< Yǝrǝmiya 48 >
1 Moab toƣruluⱪ: Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Neboning ⱨaliƣa way! Qünki u harabǝ ⱪilinidu; Kiriatayim hijalǝtkǝ ⱪaldurulup, ixƣal ⱪilinidu; yuⱪiri ⱪorƣan bolsa hijalǝtkǝ ⱪaldurulup alaⱪzadǝ bolup kǝtti.
Моаб тоғрилиқ: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Небониң һалиға вай! Чүнки у харабә қилиниду; Кириатайим хиҗаләткә қалдурулуп, ишғал қилиниду; жуқури қорған болса хиҗаләткә қалдурулуп алақзадә болуп кәтти.
2 Moab yǝnǝ ⱨeq mahtalmaydu; Ⱨǝxbonda kixilǝr uningƣa: «Uni ǝl ⱪataridin yoⱪitayli» dǝp suyiⱪǝst ⱪilidu; sǝnmu, i Madmǝn, tügǝxtürülisǝn; ⱪiliq seni ⱪoƣlaydu.
Моаб йәнә һеч махталмайду; Һәшбонда кишиләр униңға: «Уни әл қатаридин йоқитайли» дәп сүйқәст қилиду; сәнму, и Мадмән, түгәштүрүлисән; қилич сени қоғлайду.
3 Ⱨoronaimdin aⱨ-zarlar kɵtürülidu: — «Aⱨ, wǝyranqiliⱪ, dǝⱨxǝtlik patiparaⱪqiliⱪ!»
Һоронаимдин аһ-зарлар көтирилиду: — «Аһ, вәйранчилиқ, дәһшәтлик патипарақчилиқ!»
4 Moab bitqit ⱪilindi! Uning kiqikliridin pǝryadliri anglinidu.
Моаб битчит қилинди! Униң кичиклиридин пәрядлири аңлиниду.
5 Bǝrⱨǝⱪ, Luⱨitⱪa qiⱪidiƣan dawan yolidin tohtimay yiƣilar kɵtürülidu; Ⱨoronaimƣa qüxidiƣan yolda ⱨalakǝttin azabliⱪ nalǝ-pǝryadlar anglinidu.
Бәрһәқ, Луһитқа чиқидиған даван йолидин тохтимай жиғилар көтирилиду; Һоронаимға чүшидиған йолда һалакәттин азаплиқ налә-пәрядлар аңлиниду.
6 Ⱪeqinglar, jeninglarni elip yügürünglar! Qɵldiki bir qatⱪal bolunglar!
Қечиңлар, җениңларни елип жүгүрүңлар! Чөлдики бир чатқал болуңлар!
7 Qünki sǝn ɵz ⱪilƣanliringƣa wǝ bayliⱪliringƣa tayanƣanliⱪing tüpǝylidin, sǝnmu ǝsirgǝ qüxisǝn; [butung] Kemox, uning kaⱨinliri ⱨǝm ǝmirliri bilǝn billǝ sürgün bolidu.
Чүнки сән өз қилғанлириңға вә байлиқлириңға таянғанлиғиң түпәйлидин, сәнму әсиргә чүшисән; [бутуң] Кемош, униң каһинлири һәм әмирлири билән биллә сүргүн болиду.
8 Wǝyran ⱪilƣuqi ⱨǝrbir xǝⱨǝrgǝ jǝng ⱪilidu; xǝⱨǝrlǝrdin ⱨeqⱪaysi ⱪeqip ⱪutulalmaydu; Pǝrwǝrdigar degǝndǝk jilƣimu harabǝ bolidu, tüzlǝnglikmu ⱨalakǝtkǝ yüzlinidu.
Вәйран қилғучи һәр бир шәһәргә җәң қилиду; шәһәрләрдин һеч қайси қечип қутулалмайду; Пәрвәрдигар дегәндәк җилғиму харабә болиду, түзләңликму һалакәткә йүзлиниду.
9 Daldiƣa berip ⱪeqix üqün Moabⱪa ⱪanatlarni beringlar! Qünki uning xǝⱨǝrliri harabilik, adǝmzatsiz bolidu
Далдиға берип қечиш үчүн Моабқа қанатларни бериңлар! Чүнки униң шәһәрлири харабилик, адәмзатсиз болиду
10 (Pǝrwǝrdigarning hizmitini kɵngül ⱪoyup ⱪilmiƣan kixi lǝnǝtkǝ ⱪalsun! Ⱪiliqini ⱪan tɵküxtin ⱪaldurƣan kixi lǝnǝtkǝ ⱪalsun!).
(Пәрвәрдигарниң хизмитини көңүл қоюп қилмиған киши ләнәткә қалсун! Қиличини қан төкүштин қалдурған киши ләнәткә қалсун!).
11 Moab yaxliⱪidin tartip kǝng-kuxadǝ yaxap arzangliri üstidǝ tinƣan xarabtǝk ǝndixisiz bolup kǝlgǝn; u ⱨeqⱪaqan küptin küpkǝ ⱪuyulƣan ǝmǝs, yaki ⱨeq sürgün bolƣan ǝmǝs; xunga uning tǝmi birhil bolup, puriⱪi ⱨeq ɵzgǝrmigǝn.
Моаб яшлиғидин тартип кәң-кушадә яшап арзаңлири үстидә тинған шараптәк әндишисиз болуп кәлгән; у һеч қачан күптин күпкә қуюлған әмәс, яки һеч сүргүн болған әмәс; шуңа униң тәми бир хил болуп, пуриғи һеч өзгәрмигән.
12 Xunga, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Mǝn uning yeniƣa ularni ɵz küpidin tɵkidiƣan tɵkküqilǝrni ǝwǝtimǝn; ular uning küplirini ⱪuruⱪdaydu, uning qɵgünlirini qeⱪiwetidu.
Шуңа, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән униң йениға уларни өз күпидин төкидиған төккүчиләрни әвәтимән; улар униң күплирини қуруқдайду, униң чөгүнлирини чеқиветиду.
13 Ɵtkǝndǝ Israil jǝmǝti ɵz tayanqisi bolƣan Bǝyt-Əl tüpǝylidin yǝrgǝ ⱪarap ⱪalƣandǝk Moabmu Kemox tüpǝylidin yǝrgǝ ⱪarap ⱪalidu.
Өткәндә Исраил җәмәти өз таянчиси болған Бәйт-Әл түпәйлидин йәргә қарап қалғандәк Моабму Кемош түпәйлидин йәргә қарап қалиду.
14 Silǝr ⱪandaⱪmu: «Biz batur, jǝnggiwar palwanmiz!» — deyǝlǝysilǝr?
Силәр қандақму: «Биз батур, җәңгивар палванмиз!» — дейәләйсиләр?
15 Moabning zemini harabǝ ⱪilinidu; [düxmǝn] ularning xǝⱨǝrlirining [sepilliriƣa] qiⱪidu; uning esil yigitliri ⱪǝtl ⱪilinixⱪa qüxidu, — dǝydu padixaⱨ, yǝni nami samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
Моабниң зимини харабә қилиниду; [дүшмән] уларниң шәһәрлириниң [сепиллириға] чиқиду; униң есил жигитлири қәтл қилинишқа чүшиду, — дәйду падиша, йәни нами самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
16 — Moabning ⱨalakiti yeⱪinlaxti, uning külpiti bexiƣa qüxüxkǝ aldiraydu.
— Моабниң һалакити йеқинлашти, униң күлпити бешиға чүшүшкә алдирайду.
17 Uning ǝtrapidiki ⱨǝmmǝylǝn uning üqün aⱨ-zar kɵtürünglar; uning nam-xɵⱨritini bilgǝnlǝr: «Küqlük xaⱨanǝ ⱨasisi, güzǝl tayiⱪimu xunqǝ sunduruldiƣu!» — dǝnglar.
Униң әтрапидики һәммәйлән униң үчүн аһ-зар көтириңлар; униң нам-шөһритини билгәнләр: «Күчлүк шаһанә һасиси, гөзәл тайиғиму шунчә сундурулдиғу!» — дәңлар.
18 Xan-xɵⱨritingdin qüxüp ⱪaƣjirap kǝtkǝn yǝrdǝ oltur, i Dibonda turuwatⱪan ⱪiz; qünki Moabni ⱨalak ⱪilƣuqi sanga jǝng ⱪilixⱪa yetip kǝldi; u istiⱨkam-ⱪorƣanliringni bǝrbat ⱪilidu.
Шан-шөһритиңдин чүшүп қағҗирап кәткән йәрдә олтар, и Дибонда туруватқан қиз; чүнки Моабни һалак қилғучи саңа җәң қилишқа йетип кәлди; у истиһкам-қорғанлириңни бәрбат қилиду.
19 Yol boyida kɵzǝt ⱪil, i Aroǝrdǝ turuwatⱪan ⱪiz; bǝdǝr tikiwatⱪan ǝrdin wǝ ⱪeqiwatⱪan ⱪizdin: «Nemǝ boldi?» dǝp sora;
Йол бойида күзәт қил, и Ароәрдә туруватқан қиз; бәдәр тикиватқан әрдин вә қечиватқан қиздин: «Немә болди?» дәп сора;
20 «Moab hijalǝtkǝ ⱪaldi, qünki u bitqit ⱪilindi!» [dǝp jawab berilidu]. Aⱨ-zar tartip nalǝ-pǝryad kɵtürünglar; Arnonda: «Moab ⱨalak ⱪilindi» — dǝp jakarlanglar.
«Моаб хиҗаләткә қалди, чүнки у битчит қилинди!» [дәп җавап берилиду]. Аһ-зар тартип налә-пәряд көтириңлар; Арнонда: «Моаб һалак қилинди» — дәп җакалаңлар.
21 Jaza ⱨɵkümi tüzlǝnglik jayliri üstigǝ qiⱪirildi; Ⱨolon, Yaⱨaz wǝ Mǝfaat üstigǝ,
Җаза һөкүми түзләңлик җайлири үстигә чиқирилди; Һолон, Яһаз вә Мәфаат үстигә,
22 Dibon, Nebo ⱨǝm Bǝyt-Diblataim üstigǝ,
Дибон, Небо һәм Бәйт-Диблатаим үстигә,
23 Kiriatayim, Bǝyt-Gamul ⱨǝm Bǝyt-Meon üstigǝ,
Кириатайим, Бәйт-Гамул һәм Бәйт-Меон үстигә,
24 Keriot, Bozraⱨ ⱨǝm Moabdiki yiraⱪ-yeⱪin barliⱪ xǝⱨǝrlǝrning üstigǝ qiⱪirilidu.
Кериот, Бозраһ һәм Моабдики жирақ-йеқин барлиқ шәһәрләрниң үстигә чиқирилиду.
25 Moabning Münggüzi kesiwetilidu, uning biliki sundurulidu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Моабниң Мүңгүзи кесиветилиду, униң билиги сундурулиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
26 — Uni mǝst ⱪilinglar, qünki u Pǝrwǝrdigarƣa aldida ⱨakawurluⱪ ⱪilƣan; Moab ɵz ⱪusuⱪida eƣinap yatsun, xuning bilǝn rǝswa ⱪilinsun.
— Уни мәс қилиңлар, чүнки у Пәрвәрдигарға алдида һакавурлуқ қилған; Моаб өз қусуғида еғинап ятсун, шуниң билән рәсва қилинсун.
27 Qünki sǝn [Moab] Israilni mazaⱪ ⱪilƣan ǝmǝsmu? U oƣrilar ⱪatarida tutuwelinƣanmu, sǝn uni tilƣa alsangla bexingni qayⱪaysǝn?!
Чүнки сән [Моаб] Исраилни мазақ қилған әмәсму? У оғрилар қатарида тутувелинғанму, сән уни тилға алсаңла бешиңни чайқайсән?!
28 Xǝⱨǝrlǝrdin qiⱪip tax-ⱪiyalar arisini turalƣu ⱪilinglar, i Moabda turuwatⱪanlar; ƣar aƣzida uwiliƣan pahtǝktǝk bolunglar!
Шәһәрләрдин чиқип таш-қиялар арисини туралғу қилиңлар, и Моабда туруватқанлар; ғар ағзида угилиған пахтәктәк болуңлар!
29 Biz Moabning ⱨakawurluⱪi (u intayin ⱨakawur!), yǝni uning tǝkǝbburluⱪi, ⱨakawurluⱪi, kɵnglidiki mǝƣrur-kɵrǝngliki toƣrisida angliduⱪ.
Биз Моабниң һакавурлуғи (у интайин һакавур!), йәни униң тәкәббурлуғи, һакавурлуғи, көңлидики мәғрур-көрәңлиги тоғрисида аңлидуқ.
30 Mǝn uning noqiliⱪ ⱪilidiƣanliⱪini bilimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — biraⱪ [noqiliⱪi] karƣa yarimaydu; uning qong gǝpliri bikar bolidu.
Мән униң ночилиқ қилидиғанлиғини билимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ [ночилиғи] карға яримайду; униң чоң гәплири бекар болиду.
31 Xunga Mǝn Moab üqün zar yiƣlaymǝn, Moabning ⱨǝmmisi üqün zar-zar kɵtürimǝn; Kir-Harǝsǝttikilǝr üqün aⱨ-piƣan anglinidu.
Шуңа Мән Моаб үчүн зар жиғлаймән, Моабниң һәммиси үчүн зар-зар көтиримән; Кир-Харәсәттикиләр үчүн аһ-пиған аңлиниду.
32 I Sibmaⱨtiki üzüm teli, Mǝn Yaazǝrning zar-yiƣisi bilǝn tǝng sǝn üqün yiƣlaymǝn; sening pelǝkliring sozulup, ǝslidǝ «Ɵlük dengiz»ning neriƣa yǝtkǝnidi; ular ǝslidǝ Yaazǝr xǝⱨirigiqimu yǝtkǝnidi. Lekin sening yazliⱪ mewiliringgǝ, üzüm ⱨosulung üstigǝ buzƣuqi besip kelidu.
И Сибмаһтики үзүм тели, Мән Яазәрниң зар-жиғиси билән тәң сән үчүн жиғлаймән; сениң пеләклириң созулуп, әслидә «Өлүк деңиз»ниң нериға йәткән еди; улар әслидә Яазәр шәһиригичиму йәткән еди. Лекин сениң язлиқ мевилириңгә, үзүм һосулуң үстигә бузғучи бесип келиду.
33 Xuning bilǝn xadliⱪ wǝ huxalliⱪ Moabning baƣ-etizliridin wǝ zeminidin mǝⱨrum ⱪilinidu; Mǝn üzüm kɵlqǝklǝrdin xarabni yoⱪitimǝn; üzüm qǝyligüqilǝrning tǝntǝnǝ awazliri ⱪaytidin yangrimaydu; awazlar bolsa tǝntǝnǝ awazliri ǝmǝs, jǝng awazliri bolidu.
Шуниң билән шатлиқ вә хошаллиқ Моабниң бағ-етизлиридин вә зиминидин мәһрум қилиниду; Мән үзүм көлчәкләрдин шарапни йоқитимән; үзүм чәйлигүчиләрниң тәнтәнә авазлири қайтидин яңримайду; авазлар болса тәнтәнә авазлири әмәс, җәң авазлири болиду.
34 Qünki nalǝ-pǝryadlar Ⱨǝxbondin kɵtürülüp, Yaⱨazƣiqǝ wǝ Elealaⱨƣiqǝ yetidu; nalǝ awazliri Zoardin kɵtürülüp, Ⱨoronaimƣiqǝ wǝ Əglat-Xelixiyaƣiqǝ yetidu; ⱨǝtta Nimrimdiki sularmu ⱪurup ketidu.
Чүнки налә-пәрядлар Һәшбондин көтирилип, Яһазғичә вә Елеалаһғичә йетиду; налә авазлири Зоардин көтирилип, Һоронаимғичә вә Әглат-Шелишияғичә йетиду; һәтта Нимримдики суларму қуруп кетиду.
35 Mǝn Moabta «yuⱪiri jaylar»da ⱪurbanliⱪ ⱪilƣuqilarni wǝ yat ilaⱨlarƣa huxbuy yaⱪⱪuqilarni yoⱪitimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Мән Моабта «жуқури җайлар»да қурбанлиқ қилғучиларни вә ят илаһларға хушбуй яққучиларни йоқитимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
36 — Xunga Mening ⱪǝlbim Moab üqün nǝydǝk mungluⱪ mǝrsiyǝ kɵtüridu; Mening ⱪǝlbim Kir-Ⱨǝrǝstikilǝr üqünmu nǝydǝk mungluⱪ mǝrsiyǝ kɵtüridu; qünki u igiliwalƣan bayliⱪ-hǝzinilǝr yoⱪap ketidu.
— Шуңа Мениң қәлбим Моаб үчүн нәйдәк муңлуқ мәрсийә көтириду; Мениң қәлбим Кир-Һәрәстикиләр үчүнму нәйдәк муңлуқ мәрсийә көтириду; чүнки у егиливалған байлиқ-ғәзниләр йоқап кетиду.
37 Ⱨǝmmǝ bax taⱪir ⱪildurulƣan, ⱨǝmmǝ saⱪal qüxürülgǝn; ⱨǝmmǝ ⱪol titma-titma kesilgǝn, ⱨǝmmǝ qatiraⱪⱪa bɵz kiyilgǝn.
Һәммә баш тақир қилдурулған, һәммә сақал чүшүрүлгән; һәммә қол титма-титма кесилгән, һәммә чатираққа бөз кийилгән.
38 Moabning barliⱪ ɵy ɵgziliri üstidǝ wǝ mǝydanlarda matǝm tutuxtin baxⱪa ix bolmaydu; qünki Mǝn Moabni ⱨeqkimgǝ yaⱪmaydiƣan bir ⱪaqidǝk qeⱪip taxlaymǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar,
Моабниң барлиқ өй өгүзлири үстидә вә мәйданларда матәм тутуштин башқа иш болмайду; чүнки Мән Моабни һеч кимгә яқмайдиған бир қачидәк чеқип ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар,
39 — ular piƣandin zarlixidu; [Moab] xunqilik parǝ-parǝ ⱪiliwetiliduki, u hijalǝttin kɵpqilikkǝ arⱪisini ⱪilidu; Moab ǝtrapidiki ⱨǝmmǝ tǝripidin rǝswa ⱪilinidiƣan, wǝⱨimǝ salƣuqi obyekt bolidu.
— улар пиғандин зарлишиду; [Моаб] шунчилик парә-парә қиливетилидуки, у хиҗаләттин көпчиликкә арқисини қилиду; Моаб әтрапидики һәммә тәрипидин рәсва қилинидиған, вәһимә салғучи объект болиду.
40 Qünki Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, birsi bürküttǝk ⱪanatlirini kerip [pǝrwaz ⱪilip], Moab üstigǝ xungƣup qüxidu.
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бириси бүркүттәк қанатлирини керип [пәрваз қилип], Моаб үстигә шуңғуп чүшиду.
41 Xǝⱨǝrliri ixƣal bolidu, istiⱨkamlar igiliwelinidu; xu küni Moabdiki palwanlarning yüriki tolƣaⱪⱪa qüxkǝn ayalning yürikidǝk bolidu.
Шәһәрлири ишғал болиду, истиһкамлар егиливелиниду; шу күни Моабдики палванларниң жүриги толғаққа чүшкән аялниң жүригидәк болиду.
42 Moab ǝl ⱪataridin yoⱪitilidu; qünki u Pǝrwǝrdigar aldida ⱨakawurluⱪ ⱪilƣan;
Моаб әл қатаридин йоқитилиду; чүнки у Пәрвәрдигар алдида һакавурлуқ қилған;
43 wǝⱨxǝt, ora wǝ ⱪiltaⱪ bexinglarƣa qüxüxni kütmǝktǝ, i Moabda turuwatⱪanlar, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
вәһшәт, ора вә қилтақ бешиңларға чүшүшни күтмәктә, и Моабда туруватқанлар, — дәйду Пәрвәрдигар.
44 — wǝⱨxǝttin ⱪaqⱪan oriƣa yiⱪilidu; oridin qiⱪⱪan ⱪiltaⱪⱪa tutulidu; qünki uning üstigǝ, yǝni Moab üstigǝ jazalinix yilini qüxürimǝn — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
— вәһшәттин қачқан ориға жиқилиду; оридин чиққан қилтаққа тутулиду; чүнки униң үстигә, йәни Моаб үстигә җазалиниш жилини чүшүримән — дәйду Пәрвәрдигар.
45 Ⱪaqⱪanlar Ⱨǝxbon [sepilining] daldisida turup amalsiz ⱪalidu; qünki Ⱨǝxbondin ot, ⱨǝm [mǝⱨrum] Siⱨon [padixaⱨ]ning zemini otturisidin bir yalⱪun partlap qiⱪidu wǝ Moabning qekilirini, soⱪuxⱪaⱪ hǝlⱪning bax qoⱪⱪilirini yutuwalidu.
Қачқанлар Һәшбон [сепилиниң] далдисида туруп амалсиз қалиду; чүнки Һәшбондин от, һәм [мәһрум] Сиһон [падиша]ниң зимини оттурисидин бир ялқун партлап чиқиду вә Моабниң чекилирини, соқушқақ хәлиқниң баш чоққилирини жутувалиду.
46 Ⱨalingƣa way, i Moab! Kemoxⱪa tǝwǝ bolƣan ǝl nabut boldi; oƣulliring ǝsirgǝ qüxidu, ⱪizliring sürgün bolidu.
Һалиңға вай, и Моаб! Кемошқа тәвә болған әл набут болди; оғуллириң әсиргә чүшиду, қизлириң сүргүн болиду.
47 Lekin, ahirⱪi zamanlarda Moabni sürgünlükidin ⱪayturup ǝsligǝ kǝltürimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar. Moab üstigǝ qiⱪiridiƣan ⱨɵküm muxu yǝrgiqǝ.
Лекин, ахирқи заманларда Моабни сүргүнлүгидин қайтуруп әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар. Моаб үстигә чиқиридиған һөкүм мошу йәргичә.