< Yǝrǝmiya 4 >
1 — «Bu yollirimdin burulay!» desǝng, i Israil — dǝydu Pǝrwǝrdigar — Əmdi Mening yenimƣa burulup ⱪaytip kǝl! Əgǝr bu yirginqlikliringni kɵzümdin neri ⱪilsang, wǝ xundaⱪla yoldin yǝnǝ tenǝp kǝtmisǝng,
— «Бу йоллиримдин бурулай!» десәң, и Исраил — дәйду Пәрвәрдигар — Әнди Мениң йенимға бурулуп қайтип кәл! Әгәр бу жиркиничликлириңни көзүмдин нери қилсаң, вә шундақла йолдин йәнә тенәп кәтмисәң,
2 — ǝgǝr sǝn: «Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn!» dǝp ⱪǝsǝm iqkiningdǝ, u ⱪǝsǝm ⱨǝⱪiⱪǝt, adalǝt wǝ ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bilǝn bolsa, undaⱪta yat ǝllǝrmu Uning namida ɵzlirigǝ bǝht tilixidu wǝ Uni ɵzining pǝhir-xɵⱨriti ⱪilidu.
— әгәр сән: «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичкиниңдә, у қәсәм һәқиқәт, адаләт вә һәққанийлиқ билән болса, ундақта ят әлләрму Униң намида өзлиригә бәхит тилишиду вә Уни өзиниң пәхир-шөһрити қилиду.
3 Qünki Pǝrwǝrdigar Yǝⱨudadikilǝr wǝ Yerusalemdikilǝrgǝ mundaⱪ dǝydu: — «Boz yeringlarni qepip aƣdurunglar; tikǝnlik arisiƣa uruⱪ qaqmanglar!
Чүнки Пәрвәрдигар Йәһудадикиләр вә Йерусалимдикиләргә мундақ дәйду: — «Боз йериңларни чепип ағдуруңлар; тикәнлик арисиға уруқ чачмаңлар!
4 Ɵzliringlarni Pǝrwǝrdigarning yolida sünnǝt ⱪilinglar; ⱪǝlbinglarni sünnǝt ⱪilinglar, i Yǝⱨudadikilǝr wǝ Yerusalemda turuwatⱪanlar! — Bolmisa, Mening ⱪǝⱨrim partlap ot bolup silǝrni kɵydüriwetidu; ⱪilmixliringlarning rǝzilliki tüpǝylidin uni ɵqürǝlǝydiƣan ⱨeqkim qiⱪmaydu.
Өзлириңларни Пәрвәрдигарниң йолида сүннәт қилиңлар; қәлбиңларни сүннәт қилиңлар, и Йәһудадикиләр вә Йерусалимда туруватқанлар! — Болмиса, Мениң қәһрим партлап от болуп силәрни көйдүриветиду; қилмишлириңларниң рәзиллиги түпәйлидин уни өчүрәләйдиған һеч ким чиқмайду.
5 — Yǝⱨudada muxularni elan ⱪilip, Yerusalemda: — «Zemin-zeminda kanay qelinglar!» — dǝp jakarlanglar; «Yiƣilinglar! Mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrlǝrgǝ ⱪeqip kirǝyli!» — dǝp nida ⱪilinglar!
— Йәһудада мошуларни елан қилип, Йерусалимда: — «Зимин-зиминда канай челиңлар!» — дәп җакалаңлар; «Жиғилиңлар! Мустәһкәм шәһәрләргә қечип кирәйли!» — дәп нида қилиңлар!
6 Zionni kɵrsitidiƣan bir tuƣni tiklǝnglar; dǝrⱨal ⱪeqinglar, keqikip ⱪalmanglar! Qünki Mǝn külpǝt, yǝni zor bir ⱨalakǝtni ximaldin elip kelimǝn.
Зионни көрситидиған бир туғни тикләңлар; дәрһал қечиңлар, кечигип қалмаңлар! Чүнки Мән күлпәт, йәни зор бир һалакәтни шималдин елип келимән.
7 Xir ɵz qatⱪalliⱪidin qiⱪti, «ǝllǝrni yoⱪatⱪuqi» yolƣa qiⱪti; u ɵz jayidin qiⱪip zeminingni wǝyran ⱪilixⱪa kelidu; xǝⱨǝrliring wǝyran ⱪilinip, adǝmzatsiz bolidu.
Шир өз чатқаллиғидин чиқти, «әлләрни йоқатқучи» йолға чиқти; у өз җайидин чиқип зиминиңни вәйран қилишқа келиду; шәһәрлириң вәйран қилинип, адәмзатсиз болиду.
8 Bu sǝwǝbtin ɵzliringlarƣa bɵz kiyim oranglar, dad-pǝryad kɵtürüp nalǝ ⱪilinglar! Qünki Pǝrwǝrdigarning ⱪattiⱪ ƣǝzipi bizdin yanmidi!
Бу сәвәптин өзлириңларға бөз кийим ораңлар, дад-пәряд көтирип налә қилиңлар! Чүнки Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви биздин янмиди!
9 Xu küni xundaⱪ boliduki, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — padixaⱨning yüriki, ǝmirlǝrning yürikimu su bolup ketidu, kaⱨinlar alaⱪzadǝ bolup, pǝyƣǝmbǝrlǝr tǝǝjjüplinidu.
Шу күни шундақ болидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — падишаниң жүриги, әмирләрниң жүригиму су болуп кетиду, каһинлар алақзадә болуп, пәйғәмбәрләр тәәҗҗүплиниду.
10 — Andin mǝn: — Aⱨ, Rǝb Pǝrwǝrdigar! Bǝrⱨǝⱪ Sǝn bu hǝlⱪni, jümlidin Yerusalemni: «Silǝr aman-tinq bolisilǝr» dǝp aldiding; ǝmǝliyǝttǝ bolsa ⱪiliq janƣa yetip kǝldi, dedim.
— Андин мән: — Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Бәрһәқ Сән бу хәлиқни, җүмлидин Йерусалимни: «Силәр аман-тинич болисиләр» дәп алдидиң; әмәлийәттә болса қилич җанға йетип кәлди, дедим.
11 — Xu qaƣda bu hǝlⱪⱪǝ wǝ Yerusalemƣa mundaⱪ deyilidu: «Qɵl-bayawandiki egizliklǝrdin qiⱪⱪan issiⱪ bir xamal hǝlⱪimning ⱪizining yoliƣa ⱪarap qüxidu; lekin u haman soruxⱪa yaki dan ayrixⱪa muwapiⱪ kǝlmǝydu!
— Шу чағда бу хәлиққә вә Йерусалимға мундақ дейилиду: «Чөл-баявандики егизликләрдин чиққан иссиқ бир шамал хәлқимниң қизиниң йолиға қарап чүшиду; лекин у хаман сорушқа яки дан айришқа мувапиқ кәлмәйду!
12 — Buningdin ǝxǝddiy bir xamal Mǝndin qiⱪidu; mana, Mǝn ⱨazir ularƣa jaza ⱨɵkümlirini jakarlaymǝn.
— Буниңдин әшәддий бир шамал Мәндин чиқиду; мана, Мән һазир уларға җаза һөкүмлирини җакалаймән.
13 Mana, u top bulutlardǝk kelidu, uning jǝng ⱨarwiliri ⱪara ⱪuyundǝktur, uning atliri bürkütlǝrdin tezdur! — «Ⱨalimizƣa way! Qünki biz nabut bolduⱪ!»
Мана, у топ булутлардәк келиду, униң җәң һарвулири қара қуюндәктур, униң атлири бүркүтләрдин тездур! — «Һалимизға вай! Чүнки биз набут болдуқ!»
14 — «I Yerusalem, ɵz ⱪutuluxung üqün ⱪǝlbingni rǝzilliktin yuyuwǝt; ⱪaqanƣiqǝ kɵnglünggǝ biⱨudǝ oy-hiyallarni püküp turisǝn?
— «И Йерусалим, өз қутулушуң үчүн қәлбиңни рәзилликтин жуювәт; қачанғичә көңлүңгә беһудә ой-хиялларни пүкүп турисән?
15 Qünki Dan diyaridin, Əfraimdiki egizliklǝrdinmu azab-külpǝtni elan ⱪilidiƣan bir awaz anglitilidu: —
Чүнки Дан дияридин, Әфраимдики егизликләрдинму азап-күлпәтни елан қилидиған бир аваз аңлитилиду: —
16 Ular: Əllǝrgǝ elan ⱪilinglar, Yerusalemƣimu anglitinglar: — Mana, ⱪorxawƣa alƣuqilar yiraⱪ yurttin keliwatidu! Ular Yǝⱨuda xǝⱨǝrlirigǝ ⱪarxi jǝng quⱪanlirini kɵtürüxkǝ tǝyyar! — dǝydu.
Улар: Әлләргә елан қилиңлар, Йерусалимғиму аңлитиңлар: — Мана, қоршавға алғучилар жирақ жуттин келиватиду! Улар Йәһуда шәһәрлиригә қарши җәң чуқанлирини көтиришкә тәйяр! — дәйду.
17 Etizliⱪni mudapiǝ ⱪiliwatⱪanlardǝk, ular Yerusalemni ⱪorxiwalidu; qünki u Manga asiyliⱪ ⱪilƣan, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Етизлиқни мудапиә қиливатқанлардәк, улар Йерусалимни қоршивалиду; чүнки у Маңа асийлиқ қилған, — дәйду Пәрвәрдигар.
18 Sening yolung wǝ ⱪilmixliring muxularni ɵz bexingƣa qüxürdi; bu rǝzillikingning aⱪiwitidur; bǝrⱨǝⱪ, u azabliⱪtur, yürikinggimu sanjiydu!».
Сениң йолуң вә қилмишлириң мошуларни өз бешиңға чүшүрди; бу рәзиллигиңниң ақивитидур; бәрһәқ, у азаплиқтур, жүригиңгиму санҗийду!».
19 — [Mǝn]: «Aⱨ, iq-baƣrim! Iq-baƣrim! Tolƣaⱪⱪa qüxtüm! Aⱨ, kɵnglüm azablandi! Yürikim düpüldǝwatidu, süküt ⱪilip turalmaymǝn; qünki mǝn kanayning awazini anglaymǝn; jǝng quⱪanliri jenimƣa sanjidi.
— [Мән]: «Аһ, ич-бағрим! Ич-бағрим! Толғаққа чүштүм! Аһ, көңлүм азапланди! Жүригим дүпүлдәватиду, сүкүт қилип туралмаймән; чүнки мән канайниң авазини аңлаймән; җәң чуқанлири җенимға санҗиди.
20 Apǝt üstigǝ apǝt qüxti! Pütkül zemin wǝyran boldi; qedirlirim dǝⱪiⱪidǝ bǝrbat ⱪilindi, pǝrdilirim ⱨayt-ⱨuytning iqidǝ yirtip taxlandi!
Апәт үстигә апәт чүшти! Пүткүл зимин вәйран болди; чедирлирим дәқиқидә бәрбат қилинди, пәрдилирим һайт-һуйтниң ичидә житип ташланди!
21 Ⱪaqanƣiqǝ tuƣⱪa ⱪarap turuxum, jǝng awazlirini anglixim kerǝk?» — [dedim].
Қачанғичә туққа қарап турушум, җәң авазлирини аңлишим керәк?» — [дедим].
22 — «Qünki Mening hǝlⱪim nadandur; ular Meni ⱨeq tonumiƣan; ular ǝⱪli yoⱪ balilar, ular ⱨeq yorutulmiƣan; rǝzillikkǝ nisbǝtǝn ular danadur, ǝmma yahxiliⱪⱪa nisbǝtǝn ular bilimsizdur».
— «Чүнки Мениң хәлқим надандур; улар Мени һеч тонумиған; улар әқли йоқ балилар, улар һеч йорутулмиған; рәзилликкә нисбәтән улар данадур, амма яхшилиққа нисбәтән улар билимсиздур».
23 — «Mǝn yǝr yüzigǝ ⱪaridim; mana, u xǝkilsiz wǝ ⱪup-ⱪuruⱪ boldi; asmanlarƣimu ⱪaridim, u nursiz ⱪaldi;
— «Мән йәр йүзигә қаридим; мана, у шәкилсиз вә қуп-қуруқ болди; асманларғиму қаридим, у нурсиз қалди;
24 taƣlarƣa ⱪaridim, mana, ular zilziligǝ kǝldi, barliⱪ dɵnglǝr ǝxǝddiy silkinip kǝtti.
тағларға қаридим, мана, улар зил-зилигә кәлди, барлиқ дөңләр әшәддий силкинип кәтти.
25 Ⱪarap turuwǝrdim, wǝ mana, insan yoⱪ idi, asmandiki barliⱪ uqar-ⱪanatlarmu ɵzlirini daldiƣa aldi.
Қарап турувәрдим, вә мана, инсан йоқ еди, асмандики барлиқ учар-қанатларму өзлирини далдиға алди.
26 Mǝn ⱪaridim, mana, baƣ-etizlar qɵl-bayawanƣa aylandi, barliⱪ xǝⱨǝrlǝr Pǝrwǝrdigar aldida, yǝni uning ⱪattiⱪ ƣǝzipi aldida wǝyran boldi.
Мән қаридим, мана, бағ-етизлар чөл-баяванға айланди, барлиқ шәһәрләр Пәрвәрдигар алдида, йәни униң қаттиқ ғәзиви алдида вәйран болди.
27 Qünki Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Pütkül zemin wǝyran bolidu; ǝmma Mǝn uni pütünlǝy yoⱪatmaymǝn.
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Пүткүл зимин вәйран болиду; амма Мән уни пүтүнләй йоқатмаймән.
28 Buning tüpǝylidin pütkül yǝr yüzi matǝm tutidu, yuⱪirida asman ⱪariliⱪ bilǝn ⱪaplinidu; qünki Mǝn xundaⱪ sɵz ⱪildim, Mǝn xundaⱪ niyǝtkǝ kǝlgǝnmǝn; Mǝn uningdin ɵkünmǝymǝn, uningdin ⱨeq yanmaymǝn;
Буниң түпәйлидин пүткүл йәр йүзи матәм тутиду, жуқурида асман қарилиқ билән қаплиниду; чүнки Мән шундақ сөз қилдим, Мән шундақ нийәткә кәлгәнмән; Мән униңдин өкүнмәймән, униңдин һеч янмаймән;
29 atliⱪlar wǝ oⱪyaliⱪlarning xawⱪun-sürǝni bilǝn ⱨǝrbir xǝⱨǝrdikilǝr ⱪeqip ketidu; ular qatⱪalliⱪlarƣa kirip mɵküwalidu, taxlar üstigǝ qiⱪiwalidu; barliⱪ xǝⱨǝrlǝr taxlinip adǝmzatsiz ⱪalidu.
атлиқлар вә оқялиқларниң шавқун-сүрәни билән һәр бир шәһәрдикиләр қечип кетиду; улар чатқаллиқларға кирип мөкүвалиду, ташлар үстигә чиқивалиду; барлиқ шәһәрләр ташлинип адәмзатсиз қалиду.
30 — Sǝn, i ⱨalak bolƣuqi, nemǝ ⱪilmaⱪqisǝn? Gǝrqǝ sǝn pǝrǝng kiyimlǝrni kiygǝn bolsangmu, altun zibu-zinnǝtlǝrni taⱪiƣan bolsangmu, kɵz-ⱪaxliringni osma bilǝn pǝrdazliƣan bolsangmu, ɵzüngni yasiƣining bikardur; sening axiⱪliring seni kǝmsitidu; ular jeningni izdǝwatidu.
— Сән, и һалак болғучи, немә қилмақчисән? Гәрчә сән пәрәң кийимләрни кийгән болсаңму, алтун зибу-зиннәтләрни тақиған болсаңму, көз-қашлириңни осма билән пәрдазлиған болсаңму, өзүңни ясиғиниң бекардур; сениң ашиқлириң сени кәмситиду; улар җениңни издәватиду.
31 Qünki mǝn tolƣaⱪⱪa qüxkǝn ayalningkidǝk bir awazni, tunji balini tuƣⱪandikidǝk azabda bolƣan Zion ⱪizining awazini anglawatimǝn; u ⱪollirini sozup: «Ⱨalimƣa way! Bu ⱪatillar tüpǝylidin ⱨalimdin kǝttim!» dǝp ⱨasirimaⱪta.
Чүнки мән толғаққа чүшкән аялниңкидәк бир авазни, тунҗа балини туққандикидәк азапда болған Зион қизиниң авазини аңлаватимән; у қоллирини созуп: «Һалимға вай! Бу қатиллар түпәйлидин һалимдин кәттим!» дәп һасиримақта.