< Yǝrǝmiya 44 >
1 Misirda turƣan, yǝni Migdolda, Taⱨpanǝstǝ, Nofta wǝ [Misirning jǝnubiy tǝripi] Patros zeminida turƣan barliⱪ Yǝⱨudiylar toƣruluⱪ bu sɵz Yǝrǝmiyaƣa kelip mundaⱪ deyildi: —
Мисирда турған, йәни Мигдолда, Таһпанәстә, Нофта вә [Мисирниң җәнубий тәрипи] Патрос зиминида турған барлиқ Йәһудийлар тоғрилиқ бу сөз Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
2 «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Mǝn Yerusalem ⱨǝm Yǝⱨudadiki ⱨǝmmǝ xǝⱨǝrlǝr üstigǝ qüxürgǝn barliⱪ balayi’apǝtni kɵrgǝnsilǝr; mana, ularning sadir ⱪilƣan rǝzilliki tüpǝylidin bügünki kündǝ ular harabilik bolup, adǝmzatsiz ⱪaldi; qünki ular nǝ ɵzliri, nǝ silǝr, nǝ ata-bowiliringlar bilmǝydiƣan yat ilaⱨlarƣa qoⱪunuxⱪa, huxbuy yeⱪixⱪa berip, Meni ƣǝzǝplǝndürgǝn.
«Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мән Йерусалим һәм Йәһудадики һәммә шәһәрләр үстигә чүшүргән барлиқ балаю-апәтни көргәнсиләр; мана, уларниң садир қилған рәзиллиги түпәйлидин бүгүнки күндә улар харабилик болуп, адәмзатсиз қалди; чүнки улар нә өзлири, нә силәр, нә ата-бовилириңлар билмәйдиған ят илаһларға чоқунушқа, хушбуй йеқишқа берип, Мени ғәзәпләндүргән.
4 Mǝn tang sǝⱨǝrdǝ ornumdin turup ⱪullirim bolƣan pǝyƣǝmbǝrlǝrni silǝrgǝ ǝwǝtip: «Mǝn nǝprǝtlinidiƣan bu yirginxlik ixni ⱪilƣuqi bolmanglar!» — dǝp agaⱨlandurƣanmǝn.
Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп қуллирим болған пәйғәмбәрләрни силәргә әвәтип: «Мән нәпрәтлинидиған бу жиркинчлик ишни қилғучи болмаңлар!» — дәп агаһландурғанмән.
5 Lekin ular itaǝt ⱪilmiƣan, ⱨeq ⱪulaⱪ salmiƣan; ular rǝzillikidin, yat ilaⱨlarƣa huxbuy yeⱪixtin ⱪolini zadi üzmigǝn.
Лекин улар итаәт қилмиған, һеч қулақ салмиған; улар рәзиллигидин, ят илаһларға хушбуй йеқиштин қолини зади үзмигән.
6 Xuning bilǝn ⱪǝⱨrim ⱨǝm ƣǝzipim [ularƣa] tɵkülgǝn, Yǝⱨudadiki xǝⱨǝrlǝrdǝ ⱨǝm Yerusalemdiki rǝstǝ-koqilarda yeⱪilƣan, kɵygǝn; ular bügünki kündǝ wǝyranǝ wǝ harabilik bolup ⱪaldi.
Шуниң билән қәһрим һәм ғәзивим [уларға] төкүлгән, Йәһудадики шәһәрләрдә һәм Йерусалимдики рәстә-кочиларда йеқилған, көйгән; улар бүгүнки күндә вәйранә вә харабилик болуп қалди.
7 Xunga samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Silǝr nemixⱪa ɵz-ɵzünglarƣa zor külpǝt kǝltürmǝkqisilǝr, ɵzünglarƣa ⱨeqⱪandaⱪ ⱪaldi ⱪaldurmay ɵzünglardin, yǝni Yǝⱨudaning iqidin ǝr-ayal, bala-bowaⱪlarni üzmǝkqisilǝr!?
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Силәр немишкә өз-өзүңларға зор күлпәт кәлтүрмәкчисиләр, өзүңларға һеч қандақ қалди қалдурмай өзүңлардин, йәни Йәһуданиң ичидин әр-аял, бала-бовақларни үзмәкчисиләр!?
8 Nemixⱪa ɵz ⱪolliringlarning yasiƣini bilǝn, silǝr olturaⱪlaxⱪan Misir zeminida yat ilaⱨlarƣa huxbuy yeⱪip Meni ƣǝzǝplǝndürisilǝr? Xundaⱪ ⱪilip silǝr ⱨalak bolup yǝr yüzidiki barliⱪ ǝllǝr arisida lǝnǝt sɵzi wǝ rǝswa ⱪilinidiƣan bir obyekt bolisilǝr.
Немишкә өз қоллириңларниң ясиғини билән, силәр олтирақлашқан Мисир зиминида ят илаһларға хушбуй йеқип Мени ғәзәпләндүрисиләр? Шундақ қилип силәр һалак болуп йәр йүзидики барлиқ әлләр арисида ләнәт сөзи вә рәсва қилинидиған бир объект болисиләр.
9 Silǝr Yǝⱨuda zeminida ⱨǝm Yerusalemning rǝstǝ-koqilirida sadir ⱪilinƣan rǝzillikni, yǝni ata-bowiliringlarning rǝzillikini, Yǝⱨuda padixaⱨlirining rǝzillikini wǝ ularning ayallirining rǝzillikini, silǝrning ɵz rǝzillikinglarni ⱨǝm ayalliringlarning rǝzillikini untup ⱪaldinglarmu?
Силәр Йәһуда зиминида һәм Йерусалимниң рәстә-кочилирида садир қилинған рәзилликни, йәни ата-бовилириңларниң рәзиллигини, Йәһуда падишалириниң рәзиллигини вә уларниң аяллириниң рәзиллигини, силәрниң өз рәзиллигиңларни һәм аяллириңларниң рәзиллигини унтуп қалдиңларму?
10 Bügünki küngǝ ⱪǝdǝr hǝlⱪinglar ɵzini ⱨeq tɵwǝn tutmidi, Mǝndin ⱨeq ⱪorⱪmidi, ular Mǝn silǝrning aldinglarƣa ⱨǝm ata-bowiliringlarning aldiƣa ⱪoyƣan Tǝwrat-ⱪanunumda yaki bǝlgilimilirimdǝ ⱨeq mangƣan ǝmǝs.
Бүгүнки күнгә қәдәр хәлқиңлар өзини һеч төвән тутмиди, Мәндин һеч қорқмиди, улар Мән силәрниң алдиңларға һәм ата-бовилириңларниң алдиға қойған Тәврат-қанунумда яки бәлгүлимилиримдә һеч маңған әмәс.
11 Xunga samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn bexinglarƣa külpǝt qüxürüp, barliⱪ Yǝⱨudani ⱨalak ⱪilƣuqǝ silǝrgǝ yüzümni ⱪaritimǝn;
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бешиңларға күлпәт чүшүрүп, барлиқ Йәһудани һалак қилғичә силәргә йүзүмни қаритимән;
12 Mǝn Misir zeminiƣa xu yǝrdǝ olturaⱪlixayli dǝp ⱪǝt’iy niyǝt ⱪilƣan Yǝⱨudaning ⱪaldisiƣa ⱪol salimǝn, ularning ⱨǝmmisi Misir zeminida tügixidu; Misir zeminida yiⱪilidu; ularning ǝng kiqikidin qongiƣiqǝ ⱪiliq bilǝn, ⱪǝⱨǝtqilik bilǝn ɵlidu; ular ⱪiliq bilǝn wǝ ⱪǝⱨǝtqilik bilǝn ɵlidu, ular lǝnǝt oⱪulidiƣan wǝ dǝⱨxǝt basⱪuqi obyekt, lǝnǝt sɵzi ⱨǝm rǝswa ⱪilinidiƣan bir obyekt bolidu.
Мән Мисир зиминиға шу йәрдә олтирақлишайли дәп қәтъий нийәт қилған Йәһуданиң қалдисиға қол салимән, уларниң һәммиси Мисир зиминида түгишиду; Мисир зиминида жиқилиду; уларниң әң кичигидин чоңиғичә қилич билән, қәһәтчилик билән өлиду; улар қилич билән вә қәһәтчилик билән өлиду, улар ләнәт оқулидиған вә дәһшәт басқучи объект, ләнәт сөзи һәм рәсва қилинидиған бир объект болиду.
13 Mǝn Misir zeminida turuwatⱪanlarni Yerusalemni jazaliƣandǝk ⱪiliq bilǝn, ⱪǝⱨǝtqilik bilǝn wǝ waba bilǝn jazalaymǝn;
Мән Мисир зиминида туруватқанларни Йерусалимни җазалиғандәк қилич билән, қәһәтчилик билән вә ваба билән җазалаймән;
14 xuning bilǝn Misir zeminida olturaⱪlixayli dǝp xu yǝrgǝ kirgǝn Yǝⱨudaning ⱪaldisidin Yǝⱨuda zeminiƣa ⱪaytixⱪa ⱨeqⱪaysisi ⱪaqalmaydu yaki ⱨeqkim ⱪalmaydu; xu yǝrgǝ ⱪaytip olturaⱪlixixⱪa intizar bolsimu, ⱪaqaliƣan az bir ⱪismidin baxⱪiliri ⱨeqⱪaysisi ⱪaytmaydu».
шуниң билән Мисир зиминида олтирақлишайли дәп шу йәргә киргән Йәһуданиң қалдисидин Йәһуда зиминиға қайтишқа һеч қайсиси қачалмайду яки һеч ким қалмайду; шу йәргә қайтип олтирақлишишқа интизар болсиму, қачалиған аз бир қисмидин башқилири һеч қайсиси қайтмайду».
15 Andin ɵz ayallirining yat ilaⱨlarƣa huxbuy yaⱪidiƣanliⱪini bilgǝn barliⱪ ǝrlǝr, wǝ yenida turƣan barliⱪ ayallar, — zor bir top adǝmlǝr, yǝni Misirning [ximaliy tǝripi wǝ jǝnubiy tǝripi] Patrostin kǝlgǝn barliⱪ hǝlⱪ Yǝrǝmiyaƣa mundaⱪ jawab bǝrdi: —
Андин өз аяллириниң ят илаһларға хушбуй яқидиғанлиғини билгән барлиқ әрләр, вә йенида турған барлиқ аяллар, — зор бир топ адәмләр, йәни Мисирниң [шималий тәрипи вә җәнубий тәрипи] Патростин кәлгән барлиқ хәлиқ Йәрәмияға мундақ җавап бәрди: —
16 «Sǝn Pǝrwǝrdigarning namida bizgǝ eytⱪan sɵzgǝ kǝlsǝk, biz sanga ⱨeq ⱪulaⱪ salmaymiz!
«Сән Пәрвәрдигарниң намида бизгә ейтқан сөзгә кәлсәк, биз саңа һеч қулақ салмаймиз!
17 Əksiqǝ biz qoⱪum ɵz aƣzimizdin qiⱪⱪan barliⱪ sɵzlǝrgǝ ǝmǝl ⱪilimiz; ɵzimiz, ata-bowilirimiz, padixaⱨlirimiz wǝ ǝmirlirimiz Yǝⱨudadiki xǝⱨǝrlǝrdǝ ⱨǝm Yerusalemdiki rǝstǝ-koqilarda ⱪilƣinidǝk bizlǝr «Asmanlarning hanixi»ƣa huxbuy yeⱪiwerimiz wǝ uningƣa «xarab ⱨǝdiyǝ»lǝrni ⱪuyuwerimiz; qünki ǝyni qaƣda bizning nenimiz pütün bolup, toⱪⱪuzimiz tǝl, ⱨeq külpǝtni kɵrmǝy ɵtkǝn.
Әксичә биз чоқум өз ағзимиздин чиққан барлиқ сөзләргә әмәл қилимиз; өзимиз, ата-бовилиримиз, падишалиримиз вә әмирлиримиз Йәһудадики шәһәрләрдә һәм Йерусалимдики рәстә-кочиларда қилғинидәк бизләр «Асманларниң ханиши»ға хушбуй йеқиверимиз вә униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюверимиз; чүнки әйни чағда бизниң ненимиз пүтүн болуп, тоққузимиз тәл, һеч күлпәтни көрмәй өткән.
18 Əmma «Asmanlarning hanixi»ƣa huxbuy yeⱪixni wǝ uningƣa «xarab ⱨǝdiyǝ»lǝrni ⱪuyuxni tohtatⱪinimizdin baxlap, bizning ⱨǝmmǝ nǝrsimiz kǝm bolup, ⱪiliq bilǝn ⱨǝm ⱪǝⱨǝtqilik bilǝn ⱨalak bolup kǝlduⱪ.
Амма «Асманларниң ханиши»ға хушбуй йеқишни вә униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюшни тохтатқинимиздин башлап, бизниң һәммә нәрсимиз кам болуп, қилич билән һәм қәһәтчилик билән һалак болуп кәлдуқ.
19 Biz ayallar «Asmanlarning hanixi»ƣa huxbuy yaⱪⱪinimizda wǝ uningƣa «xarab ⱨǝdiyǝ»lǝrni ⱪuyƣinimizda, bizning uningƣa ohxitip poxkallarni etiximizni ⱨǝm uningƣa «xarab ⱨǝdiyǝ»lǝrni ⱪuyuximizni ǝrlirimiz ⱪollimiƣanmu?».
Биз аяллар «Асманларниң ханиши»ға хушбуй яққинимизда вә униңға «шарап һәдийә»ләрни қуйғинимизда, бизниң униңға охшитип пошкалларни етишимизни һәм униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюшимизни әрлиримиз қоллимиғанму?».
20 Yǝrǝmiya barliⱪ hǝlⱪⱪǝ, ⱨǝm ǝrlǝr ⱨǝm ayallarƣa, muxundaⱪ jawabni bǝrgǝnlǝrning ⱨǝmmisigǝ mundaⱪ dedi: —
Йәрәмия барлиқ хәлиққә, һәм әрләр һәм аялларға, мошундақ җавапни бәргәнләрниң һәммисигә мундақ деди: —
21 — «Pǝrwǝrdigarning esidǝ ⱪelip kɵngligǝ tǝgkǝn ix dǝl silǝr, ata-bowiliringlar, padixaⱨliringlar, ǝmirliringlar xundaⱪla zemindiki hǝlⱪning Yǝⱨudadiki xǝⱨǝrlǝrdǝ ⱨǝm Yerusalemdiki rǝstǝ-koqilarda yaⱪⱪan huxbuyi ǝmǝsmu?
— «Пәрвәрдигарниң есидә қелип көңлигә тәккән иш дәл силәр, ата-бовилириңлар, падишалириңлар, әмирлириңлар шундақла зиминдики хәлиқниң Йәһудадики шәһәрләрдә һәм Йерусалимдики рәстә-кочиларда яққан хушбуйи әмәсму?
22 Ahirida Pǝrwǝrdigar silǝrning ⱪilmixinglarning rǝzillikigǝ ⱨǝm sadir ⱪilƣan yirginqlik ixliringlarƣa qidap turalmiƣan; xunga zemininglar bügünki kündikidǝk harabilik, adǝmni dǝⱨxǝt basⱪuqi, lǝnǝt obyekti wǝ adǝmzatsiz bolƣan.
Ахирида Пәрвәрдигар силәрниң қилмишиңларниң рәзиллигигә һәм садир қилған жиркиничлик ишлириңларға чидап туралмиған; шуңа зиминиңлар бүгүнки күндикидәк харабилик, адәмни дәһшәт басқучи, ләнәт объекти вә адәмзатсиз болған.
23 Sǝwǝbi, silǝr huxbuy yaⱪⱪansilǝr, Pǝrwǝrdigarning aldida gunaⱨ sadir ⱪilip, Uning awaziƣa ⱪulaⱪ salmay, Uning nǝ Tǝwrat-ⱪanunida, nǝ bǝlgilimiliridǝ nǝ agaⱨ-guwaⱨliⱪlirida ⱨeq mangmiƣansilǝr; xunga bügünki kündikidǝk bu balayi’apǝt bexinglarƣa qüxti».
Сәвәви, силәр хушбуй яққансиләр, Пәрвәрдигарниң алдида гуна садир қилип, Униң авазиға қулақ салмай, Униң нә Тәврат-қанунида, нә бәлгүлимилиридә нә агаһ-гувалиқлирида һеч маңмиғансиләр; шуңа бүгүнки күндикидәк бу балаю-апәт бешиңларға чүшти».
24 Yǝrǝmiya barliⱪ hǝlⱪⱪǝ, bolupmu barliⱪ ayallarƣa mundaⱪ dedi: — «I Misirda turƣan barliⱪ Yǝⱨuda Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglanglar!
Йәрәмия барлиқ хәлиққә, болупму барлиқ аялларға мундақ деди: — «И Мисирда турған барлиқ Йәһуда Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар!
25 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Silǝr ayallar ɵz aƣzinglar bilǝn: «Biz «Asmanlarning hanixi»ƣa huxbuy yeⱪix, uningƣa «xarab ⱨǝdiyǝ»lǝrni ⱪuyux üqün iqkǝn ⱪǝsǝmlirimizgǝ qoⱪum ǝmǝl ⱪilimiz» degǝnsilǝr wǝ uningƣa ɵz ⱪolliringlar bilǝn ǝmǝl ⱪilƣansilǝr. Əmdi ⱪǝsiminglarda qing turiweringlar! Ⱪǝsiminglarƣa toluⱪ ǝmǝl ⱪiliweringlar!
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Силәр аяллар өз ағзиңлар билән: «Биз «Асманларниң ханиши»ға хушбуй йеқиш, униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюш үчүн ичкән қәсәмлиримизгә чоқум әмәл қилимиз» дегәнсиләр вә униңға өз қоллириңлар билән әмәл қилғансиләр. Әнди қәсимиңларда чиң туривериңлар! Қәсимиңларға толуқ әмәл қиливериңлар!
26 Lekin xundaⱪ bolƣanda, i Misirda turƣan barliⱪ Yǝⱨuda Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglanglar! Mana, Mǝn Ɵzümning uluƣ namim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilƣanmǝnki, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Misirning barliⱪ zeminida turuwatⱪan Yǝⱨudaliⱪ ⱨeqⱪaysi kixi Mening namimni tilƣa elip: «Rǝb Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn!» dǝp ⱪaytidin ⱪǝsǝm iqmǝydu.
Лекин шундақ болғанда, и Мисирда турған барлиқ Йәһуда Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар! Мана, Мән Өзүмниң улуқ намим билән қәсәм қилғанмәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мисирниң барлиқ зиминида туруватқан Йәһудалиқ һеч қайси киши Мениң намимни тилға елип: «Рәб Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қайтидин қәсәм ичмәйду.
27 Mana, Mǝn ularning üstigǝ awat-ⱨalawǝt ǝmǝs, bǝlki balayi’apǝt qüxürüx üqün ularni kɵzlǝwatimǝn; xunga Misirda turuwatⱪan Yǝⱨudadiki barliⱪ kixilǝrning ⱨǝmmisi tügigüqǝ ⱪiliq wǝ ⱪǝⱨǝtqilik bilǝn ⱨalak bolidu.
Мана, Мән уларниң үстигә ават-һалавәт әмәс, бәлки балаю-апәт чүшүрүш үчүн уларни көзләватимән; шуңа Мисирда туруватқан Йәһудадики барлиқ кишиләрниң һәммиси түгигичә қилич вә қәһәтчилик билән һалак болиду.
28 Ⱪiliqtin ⱪutulup ⱪaqⱪanlar bolsa intayin az bir top adǝmlǝr bolup, Misir zeminidin Yǝⱨuda zeminiƣa ⱪaytip kelidu; xuning bilǝn Misir zeminiƣa olturaⱪlixayli dǝp kǝlgǝn Yǝⱨudaning ⱪaldisi kimning sɵzining, Meningki yaki ularning inawǝtlik bolƣanliⱪini ispatlap bilip yetidu.
Қиличтин қутулуп қачқанлар болса интайин аз бир топ адәмләр болуп, Мисир зиминидин Йәһуда зиминиға қайтип келиду; шуниң билән Мисир зиминиға олтирақлишайли дәп кәлгән Йәһуданиң қалдиси кимниң сөзиниң, Мениңки яки уларниң инавәтлик болғанлиғини испатлап билип йетиду.
29 Mening silǝrni bu yǝrdǝ jazalaydiƣanliⱪimƣa, Mening sɵzlirimning qoⱪum silǝrgǝ külpǝt kǝltürmǝy ⱪoymaydiƣanliⱪini bilixinglar üqun silǝrgǝ xu aldin’ala bexarǝt boliduki, — dǝydu Pǝrwǝrdigar,
Мениң силәрни бу йәрдә җазалайдиғанлиғимға, Мениң сөзлиримниң чоқум силәргә күлпәт кәлтүрмәй қоймайдиғанлиғини билишиңлар үчун силәргә шу алдин-ала бешарәт болидуки, — дәйду Пәрвәрдигар,
30 — Mana, Mening Yǝⱨuda padixaⱨi Zǝdǝkiyani uning düxmini, jenini ⱪoƣlap izdigǝn Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsarning ⱪoliƣa tapxurƣinimdǝk Mǝn ohxaxla Misir padixaⱨi Pirǝwn Hofrani ɵz düxmǝnlirining ⱪoliƣa ⱨǝmdǝ jenini izdigǝn kixilǝrning ⱪoliƣa tapxurimǝn — dǝydu Pǝrwǝrdigar».
— Мана, Мениң Йәһуда падишаси Зәдәкияни униң дүшмини, җенини қоғлап издигән Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшурғинимдәк Мән охшашла Мисир падишаси Пирәвн Хофрани өз дүшмәнлириниң қолиға һәмдә җенини издигән кишиләрниң қолиға тапшуримән — дәйду Пәрвәрдигар».