< Yǝrǝmiya 35 >

1 Yǝⱨuda padixaⱨi Yosiyaning oƣli Yǝⱨoakimning künliridǝ, Pǝrwǝrdigardin Yǝrǝmiyaƣa sɵz kelip: —
Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоакимниң күнлиридә, Пәрвәрдигардин Йәрәмияға сөз келип: —
2 «Rǝkabning jǝmǝtidikilǝrning yeniƣa berip ular bilǝn sɵzlixip ularni Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ apirip, uning kiqik ɵylirining birigǝ tǝklip ⱪilip ularning aldiƣa xarab tutⱪin» — deyildi.
«Рәкабниң җәмәтидикиләрниң йениға берип улар билән сөзлишип уларни Пәрвәрдигарниң өйигә апирип, униң кичик өйлириниң биригә тәклип қилип уларниң алдиға шарап тутқин» — дейилди.
3 Xuning bilǝn mǝn Habazziniyaning nǝwrisi, Yǝrǝmiyaning oƣli Jaazaniyani, uning ukilirini wǝ barliⱪ bala-qaⱪilirini, xuningdǝk Rǝkabning pütkül jǝmǝtini elip kelixkǝ qiⱪtim;
Шуниң билән мән Хабаззинияниң нәвриси, Йәрәмияниң оғли Җаазанияни, униң укилирини вә барлиқ бала-җақилирини, шуниңдәк Рәкабниң пүткүл җәмәтини елип келишкә чиқтим;
4 Mǝn ularni Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ, Igdaliyaning oƣli, Hudaning adimi bolƣan Ⱨananning oƣulliriƣa tǝwǝlik ɵygǝ apardim; bu ɵy ǝmirlǝrning ɵyining yenida, Xallumning oƣli, ixikbaⱪar Maaseyaⱨning ɵyining üstidǝ idi;
Мән уларни Пәрвәрдигарниң өйигә, Игдалияниң оғли, Худаниң адими болған Һананниң оғуллириға тәвәлик өйгә апардим; бу өй әмирләрниң өйиниң йенида, Шаллумниң оғли, ишикбақар Маасеяһниң өйиниң үстидә еди;
5 mǝn Rǝkabning jǝmǝtidikilǝrning aldiƣa xarabⱪa liⱪ tolƣan piyalilǝr wǝ ⱪǝdǝⱨlǝrni ⱪoyup ularƣa: «Xarabⱪa eƣiz teginglar!» — dedim.
мән Рәкабниң җәмәтидикиләрниң алдиға шарапқа лиқ толған пиялиләр вә қәдәһләрни қоюп уларға: «Шарапқа еғиз тегиңлар!» — дедим.
6 Ular manga mundaⱪ dedi: «Biz xarabni iqmǝymiz; qünki ǝjdadimiz Rǝkabning oƣli Yonadab bizgǝ: «Silǝr wǝ oƣul-ǝwladliringlar zadi xarab iqmǝnglar;
Улар маңа мундақ деди: «Биз шарапни ичмәймиз; чүнки әҗдатимиз Рәкабниң оғли Йонадаб бизгә: «Силәр вә оғул-әвлатлириңлар зади шарап ичмәңлар;
7 yǝnǝ kelip ɵylǝrni ⱪurmanglar, nǝ uruⱪ terimanglar, nǝ üzümzarlarni tikmǝnglar, nǝ bulardin ⱨeqⱪaysisiƣa zadi igǝ bolmanglar; barliⱪ künliringlarda qedirlarda turunglar; xuning bilǝn silǝr turuwatⱪan zeminda uzun künlǝrni kɵrisilǝr» — dǝp ǝmr ⱪaldurƣan.
йәнә келип өйләрни қурмаңлар, нә уруқ теримаңлар, нә үзүмзарларни тикмәңлар, нә булардин һеч қайсисиға зади егә болмаңлар; барлиқ күнлириңларда чедирларда туруңлар; шуниң билән силәр туруватқан зиминда узун күнләрни көрисиләр» — дәп әмир қалдурған.
8 Xuning bilǝn bizning ǝjdadimiz Rǝkabning oƣli Yonadabning: «Barliⱪ kününglǝrdǝ zadi xarab iqmǝnglar» degǝn awaziƣa ⱪulaⱪ selip, biz wǝ bizning ayallirimiz ⱨǝm oƣul-ⱪizlirimiz uning ǝmrigǝ toluⱪ ǝmǝl ⱪilip kǝlgǝnmiz;
Шуниң билән бизниң әҗдатимиз Рәкабниң оғли Йонадабниң: «Барлиқ күнүңләрдә зади шарап ичмәңлар» дегән авазиға қулақ селип, биз вә бизниң аяллиримиз һәм оғул-қизлиримиз униң әмригә толуқ әмәл қилип кәлгәнмиз;
9 biz yǝnǝ turƣudǝk ɵylǝrni salmiƣan; bizdǝ ⱨeq üzümzar, etiz, uruⱪ degǝnlǝr yoⱪ;
биз йәнә турғидәк өйләрни салмиған; биздә һеч үзүмзар, етиз, уруқ дегәнләр йоқ;
10 bǝlki biz qedirlarda turup kǝlduⱪ, ǝjdadimiz Yonadabning bizgǝ barliⱪ ǝmr ⱪilƣanliriƣa ǝmǝl ⱪilip kǝlduⱪ.
бәлки биз чедирларда туруп кәлдуқ, әҗдатимиз Йонадабниң бизгә барлиқ әмир қилғанлириға әмәл қилип кәлдуқ.
11 Lekin Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsar zeminƣa besip kirgǝndǝ, xundaⱪ ix boldiki, biz: «Barayli, Kaldiylǝrning ⱪoxuni ⱨǝm Suriyǝning ⱪoxunidin ⱪeqip Yerusalem xǝⱨirigǝ kirǝyli» — deduⱪ. Mana xu sǝwǝbtin Yerusalemda turuwatimiz».
Лекин Бабил падишаси Небоқаднәсар зиминға бесип киргәндә, шундақ иш болдики, биз: «Барайли, Калдийләрниң қошуни һәм Сурийәниң қошунидин қечип Йерусалим шәһиригә кирәйли» — дедуқ. Мана шу сәвәптин Йерусалимда туруватимиз».
12 Andin Pǝrwǝrdigarning sɵzi Yǝrǝmiyaƣa kelip mundaⱪ deyildi: —
Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
13 «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Barƣin, Yǝⱨudadikilǝr wǝ Yerusalemda turuwatⱪanlarƣa mundaⱪ degin: — Buningdin tǝrbiyǝ almamsilǝr, xuningdǝk Mening sɵzlirimgǝ ⱪulaⱪ salmamsilǝr? — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
«Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Барғин, Йәһудадикиләр вә Йерусалимда туруватқанларға мундақ дегин: — Буниңдин тәрбийә алмамсиләр, шуниңдәк Мениң сөзлиримгә қулақ салмамсиләр? — дәйду Пәрвәрдигар.
14 — Mana, Rǝkabning oƣli Yonadabning oƣul-pǝrzǝntlirigǝ «xarab iqmǝnglar» dǝp tapiliƣan sɵzlirigǝ ǝmǝl ⱪilinip kǝlgǝn; bügünki küngiqǝ ular ⱨeq xarab iqip baⱪmiƣan, qünki ular atisining ǝmrigǝ itaǝt ⱪilƣan. Lekin Mǝn tang sǝⱨǝrdǝ ornumdin turup silǝrgǝ sɵz ⱪilip kǝlgǝn bolsammu, silǝr Manga ⱨeq ⱪulaⱪ salmiƣansilǝr.
— Мана, Рәкабниң оғли Йонадабниң оғул-пәрзәнтлиригә «шарап ичмәңлар» дәп тапилиған сөзлиригә әмәл қилинип кәлгән; бүгүнки күнгичә улар һеч шарап ичип бақмиған, чүнки улар атисиниң әмригә итаәт қилған. Лекин Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп силәргә сөз қилип кәлгән болсамму, силәр Маңа һеч қулақ салмиғансиләр.
15 Mǝn tang sǝⱨǝrdǝ ornumdin turup ⱪullirim bolƣan pǝyƣǝmbǝrlǝrni ǝwǝtip: «Ⱨǝrbiringlar ⱨazir ɵz rǝzil yolunglardin yenip, ⱪilmixinglarni tüzitinglar, baxⱪa ilaⱨlarƣa ǝgixip qoⱪunmanglar; xundaⱪ ⱪilsanglar Mǝn ata-bowiliringlarƣa tǝⱪdim ⱪilƣan zeminda turuwerisilǝr» dǝp kǝlgǝnmǝn; lekin silǝr Manga ⱪulaⱪ salmay ⱨeq anglimiƣansilǝr.
Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп қуллирим болған пәйғәмбәрләрни әвәтип: «Һәр бириңлар һазир өз рәзил йолуңлардин йенип, қилмишиңларни түзитиңлар, башқа илаһларға әгишип чоқунмаңлар; шундақ қилсаңлар Мән ата-бовилириңларға тәқдим қилған зиминда туруверисиләр» дәп кәлгәнмән; лекин силәр Маңа қулақ салмай һеч аңлимиғансиләр.
16 Bǝrⱨǝⱪ, Rǝkabning oƣli Yonadabning ǝwladliri atisining ularƣa tapiliƣan ǝmrigǝ ǝmǝl ⱪilƣan; lekin bu hǝlⱪ Manga ⱨeq ⱪulaⱪ salmiƣandur.
Бәрһәқ, Рәкабниң оғли Йонадабниң әвлатлири атисиниң уларға тапилиған әмригә әмәл қилған; лекин бу хәлиқ Маңа һеч қулақ салмиғандур.
17 Xunga samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn Yǝⱨudaning üstigǝ ⱨǝm Yerusalemning üstigǝ Mǝn aldin’ala eytⱪan barliⱪ balayi’apǝtni qüxürimǝn; qünki Mǝn ularƣa sɵz ⱪilƣan, lekin ular anglimiƣan; Mǝn ularni qaⱪirƣan, lekin ular jawab bǝrmigǝn».
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Йәһуданиң үстигә һәм Йерусалимниң үстигә Мән алдин-ала ейтқан барлиқ балаю-апәтни чүшүримән; чүнки Мән уларға сөз қилған, лекин улар аңлимиған; Мән уларни чақирған, лекин улар җавап бәрмигән».
18 Andin Yǝrǝmiya Rǝkab jǝmǝtigǝ mundaⱪ dedi: — Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Qünki silǝr atanglar Yonadabning ǝmrigǝ itaǝt ⱪilip, barliⱪ yolyoruⱪlirini tutup, silǝrgǝ tapiliƣanlirining ⱨǝmmisi boyiqǝ ix kɵrüp kǝlgǝnsilǝr, —
Андин Йәрәмия Рәкаб җәмәтигә мундақ деди: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Чүнки силәр атаңлар Йонадабниң әмригә итаәт қилип, барлиқ йолйоруқлирини тутуп, силәргә тапилиғанлириниң һәммиси бойичә иш көрүп кәлгәнсиләр, —
19 ǝmdi samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Rǝkabning oƣli Yonadabning nǝslidin aldimda hizmǝt ⱪilƣuqi ⱨǝrgiz üzülüp ⱪalmaydu.
әнди самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Рәкабниң оғли Йонадабниң нәслидин алдимда хизмәт қилғучи һәргиз үзүлүп қалмайду.

< Yǝrǝmiya 35 >