< Yǝrǝmiya 38 >

1 Mattanning oƣli Sǝfatiya, Paxhurning oƣli Gǝdaliya, Xǝmǝliyaning oƣli Jukal wǝ Malkiyaning oƣli Paxhurlar bolsa Yǝrǝmiyaning hǝlⱪⱪǝ: —
Маттанниң оғли Сәфатия, Пашхурниң оғли Гәдалия, Шәмәлияниң оғли Җукал вә Малкияниң оғли Пашхурлар болса Йәрәмияниң хәлиққә: —
2 «Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Bu xǝⱨǝrdǝ ⱪelip ⱪalƣan adǝmlǝr bolsa ⱪiliq, ⱪǝⱨǝtqilik wǝ waba bilǝn ɵlidu; lekin kimki qiⱪip Kaldiylǝrgǝ tǝslim bolsa ⱨayat ⱪalidu; jeni ɵzigǝ oljidǝk ⱪalidu; u ⱨayat ⱪalidu.
«Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бу шәһәрдә қелип қалған адәмләр болса қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлиду; лекин кимки чиқип Калдийләргә тәслим болса һаят қалиду; җени өзигә олҗидәк қалиду; у һаят қалиду.
3 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Bu xǝⱨǝr qoⱪum Babil padixaⱨining ⱪoxunining ⱪoliƣa tapxurulidu, u uni ixƣal ⱪilidu» — dǝwatⱪan sɵzlirini anglidi.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бу шәһәр чоқум Бабил падишасиниң қошуниниң қолиға тапшурулиду, у уни ишғал қилиду» — дәватқан сөзлирини аңлиди.
4 Əmirlǝr padixaⱨⱪa: «Silidin ɵtünimiz, bu adǝm ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinsun; qünki nemixⱪa uning bu xǝⱨǝrdǝ ⱪelip ⱪalƣan jǝnggiwar lǝxkǝrlǝrning ⱪollirini wǝ hǝlⱪning ⱪollirini ajiz ⱪilixiƣa yol ⱪoyulsun? Qünki bu adǝm hǝlⱪning mǝnpǝǝtini ǝmǝs, bǝlki ziyinini izdǝydu» — dedi.
Әмирләр падишаға: «Силидин өтүнимиз, бу адәм өлүмгә мәһкүм қилинсун; чүнки немишкә униң бу шәһәрдә қелип қалған җәңгивар ләшкәрләрниң қоллирини вә хәлиқниң қоллирини аҗиз қилишиға йол қоюлсун? Чүнки бу адәм хәлиқниң мәнпәәтини әмәс, бәлки зийинини издәйду» — деди.
5 Zǝdǝkiya padixaⱨ: «Mana, u silǝrning ⱪolliringlarƣa tapxuruldi; silǝrning yolunglarni tosⱪudǝk mǝn padixaⱨ ⱪanqilik bir adǝm idim?» — dedi.
Зәдәкия падиша: «Мана, у силәрниң қоллириңларға тапшурулди; силәрниң йолуңларни тосқидәк мән падиша қанчилик бир адәм едим?» — деди.
6 Xuning bilǝn ular Yǝrǝmiyani tutup ⱪarawullarning ⱨoylisidiki xaⱨzadǝ Malkiyaning su azgiliƣa taxliwǝtti; ular Yǝrǝmiyani arƣamqilar bilǝn uningƣa qüxǝrdi; azgalda bolsa su bolmay, pǝⱪǝt patⱪaⱪla bar idi; Yǝrǝmiya patⱪaⱪⱪa petip kǝtti.
Шуниң билән улар Йәрәмияни тутуп қаравулларниң һойлисидики шаһзадә Малкияниң су азгилиға ташливәтти; улар Йәрәмияни арғамчилар билән униңға чүшәрди; азгалда болса су болмай, пәқәт патқақла бар еди; Йәрәмия патқаққа петип кәтти.
7 Əmma padixaⱨning ordisidiki bir aƣwat Efiopiyǝlik Əbǝd-Mǝlǝk Yǝrǝmiyaning su azgiliƣa ⱪamap ⱪoyulƣanliⱪini anglidi (xu qaƣda padixaⱨ bolsa «Binyamin dǝrwazisi»da olturatti).
Амма падишаниң ордисидики бир ағват Ефиопийәлик Әбәд-Мәләк Йәрәмияниң су азгилиға қамап қоюлғанлиғини аңлиди (шу чағда падиша болса «Бинямин дәрвазиси»да олтиратти).
8 Əbǝd-Mǝlǝk ordidin qiⱪip padixaⱨning yeniƣa berip uningƣa:
Әбәд-Мәләк ордидин чиқип падишаниң йениға берип униңға:
9 «I padixaⱨi’alǝm, bu adǝmlǝrning Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝrgǝ barliⱪ ⱪilƣini, uni su azgiliƣa taxliwǝtkini intayin ǝsǝbiy rǝzilliktur; u axu yǝrdǝ ⱪǝⱨǝtqiliktin ɵlüp ⱪalidu; qünki xǝⱨǝrdǝ ozuⱪ-tülük ⱪalmidi» — dedi.
«И падишаһи'аләм, бу адәмләрниң Йәрәмия пәйғәмбәргә барлиқ қилғини, уни су азгилиға ташливәткини интайин әсәбий рәзилликтур; у әшу йәрдә қәһәтчиликтин өлүп қалиду; чүнки шәһәрдә озуқ-түлүк қалмиди» — деди.
10 Padixaⱨ Efiopiyǝlik Əbǝd-Mǝlǝkkǝ buyruⱪ berip: «Muxu yǝrdin ottuz adǝmni ɵzüng bilǝn elip berip, Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝrni ɵlüp kǝtmǝsliki üqün su azgilidin elip qiⱪarƣin» — dedi.
Падиша Ефиопийәлик Әбәд-Мәләккә буйруқ берип: «Мошу йәрдин оттуз адәмни өзүң билән елип берип, Йәрәмия пәйғәмбәрни өлүп кәтмәслиги үчүн су азгилидин елип чиқарғин» — деди.
11 Xuning bilǝn Əbǝd-Mǝlǝk adǝmlǝrni elip ularƣa yetǝkqilik ⱪilip, padixaⱨning ordisidiki hǝzinining astidiki ɵygǝ kirip xu yǝrdin lata-puta wǝ jul-jul kiyimlǝrni elip, xularni tanilar bilǝn azgalƣa, Yǝrǝmiyaning yeniƣa qüxürüp bǝrdi.
Шуниң билән Әбәд-Мәләк адәмләрни елип уларға йетәкчилик қилип, падишаниң ордисидики ғәзниниң астидики өйгә кирип шу йәрдин лата-пута вә җул-җул кийимләрни елип, шуларни танилар билән азгалға, Йәрәмияниң йениға чүшүрүп бәрди.
12 Efiopiyǝlik Əbǝd-Mǝlǝk Yǝrǝmiyaƣa: — Bu lata-puta wǝ jondaⱪ kiyimlǝrni ⱪoltuⱪliring ⱨǝm tanilar arisiƣa tiⱪip ⱪoyƣin — dedi. Yǝrǝmiya xundaⱪ ⱪildi.
Ефиопийәлик Әбәд-Мәләк Йәрәмияға: — Бу лата-пута вә җондақ кийимләрни қолтуқлириң һәм танилар арисиға тиқип қойғин — деди. Йәрәмия шундақ қилди.
13 Xuning bilǝn ular Yǝrǝmiyani tanilar bilǝn tartip, su azgilidin qiⱪardi; Yǝrǝmiya yǝnila ⱪarawullarning ⱨoylisida turdi.
Шуниң билән улар Йәрәмияни танилар билән тартип, су азгилидин чиқарди; Йәрәмия йәнила қаравулларниң һойлисида турди.
14 Padixaⱨ Zǝdǝkiya adǝm ǝwǝtip Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝrni Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki üqinqi kirix ixikigǝ, ɵz yeniƣa aparƣuzdi. Padixaⱨ Yǝrǝmiyaƣa: — Mǝn sǝndin bir ixni sorimaⱪqimǝn; uni mǝndin yoxurmiƣaysǝn — dedi.
Падиша Зәдәкия адәм әвәтип Йәрәмия пәйғәмбәрни Пәрвәрдигарниң өйидики үчинчи кириш ишигигә, өз йениға апарғузди. Падиша Йәрәмияға: — Мән сәндин бир ишни соримақчимән; уни мәндин йошурмиғайсән — деди.
15 Yǝrǝmiya Zǝdǝkiyaƣa: «Mǝn uni sanga ayan ⱪilsam, sǝn meni jǝzmǝn ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilmamsǝn? Mǝn sanga mǝsliⱨǝt bǝrsǝm, sǝn anglimaysǝn!» — dedi.
Йәрәмия Зәдәкияға: «Мән уни саңа аян қилсам, сән мени җәзмән өлүмгә мәһкүм қилмамсән? Мән саңа мәслиһәт бәрсәм, сән аңлимайсән!» — деди.
16 Padixaⱨ Zǝdǝkiya Yǝrǝmiyaƣa astirtin ⱪǝsǝm iqip uningƣa: «Bizgǝ jan-tiniⱪ ata ⱪilƣan Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn ⱪǝsǝm iqimǝnki, mǝn seni ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilmaymǝn, yaki seni jeningni izdigüqi kixilǝrning ⱪoliƣa tapxurmaymǝn» — dedi.
Падиша Зәдәкия Йәрәмияға астиртин қәсәм ичип униңға: «Бизгә җан-тиниқ ата қилған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм ичимәнки, мән сени өлүмгә мәһкүм қилмаймән, яки сени җениңни издигүчи кишиләрниң қолиға тапшурмаймән» — деди.
17 Yǝrǝmiya Zǝdǝkiyaƣa: Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Sǝn ihtiyarǝn Babil padixaⱨining ǝmirlirining yeniƣa qiⱪip tǝslim bolsang, jening ⱨayat ⱪalidu wǝ bu xǝⱨǝr otta kɵydürüwetilmǝydu; sǝn wǝ ɵydikiliring ⱨayat ⱪalisilǝr.
Йәрәмия Зәдәкияға: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Сән ихтиярән Бабил падишасиниң әмирлириниң йениға чиқип тәслим болсаң, җениң һаят қалиду вә бу шәһәр отта көйдүрүветилмәйду; сән вә өйдикилириң һаят қалисиләр.
18 Lekin sǝn qiⱪip Babil padixaⱨining ǝmirlirigǝ tǝslim bolmisang, bu xǝⱨǝr kaldiylǝrning ⱪoliƣa tapxurulidu, ular uningƣa ot ⱪoyup kɵydürüwetidu, sǝn ularning ⱪolidin ⱪaqalmaysǝn — dedi.
Лекин сән чиқип Бабил падишасиниң әмирлиригә тәслим болмисаң, бу шәһәр калдийләрниң қолиға тапшурулиду, улар униңға от қоюп көйдүрүветиду, сән уларниң қолидин қачалмайсән — деди.
19 Padixaⱨ Zǝdǝkiya Yǝrǝmiyaƣa: «Mǝn Kaldiylǝrgǝ qiⱪip tǝslim bolƣan Yǝⱨudiylardin ⱪorⱪimǝn; Kaldiylǝr bǝlkim meni ularning ⱪoliƣa tapxuruxi, ular meni ⱪiyin-ⱪistaⱪ ⱪilixi mumkin» — dedi.
Падиша Зәдәкия Йәрәмияға: «Мән Калдийләргә чиқип тәслим болған Йәһудийлардин қорқимән; Калдийләр бәлким мени уларниң қолиға тапшуруши, улар мени қийин-қистақ қилиши мүмкин» — деди.
20 Yǝrǝmiya mundaⱪ dedi: — Ular seni tapxurmaydu. Sǝndin ɵtünimǝnki, gepimgǝ kirip Pǝrwǝrdigarning awaziƣa itaǝt ⱪilƣaysǝn; xundaⱪ ⱪilsang sanga yahxi bolidu, jening ⱨayat ⱪalidu.
Йәрәмия мундақ деди: — Улар сени тапшурмайду. Сәндин өтүнимәнки, гепимгә кирип Пәрвәрдигарниң авазиға итаәт қилғайсән; шундақ қилсаң саңа яхши болиду, җениң һаят қалиду.
21 Lekin sǝn qiⱪip tǝslim boluxni rǝt ⱪilsang, Pǝrwǝrdigar manga ayan ⱪilƣan ix mundaⱪ: —
Лекин сән чиқип тәслим болушни рәт қилсаң, Пәрвәрдигар маңа аян қилған иш мундақ: —
22 mana, Yǝⱨuda padixaⱨining ordisida ⱪalƣan barliⱪ ⱪiz-ayallar Babil padixaⱨining ǝmirlirining aldiƣa elip ketilidu. Xuning bilǝn bu [ⱪiz-ayallar] sanga [tǝnǝ ⱪilip]: «Sening jan dostliring seni eziⱪturdi; ular sening üstüngdin ƣǝlibǝ ⱪildi; ǝmdi ⱨazir putliring patⱪaⱪⱪa pitip kǝtkǝndǝ, ular yüz ɵrüp sanga arⱪisini ⱪildi!» — dǝydu.
мана, Йәһуда падишасиниң ордисида қалған барлиқ қиз-аяллар Бабил падишасиниң әмирлириниң алдиға елип кетилиду. Шуниң билән бу [қиз-аяллар] саңа [тәнә қилип]: «Сениң җан достлириң сени езиқтурди; улар сениң үстүңдин ғәлибә қилди; әнди һазир путлириң патқаққа питип кәткәндә, улар йүз өрүп саңа арқисини қилди!» — дәйду.
23 Sening barliⱪ ayalliring ⱨǝm baliliring kaldiylǝrgǝ elip ketilidu. Sǝn ɵzüng ularning ⱪolidin ⱪaqalmaysǝn; qünki sǝn Babil padixaⱨining ⱪoli bilǝn tutuwelinisǝn, xundaⱪla sǝn bu xǝⱨǝrning otta kɵydürüwetilixigǝ sǝwǝbqi bolisǝn.
Сениң барлиқ аяллириң һәм балилириң калдийләргә елип кетилиду. Сән өзүң уларниң қолидин қачалмайсән; чүнки сән Бабил падишасиниң қоли билән тутувелинисән, шундақла сән бу шәһәрниң отта көйдүрүветилишигә сәвәпчи болисән.
24 Zǝdǝkiya Yǝrǝmiyaƣa mundaⱪ dedi: — Sǝn bu sɵⱨbitimizni baxⱪa ⱨeqkimgǝ qandurmiƣin, xundila sǝn ɵlmǝysǝn.
Зәдәкия Йәрәмияға мундақ деди: — Сән бу сөһбитимизни башқа һеч кимгә чандурмиғин, шундила сән өлмәйсән.
25 Əmirlǝr mening sǝn bilǝn sɵzlǝxkinimni anglap yeningƣa kelip sǝndin: «Sening padixaⱨⱪa nemǝ degǝnliringni, xundaⱪla uning sanga ⱪandaⱪ sɵzlǝrni ⱪilƣanliⱪini bizgǝ eyt; uni bizdin yoxurma; xundaⱪ ⱪilsang biz seni ɵltürmǝymiz» desǝ,
Әмирләр мениң сән билән сөзләшкинимни аңлап йениңға келип сәндин: «Сениң падишаға немә дегәнлириңни, шундақла униң саңа қандақ сөзләрни қилғанлиғини бизгә ейт; уни биздин йошурма; шундақ қилсаң биз сени өлтүрмәймиз» десә,
26 undaⱪta sǝn ularƣa: «Mǝn padixaⱨning aldiƣa: «Meni Yonatanning ɵyigǝ ⱪaytⱪuzmiƣaysǝn, bolmisa, mǝn xu yǝrdǝ ɵlimǝn» — degǝn iltijayimni ⱪoyƣanmǝn» — dǝysǝn.
ундақта сән уларға: «Мән падишаниң алдиға: «Мени Йонатанниң өйигә қайтқузмиғайсән, болмиса, мән шу йәрдә өлимән» — дегән илтиҗайимни қойғанмән» — дәйсән.
27 Dǝrwǝⱪǝ ǝmirlǝrning ⱨǝmmisi Yǝrǝmiyaning yeniƣa kelip xuni soridi; u ularƣa padixaⱨ buyruƣan bu barliⱪ sɵzlǝr boyiqǝ jawab bǝrdi. Xuning bilǝn ular jimip ketip uning yenidin qiⱪip kǝtti; qünki bu ix ⱨeqkimgǝ qandurulmiƣanidi.
Дәрвәқә әмирләрниң һәммиси Йәрәмияниң йениға келип шуни сориди; у уларға падиша буйруған бу барлиқ сөзләр бойичә җавап бәрди. Шуниң билән улар җимип кетип униң йенидин чиқип кәтти; чүнки бу иш һеч кимгә чандурулмиған еди.
28 Xundaⱪ ⱪilip Yerusalem ixƣal ⱪilinƣuqǝ Yǝrǝmiya ⱪarawullarning ⱨoylisida turdi.
Шундақ қилип Йерусалим ишғал қилинғичә Йәрәмия қаравулларниң һойлисида турди.

< Yǝrǝmiya 38 >