< Yǝrǝmiya 41 >

1 Əmdi yǝttinqi ayda xundaⱪ boldiki, xaⱨzadǝ, xundaⱪla padixaⱨning bax ǝmǝldarliridin biri bolƣan Əlixamaning nǝwrisi, Nǝtaniyaning oƣli Ixmail on adǝm elip Mizpaⱨƣa, Aⱨikamning oƣli Gǝdaliyaning yeniƣa kǝldi; ular xu yǝrdǝ, yǝni Mizpaⱨda nan oxtup ƣizalanƣanda,
Әнди йәттинчи айда шундақ болдики, шаһзадә, шундақла падишаниң баш әмәлдарлиридин бири болған Әлишаманиң нәвриси, Нәтанияниң оғли Ишмаил он адәм елип Мизпаһға, Аһикамниң оғли Гәдалияниң йениға кәлди; улар шу йәрдә, йәни Мизпаһда нан уштуп ғизаланғанда,
2 Nǝtaniyaning oƣli Ixmail ⱨǝm u epkǝlgǝn on adǝm ornidin turup, Aⱨikamning oƣli Gǝdaliyaƣa ⱪiliq qapti; ularning xundaⱪ ⱪilixi Babil padixaⱨi Yǝⱨuda zemini üstigǝ ⱨɵkümranliⱪⱪa bǝlgiligǝnni ɵltürüxtin ibarǝt idi.
Нәтанияниң оғли Ишмаил һәм у епкәлгән он адәм орнидин туруп, Аһикамниң оғли Гәдалияға қилич чапти; уларниң шундақ қилиши Бабил падишаси Йәһуда зимини үстигә һөкүмранлиққа бәлгүлигәнни өлтүрүштин ибарәт еди.
3 Ixmail Mizpaⱨda Gǝdaliyaƣa ⱨǝmraⱨ bolƣan barliⱪ Yǝⱨudiylar wǝ xu yǝrdǝ turuwatⱪan barliⱪ Kaldiy jǝnggiwar lǝxkǝrlǝrni ɵltürüwǝtti.
Ишмаил Мизпаһда Гәдалияға һәмраһ болған барлиқ Йәһудийлар вә шу йәрдә туруватқан барлиқ Калдий җәңгивар ләшкәрләрни өлтүрүвәтти.
4 Xundaⱪ boldiki, Gǝdaliyani ɵltürüwǝtkǝndin keyin, ikkinqi künigiqǝ ⱨeqkim tehi uningdin hǝwǝr tapmiƣanidi,
Шундақ болдики, Гәдалияни өлтүрүвәткәндин кейин, иккинчи күнигичә һеч ким техи униңдин хәвәр тапмиған еди,
5 mana Xǝⱪǝm, Xiloⱨ ⱨǝm Samariyǝdin sǝksǝn adǝm yetip kǝldi. Ular saⱪilini qüxürgǝn, kiyimlirini yirtⱪan, ǝtlirini tilƣan, Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ sunuxⱪa ⱪolida ⱨǝdiyǝlǝrni ⱨǝm huxbuyni tutⱪan ⱨalda kǝlgǝnidi.
мана Шәқәм, Шилоһ һәм Самарийәдин сәксән адәм йетип кәлди. Улар сақилини чүшүргән, кийимлирини житқан, әтлирини тилған, Пәрвәрдигарниң өйигә сунушқа қолида һәдийәләрни һәм хушбуйни тутқан һалда кәлгән еди.
6 Nǝtaniyaning oƣli Ixmail ularni ⱪarxi elixⱪa mangƣiniqǝ yiƣliƣanƣa selip Mizpaⱨdin qiⱪti; ularƣa: «Mǝrⱨǝmǝt, Aⱨikamning oƣli Gǝdaliya bilǝn kɵrüxüxkǝ apirimǝn» — dedi.
Нәтанияниң оғли Ишмаил уларни қарши елишқа маңғиничә жиғлиғанға селип Мизпаһдин чиқти; уларға: «Мәрһәмәт, Аһикамниң оғли Гәдалия билән көрүшүшкә апиримән» — деди.
7 Xundaⱪ boldiki, ular xǝⱨǝr otturisiƣa yǝtkǝndǝ, Nǝtaniyaning oƣli Ixmail wǝ uning bilǝn billǝ bolƣan adǝmlǝr ularni ɵltürüp jǝsǝtlirini su azgiliƣa taxliwǝtti.
Шундақ болдики, улар шәһәр оттурисиға йәткәндә, Нәтанияниң оғли Ишмаил вә униң билән биллә болған адәмләр уларни өлтүрүп җәсәтлирини су азгилиға ташливәтти.
8 Ⱨalbuki, ular arisidin on adǝm Ixmailƣa: «Bizni ɵltürüwǝtmǝ, qünki dalada bizning yoxurup ⱪoyƣan buƣday, arpa, zǝytun meyi wǝ ⱨǝsǝl ⱪatarliⱪ ozuⱪ-tülükimiz bar» — dedi. Xunga u ⱪolini yiƣip, buradǝrliri arisidin ularni ɵltürmidi.
Һалбуки, улар арисидин он адәм Ишмаилға: «Бизни өлтүрүвәтмә, чүнки далада бизниң йошуруп қойған буғдай, арпа, зәйтун мейи вә һәсәл қатарлиқ озуқ-түлүгимиз бар» — деди. Шуңа у қолини жиғип, бурадәрлири арисидин уларни өлтүрмиди.
9 Ixmail ɵltürgǝn adǝmlǝrning jǝsǝtlirini taxliwǝtkǝn bu azgal bolsa, intayin qong idi; uni ǝsli padixaⱨ Asa Israil padixaⱨi Baaxadin ⱪorⱪup kolap yasiƣanidi. Nǝtaniyaning oƣli Ixmail bu azgalni jǝsǝtlǝr bilǝn toldurdi.
Ишмаил өлтүргән адәмләрниң җәсәтлирини ташливәткән бу азгал болса, интайин чоң еди; уни әсли падиша Аса Исраил падишаси Баашадин қорқуп колап ясиған еди. Нәтанияниң оғли Ишмаил бу азгални җәсәтләр билән толдурди.
10 Ixmail Mizpaⱨta turƣan hǝlⱪning ⱪaldisining ⱨǝmmisini, jümlidin ⱪarawul begi Nebuzar-Adan Aⱨikamning oƣli Gǝdaliyaƣa tapxurƣan padixaⱨning ⱪizliri wǝ Mizpaⱨda ⱪalƣan barliⱪ kixilǝrni ǝsirgǝ elip kǝtti; Nǝtaniyaning oƣli Ixmail ularni ǝsirgǝ elip Ammoniylarning ⱪexiƣa ɵtüxkǝ yol aldi.
Ишмаил Мизпаһта турған хәлиқниң қалдисиниң һәммисини, җүмлидин қаравул беги Небузар-Адан Аһикамниң оғли Гәдалияға тапшурған падишаниң қизлири вә Мизпаһда қалған барлиқ кишиләрни әсиргә елип кәтти; Нәтанияниң оғли Ишмаил уларни әсиргә елип Аммонийларниң қешиға өтүшкә йол алди.
11 Kareaⱨning oƣli Yoⱨanan wǝ uning ⱪexidiki ⱨǝmmǝ lǝxkǝr baxliⱪliri Nǝtaniyaning oƣli Ixmail sadir ⱪilƣan barliⱪ rǝzilliktin hǝwǝr tapti;
Кареаһниң оғли Йоһанан вә униң қешидики һәммә ләшкәр башлиқлири Нәтанияниң оғли Ишмаил садир қилған барлиқ рәзилликтин хәвәр тапти;
12 xuning bilǝn ular barliⱪ adǝmlirini elip Nǝtaniyaning oƣli Ixmailƣa jǝng ⱪilixⱪa qiⱪti; ular Gibeondiki qong kɵl boyida uning bilǝn uqraxti.
шуниң билән улар барлиқ адәмлирини елип Нәтанияниң оғли Ишмаилға җәң қилишқа чиқти; улар Гибеондики чоң көл бойида униң билән учрашти.
13 Ixmailning ⱪolida turƣan barliⱪ hǝlⱪ Kareaⱨning oƣli Yoⱨanan ⱨǝm uning ⱨǝmraⱨliri bolƣan barliⱪ lǝxkǝr baxliⱪlirini kɵrgǝndǝ huxal boldi.
Ишмаилниң қолида турған барлиқ хәлиқ Кареаһниң оғли Йоһанан һәм униң һәмраһлири болған барлиқ ләшкәр башлиқлирини көргәндә хошал болди.
14 Ixmail Mizpaⱨdin elip kǝtkǝn barliⱪ hǝlⱪ yoldin yenip, Kareaⱨning oƣli Yoⱨananning yeniƣa kǝldi.
Ишмаил Мизпаһдин елип кәткән барлиқ хәлиқ йолдин йенип, Кареаһниң оғли Йоһананниң йениға кәлди.
15 Lekin Nǝtaniyaning oƣli Ixmail sǝkkiz adimi bilǝn Yoⱨanandin ⱪeqip, Ammoniylar tǝripigǝ ɵtüp kǝtti.
Лекин Нәтанияниң оғли Ишмаил сәккиз адими билән Йоһанандин қечип, Аммонийлар тәрипигә өтүп кәтти.
16 Andin Kareaⱨning oƣli Yoⱨanan ⱨǝm uning ⱨǝmraⱨliri bolƣan barliⱪ lǝxkǝr baxliⱪliri Nǝtaniyaning oƣli Ixmail Aⱨikamning oƣli Gǝdaliyani ɵltürgǝndin keyin Mizpaⱨdin elip kǝtkǝn hǝlⱪning ⱪaldisining ⱨǝmmisini ɵz ⱪexiƣa aldi; u ularni, yǝni jǝnggiwar lǝxkǝrlǝr, ⱪiz-ayallar, balilar wǝ orda ǝmǝldarlirini Gibeondin elip kǝtti.
Андин Кареаһниң оғли Йоһанан һәм униң һәмраһлири болған барлиқ ләшкәр башлиқлири Нәтанияниң оғли Ишмаил Аһикамниң оғли Гәдалияни өлтүргәндин кейин Мизпаһдин елип кәткән хәлиқниң қалдисиниң һәммисини өз қешиға алди; у уларни, йәни җәңгивар ләшкәрләр, қиз-аяллар, балилар вә орда әмәлдарлирини Гибеондин елип кәтти.
17 Ular Kaldiyilǝrdin ɵzlirini ⱪaqurux üqün Misirƣa ⱪarap yol elip Bǝyt-Lǝⱨǝmgǝ yeⱪin bolƣan Gerut-Ⱪimhamda tohtap turdi.
Улар Калдийиләрдин өзлирини қачуруш үчүн Мисирға қарап йол елип Бәйт-Ләһәмгә йеқин болған Герут-Қимхамда тохтап турди.
18 Sǝwǝbi bolsa, ular Kaldiylǝrdin ⱪorⱪatti; qünki Babil padixaⱨi zemin üstigǝ ⱨɵkümranliⱪⱪa bǝlgiligǝn Aⱨikamning oƣli Gǝdaliyani Nǝtaniyaning oƣli Ixmail ɵltürüwǝtkǝnidi.
Сәвәви болса, улар Калдийләрдин қорқатти; чүнки Бабил падишаси зимин үстигә һөкүмранлиққа бәлгүлигән Аһикамниң оғли Гәдалияни Нәтанияниң оғли Ишмаил өлтүрүвәткән еди.

< Yǝrǝmiya 41 >