< Yǝrǝmiya 3 >

1 Xundaⱪ deyiliduki, birsi ayalini ⱪoyuwǝtsǝ, ayal uningdin ajraxsa wǝ keyin u baxⱪa ǝrgǝ yatliⱪ bolƣan bolsa, birinqi eri uning bilǝn ⱪayta yarixiwalsa bolamdu? Bundaⱪ ix bu zeminni mutlǝⱪ bulƣimamdu? Lekin sǝn xunqǝ kɵp axniliring bilǝn buzuⱪluⱪ ⱪilip turup yǝnǝ yenimƣa ⱪaytay dǝwatamsǝn tehi?
Шундақ дейилидуки, бириси аялини қоювәтсә, аял униңдин аҗрашса вә кейин у башқа әргә ятлиқ болған болса, биринчи ери униң билән қайта яришивалса боламду? Бундақ иш бу зиминни мутләқ булғимамду? Лекин сән шунчә көп ашнилириң билән бузуқлуқ қилип туруп йәнә йенимға қайтай дәватамсән техи?
2 Bexingni kɵtürüp yuⱪiriƣa ⱪarap baⱪ; — Sǝn zadi nǝdǝ yat ilaⱨlar bilǝn buzuⱪluⱪ ɵtküzmigǝnsǝn?! — Sǝn qɵl-bayawanda kütüp olturƣan ǝrǝbdǝk ularni yollar boyi kütüp olturƣansǝn; zeminni buzuⱪluⱪliring wǝ rǝzilliking bilǝn bulƣiƣansǝn.
Бешиңни көтирип жуқуриға қарап бақ; — Сән зади нәдә ят илаһлар билән бузуқлуқ өткүзмигәнсән?! — Сән чөл-баяванда күтүп олтарған әрәбдәк уларни йоллар бойи күтүп олтарғансән; зиминни бузуқлуқлириң вә рәзиллигиң билән булғиғансән.
3 Xuning üqün ⱪattiⱪ yamƣurlar tutup ⱪelinip sanga berilmidi ⱨǝmdǝ «keyinki yamƣurlar» yaƣmidi. Lekin sǝndǝ tehi paⱨixǝ ayalning ⱪelin yüzi bar, iza tartixni ⱨeq bilgüng yoⱪtur.
Шуниң үчүн қаттиқ ямғурлар тутуп қелинип саңа берилмиди һәмдә «кейинки ямғурлар» яғмиди. Лекин сәндә техи паһишә аялниң қелин йүзи бар, иза тартишни һеч билгүң йоқтур.
4 Ⱨǝtta sǝn bayatin Manga: «I Atam, yaxliⱪimdin baxlap manga yetǝkqi ⱨǝmraⱨ bolup kǝlding!» — dǝysǝn, wǝ: —
Һәтта сән баятин Маңа: «И Атам, яшлиғимдин башлап маңа йетәкчи һәмраһ болуп кәлдиң!» — дәйсән, вә: —
5 «U ⱨǝrdaim ƣǝzipini saⱪlamdu? U ƣǝzipini ahirƣiqǝ tutamdu?» — dǝysǝn. Mana, sǝn xundaⱪ degining bilǝn, lekin sǝn ⱪolungdin kelixiqǝ rǝzillik ⱪilƣansǝn.
«У һәрдайим ғәзивини сақламду? У ғәзивини ахирғичә тутамду?» — дәйсән. Мана, сән шундақ дегиниң билән, лекин сән қолуңдин келишичә рәзиллик қилғансән.
6 Yosiya padixaⱨning künliridǝ Pǝrwǝrdigar manga: «Wapasiz Israilning nemǝ ⱪilƣanliⱪini kɵrdüngmu? U barliⱪ egiz taƣⱪa qiⱪip ⱨǝm barliⱪ yexil dǝrǝh astiƣa kirip xu yǝrlǝrdǝ paⱨixidǝk buzuⱪluⱪ ⱪilƣan» — dedi.
Йосия падишаниң күнлиридә Пәрвәрдигар маңа: «Вапасиз Исраилниң немә қилғанлиғини көрдүңму? У барлиқ егиз таққа чиқип һәм барлиқ йешил дәрәқ астиға кирип шу йәрләрдә паһишидәк бузуқлуқ қилған» — деди.
7 — «Mǝn: U bularning ⱨǝmmisini ⱪilƣandin keyin, qoⱪum yenimƣa ⱪaytip kelidu, — dedim; lekin u ⱪaytip kǝlmidi. Uning asiy singlisi, yǝni Yǝⱨuda buni kɵrdi;
— «Мән: У буларниң һәммисини қилғандин кейин, чоқум йенимға қайтип келиду, — дедим; лекин у қайтип кәлмиди. Униң асий сиңлиси, йәни Йәһуда буни көрди;
8 lekin wapasiz Israilning barliⱪ zina ⱪilƣanliri tüpǝylidin uningƣa talaⱪ hetini berip uni ⱪoyuwǝtkinimni kɵrüp, asiy singlisi Yǝⱨuda ⱪorⱪmidi, bǝlki ɵzimu berip paⱨixilik ⱪildi.
лекин вапасиз Исраилниң барлиқ зина қилғанлири түпәйлидин униңға талақ хетини берип уни қоювәткинимни көрүп, асий сиңлиси Йәһуда қорқмиди, бәлки өзиму берип паһишилик қилди.
9 Xundaⱪ boldiki, ɵz buzuⱪqiliⱪini xunqǝ kiqik ix dǝp ⱪariƣaqⱪa, u ⱨǝtta yaƣaq wǝ tax bilǝn zina ⱪilip zeminni bulƣiwǝtti.
Шундақ болдики, өз бузуқчилиғини шунчә кичик иш дәп қариғачқа, у һәтта яғач вә таш билән зина қилип зиминни булғивәтти.
10 Bularning ⱨǝmmisigǝ ⱪarimay Israilning asiy singlisi Yǝⱨuda tehi pütün kɵngli bilǝn ǝmǝs, pǝⱪǝt sahtiliⱪ bilǝn yenimƣa ⱪaytip kǝlgǝndǝk boluwaldi, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Буларниң һәммисигә қаримай Исраилниң асий сиңлиси Йәһуда техи пүтүн көңли билән әмәс, пәқәт сахтилиқ билән йенимға қайтип кәлгәндәк болувалди, — дәйду Пәрвәрдигар.
11 Pǝrwǝrdigar manga mundaⱪ dedi: — «Wapasiz Israil ɵzini asiy Yǝⱨudadin ⱨǝⱪⱪaniy kɵrsǝtti.
Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Вапасиз Исраил өзини асий Йәһудадин һәққаний көрсәтти.
12 Barƣin, ximalƣa ⱪarap bu sɵzlǝrni jakarlap mundaⱪ degin: — «Ⱪaytip kǝl, i yoldin qiⱪⱪuqi Israil, — dǝydu Pǝrwǝrdigar — wǝ Mǝn sanga ⱪapiⱪimni ⱪayta türmǝymǝn; qünki Mǝn rǝⱨimdil, — dǝydu Pǝrwǝrdigar — Mǝn ƣǝzipimni mǝnggügǝ saⱪlap turmaymǝn.
Барғин, шималға қарап бу сөзләрни җакалап мундақ дегин: — «Қайтип кәл, и йолдин чиққучи Исраил, — дәйду Пәрвәрдигар — вә Мән саңа қапиқимни қайта түрмәймән; чүнки Мән рәһимдил, — дәйду Пәрвәрдигар — Мән ғәзивимни мәңгүгә сақлап турмаймән.
13 Pǝⱪǝt sening ⱪǝbiⱨlikingni, — Pǝrwǝrdigar Hudayingƣa asiyliⱪ ⱪilƣanliⱪingni, uyan-buyan ⱪatrap yürüp ɵzüngni ⱨǝrbir yexil dǝrǝh astida yat ilaⱨlarƣa beƣixliƣanliⱪingni, xuningdǝk awazimƣa ⱨeq ⱪulaⱪ salmiƣanliⱪingni iⱪrar ⱪilsangla [Mǝndin rǝⱨim-xǝpⱪǝt kɵrisǝn] — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Пәқәт сениң қәбиһлигиңни, — Пәрвәрдигар Худайиңға асийлиқ қилғанлиғиңни, уян-буян қатрап жүрүп өзүңни һәр бир йешил дәрәқ астида ят илаһларға беғишлиғанлиғиңни, шуниңдәк авазимға һеч қулақ салмиғанлиғиңни иқрар қилсаңла [Мәндин рәһим-шәпқәт көрисән] — дәйду Пәрвәрдигар.
14 Ⱪaytip kelinglar, i yoldin qiⱪⱪuqi balilar, — dǝydu Pǝrwǝrdigar — qünki Mǝn silǝrni ⱨǝⱪiⱪiy sɵygüqidurmǝn; [silǝr xundaⱪ ⱪilsanglarla] Mǝn silǝrdin talliƣanlarni, yǝni ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrdin birdin, ⱨǝrⱪaysi jǝmǝttin ikkidin puⱪrani Zionƣa ⱪayturup kelimǝn.
Қайтип келиңлар, и йолдин чиққучи балилар, — дәйду Пәрвәрдигар — чүнки Мән силәрни һәқиқий сөйгүчидурмән; [силәр шундақ қилсаңларла] Мән силәрдин таллиғанларни, йәни һәр қайси шәһәрдин бирдин, һәр қайси җәмәттин иккидин пухрани Зионға қайтуруп келимән.
15 Mǝn silǝrgǝ kɵnglümdikidǝk hǝlⱪ padiqilirini tǝⱪsim ⱪilimǝn; ular silǝrni danaliⱪ-bilim, ǝⱪil-parasǝt bilǝn beⱪip ozuⱪlanduridu.
Мән силәргә көңлүмдикидәк хәлиқ падичилирини тәқсим қилимән; улар силәрни даналиқ-билим, әқил-парасәт билән беқип озуқландуриду.
16 Xundaⱪ boliduki, xu künlǝrdǝ silǝr zeminda kɵpiyip, kɵp pǝrzǝntlik bolƣininglarda, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — silǝr: «Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪi!» dǝp yǝnǝ tilƣa almaysilǝr; u ⱨeq esinglarƣa kǝlmǝydu, uni ⱨeq ǝslimǝysilǝr wǝ uni ⱨeq seƣinimaysilǝr; silǝr baxⱪa bir sanduⱪmu yasimaysilǝr.
Шундақ болидуки, шу күнләрдә силәр зиминда көпийип, көп пәрзәнтлик болғиниңларда, — дәйду Пәрвәрдигар, — силәр: «Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи!» дәп йәнә тилға алмайсиләр; у һеч есиңларға кәлмәйду, уни һеч әслимәйсиләр вә уни һеч сеғинимайсиләр; силәр башқа бир сандуқму ясимайсиләр.
17 Xu tapta ular Yerusalemni «Pǝrwǝrdigarning tǝhti» dǝp ataydu; barliⱪ ǝllǝr uningƣa yiƣilidu, — yǝni Pǝrwǝrdigarning namiƣa, Yerusalemƣa yiƣilidu; ular ⱪǝlbidiki rǝzil jaⱨilliⱪiƣa ⱪaytidin ⱨeq ǝgixip mangmaydu.
Шу тапта улар Йерусалимни «Пәрвәрдигарниң тәхти» дәп атайду; барлиқ әлләр униңға жиғилиду, — йәни Пәрвәрдигарниң намиға, Йерусалимға жиғилиду; улар қәлбидики рәзил җаһиллиғиға қайтидин һеч әгишип маңмайду.
18 Xu künlǝrdǝ Yǝⱨuda jǝmǝti Israil jǝmǝti bilǝn birliktǝ mangidu; ular ximal zeminidin billǝ qiⱪip Mǝn ata-bowiliriƣa miras boluxⱪa tǝⱪdim ⱪilƣan zeminƣa kelidu.
Шу күнләрдә Йәһуда җәмәти Исраил җәмәти билән бирликтә маңиду; улар шимал зиминидин биллә чиқип Мән ата-бовилириға мирас болушқа тәқдим қилған зиминға келиду.
19 Mǝn: «Mǝn seni balilirim ⱪatiriƣa ⱪoyup, sanga güzǝl zeminni, yǝni kɵpligǝn ǝllǝrning zeminliri arisidiki ǝng kɵrkǝm jayni miras ⱪilip ata ⱪilixni xunqilik halayttim!» — dedim, wǝ: «Sǝn Meni «mening atam» dǝysǝn, wǝ Mǝndin yüz ɵrümǝysǝn!» — dedim.
Мән: «Мән сени балилирим қатириға қоюп, саңа гөзәл зиминни, йәни көплигән әлләрниң зиминлири арисидики әң көркәм җайни мирас қилип ата қилишни шунчилик халайттим!» — дедим, вә: «Сән Мени «мениң атам» дәйсән, вә Мәндин йүз өрүмәйсән!» — дедим.
20 Lekin bǝrⱨǝⱪ, asiyliⱪ ⱪilƣan ayal ɵz jɵrisidin ayrilƣandǝk, silǝr Manga asiyliⱪ ⱪilƣansilǝr, i Israil jǝmǝti, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Лекин бәрһәқ, асийлиқ қилған аял өз җөрисидин айрилғандәк, силәр Маңа асийлиқ қилғансиләр, и Исраил җәмәти, — дәйду Пәрвәрдигар.
21 Yuⱪiri jaylardin bir awaz anglinidu! U bolsa Israil jǝmǝtidikilǝrning yiƣa-pǝryadliri; qünki ular ɵz yolini burmiliƣan, Pǝrwǝrdigar Hudasini untuƣan.
Жуқири җайлардин бир аваз аңлиниду! У болса Исраил җәмәтидикиләрниң жиға-пәрядлири; чүнки улар өз йолини бурмилиған, Пәрвәрдигар Худасини унтуған.
22 — Ⱪaytip kelinglar, ǝy yoldin qiⱪⱪuqi balilar; Mǝn silǝrning yoldin qiⱪip ketixinglarƣa xipa bolimǝn. — «Mana, biz yeningƣa barimiz; qünki Sǝn Pǝrwǝrdigar Hudayimizdursǝn» — dǝnglar!
— Қайтип келиңлар, әй йолдин чиққучи балилар; Мән силәрниң йолдин чиқип кетишиңларға шипа болимән. — «Мана, биз йениңға баримиз; чүнки Сән Пәрвәрдигар Худайимиздурсән» — дәңлар!
23 — Bǝrⱨǝⱪ, egizliklǝrdǝ ⱨǝm taƣlarda anglitilƣan [butpǝrǝslikning] ⱪiyⱪas-sürǝnliri biⱨudǝ ixtur! Bǝrⱨǝⱪ, Israilning ⱪutⱪuzux-nijati Pǝrwǝrdigar Hudayimizdinladur.
— Бәрһәқ, егизликләрдә һәм тағларда аңлитилған [бутпәрәсликниң] қийқас-сүрәнлири беһудә иштур! Бәрһәқ, Исраилниң қутқузуш-ниҗати Пәрвәрдигар Худайимиздинладур.
24 Lekin yaxliⱪimizdin tartipla, ata-bowilirimizning ǝjrini, yǝni ularning kala-ⱪoy padilirini, ⱪiz-oƣullirini axu uyat-nomus yǝp kǝtkǝn;
Лекин яшлиғимиздин тартипла, ата-бовилиримизниң әҗрини, йәни уларниң кала-қой падилирини, қиз-оғуллирини әшу уят-номус йәп кәткән;
25 Nǝtijidǝ biz uyat-hijilliⱪ iqidǝ yattuⱪ, ⱪalaymiⱪanqiliⱪ wǝ alaⱪzadilik bizni ⱪapliwaldi; qünki yaxliⱪimizdin tartip bügünki küngǝ ⱪǝdǝr biz wǝ ata-bowilirimiz ⱨǝmmimiz Pǝrwǝrdigar Hudayimiz aldida gunaⱨ sadir ⱪilip kǝlduⱪ, Pǝrwǝrdigar Hudayimizning awaziƣa ⱨeq ⱪulaⱪ salmiduⱪ.
Нәтиҗидә биз уят-хиҗиллиқ ичидә яттуқ, қалаймиқанчилиқ вә алақзадилик бизни қапливалди; чүнки яшлиғимиздин тартип бүгүнки күнгә қәдәр биз вә ата-бовилиримиз һәммимиз Пәрвәрдигар Худайимиз алдида гуна садир қилип кәлдуқ, Пәрвәрдигар Худайимизниң авазиға һеч қулақ салмидуқ.

< Yǝrǝmiya 3 >