< Yǝrǝmiya 24 >
1 Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsar Yerusalemdin Yǝⱨoakimning oƣli, Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝkoniyaⱨ, Yǝⱨuda ǝmir-xaⱨzadiliri, ⱨünǝrwǝnlǝr wǝ tɵmürqilǝrni ǝsirgǝ elip Babilƣa sürgün ⱪilƣandin keyin, Pǝrwǝrdigar manga Ɵz ibadǝthanisi aldidiki ikki sewǝt ǝnjürni «mana kɵr» dǝp kɵrsǝtkǝn.
Бабил падишаси Небоқаднәсар Йерусалимдин Йәһоакимниң оғли, Йәһуда падишаси Йәконияһ, Йәһуда әмир-шаһзадилири, һүнәрвәнләр вә төмүрчиләрни әсиргә елип Бабилға сүргүн қилғандин кейин, Пәрвәрдигар маңа Өз ибадәтханиси алдидики икки севәт әнҗирни «мана көр» дәп көрсәткән.
2 Bir sewǝttǝ dǝslǝpki pixⱪan ǝnjürdǝk intayin yahxi ǝnjürlǝr bar idi; ikkinqi sewǝttǝ yegili bolmaydiƣan, intayin naqar ǝnjürlǝr bar idi.
Бир севәттә дәсләпки пишқан әнҗирдәк интайин яхши әнҗирләр бар еди; иккинчи севәттә йегили болмайдиған, интайин начар әнҗирләр бар еди.
3 Andin Pǝrwǝrdigar manga: «Nemǝ kɵrdüng, Yǝrǝmiya?» — dǝp soridi. Mǝn: «Ənjürlǝrni kɵrdüm; yahxiliri bolsa intayin yahxikǝn; naqarliri yegili bolmaydiƣan, intayin naqar ikǝn» — dedim.
Андин Пәрвәрдигар маңа: «Немә көрдүң, Йәрәмия?» — дәп сориди. Мән: «Әнҗирләрни көрдүм; яхшилири болса интайин яхшикән; начарлири йегили болмайдиған, интайин начар екән» — дедим.
4 Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
5 Israilning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn Yǝⱨudadin sürgün bolƣanlarni, yǝni Mening bu yǝrdin kaldiylǝrning zeminiƣa ǝwǝtkǝnlirimni bu yahxi ǝnjürlǝrdǝk yahxi dǝp ⱪaraymǝn;
Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Йәһудадин сүргүн болғанларни, йәни Мениң бу йәрдин калдийләрниң зиминиға әвәткәнлиримни бу яхши әнҗирләрдәк яхши дәп қараймән;
6 Mǝn ularƣa yahxi bolsun dǝp kɵzümni ularƣa tikimǝn wǝ ularni bu zeminƣa ⱪayturimǝn; Mǝn ularni ƣulitip taxlimaymǝn, bǝlki ularni ⱪurimǝn; ularni yulup taxlimaymǝn, bǝlki tikip ɵstürimǝn.
Мән уларға яхши болсун дәп көзүмни уларға тикимән вә уларни бу зиминға қайтуримән; Мән уларни ғулитип ташлимаймән, бәлки уларни қуримән; уларни жулуп ташлимаймән, бәлки тикип өстүримән.
7 Mǝn ularƣa Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilidiƣan, Meni tonuydiƣan bir ⱪǝlbni tǝⱪdim ⱪilimǝn; xuning bilǝn ular Mening hǝlⱪim bolidu, Mǝn ularning Hudasi bolimǝn; qünki ular pütün ⱪǝlbi bilǝn yenimƣa ⱪaytidu.
Мән уларға Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билидиған, Мени тонуйдиған бир қәлбни тәқдим қилимән; шуниң билән улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болимән; чүнки улар пүтүн қәлби билән йенимға қайтиду.
8 Lekin naqar ǝnjürlǝr, yǝni yegili bolmaydiƣan, intayin naqar ǝnjürlǝr ⱪandaⱪ bolƣan bolsa, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Bǝrⱨǝⱪ, Mǝn Yǝⱨuda padixaⱨi Zǝdǝkiyani, ǝmir-xaⱨzadilirini wǝ Yerusalemdikilǝrning ⱪalƣan ⱪismini, bu zeminda ⱪalƣanlarni wǝ Misirda turuwatⱪanlarni xuningƣa ohxax ⱪilimǝn;
Лекин начар әнҗирләр, йәни йегили болмайдиған, интайин начар әнҗирләр қандақ болған болса, — дәйду Пәрвәрдигар, — Бәрһәқ, Мән Йәһуда падишаси Зәдәкияни, әмир-шаһзадилирини вә Йерусалимдикиләрниң қалған қисмини, бу зиминда қалғанларни вә Мисирда туруватқанларни шуниңға охшаш қилимән;
9 Mǝn ularni yǝr yüzidiki barliⱪ padixaⱨliⱪlarƣa wǝⱨimǝ salƣuqi bir obyekt boluxⱪa, külpǝtkǝ qüxüxkǝ tapxurimǝn; mǝn ularni ⱨǝydiwǝtkǝn barliⱪ jaylarda ularni rǝswaqiliⱪning obyekti, sɵz-qɵqǝk, tapa-tǝnining obyekti wǝ lǝnǝt sɵzliri boluxⱪa tapxurimǝn.
Мән уларни йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға вәһимә салғучи бир объект болушқа, күлпәткә чүшүшкә тапшуримән; мән уларни һайдивәткән барлиқ җайларда уларни рәсвачилиқниң объекти, сөз-чөчәк, тапа-тәниниң объекти вә ләнәт сөзлири болушқа тапшуримән.
10 Mǝn ularƣa ⱨǝm ata-bowiliriƣa tǝⱪdim ⱪilƣan zemindin yoⱪitilƣuqǝ ular arisiƣa ⱪiliq, ⱪǝⱨǝtqilik wǝ wabani ǝwǝtimǝn.
Мән уларға һәм ата-бовилириға тәқдим қилған зиминдин йоқитилғичә улар арисиға қилич, қәһәтчилик вә вабани әвәтимән.