< Yǝrǝmiya 21 >
1 Padixaⱨ Zǝdǝkiya Malkiyaning oƣli Paxhurni ⱨǝm Maaseyaⱨning oƣli, kaⱨin Zǝfaniyani ǝwǝtkǝndǝ, Yǝrǝmiyaƣa Pǝrwǝrdigardin tɵwǝndiki munu bir sɵz kǝldi: —
Падиша Зәдәкия Малкияниң оғли Пашхурни һәм Маасеяһниң оғли, каһин Зәфанияни әвәткәндә, Йәрәмияға Пәрвәрдигардин төвәндики муну бир сөз кәлди: —
2 ([Ular]: «Biz üqün Pǝrwǝrdigardin yardǝm soriƣin; qünki Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsar bizgǝ ⱨujum ⱪilidu; Pǝrwǝrdigar Ɵzining [ɵtkǝnki] karamǝt ⱪilƣan ixliri boyiqǝ, bizgimu ohxax muamilǝ ⱪilip, uni yenimizdin yandurarmikin?» — [dǝp soridi].
([Улар]: «Биз үчүн Пәрвәрдигардин ярдәм сориғин; чүнки Бабил падишаси Небоқаднәсар бизгә һуҗум қилиду; Пәрвәрдигар Өзиниң [өткәнки] карамәт қилған ишлири бойичә, бизгиму охшаш муамилә қилип, уни йенимиздин яндурармекин?» — [дәп сориди].
3 Yǝrǝmiya ularƣa: — Zǝdǝkiyaƣa mundaⱪ dǝnglar, — dedi)
Йәрәмия уларға: — Зәдәкияға мундақ дәңлар, — деди)
4 — Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn ⱪolliringlar tutⱪan, silǝrni ⱪorxiwalƣan Babil padixaⱨi ⱨǝm kaldiylǝrgǝ sepil sirtida jǝng ⱪilixⱪa ixlitidiƣan, jǝng ⱪoralliringlarni ⱪayriwetimǝn wǝ bularni bu xǝⱨǝrning otturisida yiƣiwalimǝn;
— Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән қоллириңлар тутқан, силәрни қоршивалған Бабил падишаси һәм калдийләргә сепил сиртида җәң қилишқа ишлитидиған, җәң қураллириңларни қайриветимән вә буларни бу шәһәрниң оттурисида жиғивалимән;
5 Mǝn Ɵzümmu sozulƣan ⱪolum wǝ küqlük bilikim bilǝn, ƣǝzipim bilǝn, ⱪǝⱨrim bilǝn wǝ ⱨǝssilǝngǝn aqqiⱪim bilǝn silǝrgǝ jǝng ⱪilimǝn!
Мән Өзүмму созулған қолум вә күчлүк билигим билән, ғәзивим билән, қәһрим билән вә һәссиләнгән аччиғим билән силәргә җәң қилимән!
6 Mǝn bu xǝⱨǝrdǝ turuwatⱪanlarni, insan bolsun, ⱨaywan bolsun urimǝn; ular dǝⱨxǝtlik bir waba bilǝn ɵlidu.
Мән бу шәһәрдә туруватқанларни, инсан болсун, һайван болсун уримән; улар дәһшәтлик бир ваба билән өлиду.
7 Andin keyin, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Yǝⱨuda padixaⱨi Zǝdǝkiyani, hizmǝtkarlirini, hǝlⱪni, yǝni bu xǝⱨǝrdǝ wabadin, ⱪiliqtin wǝ ⱪǝⱨǝtqiliktin ⱪelip ⱪalƣanlar bolsa, Mǝn ularni Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsarning ⱪoliƣa, ularning düxmǝnlirining ⱪoliƣa wǝ jenini izdigüqilǝrning ⱪoliƣa tapxurimǝn; Neboⱪadnǝsar ularni ⱪiliq tiƣi bilǝn uridu; u nǝ ularni ayimaydu, nǝ ularƣa iqini ⱨeq aƣritmaydu, nǝ rǝⱨim ⱪilmaydu.
Андин кейин, — дәйду Пәрвәрдигар, — Йәһуда падишаси Зәдәкияни, хизмәткарлирини, хәлиқни, йәни бу шәһәрдә вабадин, қиличтин вә қәһәтчиликтин қелип қалғанлар болса, Мән уларни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға, уларниң дүшмәнлириниң қолиға вә җенини издигүчиләрниң қолиға тапшуримән; Небоқаднәсар уларни қилич тиғи билән уриду; у нә уларни айимайду, нә уларға ичини һеч ағритмайду, нә рәһим қилмайду.
8 Lekin sǝn bu hǝlⱪⱪǝ mundaⱪ deyixing kerǝk: «Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn aldinglarda ⱨayat yoli wǝ mamat yolini salimǝn;
Лекин сән бу хәлиққә мундақ дейишиң керәк: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән алдиңларда һаят йоли вә мамат йолини салимән;
9 kim bu xǝⱨǝrdǝ ⱪalmaⱪqi bolsa, ⱪiliq, ⱪǝⱨǝtqilik wǝ waba bilǝn ɵlidu; lekin kim xǝⱨǝrdin qiⱪip, silǝrni ⱪorxiwalƣan kaldiylǝrgǝ tǝslim bolsa, u ⱨayat ⱪalidu; uning jeni ɵzigǝ alƣan oljidǝk bolidu.
ким бу шәһәрдә қалмақчи болса, қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлиду; лекин ким шәһәрдин чиқип, силәрни қоршивалған калдийләргә тәслим болса, у һаят қалиду; униң җени өзигә алған олҗидәк болиду.
10 Qünki Mǝn bu xǝⱨǝrgǝ yahxiliⱪ üqün ǝmǝs, bǝlki yamanliⱪ ⱪilix üqün yüzümni ⱪaratⱪuzdum, — dǝydu Pǝrwǝrdigar; u Babil padixaⱨining ⱪoliƣa tapxurulidu, u uni ot selip kɵydüriwetidu.
Чүнки Мән бу шәһәргә яхшилиқ үчүн әмәс, бәлки яманлиқ қилиш үчүн йүзүмни қаратқуздум, — дәйду Пәрвәрдигар; у Бабил падишасиниң қолиға тапшурулиду, у уни от селип көйдүриветиду.
11 Wǝ Yǝⱨuda padixaⱨining jǝmǝti toƣruluⱪ Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglanglar: —
Вә Йәһуда падишасиниң җәмәти тоғрилиқ Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —
12 I Dawutning jǝmǝti, Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — ⱨǝr ǝtigǝndǝ adalǝt bilǝn ⱨɵküm qiⱪiringlar, bulanƣan kixini ǝzgüqining ⱪolidin ⱪutⱪuzunglar; bolmisa, ⱪilƣanliringlarning rǝzilliki tüpǝylidin, ⱪǝⱨrim partlap, ottǝk ⱨǝmmini kɵydüridu; uni ɵqürǝlǝydiƣan ⱨeqkim bolmaydu;
И Давутниң җәмәти, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — һәр әтигәндә адаләт билән һөкүм чиқириңлар, буланған кишини әзгүчиниң қолидин қутқузуңлар; болмиса, қилғанлириңларниң рәзиллиги түпәйлидин, қәһрим партлап, оттәк һәммини көйдүриду; уни өчүрәләйдиған һеч ким болмайду;
13 Mana, Mǝn sanga ⱪarxidurmǝn, i jilƣa üstidǝ, tüzlǝngliktiki ⱪiyada olturƣuqi, yǝni «Kim üstimizgǝ qüxüp ⱨujum ⱪilalisun, kim ɵylirimizgǝ besip kirǝlisun?!» degüqi, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Мана, Мән саңа қаршидурмән, и җилға үстидә, түзләңликтики қияда олтарғучи, йәни «Ким үстимизгә чүшүп һуҗум қилалисун, ким өйлиримизгә бесип кирәлисун?!» дегүчи, — дәйду Пәрвәрдигар.
14 Mǝn silǝrning ⱪilmixinglarning mewisi boyiqǝ silǝrgǝ yeⱪinlixip jazalaymǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar; wǝ Mǝn uning ormanliⱪida bir ot yaⱪimǝn, u bolsa uning ǝtrapidiki ⱨǝmmini kɵydürüp tügitidu.
Мән силәрниң қилмишиңларниң мевиси бойичә силәргә йеқинлишип җазалаймән, — дәйду Пәрвәрдигар; вә Мән униң орманлиғида бир от яқимән, у болса униң әтрапидики һәммини көйдүрүп түгитиду.