туриду; шу йәрдә һувқушлар маканлишиду; у мәңгүгә адәмзатсиз болиду, дәвирдин-дәвиргә һеч аһалилик болмайду.
40 Huda Sodom wǝ Gomorrani ǝtrapidiki xǝⱨǝrliri bilǝn billǝ ɵrüwǝtkinidǝk, ⱨeqkim xu yǝrdǝ turmaydu, insan baliliri xu yǝrdǝ olturaⱪlaxmaydu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Худа Содом вә Гоморрани әтрапидики шәһәрлири билән биллә өрүвәткинидәк, һеч ким шу йәрдә турмайду, инсан балилири шу йәрдә олтирақлашмайду, — дәйду Пәрвәрдигар.
41 — Mana, ximaldin bir hǝlⱪ, uluƣ bir ǝl qiⱪip kelidu; yǝr yüzining qǝt-qǝtliridin nurƣun padixaⱨlar ⱪozƣilidu.
— Мана, шималдин бир хәлиқ, улуқ бир әл чиқип келиду; йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин нурғун падишалар қозғилиду.
42 Ular oⱪya ⱨǝm nǝyzini tutup ⱪorallinidu; ular wǝⱨxiy, ⱨeq rǝⱨim kɵrsǝtmǝydiƣan bolidu; atliriƣa mingǝndǝ ularning awazliri dengizdǝk xawⱪunlaydu; ular jǝnggǝ atlatⱪan adǝmlǝrdǝk sǝp-sǝp bolup, sanga ⱨujum ⱪilmaⱪqi, i Babil ⱪizi!
Улар оқя һәм нәйзини тутуп қураллиниду; улар вәһший, һеч рәһим көрсәтмәйдиған болиду; атлириға мингәндә уларниң авазлири деңиздәк шавқунлайду; улар җәңгә атлатқан адәмләрдәк сәп-сәп болуп, саңа һуҗум қилмақчи, и Бабил қизи!
43 Babil padixaⱨi ularning hǝwirini anglapla ⱪolliri titrǝp boxap ketidu; ƣǝm-ⱪayƣu uni tutidu, tolƣaⱪⱪa qüxkǝn ayaldǝk azablar uni besiwalidu.
Бабил падишаси уларниң хәвирини аңлапла қоллири титрәп бошап кетиду; ғәм-қайғу уни тутиду, толғаққа чүшкән аялдәк азаплар уни бесивалиду.
44 Mana, Iordan dǝryasi boyidiki qawar-qatⱪalliⱪtin qiⱪip, daim eⱪip turidiƣan xu sular boyidiki yaylaⱪtiki ⱪoylarni tarⱪatⱪan bir xirdǝk Mǝn Babildikilǝrni bǝdǝr ⱪaqⱪuzimǝn. Əmdi kimni halisam Mǝn uni uning üstigǝ tiklǝymǝn; qünki Manga kim tǝng kelǝlǝydu? Kim Meningdin ⱨesab elixⱪa Meni qaⱪiralaydu? Mening aldimda turalaydiƣan pada baⱪⱪuqi barmu?
Мана, Иордан дәрияси бойидики чавар-чатқаллиқтин чиқип, дайим еқип туридиған шу сулар бойидики яйлақтики қойларни тарқатқан бир ширдәк Мән Бабилдикиләрни бәдәр қачқузимән. Әнди кимни халисам Мән уни униң үстигә тикләймән; чүнки Маңа ким тәң келәләйду? Ким Мениңдин һесап елишқа Мени чақиралайду? Мениң алдимда туралайдиған пада баққучи барму?
45 Xunga Pǝrwǝrdigarning Babilni jazalaxtiki mǝⱪsitini, xuningdǝk kaldiylǝrning zeminini jazalax niyitini anglanglar: Ularning kiqiklirimu tartip epketilidu; bǝrⱨǝⱪ, ⱪilmixliri tüpǝylidin [Pǝrwǝrdigar] uning yayliⱪini wǝyranǝ ⱪilidu.
Шуңа Пәрвәрдигарниң Бабилни җазалаштики мәхситини, шуниңдәк калдийләрниң зиминини җазалаш нийитини аңлаңлар: Уларниң кичиклириму тартип епкетилиду; бәрһәқ, қилмишлири түпәйлидин [Пәрвәрдигар] униң яйлиғини вәйранә қилиду.
46 Babilning ixƣal ⱪilinƣanliⱪini anglap yǝr yüzi tǝwrinip ketidu; uning nalǝ-pǝryadi barliⱪ ǝllǝrgiqǝ anglinidu.
Бабилниң ишғал қилинғанлиғини аңлап йәр йүзи тәвринип кетиду; униң налә-пәряди барлиқ әлләргичә аңлиниду.

< Yǝrǝmiya 50 >