< Yǝrǝmiya 47 >
1 Pirǝwn Gaza xǝⱨirigǝ zǝrbǝ berixtin ilgiri, Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝrgǝ kǝlgǝn, Pǝrwǝrdigarning Filistiylǝr toƣrisidiki sɵzi: —
Пирәвн Газа шәһиригә зәрбә бериштин илгири, Йәрәмия пәйғәмбәргә кәлгән, Пәрвәрдигарниң Филистийләр тоғрисидики сөзи: —
2 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, ximaldin [dolⱪunluⱪ] sular ɵrlǝydu; ular texip bir kǝlkün bolidu; u zemin wǝ uningda turƣan ⱨǝmmining üstidin, xǝⱨǝr wǝ uningda turuwatⱪanlarning üstidin taxⱪin bolup basidu; xuning bilǝn uning adǝmliri nalǝ-pǝryad kɵtüridu, zeminda barliⱪ turuwatⱪanlar [azabtin] nalǝ-zar ⱪilidu;
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, шималдин [долқунлуқ] сулар өрләйду; улар тешип бир кәлкүн болиду; у зимин вә униңда турған һәмминиң үстидин, шәһәр вә униңда туруватқанларниң үстидин ташқин болуп басиду; шуниң билән униң адәмлири налә-пәряд көтириду, зиминда барлиқ туруватқанлар [азабтин] налә-зар қилиду;
3 tolparlirining tuyaⱪlirining taraⱪxixlirini, jǝng ⱨarwilirining taraⱪlaxlirini, qaⱪlirining güldürlǝxlirini anglap, atilar ɵz baliliridin hǝwǝr elixⱪimu ⱪolliri boxap, arⱪiƣimu ⱪarimaydu.
толпарлириниң туяқлириниң тарақшишлирини, җәң һарвулириниң тарақлашлирини, чақлириниң гүлдүрләшлирини аңлап, атилар өз балилиридин хәвәр елишқиму қоллири бошап, арқиғиму қаримайду.
4 Qünki barliⱪ Filistiylǝrni nabut ⱪilidiƣan kün, ⱨǝm Tur wǝ Zidonni ularƣa yardǝmdǝ bolƣudǝk barliⱪ ⱪalƣan adǝmlǝrdin mǝⱨrum ⱪilidiƣan kün yetip kǝldi; qünki Pǝrwǝrdigar Filistiylǝrni, yǝni Kret arilidin qiⱪip kǝlgǝnlǝrning ⱪalduⱪini nabut ⱪilidu.
Чүнки барлиқ Филистийләрни набут қилидиған күн, һәм Тур вә Зидонни уларға ярдәмдә болғидәк барлиқ қалған адәмләрдин мәһрум қилидиған күн йетип кәлди; чүнки Пәрвәрдигар Филистийләрни, йәни Крет арилидин чиқип кәлгәнләрниң қалдуғини набут қилиду.
5 Gazaning üsti taⱪirliⱪ bolidu; Axkelon xǝⱨiridikilǝr dang ⱪetip ⱪalidu; ⱪaqanƣiqǝ ǝtliringlarni tilisilǝr, i Filistiyǝ küqliridin aman ⱪalƣanlar?
Газаниң үсти тақирлиқ болиду; Ашкелон шәһиридикиләр даң қетип қалиду; қачанғичә әтлириңларни тилисиләр, и Филистийә күчлиридин аман қалғанлар?
6 Apla, i Pǝrwǝrdigarning ⱪiliqi, sǝn ⱪaqanƣiqǝ tinmaysǝn? Ɵz ⱪiningƣa ⱪaytⱪin, aram elip tinqlanƣin!
Апла, и Пәрвәрдигарниң қиличи, сән қачанғичә тинмайсән? Өз қиниңға қайтқин, арам елип тиничланғин!
7 Lekin u ⱪandaⱪmu tohtiyalisun? Qünki Pǝrwǝrdigar uningƣa pǝrman qüxürgǝn; Axkelon xǝⱨirigǝ ⱨǝm dengiz boyidikilǝrgǝ zǝrb ⱪilixⱪa uni bekitkǝndur!
Лекин у қандақму тохтиялисун? Чүнки Пәрвәрдигар униңға пәрман чүшүргән; Ашкелон шәһиригә һәм деңиз бойидикиләргә зәрб қилишқа уни бекиткәндур!