< Yǝrǝmiya 18 >

1 Bu sɵz Pǝrwǝrdigardin Yǝrǝmiyaƣa kelip, mundaⱪ deyildi: —
Бу сөз Пәрвәрдигардин Йәрәмияға келип, мундақ дейилди: —
2 «Ornungdin tur, sapalqining ɵyigǝ qüxkin, Mǝn sanga sɵzlirimni anglitimǝn».
«Орнуңдин тур, сапалчиниң өйигә чүшкин, Мән саңа сөзлиримни аңлитимән».
3 Xunga mǝn sapalqining ɵyigǝ qüxtum; wǝ mana, sapalqi ƣaltǝk üstidǝ bir nǝrsini yasawatⱪanidi.
Шуңа мән сапалчиниң өйигә чүштум; вә мана, сапалчи ғалтәк үстидә бир нәрсини ясаватқан еди.
4 U seƣiz laydin yasawatⱪan ⱪaqa turup-turup ⱪoli astida buzulatti. Xu qaƣda sapalqi xu laydin ɵzi layiⱪ kɵrgǝn baxⱪa bir ⱪaqini yasaytti.
У сеғиз лайдин ясаватқан қача туруп-туруп қоли астида бузулатти. Шу чағда сапалчи шу лайдин өзи лайиқ көргән башқа бир қачини ясайтти.
5 Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
6 «I Israil jǝmǝti, bu sapalqi ⱪilƣandǝk Mǝn sanga ⱪilalmamdim? — dǝydu Pǝrwǝrdigar. — Mana, seƣiz layning sapalqining ⱪolida bolƣiniƣa ohxax, silǝr Mening ⱪolumdisilǝr, i Israil jǝmǝti.
«И Исраил җәмәти, бу сапалчи қилғандәк Мән саңа қилалмамдим? — дәйду Пәрвәрдигар. — Мана, сеғиз лайниң сапалчиниң қолида болғиниға охшаш, силәр Мениң қолумдисиләр, и Исраил җәмәти.
7 Bǝzidǝ Mǝn mǝlum bir ǝl, mǝlum bir mǝmlikǝt toƣruluⱪ, yǝni uning yulunuxi, buzuluxi wǝ ⱨalak ⱪilinixi toƣruluⱪ sɵzlǝymǝn;
Бәзидә Мән мәлум бир әл, мәлум бир мәмликәт тоғрилиқ, йәни униң жулунуши, бузулуши вә һалак қилиниши тоғрилиқ сөзләймән;
8 xu qaƣ Mǝn agaⱨlandurƣan xu ǝl yamanliⱪidin towa ⱪilip yansa, Mǝn ularƣa ⱪilmaⱪqi bolƣan yamanliⱪtin yanimǝn.
шу чағ Мән агаһландурған шу әл яманлиғидин товва қилип янса, Мән уларға қилмақчи болған яманлиқтин янимән.
9 Mǝn yǝnǝ bǝzidǝ mǝlum bir ǝl, mǝlum bir mǝmlikǝt toƣruluⱪ, yǝni uning ⱪuruluxi wǝ tikip ɵstürülüxi toƣruluⱪ sɵzlǝymǝn;
Мән йәнә бәзидә мәлум бир әл, мәлум бир мәмликәт тоғрилиқ, йәни униң қурулуши вә тикип өстүрүлүши тоғрилиқ сөзләймән;
10 xu qaƣ xu ǝl kɵz aldimda yamanliⱪ ⱪilip awazimni anglimisa, Mǝn yǝnǝ ularƣa wǝdǝ ⱪilƣan, ularni bǝrikǝtlimǝkqi bolƣan yahxiliⱪtin yanimǝn.
шу чағ шу әл көз алдимда яманлиқ қилип авазимни аңлимиса, Мән йәнә уларға вәдә қилған, уларни бәрикәтлимәкчи болған яхшилиқтин янимән.
11 Əmdi ⱨazir Yǝⱨudadikilǝrgǝ wǝ Yerusalemda turuwatⱪanlarƣa mundaⱪ degin: — «Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn silǝrgǝ yamanliⱪ tǝyyarlawatimǝn, silǝrgǝ ⱪarxi bir pilan tüziwatimǝn; xunga ⱨǝrbiringlar rǝzil yolunglardin yeninglar, yolliringlarni wǝ ⱪilmixliringlarni tüzitinglar.
Әнди һазир Йәһудадикиләргә вә Йерусалимда туруватқанларға мундақ дегин: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән силәргә яманлиқ тәйярлаватимән, силәргә қарши бир план түзиватимән; шуңа һәр бириңлар рәзил йолуңлардин йениңлар, йоллириңларни вә қилмишлириңларни түзитиңлар.
12 — Lekin ular: «Yaⱪ! Ham hiyal ⱪilma! Biz ɵz pilanlirimizƣa ǝgixiwerimiz, ɵz rǝzil kɵnglimizdiki jaⱨilliⱪimiz boyiqǝ ⱪiliwerimiz» — dǝydu.
— Лекин улар: «Яқ! Хам хиял қилма! Биз өз планлиримизға әгишиверимиз, өз рәзил көңлимиздики җаһиллиғимиз бойичә қиливеримиз» — дәйду.
13 Xunga Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Əllǝr arisidin: «Kim muxundaⱪ ixni anglap baⱪⱪan?!» dǝp soranglar. «Pak ⱪiz» Israil dǝⱨxǝtlik yirginqlik ixni ⱪilƣan!
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әлләр арисидин: «Ким мошундақ ишни аңлап баққан?!» дәп сораңлар. «Пак қиз» Исраил дәһшәтлик жиркиничлик ишни қилған!
14 Liwan ⱪarliri aydaladiki ⱪiyaliⱪtin yoⱪap ketǝmdu? Uning yiraⱪtin qüxkǝn muzdǝk suliri ⱪurup ketǝmdu?
Ливан қарлири айдаладики қиялиқтин йоқап кетәмду? Униң жирақтин чүшкән муздәк сулири қуруп кетәмду?
15 Lekin Mening hǝlⱪim bolsa Meni untuƣan; ular yoⱪ bir nǝrsilǝrgǝ huxbuy yaⱪidu; mana, bular ularni yaxawatⱪan yolidin, yǝni ⱪǝdimdin bolƣan yollardin putlaxturup, kɵtürülüp tüz ⱪilinmiƣan bir yolda mangdurƣan.
Лекин Мениң хәлқим болса Мени унтуған; улар йоқ бир нәрсиләргә хушбуй яқиду; мана, булар уларни яшаватқан йолидин, йәни қедимдин болған йоллардин путлаштуруп, көтирилип түз қилинмиған бир йолда маңдурған.
16 Xuning bilǝn ularning zeminini dǝⱨxǝt basidiƣan ⱨǝm daim kixilǝr ux-ux ⱪilidiƣan obyekt ⱪilidu; uningdin ɵtüwatⱪanlarning ⱨǝmmisini dǝⱨxǝt besip, bexini qayⱪixidu.
Шуниң билән уларниң зиминини дәһшәт басидиған һәм дайим кишиләр уш-уш қилидиған объект қилиду; униңдин өтүватқанларниң һәммисини дәһшәт бесип, бешини чайқишиду.
17 Mǝn huddi xǝrⱪtin qiⱪⱪan xamaldǝk ularni düxmǝn aldida tarⱪitiwetimǝn; Mǝn balayi’apǝt künidǝ ularƣa yüzümni ǝmǝs, bǝlki arⱪamni ⱪilimǝn».
Мән худди шәриқтин чиққан шамалдәк уларни дүшмән алдида тарқитиветимән; Мән балаю-апәт күнидә уларға йүзүмни әмәс, бәлки арқамни қилимән».
18 Kixilǝr: «Kelinglar, Yǝrǝmiyaƣa ⱪǝst ⱪilayli; qünki ya kaⱨinlardin ⱪanun-tǝrbiyǝ, ya danixmǝnlǝrdin ǝⱪil-nǝsiⱨǝt ya pǝyƣǝmbǝrlǝrdin sɵz-bexarǝt kǝmlik ⱪilmaydu. Kelinglar, tilimizni bir ⱪilip uning üstidin xikayǝt ⱪilayli, uning sɵzliridin ⱨeqⱪaysisiƣa ⱪulaⱪ salmayli» — deyixti.
Кишиләр: «Келиңлар, Йәрәмияға қәст қилайли; чүнки я каһинлардин қанун-тәрбийә, я данишмәнләрдин әқил-несиһәт я пәйғәмбәрләрдин сөз-бешарәт кәмлик қилмайду. Келиңлар, тилимизни бир қилип униң үстидин шикайәт қилайли, униң сөзлиридин һеч қайсисиға қулақ салмайли» — дейишти.
19 — I Pǝrwǝrdigar, manga ⱪulaⱪ salƣaysǝn; manga ⱪarxilixidiƣanlarning dǝwatⱪanlirini angliƣaysǝn.
— И Пәрвәрдигар, маңа қулақ салғайсән; маңа қаршилишидиғанларниң дәватқанлирини аңлиғайсән.
20 Yahxiliⱪⱪa yamanliⱪ ⱪilix bolamdu? Qünki ular jenim üqün ora koliƣan; mǝn ularƣa yahxi bolsun dǝp, ƣǝzipingni ulardin yandurux üqün Sening aldingda [dua ⱪilip] turƣanliⱪimni esingdǝ tutⱪaysǝn.
Яхшилиққа яманлиқ қилиш боламду? Чүнки улар җеним үчүн ора колиған; мән уларға яхши болсун дәп, ғәзивиңни улардин яндуруш үчүн Сениң алдиңда [дуа қилип] турғанлиғимни есиңдә тутқайсән.
21 Xunga baliliringni ⱪǝⱨǝtqilikkǝ tapxurƣaysǝn, ⱪiliqning bisiƣa elip bǝrgǝysǝn; ayalliri baliliridin juda ⱪilinip tul ⱪalsun; ǝrliri waba-ɵlüm bilǝn yoⱪalsun, yigitlǝr jǝngdǝ ⱪiliqlansun.
Шуңа балилириңни қәһәтчиликкә тапшурғайсән, қиличниң бисиға елип бәргәйсән; аяллири балилиридин җуда қилинип тул қалсун; әрлири ваба-өлүм билән йоқалсун, жигитләр җәңдә қиличлансун.
22 Ularning üstigǝ basmiqilarni elip kǝlginingdǝ ɵyliridin nalǝ-pǝryad anglansun; qünki ular meni tutuxⱪa ora koliƣan, putlirim üqün ⱪismaⱪlarni yoxurun salƣan.
Уларниң үстигә басмичиларни елип кәлгиниңдә өйлиридин налә-пәряд аңлансун; чүнки улар мени тутушқа ора колиған, путлирим үчүн қисмақларни йошурун салған.
23 Əmdi Sǝn, i Pǝrwǝrdigar, ularning meni ⱪǝtl ⱪilixⱪa bolƣan ⱪǝstlirining ⱨǝmmisini obdan bilisǝn; ularning ⱪǝbiⱨliklirini kǝqürmigǝysǝn, ularning gunaⱨlirini kɵzüng aldidin yumiƣaysǝn; bǝlki ular Sening aldingda yiⱪitilsun; ƣǝziping qüxkǝn künidǝ ularni bir tǝrǝp ⱪilƣaysǝn.
Әнди Сән, и Пәрвәрдигар, уларниң мени қәтл қилишқа болған қәстлириниң һәммисини убдан билисән; уларниң қәбиһликлирини кәчүрмигәйсән, уларниң гуналирини көзүң алдидин юмиғайсән; бәлки улар Сениң алдиңда жиқитилсун; ғәзивиң чүшкән күнидә уларни бир тәрәп қилғайсән.

< Yǝrǝmiya 18 >