< Yǝrǝmiya 43 >

1 Xundaⱪ boldiki, Yǝrǝmiya ularning Hudasi Pǝrwǝrdigarning ⱨǝmmǝ sɵzlirini barliⱪ hǝlⱪⱪǝ eytip tügǝtti (Hudasi Pǝrwǝrdigar Yǝrǝmiyani ularƣa bu barliⱪ sɵzlǝrni eytix üqün ǝwǝtkǝn), —
Шундақ болдики, Йәрәмия уларниң Худаси Пәрвәрдигарниң һәммә сөзлирини барлиқ хәлиққә ейтип түгәтти (Худаси Пәрвәрдигар Йәрәмияни уларға бу барлиқ сөзләрни ейтиш үчүн әвәткән), —
2 xuning bilǝn Ⱨoxiyaning oƣli Azariya wǝ Kareaⱨning oƣli Yoⱨanan wǝ xundaⱪla barliⱪ ⱨali qong adǝmlǝr Yǝrǝmiyaƣa mundaⱪ dedi: — «Sǝn yalƣan eytiwatisǝn! Hudayimiz Pǝrwǝrdigar seni bizgǝ: «Silǝr Misirda olturaⱪlixix üqün barmanglar!» deyixkǝ ǝwǝtkǝn ǝmǝs;
шуниң билән Һошияниң оғли Азария вә Кареаһниң оғли Йоһанан вә шундақла барлиқ һали чоң адәмләр Йәрәмияға мундақ деди: — «Сән ялған ейтиватисән! Худайимиз Пәрвәрдигар сени бизгә: «Силәр Мисирда олтирақлишиш үчүн бармаңлар!» дейишкә әвәткән әмәс;
3 bǝlki Neriyaning oƣli Baruⱪ qoⱪum seni bizgǝ ⱪarxilaxturup, bizni Kaldiylǝrning ⱪoliƣa tapxuruxⱪa küxkürtmǝktǝ; xuning bilǝn ular bizni ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilidu yaki bizni Babilƣa sürgün ⱪilidu».
бәлки Нерияниң оғли Баруқ чоқум сени бизгә қаршилаштуруп, бизни Калдийләрниң қолиға тапшурушқа күшкүртмәктә; шуниң билән улар бизни өлүмгә мәһкүм қилиду яки бизни Бабилға сүргүн қилиду».
4 Xuning bilǝn Kareaⱨning oƣli Yoⱨanan, lǝxkǝr baxliⱪlirining ⱨǝmmisi wǝ barliⱪ hǝlⱪ Pǝrwǝrdigarning: «Yǝⱨuda zeminida turup ⱪelinglar» degǝn awaziƣa ⱪulaⱪ salmidi;
Шуниң билән Кареаһниң оғли Йоһанан, ләшкәр башлиқлириниң һәммиси вә барлиқ хәлиқ Пәрвәрдигарниң: «Йәһуда зиминида туруп қелиңлар» дегән авазиға қулақ салмиди;
5 bǝlki Kareaⱨning oƣli Yoⱨanan wǝ barliⱪ lǝxkǝr baxliⱪliri ⱨǝydiwetilgǝn barliⱪ ǝllǝrdin Yǝⱨuda zeminida olturaⱪlixixⱪa ⱪaytip kǝlgǝn Yǝⱨudaning pütün ⱪaldisini,
бәлки Кареаһниң оғли Йоһанан вә барлиқ ләшкәр башлиқлири һайдиветилгән барлиқ әлләрдин Йәһуда зиминида олтирақлишишқа қайтип кәлгән Йәһуданиң пүтүн қалдисини,
6 yǝni ǝrlǝr, ⱪiz-ayallar, balilar wǝ padixaⱨning ⱪizlirini, jümlidin ⱪarawul begi Nebuzar-Adan Aⱨikamning oƣli Gǝdaliyaƣa tapxurƣan ⱨǝrbir kixini ⱨǝmdǝ Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝr ⱨǝm Neriyaning oƣli Baruⱪni elip,
йәни әрләр, қиз-аяллар, балилар вә падишаниң қизлирини, җүмлидин қаравул беги Небузар-Адан Аһикамниң оғли Гәдалияға тапшурған һәр бир кишини һәмдә Йәрәмия пәйғәмбәр һәм Нерияниң оғли Баруқни елип,
7 Misir zeminiƣa kirip kǝldi; ular Pǝrwǝrdigarning ǝmrigǝ itaǝt ⱪilmidi. Ular Taⱨpanǝs xǝⱨirigǝ yetip kǝldi.
Мисир зиминиға кирип кәлди; улар Пәрвәрдигарниң әмригә итаәт қилмиди. Улар Таһпанәс шәһиригә йетип кәлди.
8 Pǝrwǝrdigarning sɵzi Yǝrǝmiyaƣa Taⱨpanǝstǝ kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға Таһпанәстә келип мундақ дейилди: —
9 Yǝⱨudiylarning kɵz aldidila, ⱪolungƣa birnǝqqǝ qong taxlarni elip Pirǝwnning Taⱨpanǝstiki ordisining kirix yolining yenidiki hixliⱪ yoldiki seƣiz layƣa kɵmüp yoxurup,
Йәһудийларниң көз алдидила, қолуңға бир нәччә чоң ташларни елип Пирәвнниң Таһпанәстики ордисиниң кириш йолиниң йенидики хишлиқ йолдики сеғиз лайға көмүп йошуруп,
10 ularƣa mundaⱪ degin: — Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn Mening ⱪulum bolƣan Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsarni qaⱪirip epkelimǝn, u mǝn kɵmüp yoxurƣan bu taxlar üstigǝ ɵz tǝhtini salidu; ularning üstigǝ xaⱨanǝ qedirini yeyip tikidu.
уларға мундақ дегин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Мениң қулум болған Бабил падишаси Небоқаднәсарни чақирип епкелимән, у мән көмүп йошурған бу ташлар үстигә өз тәхтини салиду; уларниң үстигә шаһанә чедирини йейип тикиду.
11 U kelip Misir zeminida jǝng ⱪilidu; ɵlümgǝ bekitilgǝnlǝr ɵlidu; sürgün boluxⱪa bekitilgǝnlǝr sürgün bolidu; ⱪiliqⱪa bekitilgǝnlǝr ⱪiliqlinidu.
У келип Мисир зиминида җәң қилиду; өлүмгә бекитилгәнләр өлиду; сүргүн болушқа бекитилгәнләр сүргүн болиду; қиличқа бекитилгәнләр қиличлиниду.
12 Mǝn Misirdiki butlarning ɵylirigǝ ot yaⱪturƣuzimǝn; u ularni kɵydürüp, butlirini elip sürgün ⱪilidu; ⱪoy padiqisi ɵz tonini kiygǝndǝk Neboⱪadnǝsarmu Misir zeminini ɵzigǝ kiyiwalidu; u xu yǝrdin aman-esǝn qiⱪidu.
Мән Мисирдики бутларниң өйлиригә от яқтурғузимән; у уларни көйдүрүп, бутлирини елип сүргүн қилиду; қой падичиси өз тонини кийгәндәк Небоқаднәсарму Мисир зиминини өзигә кийивалиду; у шу йәрдин аман-есән чиқиду.
13 U Misir zeminidiki «Ⱪuyax ibadǝthanisi»diki tüwrüklǝrni qeⱪiwetidu; u Misirdiki butlirining ɵylirigǝ ot ⱪoyup kɵydüriwetidu.
У Мисир зиминидики «Қуяш ибадәтханиси»дики түврүкләрни чеқиветиду; у Мисирдики бутлириниң өйлиригә от қоюп көйдүриветиду.

< Yǝrǝmiya 43 >