< Yǝrǝmiya 11 >
1 Yǝrǝmiyaƣa Pǝrwǝrdigardin kǝlgǝn sɵz mundaⱪ idi:
Йәрәмияға Пәрвәрдигардин кәлгән сөз мундақ еди:
2 — Bu ǝⱨdining sɵzlirigǝ ⱪulaⱪ selinglar; xundaⱪla Yǝⱨuda kixilirigǝ, Yerusalemda turuwatⱪanlarƣa ularni yǝtküzünglar,
— Бу әһдиниң сөзлиригә қулақ селиңлар; шундақла Йәһуда кишилиригә, Йерусалимда туруватқанларға уларни йәткүзүңлар,
3 — sǝn Yǝrǝmiya ularƣa mundaⱪ eytⱪin: — — Pǝrwǝrdigar, Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Bu ǝⱨdining sɵzlirigǝ kim boysunmisa u lǝnǝttǝ ⱪalidu;
— сән Йәрәмия уларға мундақ ейтқин: — — Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Бу әһдиниң сөзлиригә ким бойсунмиса у ләнәттә қалиду;
4 Mǝn bu ǝⱨdini ata-bowiliringlarni Misir zeminidin, yǝni tɵmür tawlaydiƣan humdandin ⱪutⱪuzup qiⱪarƣan künidǝ ularƣa tapilap: «Awazimƣa ⱪulaⱪ selip, bu sɵzlǝrgǝ, yǝni Mǝn silǝrgǝ tapxurƣan barliⱪ ǝmrlǝrgǝ ǝmǝl ⱪilinglar; xundaⱪ ⱪilƣininglarda, silǝr Mening hǝlⱪim bolisilǝr, Mǝn silǝrning Hudayinglar bolimǝn;
Мән бу әһдини ата-бовилириңларни Мисир зиминидин, йәни төмүр тавлайдиған хумдандин қутқузуп чиқарған күнидә уларға тапилап: «Авазимға қулақ селип, бу сөзләргә, йәни Мән силәргә тапшурған барлиқ әмирләргә әмәл қилиңлар; шундақ қилғиниңларда, силәр Мениң хәлқим болисиләр, Мән силәрниң Худайиңлар болимән;
5 xundaⱪ bolƣinida Mǝn ata-bowiliringlarƣa: «Silǝrgǝ süt ⱨǝm bal eⱪip turidiƣan bir zemin tǝⱪdim ⱪilimǝn» dǝp iqkǝn ⱪǝsǝmni ǝmǝlgǝ axurimǝn» — degǝnidim. Silǝr bügünki kündǝ dǝl xu zeminda turuwatisilǝr! Mǝn bolsam jawabǝn «Amin, Pǝrwǝrdigar!» — dedim.
шундақ болғинида Мән ата-бовилириңларға: «Силәргә сүт һәм бал еқип туридиған бир зимин тәқдим қилимән» дәп ичкән қәсәмни әмәлгә ашуримән» — дегән едим. Силәр бүгүнки күндә дәл шу зиминда туруватисиләр! Мән болсам җававән «Амин, Пәрвәрдигар!» — дедим.
6 Pǝrwǝrdigar manga mundaⱪ dedi: — Yǝⱨudaning xǝⱨǝrliridǝ, Yerusalemning koqilirida bu sɵzlǝrni jakarla: — Bu ǝⱨdining barliⱪ sɵzlirigǝ ⱪulaⱪ selip ǝmǝlgǝ axurunglar!
Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Йәһуданиң шәһәрлиридә, Йерусалимниң кочилирида бу сөзләрни җакала: — Бу әһдиниң барлиқ сөзлиригә қулақ селип әмәлгә ашуруңлар!
7 Qünki Mǝn ata-bowiliringlarƣa Misir zeminidin ⱪutⱪuzup qiⱪarƣan künidin bügünki küngiqǝ «Mening awazimƣa ⱪulaⱪ selinglar!» dǝp jekilǝp agaⱨlandurup keliwatimǝn; Mǝn tang sǝⱨǝrdǝ ornumdin turup ularni agaⱨlandurup kǝldim.
Чүнки Мән ата-бовилириңларға Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған күнидин бүгүнки күнгичә «Мениң авазимға қулақ селиңлар!» дәп җекиләп агаһландуруп келиватимән; Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уларни агаһландуруп кәлдим.
8 Lekin ular ⱨeq anglimiƣan yaki ⱪulaⱪ salmiƣan; ularning ⱨǝrbiri rǝzil kɵngülliridiki jaⱨilliⱪⱪa ǝgixip mangƣan; xuning bilǝn Mǝn bu ǝⱨdidiki barliⱪ sɵzlǝrni ularning bexiƣa qüxürdüm; Mǝn bularning ⱨǝmmisini ularƣa tapiliƣanmǝn, lekin ular ⱨeq ǝmǝlgǝ axurmiƣan.
Лекин улар һеч аңлимиған яки қулақ салмиған; уларниң һәр бири рәзил көңүллиридики җаһиллиққа әгишип маңған; шуниң билән Мән бу әһдидики барлиқ сөзләрни уларниң бешиға чүшүрдүм; Мән буларниң һәммисини уларға тапилиғанмән, лекин улар һеч әмәлгә ашурмиған.
9 Pǝrwǝrdigar manga mundaⱪ dedi: — Yǝⱨudadikilǝr wǝ Yerusalemda turuwatⱪanlarning arisida bir suyiⱪǝst bayⱪaldi;
Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Йәһудадикиләр вә Йерусалимда туруватқанларниң арисида бир сүйқәст байқалди;
10 ular sɵzlirimni anglaxni rǝt ⱪilƣan ata-bowilirining ⱪǝbiⱨliklirigǝ ⱪaytip kǝtti; ularning ibaditidǝ bolayli dǝp baxⱪa ilaⱨlarƣa ǝgixip kǝtti. Israil jǝmǝti ⱨǝm Yǝⱨuda jǝmǝti ata-bowiliri bilǝn tüzgǝn ǝⱨdǝmni buzdi.
улар сөзлиримни аңлашни рәт қилған ата-бовилириниң қәбиһликлиригә қайтип кәтти; уларниң ибадитидә болайли дәп башқа илаһларға әгишип кәтти. Исраил җәмәти һәм Йәһуда җәмәти ата-бовилири билән түзгән әһдәмни бузди.
11 Xunga Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn ularning üstigǝ ⱨeq ⱪutulalmas apǝt qüxürimǝn; ular Manga pǝryad kɵtüridu, lekin Mǝn ularni anglimaymǝn.
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларниң үстигә һеч қутулалмас апәт чүшүримән; улар Маңа пәряд көтириду, лекин Мән уларни аңлимаймән.
12 Andin Yǝⱨudaning xǝⱨǝrliri wǝ Yerusalemda turuwatⱪanlar isriⱪ yeⱪip qoⱪunƣan butlarni izdǝp ularƣa pǝryad kɵtüridu; lekin apǝt qüxkǝn waⱪtida ular bularni ⱨeq ⱪutⱪuzmaydu.
Андин Йәһуданиң шәһәрлири вә Йерусалимда туруватқанлар исриқ йеқип чоқунған бутларни издәп уларға пәряд көтириду; лекин апәт чүшкән вақтида улар буларни һеч қутқузмайду.
13 Qünki xǝⱨǝrliring ⱪanqǝ kɵp bolƣanseri, butliring xunqǝ kɵp boldi, i Yǝⱨuda; Yerusalemning koqiliri ⱪanqǝ kɵp bolƣanseri, silǝr «yirginqlik bolƣuqi»ƣa xunqǝ ⱪurbangaⱨlarni ⱪurdunglar, yǝni Baalƣa isriⱪ yeⱪix üqün ⱪurbangaⱨlarni bǝrpa ⱪildinglar.
Чүнки шәһәрлириң қанчә көп болғансери, бутлириң шунчә көп болди, и Йәһуда; Йерусалимниң кочилири қанчә көп болғансери, силәр «жиркиничлик болғучи»ға шунчә қурбангаһларни қурдуңлар, йәни Баалға исриқ йеқиш үчүн қурбангаһларни бәрпа қилдиңлар.
14 Əmdi sǝn, [i Yǝrǝmiya], bu hǝlⱪ üqün dua ⱪilma, ular üqün ⱨeq pǝryad yaki tilawǝt ⱪilma; qünki apǝt bexiƣa qüxüxi bilǝn ular Manga nida ⱪilƣan waⱪtida Mǝn ularni anglimaymǝn.
Әнди сән, [и Йәрәмия], бу хәлиқ үчүн дуа қилма, улар үчүн һеч пәряд яки тилавәт қилма; чүнки апәт бешиға чүшүши билән улар Маңа нида қилған вақтида Мән уларни аңлимаймән.
15 — Mening sɵyümlük hǝlⱪimning ɵyümdǝ turuxiƣa nemǝ ⱨǝⱪⱪi? Qünki kɵpinqinglar ɵzünglarning rǝzil mǝⱪsǝtlirigǝ yetixkǝ orunisilǝr; silǝr rǝzillikinglar ǝmǝlgǝ axⱪanda hursǝn bolsanglar, undaⱪta «muⱪǝddǝs gɵxlǝr» muxu asiyliⱪinglarni silǝrdin elip taxliyalamdu?
— Мениң сөйүмлүк хәлқимниң өйүмдә турушиға немә һәққи? Чүнки көпинчиңлар өзүңларниң рәзил мәхсәтлиригә йетишкә орунисиләр; силәр рәзиллигиңлар әмәлгә ашқанда хурсән болсаңлар, ундақта «муқәддәс гөшләр» мошу асийлиғиңларни силәрдин елип ташлаламду?
16 Pǝrwǝrdigar ismingni «Yapyexil, mol mewilik, baraⱪsan zǝytun dǝrihi» dǝp atiƣanidi; lekin [Pǝrwǝrdigar] dǝrǝhkǝ xawⱪunlaydiƣan zor bir otni salidu wǝ xahliri yoⱪ ⱪilinidu.
Пәрвәрдигар исмиңни «Япйешил, мол мевилик, барақсан зәйтун дәриғи» дәп атиған еди; лекин [Пәрвәрдигар] дәрәққә шавқунлайдиған зор бир отни салиду вә шахлири йоқ қилиниду.
17 Qünki seni tikkǝn samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar sanga ⱪarap külpǝt bekitip jakarliƣan; sǝwǝbi, Israil jǝmǝti wǝ Yǝⱨuda jǝmǝti ɵzining mǝnpǝǝtini kɵzlǝp rǝzillik ⱪilip, Baalƣa isriⱪ yeⱪip, Mening ƣǝzipimni kǝltürdi.
Чүнки сени тиккән самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар саңа қарап күлпәт бекитип җакалиған; сәвәви, Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти өзиниң мәнпәәтини көзләп рәзиллик қилип, Баалға исриқ йеқип, Мениң ғәзивимни кәлтүрди.
18 «Pǝrwǝrdigar manga hǝwǝr yǝtküzdi, xuning bilǝn mǝn qüxǝndim; U manga ularning ⱪilmixlirini ayan ⱪildi;
«Пәрвәрдигар маңа хәвәр йәткүзди, шуниң билән мән чүшәндим; У маңа уларниң қилмишлирини аян қилди;
19 mǝn bolsam huddi boƣuzlaxⱪa yetilǝp mangƣan kɵnük paⱪlandǝk idim; mǝn ǝsli ularning manga ⱪarap: «Dǝrǝhni mewisi bilǝn yoⱪitayli, uning ismi ⱪayta ǝskǝ ⱨeq kǝltürülmisun, uni tiriklǝr zeminidin üzüp taxlayli» degǝn ⱪǝstlirini ⱨeq bilmǝyttim;
мән болсам худди боғузлашқа йетиләп маңған көнүк пақландәк едим; мән әсли уларниң маңа қарап: «Дәрәқни мевиси билән йоқитайли, униң исми қайта әскә һеч кәлтүрүлмисун, уни тирикләр зиминидин үзүп ташлайли» дегән қәстлирини һеч билмәйттим;
20 lekin Sǝn, i adil ⱨɵküm Qiⱪarƣuqi, adǝmning wijdan-ⱪǝlbini Siniƣuqi, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, Sening ularning üstigǝ qüxüridiƣan ⱪisasingni ɵz kɵzüm bilǝn kɵrüxkǝ nesip ⱪilƣaysǝn; qünki dǝwayimni Sangila ayan ⱪilip tapxurdum».
лекин Сән, и адил һөкүм Чиқарғучи, адәмниң виҗдан-қәлбини Синиғучи, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Сениң уларниң үстигә чүшүридиған қисасиңни өз көзүм билән көрүшкә несип қилғайсән; чүнки дәвайимни Саңила аян қилип тапшурдум».
21 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar [manga] mundaⱪ dedi: — «Pǝrwǝrdigarning namida bexarǝt bǝrmǝ, bolmisa jening ⱪolimizda tügixidu» — dǝp sanga doⱪ ⱪilip yürgǝn Anatottiki adǝmlǝr jeningni izdǝp yüridu. Əmdi ular toƣrisida mundaⱪ sɵzüm bar: —
Шуниң билән Пәрвәрдигар [маңа] мундақ деди: — «Пәрвәрдигарниң намида бешарәт бәрмә, болмиса җениң қолимизда түгишиду» — дәп саңа доқ қилип жүргән Анатоттики адәмләр җениңни издәп жүриду. Әнди улар тоғрисида мундақ сөзүм бар: —
22 — bu ixⱪa ⱪarap samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dedi: — Mana, Mǝn ularni jazalaymǝn; yigitlǝr ⱪiliq bilǝn ɵlidu, oƣul-ⱪizliri bolsa ⱪǝⱨǝtqilik bilǝn ɵlidu.
— бу ишқа қарап самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ деди: — Мана, Мән уларни җазалаймән; жигитләр қилич билән өлиду, оғул-қизлири болса қәһәтчилик билән өлиду.
23 Ulardin ⱨeqbir ⱪaldisi ⱪalmaydu; qünki Mǝn ular jazalinidiƣan yilida, xu Anatottiki adǝmlǝr üstigǝ apǝt qüxürimǝn.
Улардин һеч бир қалдиси қалмайду; чүнки Мән улар җазалинидиған жилида, шу Анатоттики адәмләр үстигә апәт чүшүримән.