< Yǝrǝmiya 13 >
1 Pǝrwǝrdigar manga mundaⱪ dedi: — Barƣin, kanap iq tambalni al, belinggǝ baƣla; lekin uni suƣa qilima.
Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Барғин, канап ич тамбални ал, белиңгә бағла; лекин уни суға чилима.
2 Xunga Pǝrwǝrdigar manga degǝndǝk mǝn bir iq tambalni aldim wǝ belimgǝ baƣlap ⱪoydum.
Шуңа Пәрвәрдигар маңа дегәндәк мән бир ич тамбални алдим вә белимгә бағлап қойдум.
3 Əmdi Pǝrwǝrdigarning sɵzi ikkinqi ⱪetim manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Әнди Пәрвәрдигарниң сөзи иккинчи қетим маңа келип мундақ дейилди: —
4 «Sǝn pulƣa alƣan, belinggǝ baƣlanƣan iq tambalni elip, ornungdin tur, Fratⱪa berip xu yǝrdǝ taxning yeriⱪiƣa yoxurup ⱪoy».
«Сән пулға алған, белиңгә бағланған ич тамбални елип, орнуңдин тур, Фратқа берип шу йәрдә ташниң йериқиға йошуруп қой».
5 Xunga mǝn bardim wǝ Pǝrwǝrdigar manga buyruƣandǝk uni Fratⱪa yoxurup ⱪoydum.
Шуңа мән бардим вә Пәрвәрдигар маңа буйруғандәк уни Фратқа йошуруп қойдум.
6 Kɵp künlǝr ɵtkǝndin keyin, Pǝrwǝrdigar manga: «Ornungdin tur, Fratⱪa berip, Mǝn sanga xu yǝrgǝ yoxuruxⱪa buyruƣan iq tambalni ⱪolungƣa al» — dedi.
Көп күнләр өткәндин кейин, Пәрвәрдигар маңа: «Орнуңдин тур, Фратқа берип, Мән саңа шу йәргә йошурушқа буйруған ич тамбални қолуңға ал» — деди.
7 Xunga mǝn Fratⱪa bardim; mǝn yoxurƣan yǝrdin iq tambalni kolap qiⱪirip ⱪolumƣa aldim; mana, iq tambal sesip qirip kǝtkǝnidi, pütünlǝy kiygüsiz bolƣanidi.
Шуңа мән Фратқа бардим; мән йошурған йәрдин ич тамбални колап чиқирип қолумға алдим; мана, ич тамбал сесип чирип кәткән еди, пүтүнләй кийгүсиз болған еди.
8 Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
9 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn Yǝⱨudaning pǝhrini wǝ Yerusalemning qong pǝhrini muxu ⱨalda yoⱪitimǝn;
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Йәһуданиң пәхрини вә Йерусалимниң чоң пәхрини мошу һалда йоқитимән;
10 Mening sɵzlirimni anglaxni rǝt ⱪilƣan, kɵnglidiki jaⱨilliⱪida mangidiƣan, baxⱪa ilaⱨlarning ⱪulluⱪida bolup, ularƣa ibadǝt ⱪilixⱪa intilidiƣan bu rǝzil hǝlⱪ pütünlǝy kardin qiⱪⱪan bu iq tambalƣa ohxax bolidu.
Мениң сөзлиримни аңлашни рәт қилған, көңлидики җаһиллиғида маңидиған, башқа илаһларниң қуллуғида болуп, уларға ибадәт қилишқа интилидиған бу рәзил хәлиқ пүтүнләй кардин чиққан бу ич тамбалға охшаш болиду.
11 Qünki huddi iq tambal adǝmning qatiriⱪiƣa qing baƣlanƣandǝk, ularmu Manga [yeⱪin] bir hǝlⱪ bolsun, Manga nam-abruy, mǝdⱨiyǝ wǝ xan-xǝrǝp kǝltürsun dǝp, Mǝn Israilning pütkül jǝmǝtini wǝ Yǝⱨudaning pütkül jǝmǝtini Ɵzümgǝ qing baƣlandurƣanmǝn — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — lekin ular ⱨeq ⱪulaⱪ salmidi.
Чүнки худди ич тамбал адәмниң чатириқиға чиң бағланғандәк, уларму Маңа [йеқин] бир хәлиқ болсун, Маңа нам-аброй, мәдһийә вә шан-шәрәп кәлтүрсун дәп, Мән Исраилниң пүткүл җәмәтини вә Йәһуданиң пүткүл җәмәтини Өзүмгә чиң бағландурғанмән — дәйду Пәрвәрдигар, — лекин улар һеч қулақ салмиди.
12 Ularƣa muxu sɵzni degin: — Israilning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Ⱨǝmmǝ xarab idixi xarab bilǝn toluxi kerǝk». Ular sanga: «Əjǝba, ⱨǝmmǝ xarab idixi xarab bilǝn toluxi kerǝklikini obdan bilmǝmduⱪ?» — dǝydu;
Уларға мошу сөзни дегин: — Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Һәммә шарап идиши шарап билән толуши керәк». Улар саңа: «Әҗәба, һәммә шарап идиши шарап билән толуши керәклигини убдан билмәмдуқ?» — дәйду;
13 Sǝn ularƣa mundaⱪ dǝysǝn: «Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, mǝn bu zeminda barliⱪ turuwatⱪanlarni, Dawutⱪa wǝkil bolup uning tǝhtigǝ olturƣan padixaⱨlarni, kaⱨinlarni wǝ pǝyƣǝmbǝrlǝrni ⱨǝmdǝ Yerusalemda barliⱪ turuwatⱪanlarni mǝstlik-biⱨoxluⱪ bilǝn toldurimǝn.
Сән уларға мундақ дәйсән: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, мән бу зиминда барлиқ туруватқанларни, Давутқа вәкил болуп униң тәхтигә олтарған падишаларни, каһинларни вә пәйғәмбәрләрни һәмдә Йерусалимда барлиқ туруватқанларни мәслик-беһошлуқ билән толдуримән.
14 Mǝn ularni bir-birigǝ, yǝni ata bilǝn oƣullirinimu ohxaxla bir-birigǝ soⱪuxⱪa salimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar; — Mǝn ularƣa iqimni aƣritmaymǝn, ularni ayimaymǝn, ularƣa rǝⱨim ⱪilmaymǝn; ularni nabut ⱪilixⱪa ⱨeqnǝrsǝ meni tosumaydu.
Мән уларни бир-биригә, йәни ата билән оғуллириниму охшашла бир-биригә соқушқа салимән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Мән уларға ичимни ағритмаймән, уларни айимаймән, уларға рәһим қилмаймән; уларни набут қилишқа һеч нәрсә мени тосумайду.
15 Anglanglar, ⱪulaⱪ selinglar, ⱨali qong bolmanglar; qünki Pǝrwǝrdigar sɵz ⱪilƣan.
Аңлаңлар, қулақ селиңлар, һали чоң болмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар сөз қилған.
16 Əmdi U bexinglarƣa zulmǝt qüxürgiqǝ, putunglar zawal qüxkǝn taƣlarda putlaxⱪandǝk putlaxⱪuqǝ, U silǝr izdigǝn nurni ɵlüm sayisiƣa, ⱪapⱪarangƣuluⱪⱪa aylandurƣuqǝ, Pǝrwǝrdigar Hudayinglarƣa layiⱪ xan-xǝrǝp ⱪayturunglar!
Әнди У бешиңларға зулмәт чүшүргичә, путуңлар завал чүшкән тағларда путлашқандәк путлашқичә, У силәр издигән нурни өлүм сайисиға, қап қараңғулуққа айландурғичә, Пәрвәрдигар Худайиңларға лайиқ шан-шәрәп қайтуруңлар!
17 Buni anglimisanglar, silǝrning ⱨakawurluⱪunglar tüpǝylidin jenim yoxurunqǝ yiƣlaydu; aqqiⱪ yiƣlap kɵz yaxlirim eⱪip taxidu; qünki silǝr, i Pǝrwǝrdigarning padisi, sürgün ⱪilinisilǝr.
Буни аңлимисаңлар, силәрниң һакавурлуғуңлар түпәйлидин җеним йошурунчә жиғлайду; аччиқ жиғлап көз яшлирим еқип ташиду; чүнки силәр, и Пәрвәрдигарниң падиси, сүргүн қилинисиләр.
18 Padixaⱨ wǝ hanixⱪa: «Tǝhtinglardin qüxüp yǝrgǝ olturunglar; qünki kɵrkǝm tajliringlar bexinglardin qüxürülidu» — degin.
Падиша вә ханишқа: «Тәхтиңлардин чүшүп йәргә олтириңлар; чүнки көркәм таҗлириңлар бешиңлардин чүшүрүлиду» — дегин.
19 Jǝnubdiki xǝⱨǝrlǝr ⱪorxiwelnip taⱪilidu; ularni aqidiƣan ⱨeqkim bolmaydu; pütkül Yǝⱨuda sürgün bolidu; ularning ⱨǝmmisi ǝsirgǝ qüxüp sürgün bolidu.
Җәнупдики шәһәрләр қоршивелнип тақилиду; уларни ачидиған һеч ким болмайду; пүткүл Йәһуда сүргүн болиду; уларниң һәммиси әсиргә чүшүп сүргүн болиду.
20 Bexingni kɵtür, [i Zion], ximaldin qiⱪⱪanlarƣa ⱪara; sanga tapxurulƣan pada, yǝni yeⱪimliⱪ padang nǝgǝ kǝtkǝndu?
Бешиңни көтәр, [и Зион], шималдин чиққанларға қара; саңа тапшурулған пада, йәни йеқимлиқ падаң нәгә кәткәнду?
21 [Pǝrwǝrdigar] seni baxⱪuruxⱪa dostliringni bekitkinidǝ sǝn nemǝ deyǝlǝytting? Əsli ɵzüng ularƣa baxⱪuruxni ɵgǝtkǝn tursang! Xu tapta tolƣaⱪ tutⱪan ayaldǝk azab-oⱪubǝtlǝr seni tutmamdu?
[Пәрвәрдигар] сени башқурушқа достлириңни бекиткинидә сән немә дейәләйттиң? Әсли өзүң уларға башқурушни үгәткән турсаң! Шу тапта толғақ тутқан аялдәк азап-оқубәтләр сени тутмамду?
22 Sǝn ǝgǝr kɵnglüngdǝ: Bu ixlar nemixⱪa beximƣa qüxti? — dǝp sorisang, bu ixlar ⱪǝbiⱨliking intayin eƣir bolƣanliⱪidin boldi — kɵyniking saldurup taxlandi, yotiliring zorawanliⱪta axkarilandi.
Сән әгәр көңлүңдә: Бу ишлар немишкә бешимға чүшти? — дәп сорисаң, бу ишлар қәбиһлигиң интайин еғир болғанлиғидин болди — көйникиң салдуруп ташланди, йотилириң зораванлиқта ашкариланди.
23 Efiopiyǝlik ⱪara terisini ɵzgǝrtǝlǝmdu? Yaki yilpiz qipar tǝnggilirini ɵzgǝrtǝlǝmdu? Undaⱪ bolƣanda silǝr rǝzillikni ⱪilixⱪa kɵngǝnlǝrmu yahxiliⱪni ⱪilalaydiƣan bolisilǝr!
Ефиопийәлик қара терисини өзгәртәләмду? Яки илпиз чипар тәңгилирини өзгәртәләмду? Ундақ болғанда силәр рәзилликни қилишқа көнгәнләрму яхшилиқни қилалайдиған болисиләр!
24 Əmdi qɵl-bayawandiki xamal ⱨǝydiwǝtkǝn samandǝk Mǝn silǝrni ⱨǝydǝp qaqimǝn.
Әнди чөл-баявандики шамал һайдивәткән самандәк Мән силәрни һайдап чачимән.
25 Bu sening aⱪiwiting bolidu, Mǝn sanga bekitkǝn nesiwǝng, — dǝydu Pǝrwǝrdigar; qünki sǝn Meni untuƣansǝn, yalƣanqiliⱪⱪa tayanƣansǝn.
Бу сениң ақивитиң болиду, Мән саңа бекиткән несивәң, — дәйду Пәрвәрдигар; чүнки сән Мени унтуғансән, ялғанчилиққа таянғансән.
26 Xunga Mǝn kɵynikingning pǝxlirini yüzüng üstigǝ kɵtürüp taxlaymǝn, nomusung kɵrülidu.
Шуңа Мән көйникиңниң пәшлирини йүзүң үстигә көтирип ташлаймән, номусуң көрүлиду.
27 Aⱨ, sening zinaliring, ayƣirningkidǝk pohur kixnǝxliring, egizliklǝrdǝ wǝ etizlarda bolƣan buzuⱪqiliⱪliringning pǝskǝxliki! — Barliⱪ yirginqlikliringni kɵrdum! Ⱨalingƣa way, i Yerusalem! Sǝn pak ⱪilinixni ⱪaqanƣiqǝ rǝt ⱪilmaⱪqisǝn?!
Аһ, сениң зиналириң, айғирниңкидәк похур кишнәшлириң, егизликләрдә вә етизларда болған бузуқчилиқлириңниң пәскәшлиги! — Барлиқ жиркиничликлириңни көрдум! Һалиңға вай, и Йерусалим! Сән пак қилинишни қачанғичә рәт қилмақчисән?!