< Yǝrǝmiya 33 >
1 Yǝrǝmiya tehi ⱪarawullarning ⱨoylisida ⱪamap ⱪoyulƣan waⱪtida, Pǝrwǝrdigarning sɵzi uningƣa ikkinqi ⱪetim kelip mundaⱪ deyildi: —
Йәрәмия техи қаравулларниң һойлисида қамап қоюлған вақтида, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға иккинчи қетим келип мундақ дейилди: —
2 Ixni ⱪilƣuqi Mǝn Pǝrwǝrdigar, ixni xǝkillǝndürgüqi ⱨǝm uni bekitküqi Mǝnki Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝymǝn — Pǝrwǝrdigar Mening namimdur —
Ишни қилғучи Мән Пәрвәрдигар, ишни шәкилләндүргүчи һәм уни бекиткүчи Мәнки Пәрвәрдигар мундақ дәймән — Пәрвәрдигар Мениң намимдур —
3 Manga iltija ⱪil, Mǝn sanga jawab ⱪayturimǝn, xundaⱪla sǝn bilmǝydiƣan, büyük ⱨǝm tilsimat ixlarni sanga ayan ⱪilimǝn.
Маңа илтиҗа қил, Мән саңа җавап қайтуримән, шундақла сән билмәйдиған, бүйүк һәм тилсимат ишларни саңа аян қилимән.
4 Qünki [düxmǝnning] dɵng-potǝylirigǝ ⱨǝm ⱪiliqiƣa taⱪabil turuxⱪa istiⱨkamlar ⱪilix üqün qeⱪilƣan bu xǝⱨǝrdiki ɵylǝr wǝ Yǝⱨuda padixaⱨlirining ordiliri toƣruluⱪ Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: —
Чүнки [дүшмәнниң] дөң-потәйлиригә һәм қиличиға тақабил турушқа истиһкамлар қилиш үчүн чеқилған бу шәһәрдики өйләр вә Йәһуда падишалириниң ордилири тоғрилиқ Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
5 «Kaldiylǝr bilǝn ⱪarxiliximǝn» dǝp xǝⱨǝrgǝ kirgǝnlǝrning ⱨǝmmisi, pǝⱪǝt Mǝn ƣǝzipim wǝ ⱪǝⱨrimdǝ uriwǝtkǝnlǝrning jǝsǝtliri bilǝn bu ɵylǝrni toldurux üqün kǝlgǝnlǝr, halas. Qünki Mǝn ularning barliⱪ rǝzilliki tüpǝylidin yüzümni bu xǝⱨǝrdin ɵrüp yoxurƣanmǝn.
«Калдийләр билән қаршилишимән» дәп шәһәргә киргәнләрниң һәммиси, пәқәт Мән ғәзивим вә қәһримдә уривәткәнләрниң җәсәтлири билән бу өйләрни толдуруш үчүн кәлгәнләр, халас. Чүнки Мән уларниң барлиқ рәзиллиги түпәйлидин йүзүмни бу шәһәрдин өрүп йошурғанмән.
6 Ⱨalbuki mana, Mǝn bu xǝⱨǝrgǝ xipa ⱪilip dǝrdigǝ dǝrman bolimǝn; Mǝn ularni saⱪaytimǝn, ularƣa qǝksiz arambǝhx ⱨǝm ⱨǝⱪiⱪǝtni yexip ayan ⱪilimǝn.
Һалбуки мана, Мән бу шәһәргә шипа қилип дәрдигә дәрман болимән; Мән уларни сақайтимән, уларға чәксиз арамбәхш һәм һәқиқәтни йешип аян қилимән.
7 Mǝn Yǝⱨudani ⱨǝm Israilni sürgündin ⱪayturup ǝsligǝ kǝltürimǝn; ularni awwalⱪidǝk ⱪurup qiⱪimǝn.
Мән Йәһудани һәм Исраилни сүргүндин қайтуруп әслигә кәлтүримән; уларни авалқидәк қуруп чиқимән.
8 Mǝn ularni Mǝn bilǝn ⱪarxilixip gunaⱨⱪa petip sadir ⱪilƣan barliⱪ ⱪǝbiⱨlikidin paklandurimǝn, Mening aldimda gunaⱨⱪa petip, Manga asiyliⱪ ⱪilƣan barliⱪ ⱪǝbiⱨliklirini kǝqürimǝn;
Мән уларни Мән билән қаршилишип гунаға петип садир қилған барлиқ қәбиһлигидин пакландуримән, Мениң алдимда гунаға петип, Маңа асийлиқ қилған барлиқ қәбиһликлирини кәчүримән;
9 yǝr yüzidiki barliⱪ ǝllǝr Mǝn ularƣa yǝtküzgǝn barliⱪ iltipatni anglaydu, xuning bilǝn bu [xǝⱨǝr] kixini xadlandurup, Ɵzümgǝ mǝdⱨiyǝlǝrni ⱪozƣap, xan-xǝrǝp kǝltürüp nam-xɵⱨrǝt ⱨasil ⱪilidu; ǝllǝr Mǝn ularƣa yǝtküzgǝn barliⱪ iltipat wǝ arambǝhxliktin [Mǝndin] ⱪorⱪup titrǝydiƣan bolidu.
йәр йүзидики барлиқ әлләр Мән уларға йәткүзгән барлиқ илтипатни аңлайду, шуниң билән бу [шәһәр] кишини шатландуруп, Өзүмгә мәдһийәләрни қозғап, шан-шәрәп кәлтүрүп нам-шөһрәт һасил қилиду; әлләр Мән уларға йәткүзгән барлиқ илтипат вә арамбәхшликтин [Мәндин] қорқуп титрәйдиған болиду.
10 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Silǝr muxu yǝr toƣruluⱪ: «U bir harabilik, adǝmzatsiz wǝ ⱨaywanatsiz boldi!» dǝysilǝr — durus. Lekin harabǝ bolƣan, adǝmzatsiz, aⱨalisiz, ⱨaywanatsiz bolƣan Yǝⱨudaning xǝⱨǝrliridǝ wǝ Yerusalem koqilirida
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр мошу йәр тоғрилиқ: «У бир харабилик, адәмзатсиз вә һайванатсиз болди!» дәйсиләр — дурус. Лекин харабә болған, адәмзатсиз, аһалисиз, һайванатсиз болған Йәһуданиң шәһәрлиридә вә Йерусалим кочилирида
11 yǝnǝ tamaxining sadasi, xad-huramliⱪ sadasi wǝ toyi boluwatⱪan yigit-ⱪizning awazi anglinidu, xundaⱪla Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ «tǝxǝkkür ⱪurbanliⱪliri»ni aparƣanlarning «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytinglar, qünki Pǝrwǝrdigar meⱨribandur, uning muⱨǝbbiti mǝnggülüktur» dǝydiƣan awazliri ⱪaytidin anglinidu; qünki Mǝn sürgün bolƣanlarni ⱪayturup zemindiki awatliⱪni ǝsligǝ kǝltürimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
йәнә тамашиниң садаси, шат-хурамлиқ садаси вә тойи болуватқан жигит-қизниң авази аңлиниду, шундақла Пәрвәрдигарниң өйигә «тәшәккүр қурбанлиқлири»ни апарғанларниң «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур, униң муһәббити мәңгүлүктур» дәйдиған авазлири қайтидин аңлиниду; чүнки Мән сүргүн болғанларни қайтуруп зиминдики аватлиқни әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
12 Qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Harabǝ bolƣan adǝmzatsiz wǝ ⱨaywanatsiz bolƣan bu yǝrdǝ wǝ uning barliⱪ xǝⱨǝrliridǝ ⱪoy baⱪⱪuqilarning ɵz padilirini yatⱪuzidiƣan ⱪotanliri ⱪaytidin bar bolidu.
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Харабә болған адәмзатсиз вә һайванатсиз болған бу йәрдә вә униң барлиқ шәһәрлиридә қой баққучиларниң өз падилирини ятқузидиған қотанлири қайтидин бар болиду.
13 [Jǝnubiy] taƣliⱪtiki xǝⱨǝrlǝrdǝ, [ƣǝrbtiki] Yǝⱨudaning «Xǝfǝlaⱨ» egizlikidiki xǝⱨǝrlǝrdǝ, jǝnubiy bayawanlardiki xǝⱨǝrlǝrdǝ, Binyaminning yurtida, Yerusalemning ǝtrapidiki yezilirida wǝ Yǝⱨudaning xǝⱨǝrliridimu ⱪoy padiliri ularni saniƣuqining ⱪoli astidin ⱪaytidin ɵtidu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
[Җәнубий] тағлиқтики шәһәрләрдә, [ғәриптики] Йәһуданиң «Шәфәлаһ» егизлигидики шәһәрләрдә, җәнубий баяванлардики шәһәрләрдә, Биняминниң жутида, Йерусалимниң әтрапидики йезилирида вә Йәһуданиң шәһәрлиридиму қой падилири уларни саниғучиниң қоли астидин қайтидин өтиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
14 Mana, xu künlǝr keliduki, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Mǝn Israil jǝmǝtigǝ ⱨǝm Yǝⱨuda jǝmǝtigǝ eytⱪan xǝpⱪǝtlik wǝdǝmgǝ ǝmǝl ⱪilimǝn.
Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәтигә һәм Йәһуда җәмәтигә ейтқан шәпқәтлик вәдәмгә әмәл қилимән.
15 Xu künlǝr wǝ u qaƣda Mǝn Dawut nǝslidin «Ⱨǝⱪⱪaniy Xah»ni zeminda ɵstürüp qiⱪirimǝn; U zeminda toƣra ⱨɵküm wǝ ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ yürgüzidu.
Шу күнләр вә у чағда Мән Давут нәслидин «Һәққаний Шах»ни зиминда өстүрүп чиқиримән; У зиминда тоғра һөкүм вә һәққанийлиқ жүргүзиду.
16 Xu künlǝrdǝ Yǝⱨuda ⱪutⱪuzulidu, Yerusalem arambǝhxtǝ turidu; [xu qaƣda] Yerusalem: «Pǝrwǝrdigar ⱨǝⱪⱪaniyliⱪimizdur» degǝn nam bilǝn atilidu.
Шу күнләрдә Йәһуда қутқузулиду, Йерусалим арамбәхштә туриду; [шу чағда] Йерусалим: «Пәрвәрдигар һәққанийлиғимиздур» дегән нам билән атилиду.
17 Qünki Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Dawutning Israil jǝmǝtining tǝhtigǝ olturuxⱪa layiⱪ nǝsli üzülüp ⱪalmaydu,
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Давутниң Исраил җәмәтиниң тәхтигә олтиришқа лайиқ нәсли үзүлүп қалмайду,
18 yaki Lawiylardin bolƣan kaⱨinlardin, «kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ», «axliⱪ ⱨǝdiyǝ» wǝ baxⱪa ⱪurbanliⱪlarni Mening aldimda daim sunidiƣan adǝm üzülüp ⱪalmaydu.
яки Лавийлардин болған каһинлардин, «көйдүрмә қурбанлиқ», «ашлиқ һәдийә» вә башқа қурбанлиқларни Мениң алдимда дайим сунидиған адәм үзүлүп қалмайду.
19 Pǝrwǝrdigarning sɵzi Yǝrǝmiyaƣa kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
20 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Silǝr Mening kündüz bilǝn tüzgǝn ǝⱨdǝmni wǝ keqǝ bilǝn tüzgǝn ǝⱨdǝmni buzup, kündüz wǝ keqini ɵz waⱪtida kǝlmǝydiƣan ⱪilip ⱪoysanglar,
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр Мениң күндүз билән түзгән әһдәмни вә кечә билән түзгән әһдәмни бузуп, күндүз вә кечини өз вақтида кәлмәйдиған қилип қойсаңлар,
21 xu qaƣda Mening Ⱪulum Dawut bilǝn tüzgǝn ǝⱨdǝm buzulup, uningƣa: «Ɵz tǝhtinggǝ ⱨɵküm süridiƣan bir oƣlung daim bolidu» deginim ǝmǝlgǝ axurulmaydu wǝ hizmǝtkarlirim, kaⱨinlar bolƣan Lawiylar bilǝn tüzgǝn ǝⱨdǝm buzulƣan bolidu.
шу чағда Мениң Қулум Давут билән түзгән әһдәм бузулуп, униңға: «Өз тәхтиңгә һөкүм сүридиған бир оғлуң дайим болиду» дегиним әмәлгә ашурулмайду вә хизмәткарлирим, каһинлар болған Лавийлар билән түзгән әһдәм бузулған болиду.
22 Asmanlardiki ⱪoxunlar bolƣan yultuzlarni sanap bolƣili bolmiƣandǝk, dengizdiki ⱪumlarni ɵlqǝp bolƣili bolmiƣandǝk, mǝn ⱪulum Dawutning nǝslini wǝ Ɵzümgǝ hizmǝt ⱪilidiƣan Lawiylarni kɵpǝytimǝn.
Асманлардики қошунлар болған юлтузларни санап болғили болмиғандәк, деңиздики қумларни өлчәп болғили болмиғандәк, мән қулум Давутниң нәслини вә Өзүмгә хизмәт қилидиған Лавийларни көпәйтимән.
23 Pǝrwǝrdigarning sɵzi Yǝrǝmiyaƣa kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
24 Bu hǝlⱪning: «Pǝrwǝrdigar Ɵzi talliƣan bu ikki jǝmǝttin waz keqip, ularni taxlidi» deginini bayⱪimidingmu? Xunga ular Mening hǝlⱪimni: «Kǝlgüsidǝ ⱨeq bir ǝl-dɵlǝt bolmaydu» dǝp kɵzgǝ ilmaydu.
Бу хәлиқниң: «Пәрвәрдигар Өзи таллиған бу икки җәмәттин ваз кечип, уларни ташлиди» дегинини байқимидиңму? Шуңа улар Мениң хәлқимни: «Кәлгүсидә һеч бир әл-дөләт болмайду» дәп көзгә илмайду.
25 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mening kündüz wǝ keqini bekitkǝn ǝⱨdǝm ɵzgirip kǝtsǝ, yaki asman-zemindiki ⱪanuniyǝtlǝrni bekitmigǝn bolsam,
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мениң күндүз вә кечини бекиткән әһдәм өзгирип кәтсә, яки асман-зиминдики қанунийәтләрни бекитмигән болсам,
26 Mǝn Yaⱪupning nǝslidin wǝ Dawutning nǝslidin waz keqip ularni taxlaydiƣan bolimǝn, xuningdǝk Ibraⱨim, Isⱨaⱪ wǝ Yaⱪupning nǝsli üstigǝ ⱨɵküm sürüx üqün [Dawutning] nǝslidin adǝm tallimaydiƣan bolimǝn! Qünki bǝrⱨǝⱪ, Mǝn ularni sürgünlüktin ⱪayturup ularni ǝsligǝ kǝltürimǝn, ularƣa rǝⱨimdilliⱪ kɵrsitimǝn.
Мән Яқупниң нәслидин вә Давутниң нәслидин ваз кечип уларни ташлайдиған болимән, шуниңдәк Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң нәсли үстигә һөкүм сүрүш үчүн [Давутниң] нәслидин адәм таллимайдиған болимән! Чүнки бәрһәқ, Мән уларни сүргүнлүктин қайтуруп уларни әслигә кәлтүримән, уларға рәһимдиллиқ көрситимән.