< Yǝrǝmiya 15 >
1 Pǝrwǝrdigar manga mundaⱪ dedi: — «Musa yaki Samuil [pǝyƣǝmbǝrlǝr] aldimda turƣan bolsimu, kɵnglüm bu hǝlⱪⱪǝ ⱨeq ⱪarimaytti. Ularni kɵz aldimdin kǝtküzüwǝt! Ular Mǝndin neri qiⱪip kǝtsun!
Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Муса яки Самуил [пәйғәмбәрләр] алдимда турған болсиму, көңлүм бу хәлиққә һеч қаримайтти. Уларни көз алдимдин кәткүзүвәт! Улар Мәндин нери чиқип кәтсун!
2 Əgǝr ular sǝndin: «Biz nǝgǝ qiⱪip ketimiz?» desǝ, sǝn ularƣa: «Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ɵlümgǝ bekitilgǝnlǝr ɵlümgǝ, ⱪiliqⱪa bekitilgǝnlǝr ⱪiliqⱪa, ⱪǝⱨǝtqilikkǝ bekitilgǝnlǝr ⱪǝⱨǝtqilikkǝ, sürgün boluxⱪa bekitilgǝnlǝr sürgün boluxⱪa ketidu» — dǝysǝn.
Әгәр улар сәндин: «Биз нәгә чиқип кетимиз?» десә, сән уларға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өлүмгә бекитилгәнләр өлүмгә, қиличқа бекитилгәнләр қиличқа, қәһәтчиликкә бекитилгәнләр қәһәтчиликкә, сүргүн болушқа бекитилгәнләр сүргүн болушқа кетиду» — дәйсән.
3 Qünki Mǝn tɵt hil jaza bilǝn ularning üstigǝ qüximǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — ɵltürüx üqün ⱪiliq, titma-titma ⱪilix üqün itlar, yutux wǝ ⱨalak ⱪilix üqün asmandiki uqar-ⱪanatlar wǝ yǝr-zemindiki ⱨaywanatlarni jaza boluxⱪa bekittim;
Чүнки Мән төрт хил җаза билән уларниң үстигә чүшимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — өлтүрүш үчүн қилич, титма-титма қилиш үчүн иштлар, жутуш вә һалак қилиш үчүн асмандики учар-қанатлар вә йәр-зиминдики һайванатларни җаза болушқа бекиттим;
4 Yǝⱨuda padixaⱨi Ⱨǝzǝkiyaning oƣli Manassǝⱨning Yerusalemda ⱪilƣanliri tüpǝylidin Mǝn ularni yǝr yüzidiki barliⱪ padixaⱨliⱪlar arisida wǝⱨimigǝ salƣuqi bir obyekt ⱪilimǝn.
Йәһуда падишаси Һәзәкияниң оғли Манассәһниң Йерусалимда қилғанлири түпәйлидин Мән уларни йәр йүзидики барлиқ падишалиқлар арисида вәһимигә салғучи бир объект қилимән.
5 Qünki kim sanga iqini aƣritidu, i Yerusalem? Kim sǝn üqün aⱨ-zar uridu? Kim ǝⱨwalingni soraxⱪa yolda tohtap yeningƣa baridu?
Чүнки ким саңа ичини ағритиду, и Йерусалим? Ким сән үчүн аһ-зар уриду? Ким әһвалиңни сорашқа йолда тохтап йениңға бариду?
6 Sǝn Meni taxliwǝtkǝnsǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — sǝn qekinip kǝtting; Mǝn üstünggǝ ⱪolumni sozup seni nabut ⱪilixⱪa turdum; Mǝn [sanga] iqimni aƣritixtin ⱨalsirap kǝttim.
Сән Мени ташливәткәнсән, — дәйду Пәрвәрдигар, — сән чекинип кәттиң; Мән үстүңгә қолумни созуп сени набут қилишқа турдум; Мән [саңа] ичимни ағритиштин һалсирап кәттим.
7 Xunga Mǝn ularni zemindiki xǝⱨǝr ⱪowuⱪlirida yǝlpügüq bilǝn soriwetimǝn; Mǝn ularni balilardin juda ⱪilimǝn wǝ hǝlⱪimni nabut ⱪilimǝn; ular ɵz yolliridin ⱨeq yanmidi.
Шуңа Мән уларни зиминдики шәһәр қовуқлирида йәлпүгүч билән сориветимән; Мән уларни балилардин җуда қилимән вә хәлқимни набут қилимән; улар өз йоллиридин һеч янмиди.
8 Kɵz aldimda ularning tul hotunliri dengiz ⱪumliridin kɵpiyip ketidu; qüx waⱪtida Mǝn ularƣa, yǝni yigitlǝrning anisiƣa bir ⱨalak ⱪilƣuqini elip kelimǝn; Mǝn uxtumtut ularning bexiƣa dǝrd wǝ wǝⱨimǝ qüxürimǝn.
Көз алдимда уларниң тул хотунлири деңиз қумлиридин көпийип кетиду; чүш вақтида Мән уларға, йәни жигитләрниң анисиға бир һалак қилғучини елип келимән; Мән уштумтут уларниң бешиға дәрд вә вәһимә чүшүримән.
9 Yǝttǝ balini tuƣⱪan ana solixip tiniⱪidin ⱪalay dǝp ⱪalidu; küpkündüzdǝ bu anining ⱪuyaxi tuyuⱪsiz [mǝƣripkǝ] patidu; u xǝrmǝndǝ bolup horluⱪ-ⱨaⱪarǝtlǝrgǝ uqraydu. Ulardin ⱪalƣanlarni bolsa Mǝn düxmǝnlǝr aldida ⱪiliqⱪa tapxurimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Йәттә балини туққан ана солишип тиниқидин қалай дәп қалиду; күпкүндүздә бу аниниң қуяши туюқсиз [мәғрипкә] патиду; у шәрмәндә болуп хорлуқ-һақарәтләргә учрайду. Улардин қалғанларни болса Мән дүшмәнләр алдида қиличқа тапшуримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
10 Aⱨ, ana, ⱨalimƣa way, qünki sǝn meni pütkül zemin bilǝn ⱪarixilixidiƣan bir adǝm, ular bilǝn elixidiƣan bir adǝm süpitidǝ tuƣⱪansǝn! Mǝn ularƣa ɵsümgǝ ⱪǝrzmu bǝrmidim, yaki ulardin ɵsümgǝ ⱪǝrzmu almidim; lekin ularning ⱨǝrbiri meni ⱪarƣaydu!
Аһ, ана, һалимға вай, чүнки сән мени пүткүл зимин билән қаришилишидиған бир адәм, улар билән елишидиған бир адәм сүпитидә туққансән! Мән уларға өсүмгә қәризму бәрмидим, яки улардин өсүмгә қәризму алмидим; лекин уларниң һәр бири мени қарғайду!
11 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dedi: — Bǝrⱨǝⱪ, Mǝn bǝhtinggǝ seni azad ⱪilimǝn; külpǝt wǝ balayi’apǝt bolƣan künidǝ Mǝn sanga düxmǝnni qirayliⱪ uqraxturimǝn.
Пәрвәрдигар мундақ деди: — Бәрһәқ, Мән бәхитиңгә сени азат қилимән; күлпәт вә балаю-апәт болған күнидә Мән саңа дүшмәнни чирайлиқ учраштуримән.
12 Tɵmür sunamdu? Ximaldin qiⱪⱪan tɵmür, yaki mis sunamdu?
Төмүр сунамду? Шималдин чиққан төмүр, яки мис сунамду?
13 Bǝlki ⱪilƣan barliⱪ gunaⱨliring tüpǝylidin, u qetingdin bu qetinggiqǝ Mǝn bayliⱪliring ⱨǝm hǝziniliringni olja boluxⱪa ⱨǝⱪsiz tapxurimǝn;
Бәлки қилған барлиқ гуналириң түпәйлидин, у четиңдин бу четиңгичә Мән байлиқлириң һәм ғәзнилириңни олҗа болушқа һәқсиз тапшуримән;
14 Mǝn seni düxmǝnliring bilǝn billǝ sǝn ⱨeq bilmǝydiƣan bir zeminƣa ɵtküzimǝn; qünki ƣǝzipimdǝ bir ot ⱪozƣaldi, u üstünggǝ qüxüp seni kɵydüridu.
Мән сени дүшмәнлириң билән биллә сән һеч билмәйдиған бир зиминға өткүзимән; чүнки ғәзивимдә бир от қозғалди, у үстүңгә чүшүп сени көйдүриду.
15 I Pǝrwǝrdigar, Sǝn ⱨalimni bilisǝn; meni esingdǝ tutⱪaysǝn, manga yeⱪin kelip mǝndin hǝwǝr alƣaysǝn wǝ manga ziyankǝxlik ⱪilƣuqilardin intiⱪamimni alƣaysǝn; Sǝn ularƣa sǝwr-taⱪǝt kɵrsǝtküng bolsimu, meni yoⱪatmiƣaysǝn! Mening Seni dǝp horliniwaⱪanliⱪimni bilgǝysǝn.
И Пәрвәрдигар, Сән һалимни билисән; мени есиңдә тутқайсән, маңа йеқин келип мәндин хәвәр алғайсән вә маңа зиянкәшлик қилғучилардин интиқамимни алғайсән; Сән уларға сәвир-тақәт көрсәткүң болсиму, мени йоқатмиғайсән! Мениң Сени дәп хорлинивақанлиғимни билгәйсән.
16 Sɵzliringgǝ erixip, ularni yǝwaldim; sɵzliring ⱨǝm meni xadlandurƣuqi wǝ ⱪǝlbimning huxalliⱪi bolƣan; qünki mǝn Sening naming bilǝn atalƣanmǝn, i Pǝrwǝrdigar, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda!
Сөзлириңгә еришип, уларни йәвалдим; сөзлириң һәм мени шатландурғучи вә қәлбимниң хошаллиғи болған; чүнки мән Сениң намиң билән аталғанмән, и Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа!
17 Mǝn bǝzmǝ ⱪilƣuqilarning sorunida oynap-külüp olturmidim; Sening meni tutⱪan ⱪolung tüpǝylidin yalƣuz olturdum; qünki Sǝn meni [ularning ⱪilƣanliri bilǝn] ⱪattiⱪ ƣǝzǝplǝndürdüng.
Мән бәзмә қилғучиларниң сорунида ойнап-күлүп олтармидим; Сениң мени тутқан қолуң түпәйлидин ялғуз олтардим; чүнки Сән мени [уларниң қилғанлири билән] қаттиқ ғәзәпләндүрдуң.
18 Mening azabim nemixⱪa tohtimaydu, mening yaramning dawasi yoⱪ, nemixⱪa xipa tapmaydu? Sǝn manga huddi «aldamqi eriⱪ» wǝ tuyuⱪsiz ƣayib bolidiƣan sulardǝk bolmaⱪqisǝn?
Мениң азавим немишкә тохтимайду, мениң ярамниң даваси йоқ, немишкә шипа тапмайду? Сән маңа худди «алдамчи ериқ» вә туюқсиз ғайип болидиған сулардәк болмақчисән?
19 Xunga Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Sǝn ⱨazirⱪi ⱨalitingdin yenip yenimƣa ⱪaytsang, Mǝn ⱪaytidin seni aldimdiki hizmǝttǝ turuxⱪa yandurup kelimǝn; sǝn ⱪimmǝtlik [sɵzlǝr] bilǝn ǝrzimǝs [sɵzlǝrni] pǝrⱪlǝndürǝlisǝng, sǝn yǝnǝ aƣzimdǝk bolisǝn; bu hǝlⱪ sǝn tǝrǝpkǝ ⱪaytip kǝlsun, lekin sǝn ularning tǝripigǝ ⱨǝrgiz ⱪaytmasliⱪing kerǝk;
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән һазирқи һалитиңдин йенип йенимға қайтсаң, Мән қайтидин сени алдимдики хизмәттә турушқа яндуруп келимән; сән қиммәтлик [сөзләр] билән әрзимәс [сөзләрни] пәриқләндүрәлисәң, сән йәнә ағзимдәк болисән; бу хәлиқ сән тәрәпкә қайтип кәлсун, лекин сән уларниң тәрипигә һәргиз қайтмаслиғиң керәк;
20 Wǝ Mǝn seni bu hǝlⱪⱪǝ nisbǝtǝn mistin ⱪopurulƣan, mustǝⱨkǝm bir sepil ⱪilimǝn; ular sanga ⱨujum ⱪilidu, lekin ular üstüngdin ƣǝlibǝ ⱪilalmaydu; qünki Mǝn seni ⱪutⱪuzuxⱪa, ulardin halas ⱪilixⱪa sǝn bilǝn billidurmǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Вә Мән сени бу хәлиққә нисбәтән мистин қопурулған, мустәһкәм бир сепил қилимән; улар саңа һуҗум қилиду, лекин улар үстүңдин ғәлибә қилалмайду; чүнки Мән сени қутқузушқа, улардин халас қилишқа сән билән биллидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
21 — Bǝrⱨǝⱪ, Mǝn seni rǝzillǝrning qanggilidin ⱪutⱪuzimǝn; ǝxǝddiylǝrning qanggilidin ⱪutⱪuzidiƣan nijatkaring bolimǝn.
— Бәрһәқ, Мән сени рәзилләрниң чаңгилидин қутқузимән; әшәддийләрниң чаңгилидин қутқузидиған ниҗаткариң болимән.